Рабийә қадир: хитай алди билән өзиниң уйғурларға қилған - әткәнлиридин савақ елиши керәк

Мухбиримиз әркин
2015.09.03
july5-urumqi-herbiy-305.jpg Үрүмчи кочилиридики һәрбийләр. 2010-Йили 5-июл.
AFP


Хитай һөкүмити 3 - сентәбир бейҗиңда зор көләмлик һәрбий мурасим өткүзүп, японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатирилиди. Мурасимға 12 миң әскәр, 500 һәрбий җабдуқ, 200 гә йеқин һәрбий айропилан қатнаштурулди.

Бирақ мурасимға русийә, оттура асиядики җумһурийәтләр, пакистан, судан, җәнубий корийә қатарлиқ әлләр дөләт башлиқлири қатнашқандин сирт, америка вә асаслиқ ғәрб дөләт башлиқлириниң һечқайси қатнашмиди.

Мурасимда, хитай рәиси ши җинпиң азадлиқ армийәниң 300 миң әскәр қисқартидиғанлиқини елан қилған.

У сөзидә, “җуңго тәрәққи қилип қандақ нуқтиға кәлсә кәлсун, у мәңгү зораванлиқ қилмайду, мәңгү кеңәймичилик қилмайду, мәңгү у өзи бурун учриған паҗиәлик тәқдирни башқиларға таңмайду”дегән.

Лекин һәрбий парат вә ши җинпиңниң сөзи дәрһал д у қ ниң тәнқидигә учриди. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, “пүтүн дуня тинчлиқ дәватқанда бундақ һәрбий парат дуняға берилгән қорқунчлуқ сигнал” диди.

Юқиридики аваз улинишидин мухбиримиз әркинниң рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.