Мазарлардин байқалған мәна
2020.08.21

Хәлқаралиқ таратқулар уйғур мазарлириниң чеқилғанлиқи һәққидә мәлуматларни бериватқанда хиялим “уйғур мазарлири” дегән китабни язған устаз раһилә давутқа кәтти. Раһилә ханим китабида 263 мазарни хатириләп уларниң тарихи, җайлашқан орни, қурулуш услуби вә у йәрләрдә болидиған паалийәтләр һәққидә тәтқиқат қилған иди. Йеқинқи айларда чиққан хәвәрләрдә 100 дин артуқ мазар чеқип ташланған. Демәк, биз шәрқи түркистанға мәшһур мазарларниң йеримидин көпрәкидин мәһрум қалдуқ дегән сөз.
Мазарлар вәйран қилинмаста раһилә давутниң тутулуп кәткинигә көп қайғуруп, униң тәтқиқати һәққидә тәпсилий ойлинип бақмиған икәнмән. CNN Агентлиқиниң синлиқ хәвиридә өрүлгән мазарларни көрүп өпкәм өрүлди. Чеқилған мазарлар адәттики кичик мазарлар болмастин, бәлки хотәндики султаним, имам асим, имам җәпири садиқ, қәшқәрдики султан арсланхан, яркәнттики дохан паша қатарлиқ миң йиллиқ тарихни бағриға басқан, нәччә он миң әҗдадни қойниға алған, йилиға нәччә түмән адәм қетим зиярәт қилинидиған музийсиман қәбристанлиқлар иди.
Чеқилған қәбристанлиқларға ечинип олтуруп устазим раһилә давутниң “уйғур мазарлири” дегән китабини оқуп чиқтим. Китаб йоқап кетиватқан мазарлар, чеқиливатқан тәвәрүкләр, өчүрүлүватқан изларниң өчмәс абидиси иди. Мазар тәтқиқат һаятини “мазаркәштилик” дәп атиған раһилә ханим шәрқтә қумулдин тартип ғәрбтә қәшқәргичә, шималда ғулҗадин тартип җәнубта хотәнгичә 263 мазарниң тәпсилатини йезип чиққан. Аптор китабида мазарларға даир тарих, тәзкирә вә ривайәтләрни тәпсилий баян қилиш арқилиқ уйғур тарихида өткән шәхсләр, вәқәләр вә дөләтләрдин мәлумат бәргән. У йәнә китабида бу тарихий мирасларни хатириләпла қалмастин бәлки, буларни қандақ асраш, қандақ варислиқ қилиш вә қандақ әһмийәткә игә қилиш һәққидә қиммәтлик тәклипләрни сунған. Китабни түгитип, мазарлар билән муңдишип олтуруп уйғур мазарлиридики қиммәтләр һәққидә мунуларни ойлидим.
Мазарлар уйғур һакимийәт тарихиниң тирик һөҗҗәтлири икән. Тарихимиздики қараханлар дөлитиниң султани сутуқ буғрахан, чағатай ханлиқи хани туғлуқ төмүрхан, сәидийә ханлиқиниң шаһи сәидханларниң қәбриси алтунлуқ дегән ортақ нам билән аталған икән. Бу мазарлар уйғур хан җәмәти қәбристанлиқиға берилидиған хас намда атилип қәддини керип туратти. Улар қәшқәр, яркәнт вә илиға охшаш уйғурниң тарихи пайтәхти җайлашқан юртларда мәвҗут иди. Бу мазарлар уйғур әвладларға “бу земин саңа бақивәндә, сән бу тупрақларниң қанунлуқ игиси, шуңа бешиң шаһ таҗиға лайиқ тик болсун, ғуруруң хан әвладиға лайиқ үстүн болсун!” дегәнни һәр заман әскәртип туратти.
Мазарлар уйғурниң тарих музийи икән. Қәшқәр вилайитиниң йеңишәһәр наһийәсигә җайлашқан ордихан падишаһим, ақсудики қирмиш атам вә хотәндики имам намида аталған ғайәт зор мазалар топи тарихимиздики урушларниң хатирә музийлири иди. Ордихан падишаһим мазирида болидиған тавапта кишиләрниң туғларни көтүрүп нағра сунайлар билән қум дөңлиридин ашқини қараханлар дөлити әскәрлириниң җәңгә маңған һалитини хатириләш мурасими болуп һесаблинатти. Уйғурлар қәһриман шеһитләрниң қәбрилирини мәзгиллик йоқлашни миллий мурасимға айландуруп пидакарлиқни, җәңгиварлиқни вә қәһриманлиқни милләтниң әнәнисигә айландурушни мәқсәт қилған иди.
Мазарлар уйғурниң сәнәт вә тәнһәрикәт көрики икән. Қәбристанлиқта урунлинидиған муқам, ойнилидиған сама, оқулидиған һекмәт, ейтилидиған дастанлар кишиләрни йирақ тарихта қалған әҗдадиға бағлайтти. Әхмәт йәсәвийниң һекмәтлири, навайиниң ғәзәллири, шаһ мәшрәпниң нәзмлири қәлбләрни туташтуратти, көзләрни учраштуратти, ғумларни ююп, адавәтләрни тазилайтти. Кишиләр мазарлиқта сәнәт билән таһарәт елип, аллаһниң қудритигә сиғинатти. Қәбристанлиқта уйғурларниң дарвазлиқ, челишчилиқ, җанбазлиқ маһарити вә сеһиргәрлик камалити сәһнигә игә болатти.
Мазарлар уйғур бинакарлиқиниң нәмуниси вә ядикари иди. Әгәр уйғур хани туғлуқ төмүрханниң қорғаста һәйвәтлик мазири ядикар қалмиған болса, бовилар қурған дөләтниң һәйвитини көз алдимизға кәлтүрәлмәйттуқ. Әгәр қәшқәрдә апақ хоҗа мазириға охшаш нәччә миң адәмни сиғдуридиған нәмунә қалмиған болса, биз шу зиннәтлик пишайванлар, итикапханилар вә ханиқаларни салалайдиған йүзлигән сәнәткар әҗдадларниң яшиғанлиқини тәсәввур қилалмайттуқ. Мазарлар бизгә миң өйни безигән әҗдадларниң яратқучиға, яралмишқа, тәбиәткә болған муһәббәтни бутпәрәс вақтидикидәк җанлиқларға аталған рәсим вә һәйкәлләргә сиңдүрүштин исламға ишәнгәндин кейин нәқиш, каһиш вә тамларға гүл қилип оюшқа, хушхәт қилип йезишқа өзгәрткәнликини сөзләп бериду. Уйғурлар тавапта хан бовиси вә ханиш момисидин қалған мазарлардики тамларни силап, тәкчиләрни һидлап, қәбриләрниң тописини йүзигә сүрүп, нәччә әсирләр бойи қәлбидә яшап кәлгән әҗдадиға қошулуп кетиду, уйғурлуқниң ғуруриға қаниду.
Мазарлар уйғурниң сода йәрмәнкиси икән. Мазар сәйлиси мәзгилидә бир учи қумулдин башланған тавап карванлириниң бир топи турпанға йәткәндә, хотәндин атларға қамча урған йәнә бир топ артучқа сәпәр қилатти. Йол бойи юртлар йоқлинатти, базарлар ават болатти. Уйғур вилайәтлириниң һәр аймақ, һәр қишлақ, һәр базарлиридин кәлгән тавапчилар мазар сәйлиси җәрянида учур, идийә вә тавар алмаштуратти, һүнәр ортақлишатти, тәҗрибәләрни йеңилишатти. Йилда бир болидиған тавап сәйлиси уйғурниң дөләтлик сода көргәзмиси болуп уйғурларниң ясаш, пишшиқлаш, тошуш кәспини йүксәлдүрәтти.
Мазарлар уйғурниң илим, адаләт вә һөрлүк сәпиридики йол бәлгилири иди. Қәшқәрдики мәһмуд қәшқәри билән йүсүп хас һаҗипниң, ақсудики абдулла харабатиниң, учтурпандики молла шакирниң, илидики йүсүп сәккакиниң, байдики молла муса сайраминиң мазири уйғурда тавап қилинип әзизләнгән. Уйғурда қәдирләнгини илимниң улуғлуқи, алимлиқниң етибари иди. Һәр қетимлиқ зиярәттә бу алимларниң әсәлири оқулуп, оқурмән уйғурға дөләтниң билим билән қолға келидиғанлиқини, адаләтниң күндәк әбәдийлики, билим вә әқил билән һәр қандақ туюқ йолларниң ечилидиғанлиқини, һөрлүк үчүн қилинидиған күрәшниң мәңгүлүк болидиғанлиқини әскәртип туратти.
Раһилә ханимниң мәзкур китаби 2001-йили нәшр қилинған иди. Китаб нәшр қилинған шу йилларда шәрқи түркистанда мазар тавапчилиқи чәкләнгән иди. Буниңдики сәвәпниң қәбристанлиқларниң уйғурдики реаллиққа боюн әгмәйдиған бир күчни намайиш қиливатқанлиқи болғанлиқиға диққәт қилған идим. Болупму 2006-йили үрүмчидә хоҗанияз һаҗи мазарлиқи чеқип ташланғандин кейин кишиләр қәбристанлиққа бәкрәк әһмийәт беридиған, қәбриләр көзләргә барғанчә иссиқ көрүнидиған, кона гүмбәзләр барғанчә тәвәрүктәк билинидиған болуп қалған иди. Мәнму шундақ идим, һәр қетим қәбристанлиққа барсам көңлүм тәсәлли тапатти. Қәбристанлардики чирайлиқ уйғурчә хүшхәтләр билән зиннәтләнгән ташлар маңа миң йиллар бурунқи мәңгү ташларни әслитәтти. Қәбристанлиқларни безигән уйғурчә қуббәләр, каһишлар, нәқишләр вә қәбриләрниң бешида қилиниватқан уйғурчә муқам аһаңидики йеқимлиқ қираәтләр маңа миң йил һиндичә ном оқуп һиндилашмиған, намазни миң йил әрәбчә оқуп әрәбләшмигән, парслар билән икки миң йил қошна яшапму, парис мәдәнийитигә әсир болмиған, әксичә юқириқи милләтләрдин кәлгән қәбилә, җамаәт вә еқимларни уйғурларштуруп қойниға сиңдүрүвәткән бир милләтниң кәңри бағрини, чоңқур йилтизини вә мукәммәл мәдәнийәт әнәнисини сөзләп берәтти.
Ана тилимиз һакимийәттин, маариптин вә аммиви мулазимәт саһәлиридин тәдриҗий сиқип чиқирилған 2000-йилларда уйғурларда қәбриләргә қизиқиш күчәйгән иди. Ғулҗада садир палван, ақсуда лутпулла мутәллип, турпанда абдухалиқ уйғур, қәшқәрдә абдуқадир дамоллам, үрүмчидә абдурәһим өткүр, аблиз мәхсум, яркәнттә батур рози, хотәндики рози сайит мәқбәрилири яшларниң зиярәтгаһиға айлинип қалған иди. Қәбриләрни пат-пат сирлап қойидиған мәнилик нәзм вә шеиларни йезип қойидиған, тупрақ бешиға исянкар һикмәтләр билән таш орнитидиған адәт уйғурда омумлашқан иди. 2011-Йили томузда абдуқадир дамолламниң қәбрисини қанчә қетим йоқлап барғинимда шунчә қетим йип-йеңи бир йешил җайнамазниң қәбрә йениға қоюлғанлиқини көрүп сөйүнүп кәткән идим. Үрүмчидә уйғурпәрвәр яшларниң абдуқадир дамолламниң оғли аблиз мәхсумниң қәбрисини йоқлашни адәт қилғинидин үмидләнгән идим. Тилимизниң һакимийәттин, мәвҗутлуқимизниң реаллиқтин йәклиниши кишилиримизни әҗдадиға, тарихиға вә өтмүшниң хатирә сарайлири болған қәбристанларға башлимақта иди.
2010-Йили томузда ориган унверистетида хәвптә қалған тилларни архиплаштуруш илмий муһакимә йиғини болди. Мән йиғин җәрянида “уйғур дарвазлиқида мәддаһлиқ” дегән темида лексийә қилдим. Бразилийәлик бир тилшунас: “уйғурлар бостанлиқларға тақақ оронлашқан икән, юртлар ара қатнаш қулайсиз, мусапә узақ икән, җуғрапийә тилшунаслиқи бойичә қариғанда бундақ районда тиллар бөлүнүп кетиду, бундақ йәрдә уйғур тилиниң бөлүнмәй бүгүнгә келишидики сәвәбни қандақ чүшәндүрисән?” дәп сориди. Мән шу чағда уйғурларда қумулдин қәшқәргә, ғулҗадин хотәнгә қәдәр мазарларниң барлиқи, уйғурларниң шәрқи түркистанни айлинип шу мазарларни йилда бир тавап қилидиғанлиқини сәвәпниң асаслиқи қилип чүшәндүргән вә бу һәқтә устазим раһилә давутниң бир китаб язғанлиқини тилға алған идим. Шу чағда тәтқиқатчилар раһилә ханимниң “уйғур мазалири” дегән китабиға қизиққан иди.
2000-Йиллардин кейин уйғурдики тарихий аңниң ойғинишиға, әҗдад муһәббитиниң күчлинишигә, миллий ғурурниң йүксилисишигә раһилә ханимға охшаш зиялийлар түрткә болған иди. Улар чөл җәзириләргә чечилған тарихни хатириләп китаплаштурған, лай гүмбәзләрдики улуғларниң кимликини ениқлап әсләргә салған, көзләргә күндә ташлинип турсиму сир-һекмәтлири топа-чаңларниң астиға йошурунған әҗдадларниң кәчмишини авайлап сүртүп уйғурниң тәпәккур дастихениға тизған иди.
Раһилә давут бүгүн тутқун, әмма униң китаби, мақалә вә әсәлири тутқун әмәс. Хитай һөкүмити униң өзини мәһкум қилған билән униң уйғурға қисинған йүрәк сөзлирини мәһкум қилалмайду. Раһилә давут язған “уйғур мазалири” бовилардин қалған мәңгү ташлардәк мәңгүлүк хатиридур. У уйғур әвладлар үчүн зулмәттә мәшәл, мусибәттә тәсәлли, күрәш йолида бәлгә болғуси. Худди мәһмуд қәшқәри “бәлгә болса йолдин азмас, билим болса сөздин азмас” дегәндәк раһилә ханим тиклигән бу әҗдадлар абидиси уйғурниң йолини йорутқуси.
Раһилә давутниң тәрҗимиһали
Раһилә давут 1966-йили майда үрүмчидә туғулған. 1982-Йили шинҗаң университетиниң әдәбият факултетиға қобул қилинған, 1987-йили мәхсус курсни әла нәтиҗә билән пүттүрүп, баклавурлуқ унваниға еришкән. 1990-Йили 7-айда шинҗаң университетида “аз санлиқ милләтләр хәлқ әдәбияти” бойичә магистирлиқ унваниға еришкән вә факултетқа оқутқучилиққа елип қелинған. 1998-Йили 7-айда бейҗиң педагогика университети әдәбият факултетида фолклор илми бойичә докторлуқ унваниға еришип, уйғурлардин тунҗи фолклор доктори шәрипигә наил болған. 2004-Йилдин башлап шинҗаң университетиниң филологийә инститотида профессор болған.
1999-Йили шинҗаң университетидики “парс вә чағатай тили тез тәрбийиләш курси” да да алтә ай оқуған. 2003-Йили бейҗиң тил вә мәдәнийәт университетида алтә ай инглизчә тез йетиштүрүш синипида оқуп, инглиз тилини мустәһкәмлигән. 2003-Йили 9-айдин 2004-йили 9-айғичә америка пенсилванийә университети вә индиана университетлирида зиярәтчи тәтқиқатчи болған. 2006-Йили 12-айдин 2007-йили 6-айғичә калифорнийә университетида зиярәтчи профессор болған. Раһилә ханимдин 2017-йили декабирда хитай лагерлириға қамалғандин буян хәвәр йоқ. Раһилә ханимниң инглиз, түрк вә хитай тиллирида мақалә вә әсәрлири нәшр қилинған. У өзи баш болуп уйғуршунаслиқ бойичә хәлқара муһакимә йиғинлирини орунлаштурған иди.
Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.