Реаллиқ сөзлисун: хәлқ турмушини яхшилашму яки сиясий қилтақму?
2024.03.14

Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити ахбарат ишханиси 8-март мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, 2024-йили хәлқ турмушиға даир Он түрлүк әмәлий иш Нишанини елан қилған.
Шуниси диққәткә сазавәрки, йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип барған аталмиш “хәлқ турмушини яхшилаш” қа даир давраңлириниң һеч бири, уйғурлар үчүн бирәр әмәлий нәп яки мәнпәәт елип кәлгән әмәс. Әксичә, “хәлқ турмушини яхшилаш” намида оттуриға чиққан түрлүк сиясәтләр, ақивәттә уйғурларниң давамлиқ түрдә яшаш шараитлириниң начарлишишиға сәвәб болуп кәлди.
Тарихқа қарайдиған болсақ, хитай коммунист һөкүмити өткән әсирниң 50-йиллириниң башлирида уйғур диярида “бай, помешчикларниң йәрлирини мусадирә қилип, авам кәмбәғәлләргә бөлүп бериш” намидики аталмиш “йәр ислаһати” елип барған. Һалбуки, уйғур деһқанлири техи йәргә еришкәнликниң бирәр пайдисини көрүшкә үлгүрмәйла, аталмиш “копиратип түзүми” йолға қоюлуп, пүтүн хәлқниң шәхсий йәрлири бирдинла коллектипниң ортақ мүлкигә айлинип қалған. Әмәлийәттә бу йәрдә тилға елинған “коллектип” аталғуси һәргизму йәр игилиридин тәшкилләнгән бир коллектип яки иҗтимаий топлуқни әмәс, бәлки омумий мүлүкчилик намида пүтүн йәр земин вә байлиқларниң йеганә саһибиға айланған хитай коммунист һөкүмитини көрситәтти. Уйғур деһқанлириниң коммунист хитай һакимийити тәрипидин қилтаққа дәсситилгәнлики әнә шу дәврләрдила ашкара болған иди. Һалбуки, қаршилиқ билдүргәнләргә йәнә йеңи қилтақлар тәйярлинип, таки аталмиш “ислаһат” дәвригичә уйғур хәлқи қаттиқ зулум вә қанлиқ бастурушлар ичидә еғир дәриҗидә һалсириди. Хитайниң бипаян чегра районлардики йәрлик милләтләргә, болупму уйғур хәлқигә йүргүзгән қилтақ қуруш, қилтаққа дәсситиш вә қилтақ ичидә йоқитиштин ибарәт бу “сиясий механизими” һеч бир заман һәрикәттин тохтиғини йоқ. Әксичә, йилдин йилға “әлалишиш”, “техникалишиш”, “заманивилишиш” қа йүзләнди. Һәтта хитайниң сиясий механизиминиң һәрикәт иқтидари шу дәриҗигә берип йәттики, уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқиниму мукәммәл бир шәкилдә юқири техника вә мутләқ контроллуқ арқилиқ ташқий дунядин йошуруп қелиштәк “аләмшумул рекорт” яратти.
Шуңа хитайниң уйғур районидики “хәлқ турмушиға алақидар иш” лириниң кәйнидә қандақтур бир рәзил сиясий қилтақниң болуш еһтималлиқини нәзәрдин сақит қилғили болмайду. Шу вәҗидин аталмиш “хәлқ турмушиға даир он чоң әмәлий иш” ниң ич йүзигә нәзиримизни бир ағдуруп көрәйли.
Хитайниң баянлириға көрә, аталмиш “хәлқ турмушиға алақидар” бу әмәлий ишлар (1) “үрүмчи-санҗи-шихәнзиниң муһит булғунишини түзәш; (2) тәбиий газ туруба йолини кеңәйтип қуруш; (3) шәһәр-йезиларда йәр тәврәшкә чидамлиқ әмин өй қурулушини давамлаштуруш; (4) намратларниң ишқа орунлишишиға һәқиқий капаләтлик қилиш; (5) рәқәмләштүрүш (дигитал техника) арқилиқ аммиға қулайлиқ яритиш, карханиларға нәп йәткүзүш һәрикитини қанат яйдуруш; (6) йол қатнаш тиранспорт бихәтәрликини түзәш һәрикитини йолға қоюш; (7) оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилириниң көз, чиш сағламлиқи һәрикитини йолға қоюш; (8) яшанғанларни аилидә, мәһәллидә күтүш мулазимитини қанат яйдуруш; (9) мейип балиларниң сағламлиқини әслигә кәлтүрүш бойичә қутқузуш-ярдәм беришни йолға қоюш; (10) хәлққә мәдәнийәт, пән-техника арқилиқ нәп йәткүзүш паалийитини қанат яйдуруш қатарлиқлар икән.
Дәрвәқә, юқириқи “он түрлүк иш” мәсилиниң маһийитини чүшәнмәйдиған кишиләр үчүн ейтқанда, уйғурларниң турмуш сүпитини яхшилашқа мунасивәтлик “ишлар” дәк көрүнүши ениқ. Әмма әмәлий реаллиқчу?
Муһит булғинишиниң инсанларға елип келидиған зиянлири һәқиқәтән еғир. Бу вәҗидин муһит булғинишини түзәш әслидә хәлқ үчүн пайдилиқ бир хизмәт болуши керәк иди. Әмма мәсилиниң келип чиқиш сәвәби һәққидә издәнмәй, мәсилини кәлтүрүп чиқириватқан амилларни һәл қилмай туруп, муһит мәсилисини һәл қилиш әлвәттә реаллиққа уйғун әмәс. Бизгә мәлум, санҗи, шихәнзә вә үрүмчи болса биңтуән көчмәнлириниң әң дәсләпки қараргаһлиридин бири һесаблиниду. Шуңа бу җайларда хитай нопуси интайин көп вә зич олтурақлашқан. Техиму муһими, үрүмчи, санҗи, шихәнзиләрдә йәр асти тәбиий байлиқлириниң мол болуши, биңтуән башчилиқидики хитайларниң бай болушидики асаслиқ амилларниң бири һесаблиниду. Әмма бу җайларниң муһит булғиниши дәл хитай көчмәнлириниң келиши билән башлинип, күндин күнгә еғирлашқан. Шуниси ениқки, қариғуларчә “санаәтлишиш”, нопусниң дәриҗидин ташқири көпийиши билән тәң муһит асрашқа әһмийәт бәрмәслик, ақивәттә бу җайларда еғир дәриҗидики муһит булғинишини кәлтүрүп чиқарған. Әмма муһит булғинишиниң еғирлашқанлиқи, һәтта адәмни зәһәрләш, кесәл қилиш дәриҗисигә берип йәткәнлики байқалғанда, бу мәсилә йәнила бичарә уйғурларниң көмүр қалайдиған қоро-җайлиридин, пар билән иссинидиған бина өйләргә көчүрүлүши, коча-койлардики аддий сода-сетиқ йоллириниң етип ташлиниши. . . Қатарлиқларға сәвәб болғаниди. Бу қетимму бу җайларда муһитни яхшилаш намида елип берилидиған һәрикәтләрниң қурбани йәнила уйғурлар болидиғанлиқи шәксиз.
Йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селиш! бундақ шоар товлинип келиватқили нәччә он йил болди. Бу нәччә он йилда тарим ойманлиқиниң әтрапида тарихтин буян яшап келиватқан уйғурлар өй-маканлиридин көчүрүлүш, яқа-юртларға сәрсан болуштәк түрлүк қисмәтләрни баштин кәчүрди. Уйғурларниң көчүрүлгәнлики билән бу җайда йәр тәврәш тохтап қалғини йоқ. Бәлки йеқиндила тарим вадисида 7 балдин артуқ қаттиқ йәр тәвриди, әмма хитай бу қетимлиқ йәр тәврәштә өлүм-йетим яки өй өрүлүш қатарлиқ еғир ақивәтләр йүз бәрмигәнликини тәшвиқ қилди. Һалбуки, 2023-йили гәнсу өлкисидә 6.2 Бар йәр тәвригәндә, йүз нәччә адәмниң өлгәнлики хәвәр қилинғаниди. Йәр тәврәшниң келип чиқиш сәвәблири көп болсиму, әмма йәр асти байлиқлирини һәддидин зиядә көп қезиш вә қезилған җайларни мувапиқ шәкилдә толдурмаслиқму еғир дәриҗидики йәр тәврәшләрниң муһим сәвәблири икәнлики һәммигә аян һәқиқәттур. Уйғур елиниң тарим ойманлиқида нәччә он йиллардин буян тохтимай қезиливатқан тәбиий байлиқларниң һәдди-һесаби йоқ. Техи йеқиндила хитай йәнә тарим ойманлиқида 10 Миң метир чоңқурлуқтики нефит бурғилашни Вуҗудқа кәлтүрди. Бу һадисиләрниң уйғур елидики йәр тәврәш билән алақиси йоқлуқиға ким һөкүм қилалайду? техиму муһими, гәнсудикидин хелила еғир йәр тәвригән ақсу вилайитидә өлүм-йетим көрүлмәслики әқилгә уйғун әмәс. Шуңа әсли мәқсәтниң йәр тәврәшкә қарши туридиған өй селип бериш баһанисидә, топлишип яшашқа адәтләнгән уйғурларни тарқақлаштуруш болғанлиқини җәзимләштүрәләймиз. Йәни, уйғурларни тарқақлаштуруш 2024-йилида давамлиқ һалда хитайниң муһим сиясий тәдбирлириниң бири болидиғанлиқи ениқ.
Бу йәрдә диққәтни тартидиған йәнә бир муһим вә йеңи бир нуқта барки, у болсиму “Оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилириниң көз вә чиш сағламлиқи һәрикитини йолға қоюш” түридур. Бу һәқтә хитайниң баянлирида, уйғур елидики 96 наһийә, шәһәр вә районлардики 310 миң нәпәр 3-4 яшлиқ балиларниң еғиз бошлуқиға йилда икки қетим һәқсиз фтор сүркәйдиғанлиқи; 20 наһийә, шәһәр вә районлардики 6 яштин 9 яшқичә болған балиларниң чиш кавикини етиветиш һәқсиз мулазимити билән тәминләйдиғанлиқи дейилгән.
Хитай һөкүмити йиллардин буян балиларниң еғиз бошлуқиға фтор сүркәш вә чиш кавикини етиветишни балиларниң чиш сағламлиқини капаләтләндүрүшниң яхши усули сүпитидә тәшвиқ қилип келиватиду, әмма уйғур елиниң ичимлик сүйидә фтор миқдариниң алаһидә юқири болуп, юқири фторлуқ районларға тәвә икәнлики хитай өзи етирап қилидиған реаллиқ. Һәтта Хитай мутәхәссислириму юқири фторлуқ районларда балиларниң чишиға фтор сүркимәсликНи тәкитлигән. Болупму балиларниң еғиз бошлуқиға фтор сүркәшниң юқири фторлуқ районлардики балиларға қәтий қолланмаслиқ тәвсийәлириму аз әмәс. Хитайниң җилин университети йәрлик кесәлликләр тәтқиқат мәркизиниң мудири ли гуаңшең “Шәрққә нәзәр” һәптилик журнилиниң зияритини қобул қилғанда бу һәқтә “мәйли йәрлик характердики фтордин зәһәрлиниш болсун яки санаәттин келип чиққан фтор булғинишидин болсун, адәмләрниң устихан кесилигә гириптар болуши наһайити узун вә аста җәрянни баштин кәчүриду. Фтордин зәһәрлиниш кәлтүрүп чиқиридиған устихан кесәлликлири толиму мурәккәп болуп, асаслиқи фторниң устиханни зәһәрлиши нәтиҗисидә устихандики кесәллик өзгиришини кәлтүрүп чиқириду” дегән. Йәни уйғур ели әслидинла юқири фторлуқ районға тәвә җай болуш сүпитидә, балиларниң чишиға фтор сүркәшниң балиларниң чишини асраш үчүн икәнликидин гуманлинишқа пүтүнләй һәқлиқмиз.
Бу йәрдә хитай давраң селиватқан “он түрлүк иш” ниң һәр бири үстидә бирму-бир тохтилип йүрмисәкму, юқириқи бир қанчә нуқтиниң өзила һәқиқий реаллиқни йорутуп турупту. Хитай уйғур хәлқигә ирқий қирғинчилиқ елип беришни бир күнму тохтитип қойғини йоқ, бәлки бу “дүшмәнгә қилтақ қуруш, қилтаққа дәсситиш вә қилтақ ичидә йоқитиштин” ибарәт хитайчә алаһидиликкә игә ирқий қирғинчилиқ усулиниң бир тәркибий қисмидур.
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.