Ричард гйер: “уйғурлар тоғрисида һәқиқәтни сөзләймән!”
2019.03.13

Муһаҗирәттики тибәтләрниң хитай һөкүмитигә қарши сиясий паалийәтлири һәққидә сөз болғанда кишиләр һечқачан атлап өтүп кетәлмәйдиған шәхсләрниң бири лоди галтсен гари һесаблиниду. 1949-Йили һазирқи сичүән өлкисидә туғулған лоди гари 1959-йили тибәтләрниң хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ қозғилиңи қанлиқ бастурулғандин кейин ата-анисиға әгишип һиндистанға көчүп чиққан.
Яшлиқ вақитлирида сиясий паалийәтләрдики актиплиқи билән көзгә челиққан лоди гари 1975-йили “тибәт яшлар қурултийи” ни қурушқа қатнашқан һәмдә униң рәиси болған. Тибәтләрниң сиясий давасини дуняға һәмдә кейинки әвлад тибәтләргә техиму яхши аңлитиш үчүн инглизчә вә тибәтчә тилларда “тибәткә нәзәр” журнилини тәсис қилип, мәзкур журналниң изчил нәшр қилинишиға капаләтлик қилип кәлгән. 1991-Йилидин башлап далай ламаниң америкадики алаһидә вәкили болуп әвәтилгән һәмдә 2018-йили 29-өктәбир күни вапат болғанға қәдәр өз хәлқигә хизмәт қилишни давам қилған.
Лоди гариниң һаятини вә вапатини әсләш мәқситидә 13-март күни америкадики тибәт тәшкилатлири бирликтә америка дөләт мәҗлисидә мәхсус йиғин өткүзди. Йиғинға америка һөкүмитидә авам палатаси вә кеңәш палатасиниң әзаси болуп ишлигән һәмдә ишләватқан кишиләрдин нәнсий пелоси, дянна файнстайин, павла добриански, җеймис мәкговерин қатарлиқ сиясийонлар, шуниңдәк һолливодниң дуняға тонулған мәшһур артислириниң бири, далай ламаниң йеқин достлиридин ричард гйер, америка демократийәни илгири сүрүш фондиниң рәиси карл грешман қатарлиқ даңлиқ шәхсләр алаһидә тәклип қилинған иди.
Чүштин кейинки йиғин башланғанда һәрқайси әзиз меһманлар арқиму-арқидин сөзгә чиқип лоди гариниң тибәт сиясий һәрикитидики роли вә хизмәтлирини әслиди. Җүмлидин униң әйни вақитта далай лама оттуриға қойған “оттура йол” истратегийәсигә бинаән хитай-тибәт сөһбитигә вәкил болуп әвәтилгәнликини, униң “тибәтләр йүксәк аптономийәгә еришсә мустәқиллиқтин ваз кечишкә рази болиду” дегән йетәкчи идийәни тәрғиб қилғанлиқиға қаримастин йәнила хитай һөкүмитиниң уни “дүшмән күч” дәп қарап кәлгәнликини қайғу ичидә әсләп өтти.
Йиғин ахирида биз “америка демократийәни илгири сүрүш фонди” ниң рәиси карл грешман әпәнди билән қисқичә сөһбәтләштуқ. Мәзкур фонд җәмийәтниң уйғур давасини қоллап кәлгәнликидин уйғур җамаитиниң бәкму миннәтдар икәнлики тоғрисида сөз болғанда карл гершман әпәнди өзиниң бу ишлардин бәкму иптихарлинидиғанлиқини ейтип мундақ деди:
“биз қиливатқан ишлиримиздин бәкму пәхирлинимиз. Чүнки биз уйғурларниң күришигә ишинимиз, уйғурларниң ғуруриға ишинимиз. Һалбуки, бизни бәкму ғәзәпләндүрүватқини шуки, хитай һөкүмити һазир дәл мушу ғурурни вәйран қиливатиду. Әмма шуниңға ишәнчим камилки, хитай һөкүмити уйғурларни вәйран қилалмайду, уйғурлар давамлиқ мәвҗут болиду. Шуниң үчүн биз бу мәсилини давамлиқ оттуриға қоюшимиз, бу һәқтә издинишимиз, бу әһвалға өзимизниң қарши икәнликимизни ипадилишимиз, шуниңдәк бу мәсилиләрни хәлқара җамаәткә яхши аңлитип уйғурларни һимайә қилишимиз лазим.”
Бу қетимқи йиғинға тәклип қилинған алаһидә меһманлардин дуняға мәшһур кино чолпини ричард гйер узун йиллардин буян тибәт мустәқиллиқини қоллап кәлгән затларниң бири иди. Униң бу җәһәттики актип паалийити сәвәбидин ричард гйерни хитай һөкүмити “мәңгү чеградин киришкә болмайду” дәп бекиткән. Шуниңдәк у рол алған һолливуд филимлириниң хитайда қоюлушини мәни қилған. Биз униңдин “сиз изчил тибәтләрниң давасини қилип келиватисиз. Уйғур давасиға қандақ қарайсиз?” дәп сориғинимизда у өзиниң уйғурлар учраватқан әһваллардин хәвәрдар икәнликини, өзиниң һәрқачан уйғурлар үчүн сөз қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“рошәнки, уйғурлар һазир тибәтләргә охшаш қисмәтләргә дуч келиватиду. Бу ишларни ойлисам бәкму шүркүнүп кетимән. Чүнки бу җәһәттә бәкму көп һәқсизлиқ болуватиду. Шуңа дуня ашу маканда немиләрниң болуватқанлиқини билиши лазим. Һазир уйғурлар һәққидә көпләп йиғинлар ечиливатиду, шу арқилиқ уйғурларниң әһвали мәлум болуватиду. Бүгүнки йиғинму шундақ болди.”
Биз униңға “тибәт давасини қоллиғанлиқиңиз үчүн филимлириңиз хитайда мәни қилинди. Әгәр уйғур давасиға аваз қошсиңиз, бу хил чәкләш техиму көпийиши мумкин. Шундақ болуп қалса пушайман қиламсиз?” дәп сориғинимизда у мундақ деди:
“мениң пәрвайим пәләк. Мениң хизмитим-һәқиқәтни сөзләш. Буниңға артуқ гәп һаҗәтсиз!”
Биз униңдин “навада хитай һөкүмити билән йүзму-йүз сөһбәттә болуш тоғра кәлсә, уйғурлар һәққидә немиләрни дейишиңиз мумкин?” дәп сориғинимизда у мундақ деди:
“бу җайда силәр қорқуп кәткүдәк һеч иш йоқ. У инсанлар пәқәт өзлириниң мәдәнийити вә диний етиқади билән яшашнила истәйду. Улар һечкимгә зиянкәшлик қилғини йоқ!”
Мәлум болушичә, уйғур дияридики бастурушниң хәлқарада көпләп билинишигә әгишип, уйғур давасиға һесдашлиқ қилғучилар вә уни һәр хил шәкилләрдә қоллиғучиларниң сани барғансери ешип бармақта икән.