Дунявий қутуплар күриши вә уйғур давасиниң кәлгүси
2022.02.25

Америка-хитай мунасивитиниң йириклишип меңиватқанлиқи һәққидики хәвәрләр һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр еливатқанда русийә армийәсиниң зор көләмлик һәрбий таҗавуз арқилиқ украина билән уруш башлиғанлиқи дунявий тәртип һәққидики муқимлишип қалған бирқисим қарашларни бир нөвәт қаттиқ силкиди. Америка-хитай мунасивити “соғуқ уруш” дәвригә қарап меңиватиду, дәп қариливатқан болсиму нөвәттики америка вә униң иттипақдашлири дуч келиватқан хирисларниң иккинчи дуня урушидин кейинки “соғуқ уруш” дәвригә охшимайдиған дәриҗидә оттуриға чиқиватқанлиқи бирдинла көп қисим кишиләрни ойландуруп қойди. Һәммидинму муһими хәлқарада зор бәс-муназиригә сәвәб болуватқан “русийә армийәсниң украинаға таҗавуз қилиши” ни хитай һөкүмити “таҗавуз” дәп етирап қилишни рәт қилди һәмдә васитилик һалда өзлириниң русийә билән бир сәптә икәнликини җакарлиди. Америка һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ түпәйлидин бир қисим хитай әмәлдарлириға җаза елан қилиши билән русийәгә қаратқан җаза чарилири бу қетимлиқ украина киризисида бирдинла бу икки дөләтниң “бир яқидин баш чиқириш” иға сәвәб болған йәнә бир амил болуп қалди. Буниң билән әйни вақиттики соғуқ уруш дәвридә америка вә униң иттипақдашлири ялғуз сабиқ совет иттипақи билән күрәшкән болса нөвәттики соғуқ урушта русийә вә хитайниң иттипақлиқ орнитип ғәрб дунясиға ортақ қарши турмақчи болуватқанлиқи бәкла ашкара намаян болди.
Русийә президенти путин украинаға һуҗум башлиниш алдида қилған сөзидә: “биз бу қетимлиқ алаһидә һәрбий оператсийә арқилиқ ғәрб дунясиниң соғуқ уруштин кейинки явропа бихәтәрлик орунлаштурмисини қайтидин түзүп чиқишини тәләп қилимиз. Ғәрбниң қаршилиқи вә җазалиридин пәрвайимиз пәләк һалда росийәниң өз арзулирини әмәлгә ашурғудәк һәрбий қудритиниң барлиқини көрситип қойимиз” деди. “вал ситрет журнили” гезитиниң 24-февралдики обзор мақалисидә ейтилишичә, русийә һөкүмитиниң 2021-йили хитай-росийә чеграсидин өз қошунлирини чекиндүрүши росийәниң хитай билән болған достлуқиниң бир түрлүк ипадиси, дәп қаралған. Әмди болса буниң әмәлийәттә росийәниң ғәрбкә қарши хитай билән иттипақлиқ орнитиш һәрикәтлириниң мәзмунидин икәнликиму айдиңлашқан.
Гәрчә икки тәрәпниң ашкара һәрбий иттипақлиқи техи барлиққа кәлмигән болсиму әмма русийә вә хитайниң өзара һәмкарлишип дуня тәртипини қайтидин орнатмақчи болуватқанлиқи нөвәттә америка һөкүмити һәмдә униң ғәрб дунясидики иттипақдашлириға күчлүк бир синақ болуватқанлиқи асасән муқимлишип қалған. Һәммидинму бәкрәк кишиләрни әндишигә селиватқини американиң бирла вақитта хитай вә русийә билән дүшмәнлишип қелиштәк реаллиққа дуч келиши, шуниң билән биргә бу рәқибләрниң америка һөкүмитиниң асаслиқ иқтисадий вә сиясий мәнпәәтлири мәвҗут болуватқан қитәләрдә болуши икән.
Хәлқара мунасивәтләрдики бу хил җиддий өзгиришләр һәмдә униң росийә-хитай һәмкарлиқиға қандақ тәсир көрситиши һәққидә сөз болғанда вашингтон шәһиридики “тинчлиқ институти” ниң тәтқиқатчиси андрей скобел (Andrew Scobel) буниң һечқандақ йеңилиқму әмәсликини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, хитай билән русийә һечқачан изчил достлар яки рәқибләр болуп бақмиған болуп, бу һал буниңдин кейинму шундақ болуши еһтималға толиму йеқин икән.
У, мундақ деди: “тарихқа нәзәр ташлайдиған болсақ русийә империйәси вә хитай (чиң) империйәси дәвридин тартипла бу икки дөләт бир-бири билән чиқишип өтүп бақмиған. Бәзидә келишип қалған вақитлириму болған, әлвәттә. Әмма уларниң гәвдиликрәк болған һәмкарлиқи улар компартийә рәһбәрликидә дөләт қурғандин кейин вуҗудқа кәлгән. Улар бир мәзгил өзара келишим түзүшүп иттипақлиқму орнатқан. Әмма уларниң оттурисидики петишмаслиқ күриши узунға қалмай бу иттипақлиқни йимирип ташлиған. Шуңа уларниң бу җәһәттики тарихини һәмкарлиқ вә тоқунуш гирәлишип кәткән бир басқуч, дейишкә болиду. Партийә җәһәттин алғанда әйни вақитта совет компартийәси күчлүкрәк партийә болған болса һазир хитай русийә үчүн күчлүкрәк шерик болуп қеливатиду.”
Әмма америкадики мустәқил сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, хитай билән русийә оттурисидики украина мәсилисини чөридәп юқири пәллигә чиққан һәмкарлиқ һәмдә буниңға мунасивәтлик мәсилиләр уйғур даваси үчүн иҗабий вә сәлбий җәһәтләрдин тәсир пәйда қилиши мумкин икән.
Андрй скобелниң қаришичә, нөвәттә украинадики уруш вәзийити русийә билән хитайни бир-биригә бәкла йеқинлаштуруветиши мумкин икән. Әмма қачаники уларға америка тәрәптин чүшкән бесим йәңгиллисә бу йеқинчилиқму тездин аяғлишиши мумкин икән. У мундақ дәйду:
“дунявий күч, идеологийә вә иқтисадий амиллар нуқтисидин алғанда уларниң һәр иккиси өзлирини американиң тәһдитлиригә дуч келиватимиз, дәп қарайду. Өткән йигирмә йилға қарайдиған болсақ асаслиқи америка билән болған дуняви күчтүңгүрлүкни талишиш риқабити русийә билән хитайни бир йәргә әпкеливатқан әң муһим амилларниң бири. Әмди украинаға таҗавуз қилиш мәсилиси оттуриға чиқип, русийә билән хитайниң оттурисидики һәмкарлиқни техиму күчәйтиветиши мумкин. Йәнә бир яқтин алғанда бу һал росийәни хитайға техиму бәкрәк ‛моһтаҗ‚ қилип қоюши мумкин. Әмма буниңлиқ биләнла путин әмди ши җинпиң билән җан-җигәр дост болуп кетиду, дегилиму болмайду. Чүнки уларниң һәр иккиси диктаторлуқни һәмдә хәлқни бастурушни адәт қилған кишиләр болғанлиқи үчүнла дост болғини йоқ. Әксичә америка амили уларни өзара һәмкарлиқ орнитишқа җиддий үндәватқан әң муһим сәвәб”.
Илшат һәсәнниң қаришичә, хәлқара дуняниң диққити украинадики уруш вәзийити түпәйлидин бирдәк ашу мәсилиләргә мәркәзлишип қелип, уйғурлар мәсилиси бир яққа ташлинип қелиш хәвпигә дуч келиватқанда муһаҗирәттики уйғурларниң қолидин келидиған һәмдә қилиши зөрүр болған ишларму бар икән. Униң бири дәл хитай һакимийитиниң ялғуз уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дуня үчүн ортақ апәт икәнликини қолидин кәлгәнлики барлиқ вастилардин пайдилинип дуняниң ядиға селип туруш икән.
Нөвәттә украина урушидин келип чиққан кризис русийә билән хитай оттурисидики һәмкарлиқ вә шерикликни һәқиқий йосунда синайду, дәп қариливатқан болуп, бу һәқтики көплигән мәсилиләр хәлқараниң диққитидә болмақтикән.