Ши җинпиңниң русийә зиярити немини мәқсәт қилған?
2023.03.21
Хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң 20-март күни русийәдики рәсмий зиярити башлиған иди. Ши җинпиңниң бу зиярити америка-хитай мунасивәтлири қаттиқ җиддийлишиватқан һәмдә русийә президенти путин хәлқара җинайи ишлар соти тәрипидин “уруш җинайәтчиси” дәп елан қилинип, тутуш буйруқи чиқирилған мәзгилгә тоғра кәлгән болғачқа күчлүк диққәт қозғиди.
Ши җинпиң бу зиярәт арқилиқ немигә еришмәкчи? америкадики сиясәт тәтқиқат органлиридин ранд тәтқиқат мәркизиниң хәлқаралиқ мәсилиләр бойичә тәтқиқатчиси доктор тимосий хес (Timothy R. Heath) Ниң радийомизға ейтишичә, ши җинпиңниң бу зияритиниң икки мәқсити бар икән.
У бизгә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дәп язған: “ши җинпиңниң русийә зияритиниң икки мәқсити бар: биринчидин, у русийәни хитайниң достлуқи һәққидә хатирҗәм қилмақчи. Чүнки хитай русийәни йәнила муһим шерик дәп қарайду, ши җинпиңниң путинни тәрк етидиғанлиқиға даир һазирчә бирәр шәпә йоқ. Иккинчидин, ши җинпиңниң русийә зиярити униң хитайни тинчлиқпәрвәр дөләт сүпитидә тәшвиқ қилиш үчүн сәһнә һазирлишиға ярдәм бериду.”
Хитайниң һөкүмәт авази болған шинхуа агентлиқи бу қетимлиқ учришиш һәққидә ахбаратқа тарқатқан рәсмий баянатида “охшаш нишанға игә икки дөләт рәһбириниң сөһбәт җәрянида украина мәсилиси тоғрисида чоңқур пикир алмаштурғанлиқини, ши җинпиңниң хитай украина мәсилисиниң һәл қилинишини илгири сүрүштә давамлиқ иҗабий рол ойнашни халайдиғанлиқи” ни дегәнлики баян қилинған.
Хитай тәрәптин тарқитилған бу рәсмий ахбаратта йәнә русийәниңму “хитай илгири сүрүватқан тенчлиқ сөһбитигә очуқ позитсийә тутқанлиқи вә хитайниң бу җәһәттики иҗабий ролини қарши алғанлиқи” илгири сүрүлгән.
Доктор тимосий хесниң ейтишичә, ши җинпиңниң юқирида тилға елинған “тинчлиқ пилани” ниң әмәлий үнүм көрситиши еһтималға анчә йеқин әмәс икән. У мундақ дәйду: “ши җинпиң әмди президент зеленский билән көрүшүп тинчлиқ пиланини оттуриға қойиду. Әмма русийә билән украинаниң нәзәридики қобул қилғили болидиған тенчлиқ тәшәббуси тоғрисидики көз қарашлар бир-биридин пәрқлиқ болғачқа, бу тенчлиқ келишими бир йәргә баралмайду.”
Қандақла болушидин қәтийнәзәр, хитай бу тинчлиқ пиланини илгири сүрүш тиришчанлиқини көрситиш арқилиқ, дуняни өзиниң сәмимийитигә ишәндүрүшни мәқсәт қилған икән. Тимосий хес йәнә мундақ дәйду: “қандақла болмисун, хитайниң тинчлиқ келишимини илгири сүрүш тиришчанлиқиниң тәшвиқати әмәлийәттә явропани хитайниң сәмимий васитичи икәнликигә, униң русийәниң таҗавузчилиқини қозғиғучи тәрәп әмәсликигә қайил қилишни мәқсәт қилған. Бу наһайити муһим, чүнки хитайниң һазирқи начарлишип меңиватқан иқтисадини ашуруш үчүн, у явропа вә америка базириға җиддий еһтияҗлиқ.”
Хитайниң русийә-украина киризисини һәл қилишта “тинчлиқ бәрпа қилғучи” дөләт сүпитидә оттуриға чиқмақчи болғанлиқи һәққидики хәвәрләр американиму қайил қилалмиған. Америка дөләт хәвпсизлики кеңишиниң ахбарат-алақә маслаштурғучиси җон кирбий шу күни мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә, “һазирчә бу икки дөләт рәһбириниң учришишиниң украина үчүн пайдилиқ болидиғанлиқиға даир бир пакит йоқлиқини” билдүргән.
Түркийә һаҗәттәпә унверситетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә, һазирғичә русийәниң украинаға қаратқан урушиниң “таҗавузчилиқ уруши” икәнликини қобул қилмай келиватқан хитайниң “тинчлиқ тәшәббускари” болуши әмәлийәткә анчә уйғун әмәс болуп, у америка билән явропани һәргизму қайил қилалмайдикән.
Дәрвәқә, америка ташқий ишлар министири антоний блинкинму 20-март күни ши җинпиңниң русийә зияритиниң сәмимийликигә гуманий нәзәр билән қариған һәмдә уни әйиблигән. У мундақ дегән: “ши җинпиңниң русийәни дәл хәлқара җинайи ишлар соти путинни уруш җинайити билән әйибләп тутуш буйруқи чиқарғанда зиярәт қилиши, хитайниң украинада садир қилинған вәһшийликләр үчүн путинни җавабкарлиққа тартиштәк мәсулийәтни һес қилмайдиғанлиқини көрситип бериду. Хитай русийәни әйибләш орниға һәтта уни украинадики җинайәтлирини давамлаштуруши үчүн депломатик қалқан билән тәминләватиду.”
Антоний билинкин йәнә хитайниң русийә-украина киризисини һәл қилиш үчүн илгири сүрмәкчи болған тинчлиқ тәшәббуси һәққидиму кәскин сөз қилип, русийә армийәсиниң украинадин чекинишини өз ичигә алмайдиған һәрқандақ бир уруш тохтитиш тәшәббусиниң русийәниң зорлуқ билән игиливалған земинлирини етирап қилғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқини ейтқан.
Антоний билинкин йәнә мундақ дегән: “украина урушини ахирлаштуруштики һәр қандақ пиланниң негизлик елементи чоқум украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкидә чиң туруштин ибарәт болуши керәк. Бу һалқилиқ принсипни алдинқи орунға қоймиған һәр қандақ тәшәббус қәстән вақит сөрәш яки наһәқ нәтиҗини қолға кәлтүрүшкә пайдилиқ шараит яратқанлиқ болиду.”
Америка һөкүмити, хитайни русийәни қорал билән тәминлимәслик һәққидә күчлүк агаһландуруп кәлгән болуп, улар сөзидә “әгәр хитайниң русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқини һәрбий қорал ярақлар билән тәминлигәнлики испатланған тәқдирдә, хитайниң ақивити еғир болиду” дегән иди. Шуңа бу зиярәтниң америка-хитай мунасивәтлиригиму қандақ тәсир көрситидиғанлиқи алаһидә диққәт қозғимақта.
Һалбуки, америкадики бир қисим мәтбуатлар хитайниң русийәни қорал-ярақ билән тәминләватқанлиқи һәққидә бәзи испатлар барлиқини хәвәр қилип, байдин һөкүмитини тәдбир қоллинишқа қистимақта. Ақсарайниң сабиқ дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси херберт раймонд макмастир (Herbert Raymond McMaster) американиң CBS телевизийәсигә қилған сөзидә хитайниң русийәни қорал билән тәминләватқанлиқиға даир испатларниң барлиқини вә бундин кейин бу һәқтики испатларниң йәниму көп ашкарилинидиғанлиқини билдүргән иди.
Бир қиисм мутәхәссисләр “хитай, америка вә явропадики иқтисадий мәнпәәтлирини көздә тутуп туруп, очуқ-ашкара һалда русийәниң украина урушини қоллап, уни қорал билән тәминлийәлмәйду” дәп қарисиму, әмма йәнә бәзи мутәхәссисләр ши җинпиңниң русийә зияритини америкаға қарши бирликсәп шәкилләндүрүш тиришчанлиқидур, дәп пәрәз қилишмақта.
Доктор әркин әкрәм әпәндиму хитайниң һазир америкаға қарши мәйданини очуқ намайән қиливатқанлиқини, җүмлидин америка-хитай мунасивәтлириниң хәтәрлик һаләткә қарап илгириләватқанлиқини билдүрди.
Йеқинда американиң сабиқ муавин дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси матев поттиңгер америка дөләт мәҗлиисдә қилған бир гуваһлиқ сөзидә, “америка әмди хитай компартийәсиниң йиллардин бери америкаға соғуқ уруши қозғап келиватқанлиқини етирап қилиши керәк” дегән иди.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, 21-март күни, йәни ши җинпиңниң русийә зияритиниң иккинчи күнидә, русийә-хитай икки тәрәп икки келишимгә имза қойған болуп, буниң бири икки дөләт һәмкарлиқини муәййәнләштүридиған келишим икән, йәнә бири болса иқтисадий һәмкарлиқ пилани икән. Ши җинпиң йәнә путинни хитайға тәклип қилған болуп, буму хитайниң русийәгә көрситиватқан қоллаш позитсийәсиниң бир намайәндиси икән. Көзәткүчиләр, һазир русийә билән хитайниң бир-бири билән тарихтики һәрқандақ бир вақиттикидинму бәкрәк йеқинлиқини вә буниң яхшилиқниң бишарити әмәсликини тәкитләшмәктә.