Русийә кәлгүсидә хитайниң иқтисадий мустәмликисигә айлинип қаламду?
2023.04.13

Русийә президенти виладимир путин өткән йили 2-айда хитайға берип, ши җинпиң билән “алий достлуқ” орнатқанлиқини җакарлап, узун өтмәйла украинаға һуҗум қилғандин буян хитайни өзиниң әң яхши қоллиғучиси вә ярдәмчиси қиливалғаниди.
Америкада чиқидиған “байлиқ” журнили 12-апрел күни елан қилған “CIA директори: русийә хитайниң иқтисадий мустәмликисигә айлинип қелиши мумкин” намлиқ мақалидә қәйт қилинишичә, америка мәркизий истихбарат идарисиниң башлиқи вилям бурнис ( William Burns) бу һәптә америкадики бекир институтида қилған сөзидә “русийә 2022-йил 2-айда украинаға һуҗум қилғандин башлап барғанчә хитайға тайинидиған болуп қалди, русийә бәлким хитайниң иқтисадий мустәмликисигә айлинип қелиши мумкин” дегән.
Русийә украинаға һуҗум қилғандин кейин ғәрб дөләтлири вә явропа иттипақиниң бир йүрүш иқтисадий җазалириға учриған болуп, явропаға тәбиий газ маңдуралмиған русийә йетим қалғаниди. Әмма хитай бу иқтисадий җазани рәт қилип, русийәниң нефитини әрзан баһада сетивалған.
Вилям бурнис бу әһвални көздә тутуп: “бу икки дөләтниң енергийә шерикчилики русийәни хитайниң иқтисадий мустәмликиисигә айландуруп қоюши мумкин” дегән.
Мақалидә көрситилишичә, русийәни қоллиған хитай украинадики урушқа кирмигән болсиму, русийәгә зор миқдарда хам әшя, әқлифон, компютер өзәклири тәминлигән. Бу нәрсиләр русийә хәлқи вә армийәси иқтисадий җаза түпәйлидин ғәрб әллиридин сетивалалмайдиған нәрсиләр икән. Хитай 2022-йил русийәдин импорт қилған нефит 8 пирсәнт, көмүр 20 пирсәнт ашқан.
Америкадики гио-сиясәт мутәхәссиси, язғучи җәффири кәйин (Jeoffery Cain) радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң әсли мәқситиниң һәқиқәтән русийәни иқтисадта өзигә бағливелиш икәнликини билдүрүп мундақ деди:
“өткән нәччә он йилдин бери русийә билән хитай оттурисида риқабәт мәвҗут болуп кәлди. ‛бу икки дөләтниң сабиқ совет иттипақидики коммунизм билән тарихи бағлиниши бар, шуңа бир-бири билән һәмкарлишалайду, улар хәлқара тәртипни өзлиригә пайдилиқ тәрәпкә бураш үчүн бирликтә һәрикәт қилмақта‚ дәп ойлишиңиз мумкин, әмәлийәттә улар тарихтин бери риқабәтлишип кәлгән дөләтләр. Совет дәвридә рус рәһбәрлири хитайни көзигә илмайтти. Әмма бүгүн әһвал өзгәрди. Хитай өзиниң йеңидин гүлләнгән иқтисади, техникиси вә һәрбий күчи билән хәлқарада йетәкчи рол ойнайдиған дөләтләрниң биригә айланди. Русийә болса парчилиниш алдида туруватқан дөләткә айланди. Хитай русийәгә йеңи техника, йерим өткүзгүч, қорал вә русийә еһтияҗлиқ болған һәр түрлүк запчас вә буюмларни тәминләп берәләйду. Бу әһвалда русийә тәбиий һалда хитайниң иқтисадий мустәмликисигә айлинип қалиду, мана бу дәл хитайниң мәқсити”.
Җәффири кәйин әпәндиниң қаришичә, путин билән ши җинпиңниң һәр иккиси өз дөлитиниң узун тарихи барлиқидин, хитай 5000 йиллиқ тарихи барлиқидин пәхирлинишиду вә буни тәшвиқ қилишиду һәмдә өтмүштики сәлтәнәтлик дәврини қайта яритиш чүшини көриду. Мана булар өз нөвитидә русийә милләтчилики билән хитай милләтчиликини күчәйтиду. Бундақ әһвалда русийә хитайға беқинди болуп қелишни халамду? у буниңға җавабән мундақ дәйду: “рус милләтчилики билән хитай милләтчилики ахирқи һесабта һәргиз бир йәргә кәлмәйду. Улар дуняда өзлирини әң намрат дөләт дәп җакарлиған һаләттиму, өзлириниң өтмүштә империйә қурғанлиқини дәва қилишиду вә бир-бири билән һәргиз чиқишип өтмәйду. Уларни бирләштүрүватқан нәрсә идийә әмәс, бәлки иқтисад. Виладимир путин идийәви шәхс әмәс, у өзи еһтияҗлиқ болған һәр қандақ адәм билән һәмкарлишидиғанлиқини ейтти. Униң унчә көп таллиши қалмиған әһвалда әлвәттә хитайға йөлиниду, чүнки хитай һазир путинни қоллаватқан бирдинбир дөләт”.
Хитай бир бәлвағ бир йол истратегийәси арқилиқ русийәниң арқа һойлиси болған оттура асияда өзиниң тәсир күчини кеңәйтиватқан болуп, украинадики уруш патқиқиға петип қалған русийәниң һазир бу районда хитай билән күч синишидиған һали қалмиған. Әлфараби намидики қазақ миллий университетиниң профессори шерипҗан надирофниң қаришичә, оттура асия дөләтлири иқтисадий җәһәттә хитайниң тәсиригә учриған билән сиясий җәһәттин йәнила русийәгә йеқин икән.
Америкадики истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи “хитайниң күчи тәтқиқати гурупписи” тәйярлиған бир доклатта, русийә билән хитай мунасивитиниң төвәндики аҗиз нуқтилири оттуриға қоюлған: биринчиси, тарихий сәвәб түпәйлидин хитай билән русийә бир-биригә ишәнмәйду;
Иккинчииси, русийәниң украинаға һуҗум қилиши хитайни күчләндүрүп, русийәни техиму арқида қалдуриду.
Үчинчиси, русийәниң арқида қелиши уни хитай үчүн анчә муһим болмиған шериккә айландуриду вә күч тәңпуңсизлиқиға сәвәб болиду.