“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” немә дәйду? (1)
2022.05.26

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики зор көләмлик тутқун вә бастуруш қилмиши ташқи дуняға мәлум болушқа башлиған өткән бәш йилда милйонларчә уйғурниң лагерларға қамалғанлиқи мәлум болғандин кейин, хитай һөкүмити тағдәк испатлар алдида “биздә лагер мәвҗут әмәс. Мәвҗут болғини пәқәт кәспий тәрбийәләш мәркизи” дегән иди. Кейинчә бу мәркәзләрниң “хәтәрлик вә ишәнчсиз кишиләр үчүн меңилирини тазилаш, йүрәкләрни паклаш вә қәбиһ идийәләрни йоқитиш” ролиниң барлиқини тәкитлигәниди. Бу җәрянда хитай һөкүмитиниң өзлири тәйярлап чиққан бир қисим һөҗҗәтләр вә уқтурушлар 2019-йилидин башлап охшимиған йоллардин паш болуп, бу лагерларниң вә зулумларниң пәйда болушидин тартип мунтизим система алған һалда кеңийишигичә болған пүткүл җәрянниң ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийәсиниң бир қоллуқ орунлаштурмиси икәнлики мана мән, дәп ашкара болди.
“сүрәтләр сөзлисун!”
Мәлум болушичә, намәлум хаккер 2021-йилиниң ахири тор һуҗуми арқилиқ уйғур дияридики қәшқәр вилайитиниң конишәһәр наһийәси вә или вилайитиниң текәс наһийисидики сақчи идарилириниң компйтутериға киргән һәмдә улар сақлаватқан архип һөҗҗәтлирини көчүривалған. Бу наһийәләр бирдәк хитай нопуси наһайити төвән нисбәтни тәшкил қилидиған наһийәләр һесаблиниду. Кейинчә намәлум хаккер ғайәт зор сандики сақчи һөҗҗәтлирини бир пәвқуладдә пурсәттә уйғур дияридики лагерлар мәсилиси бойичә издиниватқан тәтқиқатчи, “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң хитай тәтқиқат мәркизиниң директори адриян зенз(Adrian Zenz) ға йоллап бәргән һәмдә униң буни елан қилиши яки тәтқиқатқа ишлитишигә нисбәтән һечқандақ шәрти йоқлуқини, шәхсий бихәтәрлики үчүн өзиниң намсиз һаләттә қеливериши лазимлиқини билдүргән. Адрян зенз бу һөҗҗәтләрни явропа вә америка тәвәсидики ахбарат вастилири билән һәмбәһирлигәндин кейин, улар түрлүк дәлилләш, чинлиқ дәриҗисини тәһқиқләш вә мунасивәтлик материяллар билән тәққаслап көрүш җәрянини баштин кәчүрүп, 24-май күни рәсмий һалда “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намида елан қилинған.
Бу һөҗҗәтләрни тәкшүрүп баһалиған мутәхәссисләрниң пикричә, бу бир йүрүш һөҗҗәтләр вә сүрәтләрниң һечқайсиси вақит җәһәттә 2018-йилиниң нерисиға өтмәйдикән. Униңда оттуриға чиққан санлар бойичә болғанда, қәшқәр конишәһәр наһийәсидә 2018-йилиниң оттурилириғичә болған мәзгилләрдә пүткүл наһийәдики 270 миңчә нопусниң аз дегәндиму 12 пирсәнти лагерға қамилип болған. Бу сан униңдин кейинки төт йилда лагерға вә түрмиләргә қамалғанларни өз ичигә алмайдикән. Бу бойичә һесаблиғандиму лагерларға қамалған уйғурларниң санини бир милйондин үч милйонғичә чиқиду, дейиш қилчилик гуман қозғимайдиған реаллиқ икән. Әмма мутәхәссисләр вә алақидар затлар һәқиқий санниң буниңдин көп болуши мумкинликини алға сүрмәктә икән.
Бу қетим ашкара болған сақчи һөҗҗәтлири һазирғичә мәлум болған һөкүмәт һөҗҗәтлири ичидә әң салмақлиқ орунни игиләйдиған болуп, мушу материялларниң мәнбәси болған орунлар ашу һөҗҗәтләрдә “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп аталған. Униңдики лагерларниң ичкий қисмида тартилған фото сүрәтләр, лагерлар һәққидики мәхпий һөҗҗәт вә көрсәтмиләр, лагерға қамалған төт миңға йеқин тутқунниң баш сүрити қатарлиқлар ташқи дуняға “тәрбийәләш мәркизи” намида мәвҗут болуватқан бу муәссәләрдә 2018-йилида немиләрниң болғанлиқини бәкму җанлиқ баян қилип бериду. Бу сүрәтләрдә хитай байриқи есилған залдики хитай сақчиларниң йәр асти өйи шәклидә қатирисиға селинған төвәндики камерларға қамалған тутқунларға худди һайванатлар бағчисидики явайи һайванларни тамаша қилған нәзәрдә қараватқанлиқи, камерлардики тутқунларниң мәһбуслуқ кийими ичидә телевизордики хитай рәһбәрниң нутуқини аңлаватқанлиқи, қол-путлири кишәнләнгән вә бешиға қара халта кийдүрүлгән тутқунларниң толуқ қоралланған һәмдә калтәк көтүргән бир топ сақчиларниң қоршавида әң юқури бихәтәрлик түрмисидә “әң қорқунчлуқ” мәһбусларға қоллинилидиған бихәтәрлик чарилири бойичә сораққа елип меңиливатқанлиқи, бу һалниң “йолвас орундуқ” та сорақ қилиниватқан уйғур тутқунларғиму охшаш икәнлики дегәнләр алаһидә көзгә челиқиду. Бу сүрәтләр вә һөҗҗәтләрниң елан қилинған вақти бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мишел бачелетниң уйғур дияридики зияритини башлиған күнигә тоғра кәлгән болғачқа, бу доклат өз нөвитидә мәйданға келиш алдида турған бир мәйдан дипломатик ялғанчилиққа нисбәтән күчлүк агаһландуруш болған. Бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилған адрян зенз әпәнди бу һөҗҗәтләрниң буниңдин илгири түрлүк шәкилләрдә паш болған лагерға даир һөҗҗәт вә материяллардин пәрқлинидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду:
“бу һөҗҗәтләр сан җәһәттики көплүки вә һәммила қатламға четилидиғанлиқи билән илгирикиләрдин зор дәриҗидә пәрқ қилиду. Мәсилән, илгирики ‛шинҗаң һөҗҗәтлири‚ намидики топламда бир қисим юқури дәриҗилик вә оттура дәриҗилик әмәлдарларниң нутуқлири бар иди. ‛қарақаш һөҗҗәтлири‚ дә болса йәрлик тизимлик иди. Бу қетимқи ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ болса наһайити кәң даиригә четилидиған һөҗҗәтләрни өз ичигә алидиған болуп, барлиқ һөкүмранлиқ қатламлириға четилиду. Буниң йәнә бир алаһидилики, буниңда мәркизий һөкүмәтниң лагерлар һәққидики йолйоруқлири бивастә баян қилинған. Мәсилән, хитай җамаәт хәвпсизлик миниситири җав кеҗиниң сөзлири бу нуқтини гәвдиләндүрсә, йәрлик һөкүмәтниң йолйоруқлири лагерларни қандақ назарәт қилишқа көрсәтмә бәргән. Болупму буниңдики әң муһим йәнә бир алаһидилик бу һөҗҗәтләр арисидики муһим салмақни тәшкил қилидиған ғайәт зор сандики сүрәтләр һесаплиниду. Бу һөҗҗәтләрниң ашкарилиниши дәл бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мишел бачелет хитайға вә шинҗаңға кәлгәнликидәк бәкму истратегийәлик бир вақитқа тоғра кәлди. Шуңа бу һөҗҗәтләрдики сақчи даирилири лагирларниң ички қисмида тартқан сүрәтләр вә нәччә миң уйғурниң сақчи идарисида яки лагирларда тартилған баш сүрити бәкму кәң мәзмундики арқа көрүнүш материяллири билән тәмин етиду.”
“суниң беши лай!”
Бу қетим ашкара болған сақчи һөҗҗәтлири ичидә алаһидә орун тутидиған йәнә бир мәзмун униңдики юқури дәриҗилик хитай әмәлдарлириниң “мәхпий” дәп тамға урулған сөзлири болуп, мәркизий һөкүмәт вә хитай компартийәси мәркизий комитети, шуниңдәк хитай рәиси ши җинпиңниң бу қетимлиқ қирғинчилиқниң баш лайиһәлигүчиси икәнлики техиму илгирилигән һалда испатланған. Бу һал буниңдин илгири ашкара болған бир қисим һөкүмәт һөҗҗәтлиридиму тилға елинған болуп, бу қетим техиму ениқ вә тәпсили баян қилинған. Буниң билән уйғур дияридики қирғинчилиқ вә зулумниң мәнбәси чен чуәнго яки башқа бири әмәс, дәл хитай мәркизий һөкүмити вә хитай компартийәси икәнлики, буниң хитай шовинизимини мәнбә қилған һәмдә “бир милләт бир дөләт” нишани бойичә иш көрүватқан хитай һөкүмитиниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қиливетиш урунушлиридики бир муһим басқуч икәнлики техиму илгирилигән һалда намайән болған.
Бу хил мәнтиқә вә һиссият хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң министири җав кеҗиниң сөзлиридә бивастә тилға елиниду. Шуниңдәк нөвәттики лагерларниң йетишмәйватқанлиқи, шуниң үчүн бу лагерларни йәниму кеңәйтип қурушниң лазимлиқи һәққидики көрсәтмиләр йәр алиду. Униңдики “ашқунлуқниң алдини елиш” һәққидики мәзмунларда ениқ қилип “ашқунлуқниң мәнбәси яхши контрол қилинған. Мәхпий диний тәрбийә бериш вә қуран өгиниш үнүмлүк чәкләнгән” дәп хуласә чиқирилған. Шундақла җав кеҗи бу һални махтап “нөвәттә ‛нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш, алақисини үзүп ташлаш, мәнбәсини кесип ташлаш‚ ғәлибилик әмәлгә ашурулған” дегән.
Җав кеҗиниң сөзлиридә “шинҗаңдики әң муһим вәзипә иҗтимаий муқимлиқ орнитиш” дегән мәзмун көп қетим тәкрарланған. Буниң билән “муқимлиқ” бәрпа қилиш йолидики һәрқандақ чариләргә йол қоюлидиғанлиқи, җүмлидин “туғқанлишиш” қа охшаш чариләрниң иҗабий роли барлиқи алаһидә тәкитләнгән. Бу һәқтә сөз болғанда доктур адрян зенз бу һөҗҗәтләрдики баянларниң көп қирлиқ мәниләргә игә икәнликини алаһидә тәкитләйду:
“мениңчә, бу текистләр ичидә әң муһим орун игиләйдиғини хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң министири җав кеҗиниң баянлиридур. Униң сөзлиридә мәркизий һөкүмәтниң лагер сияситини һемайә қилидиғанлиқи ейтилған. Шуниң билән биргә ши җинпиңниң лагерлар адәмгә тошуп кетип бәкму тиқма-тиқма болуп кәткәнликидин хәвәрдар икәнлики, шуңа ши җинпиңниң йеңи лагерларни қуруш вә техиму көп лагер сақчилирини хизмәткә қобул қилиш үчүн малийә расходи вә башқа асанлиқларни яритип беридиғанлиқиму тәкитләнгән. Бу немә десиңиз маһийәттә хитай мәркизий һөкүмити шинҗаң даирилириниң юқури хираҗәт билән иҗра болидиған бу сиясәтлиригә малийә җәһәттин ярдәм беришкә вәдә қилди, дегән гәп. Чүнки хитай һөкүмитиниң лагер сиясити һәққидә бәш йиллиқ бир пилани болған. Бу бәш йиллиқ пилан бойичә 2017-йилидин башлап лагер сиясити иҗра болушқа башлиди һәмдә кейинки бәш йилда мустәһкәм асасқа игә болди. Буниңда лагер қурулуши бәш йилда тамамлиниш пиланланған. Әнә шундақ болғанлиқи үчүн дәл буниңға бәш йил толғанда чен чуәнго алмаштурулди. Йәни ашу пилан тамамланған бәшинчи йили ма шиңруй шинҗаңға келип чен чуәнгониң орниға чиқти. Биз буларниң һәммисини өз көзимиз билән көрүп турдуқ. Әмди буларниң һәммиси мәркизий һөкүмәтниң пилани бойичә болуватқан ишлар икәнлики һәққидә қолимизда бир дәлил бар болди.”
Мәзкур топлам елан қилинғандин кейин дунядики барлиқ чоң ахбарат вастилириниң һәммиси дегүдәк бу һәқтә бәс-бәстә хәвәр бәрди. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң йәнә бир қетим дуняни алдимақчи болғанлиқидәк ялғанчилиқиниң паш болуши икәнликини көрсәтти. Һәрқайси һөкүмәтләрниң министирлири вә башқа юқури дәриҗилик әмәлдарлири бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип, хитай һөкүмитидин бу һәқтә чүшәнчә беришни тәләп қилди. Шу қатарда 24-май күни ақсарайда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида мәзкур һөҗҗәтләр топлими муһим тема қатарида оттуриға қоюлди. Ақсарайниң баянатчиси нед прайис (Ned Price) бу һәқтә мухбирларниң сориған соаллириға җаваб берип мундақ деди:
“сиз ейтқан бу һөҗҗәтләрни биз көрдуқ. Хитай һөкүмити 2018-йили шинҗаңдики лагерларда иҗра қилған тәдбирләр әкс әткән бу қабаһәтлик сүрәтләр растинлар адәмни шүркәндүриветиду. Әпсуслинарлиқ йери, хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғурларни асаслиқ нишан қилған һалда түркий тиллиқ хәлқләргә қарши иҗра қиливатқан қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири һелиһәм изчил давам қиливатиду. Бу һөҗҗәтләр хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики зулумлири тоғрисида бизгә мәлум болуп кәлгән учурларниң, шундақла бу һәқтә ашкара болуп кәткән илгирики һөҗҗәтләрниң, сүний һәмраһ сүрәтлири вә лагер шаһидлириниң баянлири тоғра икәнликини техиму күчлүк йосунда дәлилләйду. Бу қабаһәтниң барғансери көп саһәгә билиниши һәмдә хитайниң бу мәсилидики җавабкарлиқини сорақлап көрүш чуқанлириға қаримастин хитай һөкүмити бу қилмишлириниң раст икәнликини инкар қилип кәлмәктә. Биз давамлиқ һалда өз иттипақдашлиримиз билән бирликтә бу зулумларға җавабкар болғанларни сүрүштә қилимиз. Биз һелиһәм хитай һөкүмитини лагер тутқунлирини тездин қоюп беришкә, лагерларни тақашқа, шуниңдәк зор тутқун, қийнақ, мәҗбурий әмгәк вә туғмас қиливетиш тәдбирлиригә хатимә беришкә чақиримиз.”
Әнглийә парламентиниң әзалиридин афзал хан (Afzal Khan) мәзкур һөҗҗәтләр топлимини көргәндин кейин, өзиниң тивиттер бетидә учур йоллап: “хитай реҗими астидики уйғурлар дуч келиватқан һәмдә һелиһәм давам қиливатқан қирғинчилиқ дуняниң виҗданиға чүшкән бир тартуқ болуп қалди. Мән һавагүл (тәвәккүл) ниң пиғанини униң көзлиридин көргәндәк болдум. Әнглийә һөкүмити җәзмән лагерлардики уйғурларниң аһу-зари үчүн техиму зор ишларни қилиши лазим,” дәп язди.
Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.