Уйғур елидин чәтәлләргә кеңәйгән “сақчи понкитлири”
2022.12.08
Йеқиндин буян хитайниң чәтәлләрдә қурған мәхпий “сақчи понкитлири海外110” ниң арқа – арқидин ашкарилиниши хәлқарада, болупму ғәрб дөләтлиридә күчлүк диққәт вә муназирә қозғиди. Италийәдики “һимайичиләрни қоғдаш тәшкилати” бу йил 9-айда доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң явропа, канада қатарлиқ ғәрб дөләтлиридики 54сақчи понкитини ашкарилиғаниди. Бу йил 4- декабир бу тәшкилат хитайниң йәнә қошумчә 48 сақчи понкитиға аит йеңи дәлилләргә еришкәнлики CNN да хәвәр қилинди.
Алди-кәйни болуп һәрқайси ғәрб дөләтлиридә ашкариланған 100дин артуқ “хитай сақчи понкити” мана әмди йәнә бир қетим хәлқаралиқ қизиқ темиға айланди. Бу вәқәдә, кишиләрни һәйран қалдурған әң муһим мәсилә, хитайниң немә сәвәбтин бундақ бир мәхпий сақчи оргинини чәтәлләрдә қуруп чиққанлиқи иди. Әмма хитай һөкүмити мәзкур “сақчи понкити” һәққидики испат вә қарашларни пүтүнләй рәт қилип, “чәтәл сақчи понкити” ниң пәқәт юқум мәзгилидә хитайға қайтиш имкани болмиған хитай гиражданлириға қулайлиқ яритип бериш үчүнла тәсис қилғанлиқида чиң турди. Лекин хитай һөкүмитиниң бу хил чүшәндүрүши қайил қиларлиқ әмәс болуп, нөвәттә мәзкур “сақчи понкитлири” байқалған дөләтләр җиддий шәкилдә бу хил һадисиниң арқа көрүнүшини ениқлашни башлиди. Бу һәқтики доклатларда мәзкур “сақчи понкитлири” ниң чәтәлләрдики уйғур, тибәт яки хитай өктичилирини бастуруш нишан қилинғанлиқи илгири сүрүлгәниди. Әмма йәнә бәзи көзәткүчиләр “хитай сақчи понкити” ниң характериниң техиму кәң даиригә четилиш еһтималлиқи барлиқини оттуриға қоюшқаниди. У һалда чәтәлләрдики бу хил сақчи понкитлири зади қандақ орган? у чәтәлләрдә қандақ шәкилдә хизмәт қиливатиду?
- Чәтәлләрдики“сақчи понкити” ниң арқа көрүнүши вә хизмәт функсийәси
Чәтәлләрдики “сақчи понкити”лириға даир мәлуматларға нәзәр салидиған болсақ, аталмиш “чәтәл сақчи понкити”ниңму әмәлийәттә “феңчяв методи”ни чәтәлләрдә тәрәққий қилдуруштин шәкилләнгәнликини көрәләймиз. 2019-Йилидин башлап аталмиш “йеңи дәвр феңчяв методи” хитай һөкүмитиниң 1-номурлуқ һөҗҗитигә киргүзүлгән. 20-Қурултайдин кейин болса “йеңи дәвр феңчяв методи” ши җинпиңниң хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм қуруш идийәси сүпитидә тәшвиқ қилинишқа башлиған.
“феңчяв методи” әмәлийәттә хәлқни идарә қилиш методи болуп, мәсилиләрни һәл қилишта хәлққә тайиниш, мәсилиләрни алдин байқаш вә йилтизидин һәл қилиш, хәтәрни йоқитиш, бихәтәрликни юқири көтүрүп, муқимлиқни ишқа ашуруш ...... “феңчяв методи”ниң әң муһим алаһидиликидур. Бу вәҗидин чәтәлләрдә сақчи понкити қурушму “феңчяв методи” дуняға йүзләндүрүш, хитай һөкүмитигә чегра сиртидин келидиған хәтәрни нөлгә чүшүрүш, муһаҗирларға тайинип, чәтәлләрдики муқимлиқни капаләткә игә қилишни мәқсәт қилған.
Хитай һөкүмити “феңчяв методи”ни хәлқаралаштурушта, алди билән чәтәлдики “җинайәт гумандарлири” ни юртиға қайтип сотлинишқа “қайил қилидиған” сақчи системиси тори қуруп чиққан. Бу сақчи системиси тори дәл чәтәлләрдики “хитай сақчи понкитлири” дур. Мәзкур сақчи понкитлириниң хизмәт усулиму, “<феңчяв методи>дики хәтәрни алдин байқаш, йилтизидин йоқитишта хәлққә тайиниш” принсипиға таянған. Йәни, чәтәлләрдики хитай муһаҗирлирини “чәтәл сақчи понкитилири” арқилиқ тизгинләш вә уларниң күчидин пайдилинип, чәтәлләрдә “муқимлиқни қоғдаш” вә һакимийәткә келидиған һәрқандақ хәтәрни нөлгә чүшүрүш мәқситигә йәтмәкчи болған.
Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати “чәтәлдики хитай сақчи понкитлири” намлиқ бир доклатни тәйярлиған болуп, мәзкур доклатта, “чәтәл сақчи понкитлири” ниң асаслиқ нишани чәтәлдики сиясий паалийәтчиләр вә өктичиләр икәнлики оттуриға қоюлған. Шундақла бу доклат арқилиқ хитай һөкүмитиниң тәһдит селиш, уруқ-туғқанлириға бесим ишлитиш қатарлиқ усуллар арқилиқ чәтәлдики “җинайәт гумандарлири” тизгинләйдиғанлиқини испатлап чиққан. Мәзкур доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң 230миңға йеқин хитай муһаҗирлирини дуняниң һәрқайси җайлиридики “чәтәл сақчи понкити”лириниң түрткисидә хитайға қайтуруп кәткәнлики көрситилгән.
- Чәтәлдики “хитай сақчи понкитлири” билән уйғур елидики “сақчи понкитлири” ниң мунасивити немә?
“сақчи понкити” дегән аталғу әмәлийәттә уйғурларға анчә натонуш әмәс. Чүнки чен чүәнго дәвридә уйғур елидә наһайити көп “сақчи понкити” қурулғанлиқи аллибурун хәлқараға ашкариланғаниди. Уйғур елидики “сақчи понкити” қурулуши болупму, 2013-йили ши җинпиңниң “бихәтәр җуңго бәрпа қилишта “фең чяв методи” ни қоллиниш” буйруқи билән кеңәйтилип қурулушқа башлиған. Әйни чағда, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райониниң партком секретари җаң чүншйән“үч хил күчләргә тақабил турушта феңчяв методини қоллиниш” һәрикитини ши җинпиңниң мәзкур буйруқи билән башлиғаниди. “сақчи понкити” ниң қурулушиму әмәлийәттә террорчи, бөлгүнчи, радикал күчләрни алдин байқап, хәтәрни нөлгә чүшүрүш арқилиқ, “бихәтәр шинҗаң бәрпа қилиш” намида йолға қоюлған.
Йәни, 2013-йили 11-айниң бешида уйғур елиниң ақсу шәһиридә аталмиш “бихәтәр шинҗаң бәрпа қилиш муһим хизмәт йиғини” җаң чүншйәнниң риясәтчиликидә ечилған. Мәзкур йиғинда җаң чүншйән “бихәтәр шинҗаң бәрпа қилиш” үчүн “фең чяв методи” ни тәрәққий қилдурушта чиң туруш тоғрисида қарар тәстиқлиған. Җаң чүншйәнниң мәзкур қарарида йезилардики аманлиқ хизмитини ислаһ қилиш, мәһәллә сақчиханиси қуруш истратегийәси арқилиқ, җәмийәтниң аманлиқиға капаләтлик қилиш; асасий қатламдики “үч хил күчләр” гә қаттиқ зәрбә бериш арқилиқ, дөләтниң бихәтәрлики вә аманлиқини илгири сүрүш; йезилардики нуқтилиқ адәмләр вә нуқтилиқ коллектипларни қайта тәрбийәләп, идийәсини өзгәртиш арқилиқ, җәмийәтниң узун муддәтлик муқимлиқини ишқа ашуруш..... Қатарлиқ мәзмунлар оттуриға қоюлған. Демәк, “сақчи понкити” ниң баш нишани “үч хил күч” ләргә, конкрет қилип ейтқанда уйғурларға зәрбә бериш болған. Чүнки, хитай ичи вә сиртида “үч хил күч (三股势力)” дегән сөзниң уйғурларнила көздә тутидиғанлиқи һечкимгә сир әмәс. Бу сөз худди хитайлар адәтләнгән“шинҗаңрен (新疆人)” дегән сөздәкла қаратмилиққа игә сөз сүпитидә хитайда омумлашқан. Бу вәҗидин “үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш” му тәбиий йосунда пүткүл уйғур җәмийитини дүшмән категорийәсигә айрип, зәрбә беришни биваситә нишан қилған. Һәтта “үч хил күчләрни йилтизидин қомуруп ташлаш, уруқ – әвладини қурутуш, беғини үзүп ташлаш, мәнбәсини йоқитиш (断代、断根、断联、断源)”...Арқилиқ, бундақ бир “хәвп”ниң қайта баш көтүрүшигә қилчә орун қалдурмаслиқни “бихәтәр шинҗаң қуруш”ниң алдинқи шәрти қилинған.
2014-Йилидин башлап аталмиш “әлгә нәп йәткүзүш” намида уйғурларниң өйигә көчүп киргән хитай мәмурлириниң уйғурларниң ички әһвалини игиләш, категорийәләштүрүш вә чоң көләмлик тутқун қилиш, лагер, түрмә яки әрзан әмгәк күчи базарлириға әвәтиш, көчүрүш, йәр – земинлирини тартивелиш...... Қатарлиқ түрлүк зиянкәшликләрни оңушлуқ йүргүзүштиму мәзкур “сақчи понкити” һалқилиқ рол ойниған.
2017-Йиллири ашкариланған учурларға асасланғанда уйғур елидә һәр 300дин 500метиргичә арилиқта бирдин “ сақчи понкити” болуш омумлишип болған. Мәзкур сақчи понкитлириниң хизмәт механизмиға даир ашкариланған учурлардин қариғанда, бу хил сақчи понкитлиридики хизмәтчиләр кәспий сақчи, ярдәмчи сақчи, чарлиғучи қатарлиқ түрләргә айрилған. Уларниң хизмәт усули һөкүмәт, мәһәллә һәтта шәхсләргичә торлашқан шәкилдә елип берилидиған болуп, назарәт вә башқуруш даириси аилә вә шәхсләргичә кеңәйгән. Хитай һөкүмити һәтта бу хил сақчи понкитлириниң аталмиш “террорлуқ, зораванлиқ, әсәбийликкә даир учурларни алдин байқаш, хәтәрниң алдини елиш” та “учур тәминлигүчиләрни мукапатлаш” түзүмини чиқарған. Мукапатниң әң юқири соммиси болса 200миң йүәндин 5милйон йүәнгичә болған. 2022-Йили 5-айниң 27-күни болса, аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райониниң сақчи понкитиға қулайлиқ яритиш низами” елан қилинип, бу “сақчи понкити”лириниң уйғур елидә узун муддәт мәвҗут болуп турушиға қануний асас һазирланған.
Юқириқилардин мәлумки, “хитай сақчи понкити” мәйли уйғур елидә болсун яки чәтәлләрдә болсун, һәр иккисиниң асаси ши җинпиңниң хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси дәп қаралған“феңчяв методи” ниң һасилатидур. Асаслиқ нишани болса, дөләт бихәтәрликигә тәһдит дәп қаралған һәрқандақ “хәтәр” ни алдин байқаш, алдини елиш яки хәтәр пәйда болуштин бурунла уни йоқитишни мәқсәт қилған. Бу хил усулни худди, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секретари җаң чүншйәнниң “шинҗаңдики 96%террорлуқ һәрикәтлириниң һәммиси, йүз бериштин бурунла йоқитилди” дегән сөзи билән шәрһләш мумкин. Йәни йиғинчақлиғанда, авам хәлқниң күчигә тайинип “хәтәрни нөлгә чүшүрүш” мәзкур сақчи понкитлирини қурушниң асасий дәп қарашқа болиду. Шундақ болғанда уйғур елидики сақчи понкитлири билән чәтәлдики сақчи понкитлириниң нишани ортақ һалда хитай һакимийитигә келидиған һәрқандақ хәтәрниң алдини елиш вә тизгинләш болиду. Бундақ әһвалда уйғур елидики сақчи понкитлири билән чәтәлләрдики сақчи понкитлириниң учурларни ортақлишиш, җинайәт обйектлирини байқаш, қайтуруп кетиш, чегра сиртидики хитайға қарши һәрикәтләрни тосуш, кишиләрниң вәтәндики уруқ – туғқанлириға тәһдит селиш, шундақла хитай һакимийитигә келидиған һәрқандақ хәвпниң алдини елиш ...... Ларда һәмкарлишиши ениқ. Йеқинқи йилларда чәтәлләрдә яшаватқан уйғур муһаҗирлириниң өзлири яшаватқан дөләтләрдә түрлүк тәһдит вә бесимларға учрап келиватқанлиқи, һәтта бәзи дөләтләрдә мәхпий вә ашкара йосунда хитайға қайтурулғанлиқи сир әмәс.
Хитай һөкүмити аталмиш “йеңи дәвр феңчяв методи” ни уйғур елидә пәқәт уйғурларни (үч хил күчләрни) йоқитиш үчүн йолға қойғаниди. “феңчяв методини дуняға йүзләндүрүш” хитайниң түзүм әвзәлликини гәвдиләндүрүш үчүн болғаникән, у һалда уйғурларни пүтүн дуняда авазсиз қоюшму “чәтәлдики хитай сақчи понкитлири” ниң муһим вәзипилиридин бири дәп қарашқа һәқлиқмиз. Хитай һөкүмити уйғурларни йоқитишта “хәлқниң күчигә тайиниш” арқилиқ “хәтәрлик уйғурларни тепип чиққан вә йоқатқан”.
Шуңа, чәтәлләрдиму охшашла “ муһаҗирларниң күчигә тайиниш” арқилиқ һакимийәт бихәтәрликигә тәһдит дәп қаралған уйғурлар вә хитайға қарши күчләргә зәрбә беришни, техиму муһими, ғәрб қиммәт қарашлирини вәйран қилиш арқилиқ, уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ вә башқа барлиқ җинайи мәсулийәтләрдин қечишни мәқсәт қилған болуши тамамән мумкин.
Мунасивәтлик уланмилар:
- Дөләт бихәтәрлик органлири дөләт хәвпсизликигә зиян йәткүзүш қилмишлирини паш қилишта төһписи бар кишиләрни тәқдирләп мукапатлайду
- Дөләт хәвпсизликигә зиян йәткүзүш қилмишлирини паш қилған пуқраларни мукапатлаш чариси
***
Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.