Айни етәк билән тосқили болмас: хитайниң “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” һәққидики сахта филимиға рәддийә
2024.11.02
Хитай һөкүмитиниң чәт әлгә қаратқан хәлқара тәшвиқат қанили - CGTN, йәни “хитай йәр шари телевизийә тори” 24-өктәбир күнидин башлап, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” Ни баш тема қилған “зулмәт қаплиған шәһәр: 5-июл вәқәси хатириси” намлиқ инглизчә һөҗҗәтлик филимни тарқитишқа башлиған.
Мәзкур һөҗҗәтлик филим вәқәниң “сәвәби, тәрәққияти, ақивити вә тәсири” дин ибарәт 4 бөләктин тәркиб тапқан. Филимниң башлинишидила үрүмчи шәһириниң тәңритағ райони “көп милләтләр топлишип олтурақлаш җай”, “‛үч хил күч‚ толиму қутриған район” дәп тәсвирләнгән. Арқидинла 2003-йилидин 2009-йилиғичә болған арилиқта нәшир қилинип тарқитилған уйғур тилидики башланғуч мәктәп дәрсликлириниң зораванлиқ вә террорлуққа даир мәзмунлар билән толғанлиқи, бу дәрсликләрниң оқуғучиларға террорлуқ, бөлгүнчилик вә миллий өчмәнлик идийәлирини тарқатқанлиқи баян қилинған. Андин илһам тохтиниң мәлум бир дәрс мунбиридә әгәр һакимийәт зораванлиқ қилса, уйғурларниң қаршилиқ көрситиш һәққиниң болидиғанлиқи һәққидә сөзлигән сөзлиридин нәқилләр көрситилгән. Арқидинла америка демократийәни илгири сүрүш фонди (NED) ниң дуня уйғур қурултийиға иқтисадий ярдәм бериватқанлиқи алаһидә тилға елинған. Шундақла д уқ ниң “шинҗаңни мустәқил қилиш үчүн қурулған тәшкилат” икәнликини, бу тәшкилатниң бир қанчилиған шәрқий түркистан намидики тәшкилатларниң бирлишиши билән 2004-йили қурулғанлиқи, мәзкур тәшкилатқа қошулған шәрқий түркистан тәшкилатлиридин көпинчисиниң хитай тәрипидин “террорлуқ тәшкилати тизимлики” гә киргүзүлгәнлики баян қилинған. Буниңға улапла америкадики демократийәни илгири сүрүш фондиниң башқа дөләтләрдә “рәңлик инқилаб” қозғашқа урунғанлиқи сәвәблик хәлқарада әйибләнгәнликини, американиң хитайдиму “рәңлик инқилаб” пәйда қилишқа урунуватқанлиқини испатлимақчи болған. Мәзкур филимдики ейтим вә баянларниң “ишәнчлик” икәнликини көрситиш үчүн, америкадики “рон паул тинчлиқ вә гүллиниш институти” да 2018-йили уюштурулған бир сөһбәттин қисқа бир нәқилни үзүп елип, устилиқ билән кириштүргән. Йәни униңда американиң сабиқ ташқий ишлар министири мәслиһәтчиси вә америка қуруқлуқ армийәсиниң сабиқ генерали лавренс вилкерсон (Lawrence Wilkerson)ниң бир сөзини үзүп елип көрсәткән. Мәзкур филимда лавренс вилкерсонниң Уйғур районида 20 милйондәк уйғурниң яшайдиғанлиқи, әгәр америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) уйғурлардин яхширақ пайдиланса, хитайниң муқимлиқини бузуштики әң яхши козирға игә болидиғанлиқи, йәни уйғурлар арқилиқ хитайда қалаймиқанчилиқ пәйда қилғили болидиғанлиқи, уйғурлардин нөвәттә 20 миңдәк кишиниң сүрийәдә болуши мумкинлики, американиң мана мушу кишиләрдин пайдилинип хитайда қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш мумкинчилики барлиқи һәққидә сөзлигәнлики көрситилгән. Қизиқарлиқ йери шуки, хитай лавренс вилкерсонниң 2018-йили қилған бу сөзлирини 2009-йили йүз бәргән “5-июл қирғинчилиқи” да американиң қоли барлиқиға дәлил қилип көрсәтмәкчи болған. Йәни хитай ишлигән бу филимдики сахтипәзлик вә ялғанчилиқ мәзкур филимниң баш қисмидила очуқчилиққа чиқип қалған, шундақла хитайниң чәт әлгә қаратқан тәшвиқат урушидики сепи өзидин сахтипәзликини ашкарилап қойған.
Филим вәқәлики бу йәргә кәлгәндә, хитай бирдинла диққәтни дөләт ичидә илһам тохтиниң, дөләт сиртида рабийә қадирниң сөзлиригә буриған. Йәни, илһам тохтиниң 26-июн вәқәсиниң “йөткәп ишқа орунлаштуруш” сәвәблик келип чиққанлиқини тәнқидлигәнликини, шавгуән оюнчуқ завутида йүз бәргән “пилансиз, мәқсәтсиз, хәлқ арисидики адәттики җидәл” ни миллий зиддийәт, һөкүмәтниң бастуруши дәриҗисигә көтүрүп, 5-июл вәқәсиниң келип чиқишиға сәвәб қилип көрсәткәнликини испатлимақчи болған. Шундақла рабийә қадирниңму шавгуән вәқәсини “миллий қирғинчилиқ” дәп атап, 7 яштин 70 яшқичә болған уйғурларни қаршилиқ көрситишкә чақирғанлиқи көрситилгән. Демәк, бу арқилиқ хитай рабийә қадирни хитай сиртидики, илһам тохтини хитай ичидики аталмиш “үч хил күч” ниң пиланлиғучиси, вәқәниң сәвәбчиси қилип көрситишкә тиришқан.
Соал пәйда қилидиған бир нуқта шуки, мәзкур филимниң биринчи бөлүмидә, уйғурларниң миллий территорийәлик аптономийә һәқлириниң изчил һалда дәпсәндә қилинип келингәнлики, униң әсла әмәлийләштүрүлмигәнлики, хитайларниң уйғур елидики алаһидә имтиязи сәвәблик уйғурларниң өз юртида иккиләмчи пуқра дәриҗисигә чүшүп қалғанлиқи, мана буларниң һәммисиниң әмәлийәттә уйғур елидики миллий зиддийәтләрниң от пилтиси болғанлиқидәк һәқиқәтләрниң һеч бири тилға елинмиған.
Филимниң иккинчи бөлүмидә, вәқәниң җәряни тәсвирләнгән болуп, хитай 5-июл күни чүштин кейин саәт 16:00 үрүмчи хәлқ мәйданида кишиләрниң топлишиватқанлиқини баян қилған. Әмма бу топлашқучиларниң уйғур оқуғучилар болғанлиқини, топлишишниң сәвәби, шу йил 26-июн шавгуәндә йүз бәргән уйғур ишчиларни уруш, өлтүрүштәк қанлиқ вәқә һәққидә ениқлима тәләп қилиш икәнликини йошурған. Саәт 18:00 намайишчилар қошуниниң зорайғанлиқини, саәт 20:00 болса намайишчилар қошуниниң қалаймиқанлишип, уруш, чеқишларниң башлинип сақчилар билән тиркишиш башланғанлиқи баян қилинған. Арқидинла намайишчилар қошуни ичидә, әтраптики вәқәниң маһийитини чүшәнмәйдиған кишиләргә қутратқулуқ қилғанларниң барлиқи вә бу қутратқулуқ қилған кишиләрниң вәқәниң маһийитини өзгәртивәткәнлики баян қилинған. Демәк, бу йәрдә хитай еһтиятсизлиқтин вәқәниң әсли характериниң уруш, чеқиш, булаш болмиғанлиқини мәзкур филимда өзи етирап қилған.
Филимниң үчинчи бөлүмидә, “5-июл қирғинчилиқи” ниң тәсиридә оттуриға чиққан вәқәләр баян қилинған. Булардин бири үрүмчидики ақ мәсчит әтрапида йүз бәргән Икки уйғурниң хитай қораллиқлири тәрипидин етип ташлиниш Вәқәси; йәнә бири, үрүмчидә йүз бәргән “зәһәрлик йиңнә санҗиш” вәқәси болған. Бу икки вәқәдә “зиянкәшликкә учриғучи хитай” билән “җинайәт садир қилғучи уйғур” зиярәт қилинған болуп, бу зиярәтниң нәтиҗиси мәзкур вәқәниң “үч хил күч” тәрипидин елип берилғанлиқини көргүчиләргә дәлилләш үчүн болған.
Вәқәниң төтинчи бөлүми һәққидә мәхсус тохтилишниң һаҗити йоқ. Чүнки бу бөлүмдә зиянкәшликкә учриғучи хитайларниң “асарәттин қандақ қутулған” лиқлириға даир бир тәрәплимә баян вә мәзмунлар билән толған.
Мәзкур филимниң омумий мәзмуниға қариғанда, филимда оттуриға қоюлған бир тәрәплимә қарашлар, берилгән аталмиш “гуваһлиқлар” вә көрситилгән “испатлар” ниң қайил қилиш күчи асасән йоқ. Чүнки, филим баштин-аяғ бир тәрәплимилик баянлар, йәни хитай һөкүмитиниң ейтими билән толған. Қарши пикиргә, охшимиған тәрәпләрниң қараш вә баянлириға һечқандақ орун бәрмигән. Бундақ бир тәрәплимилик яки тақ йөнилишлик ейтим, мәзкур филимдики баянларниң “ишәнчлик” лик дәриҗисигә вә “чинлиқ” туйғусиға күчлүк гуман һәм соал пәйда қилиду, әлвәттә.
Ундақта, мәзкур филимда қандақ гуманлиқ нуқтилар бар?
Биринчидин, хитай бу филимда “5-июл қирғинчилиқи” да җәмий 184 Нәпәр адәмниң өлгәнликини, уларниң ичидә 137 нәпириниң хитай, 46 нәпириниң уйғур вә 1 нәпириниң туңган икәнликини елан қилинған. Һалбуки, таки бүгүнгичә вәқәдә қаза қилған бу кишиләрниң толуқ тизимлики, уларниң ичидә сақчилар тәрипидин етип ташланған “террорчи” ларниң бар-йоқлуқи, шундақла башқа мунасивәтлик учурлар һәққидә һечқандақ мәлуматни ашкарилиған әмәс. Әслидә өзини хәлқара терроризмниң зиянкәшликигә учриғучи қилип көрситиватқан хитай, бундақ учурларни биринчи болуп хәлқараға ашкарилиса, андин хәлқарада техиму көп һесдашлиқларға еришәлиши мумкин болатти. Әмма хитайниң бундақ қилмаслиқидики сәвәби зади немә?
Иккинчидин, “5-июл қирғинчилиқи” йүз бериштин бир йил бурун, йәни 2008-йилидики бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинидин аввалла, уйғур елиниң һәрқайси коча-койлириға назарәт камералирини орнитип болунған иди. Әмма бүгүнгичә я зиянкәшликкә учриғучиларниң, яки зиянкәшлик қилғучиларниң нәқ мәйдандики ениқ көрүнүшлири һәққидә һечқандақ мәлумат оттуриға чиққини йоқ.
Үчинчидин, вәқәдә өлгүчиләрниң 184 нәпәр, яриланғучиларниң 1680 нәпәр болғанлиқини елан қилиниш билән бирла вақитта, хитай һөкүмити зиянкәшликкә учриғучиларға йүз милйон йүән төләм пули аҗритидиғанлиқини елан қилған. Лекин яриланғанларниң милләт тәвәлики һәққидә һечқандақ учурни ашкарилимиған.
Төтинчидин, хитай бу филимда “5-июл қирғинчилиқи” йүз бәргән күни саәт 21:00 дин башлап пүткүл үрүмчи шәһиридә ток тохтап, телефон вә интернет алақилириниң үзүп ташланғанлиқи һәққидә һечнемә демигән. Һәтта мәзкур вәқәгә мунасивәтлик учурлар хитай тор мәнбәлиридин тепиш һазирғичә мумкин әмәс. Әгәр бу вәқә расттинла аталмиш “үч хил күч” тәрипидин пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда елип берилған болса, хитай бу һәқтики учурларниң ашкарилиниши вә һәқиқәтниң оттуриға чиқишиға йешил чирағ йеқип бәрсә тоғра болатти. Әмма хитайниң қиливатқини дәл әксичә болуп, барлиқ учурларни қамал қилди вә һәқиқәтниң оттуриға чиқишини бар күчи билән тости.
Мәзкур филимда нәзәрдин сақит қилинған йәнә бир муһим нуқта бар болуп, у болсиму дәл Ваң лечүәнниң “5-июл вәқәси” һәққидики нутқидур. Шинҗаң уйғур аптоном райониниң әйни чағдики партком секретари ваң лечүән 7-июлда телевизийә нутқи сөзлигән болуп, у мәсилиниң маһийитини “дүшмән күчләрниң қәстән бузғунчилиқ қилиши вә қәстән иш чиқириши” дәп шәрһлигән. Ваң лечүәнниң мәзкур нутқида йәнә “5-июл вәқәсигә бир қисим оқуғучиларму қатнашқан. Бизниң пиринсипимиз шуки, бу яшларниң көпинчиси һәқиқий әһвални билмәстин, қутратқучиларниң алдам халтисиға чүшүп кәткән. Пәқәт улар уруш, чеқиш, булаш вә от қоюшқа қатнашмиғанла болса, биз уларни өзлири турушлуқ идариләрниң қайта тәрбийәлишигә тапшуруп беримиз. Биз йәнила тәрбийәләшкә әһмийәт берип, бу яшларни қутулдуримиз. . .” дегән баянлириму алаһидә диққәтни тартиду. Болупму униң “яшларни қутулдуруш, тәрбийәләшни принсип қилиш” ибарилирини ишлитиши кишигә йеқинқи йиллардики лагерлар мәсилисини әслитиду. Қарайдиған болсақ, Хитай һөкүмити 2019-йили елан қилған “шинҗаңниң кәспий маһарәттә тәрбийәләш хизмити” намлиқ ақ ташлиқ китабидиМу дәл ваң лечүәнниң баянлиридики сөзләр билән җаза лагерлирини ақлиғаниди. Әҗәба, бу бир тасадипийлиқму яки “5-июл қирғинчилиқи” дин аввалла хитай “җаза лагери қуруш” ни алдин пилан қилип болғанмиди?
Дәрвәқә, хитай мәзкур филимда “5-июл қирғинчилиқи” ниң “үч хил күч” яки “бир учум шәрқий түркистанчи бөлгүнчи, террорчи, ашқунлар” ниң кәлтүрүп чиқарғанлиқиға кишиләрни ишәндүрмәкчи, шундақла, бу арқилиқ уйғур хәлқиниң өзиниң қануний һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қиливатқанлиқидәк һәқиқәтни дунядин йошуруп қалмақчи болған. Бу вәҗидин мәзкур филим башлиништин тартип таки ахирлашқучә, бир қетимму “5-июл қирғинчилиқи” ниң уйғурлар биләнла мунасивәтлик болғанлиқидәк һәқиқәтни тилға алмиған. Әксичә, уйғур сөзиниң орниға әпчиллик билән “үч хил күч” дәпла қолланған. Чүнки хитайниң өзигә ениқки, вәқәниң милләт билән бағлиниши, миллий зулумларни хәлқараға испатлайдиған әң муһим амилдур. Хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини йошуруп қелишниң бирдинбир усулиму дәл “уйғур” наминиң орниға “шәрқий түркистан мустәқилчи, ашқун вә террорчилири” яки “үч хил күч” дәпла қоллиништур. Пәқәт шундақ қолланғандила, хәлқара җәмийәтни хитайда һәқиқәтәнму террорлуқ, дөләтни парчилаш вә диний ашқунлуқ һәрикәтлириниң мәвҗутлуқиға шәксиз ишәндүрүш билән тәң, хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини мәңгү йошуруп қелишқа болидиғанлиқини хитай аллиқачан мөлчәрләп болған.
Шуниси ениқки, хитай мәзкур филими билән уйғурларни һәқсизләштүрүп, өзиниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайитини ақлимақчи болған. Лекин филимдики һессий вә бир тәрәплимилик баянлар, гуманлиқ “гуваһлиқ” лар һәмдә дәлилсиз “испатлар” мәзкур филимниң “ишәнчлик” дәриҗисини төвәнлитип, хитайни осал әһвалға чүшүрүп қойидиғанлиқи ениқ!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]