Скот харролд: “дуняда қалақ уйғур йоқ!”

Мухбиримиз әзиз
2022.01.20
Скот харролд: “дуняда қалақ уйғур йоқ!” Америкидики ақиллар мәркизидин “ранд гуруһи” (RAND Corporation) ниң сиясий анализчиси скот харролд (Scott Harold) әпәнди йиғинда сөздә. 2017-Йили авғуст.
c-span.org

Америка тамашибинлириға тонушлуқ болған даңлиқ радийо сөһбәт программилиридин “җасус сөһбити” (SpyTalk) өзиниң әң йеңи сөһбитидә америка-хитай мунасивити һәмдә буниңдики бир қатар мәсилиләрни мутәхәссисләрниң диққитигә сунди. Шу қатарда америкидики ақиллар мәркизидин “ранд гуруһи” (RAND Corporation) ниң сиясий анализчиси скот харролд (Scott Harold) уйғур дияридики лагир системиси һәмдә сиясий бастуруш һәққидә америка җамаитигә уқушлуқ вә ихчам қилип чүшәнчә бәрди.

Бу қетимқи сөһбәттә доктур скот харролд нуқтилиқ қилип уйғур дияридики лагерларниң байқилиши һәмдә лагерларниң көлимигә асасән бу лагерларға аз дегәндиму икки йерим милйон киши қамалған, дәп хуласә чиқиришидики әң муһим асаслардин бири болған сүний һәмраһ сүрәтлири һәққидә сөз қилған иди. Шу қетимлиқ сөһбәт аңлитилғандин кейин америка җамаити арисида бәлгилик тәсир қозғиди. Биз бу мунасивәт билән скот харролд билән айрим сөһбәттә болдуқ һәмдә бу һәқтики бәзи соаллиримизни униңға һавалә қилдуқ.

Скот харролдниң билдүришичә, “ранд гуруһи” уйғур дияридики зулумниң нөвәттики сәвийисини баһалашта лагерларниң көпийиш әһвалини муһим асас қилған. Чүнки хитай һөкүмитиниң бәрпа қилип чиққан бу лагер системиси “қамаш вә йоқитиш” тәк қош вәзипини үстигә алған муәссәсәләр болуп чиққан.

Бу һәқтики сүний һәмраһ сүрәтлири бу һәқтики издинишләрдә әң көп тилға елинған испатларниң бири болуп, бу һәқтә сөз болғанда доктур скот мундақ дәйду: “хитайниң һазир шинҗаңда қирғинчилиқ қиливатқанлиқини дәлилләйдиған мәлуматлар дәл мушу сүрәтләрдә. Болупму хитайниң шинҗаңда немиләрни қиливатқанлиқи ғайәт зор һәҗимдики көп хил вә мустәһкәм дәлил-испатларда әкс етиду. Буниң ичидә йәнә ашу лагирлардин һаят чиққан шаһитларниң гуваһлиқ баянлири, хитай һөкүмитиниң өзлири елан қилған һөҗҗәтләр вә ашкара болуп кәткән бир қисим хитайчә һөҗҗәтләрму бар. Буларниң һәммисидә хитай һөкүмитиниң лагир қурушқа вә уйғурларни қамашқа буйруқ бәргәнлики, қирғинчилиққа көрсәтмә бәргәнлики дегәндәк лагир мәсилиси охшимиған шәкилләрдә тилға елинған. Бу лагерларда уйғурларниң ‛йилтизини қирқип ташлаш, нәсәбини үзүп ташлаш‚ нәзәрийиси толуқи билән әмәлгә ашқан. Хитай һөкүмитиниң тәшвиқат еһтияҗи үчүн бир қисим чәт әл мухбирлири бу лагерларни қисмән болсиму көрүшкә мувәппәқ болди. Мушу орунларниң һәммиси сүний һәмраһ сүрәтлири арқилиқ муқимлаштурулғандин кейин хитай һөкүмитиниң җаза лагерлирини инкар қилиши суға чилишип қалди. Кейинчә хитай һөкүмити бу орунларниң тақалғанлиқини җакарлиди. Әмма бу сүрәтләр болса буниң ялған икәнликини йәнә бир қетим намайән қилди. Балиларниң аилилиридин җуда болуши һәққидики баянларму ашу сүрәтләрдә байқалған мәктәпләрниң көпийиш әһвалидин мәлум болди.”

Хитай һөкүмити та һазирға қәдәр лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қиливатқан болуп, шунчә көп дәлил-испатлар алдидиму бу муәссәләрниң пәқәт кишиләргә һүнәр-кәсп өгитидиған “кәспий тәрбийәләш мәркизи” икәнликини тәкитләп келиватқанлиқи мәлум.

Бу һәқтә сөз болғанда скот харролд бу “мәркәз” ләрниң ташқи алаһидиликиниң өзила униң һечқандақ мәктәпкә охшимайдиғанлиқидин бишарәт беридиғанлиқини алаһидә тилға алиду: “яқ, яқ. Улар һәргизму мәктәпкә охшимайду. Хизмәтдашлирим ашу җаза лагирлири һәққидики сүний һәмраһ сүрәтлирини тәтқиқ қилиш җәрянида байқиған бир муһим алаһидилик шу болдики, һәр күни кәчқурун җаза лагерлиридин чиқип өйлиригә қайтидиған кишиләр бу орунлардики оқутқучилар әмәс, әксичә мушу лагерлардики гундипайлар болуп чиқти. Лагерларниң йенидики машина тохтитиш мәйданлиридин аптомобилларға олтуруп қайтидиғанлар бу җайдики ‍уйғур, қазақ қатарлиқ түркий тилдики мәһбуслар әмәс, бәлки гундипайлар яки сақчилар. Чүнки улар иштин чүшкәндә мушу җайдин өйлиригә қайтиду. Әмма лагирларға қамалған кишиләр болса өз ирадисигә хилап һалда ашу җайда қамақлиқ туривериду. Уларниң өйлиригә қайтиш һоқуқи болмайду. Шуңа уларни мәктәп, маарип мәркизи яки тәрбийәләш мәркизи дейиш задила чәк басмайду.”

Хитай һөкүмити лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қиливатқанда йәнә бир қисим хитай “мутәхәссислири” вә “алим” лириниң бу һәқтики “һәмдәмлики” му көпләп оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. Болупму хитай һөкүмити тәмин әткән мәбләғ билән уйғур дияридики “иқтисадий тәрәққият” һәққидә издиниватқан бир қисим хитай “академик” лири хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики “қалақлиқ вә намратлиқни түгитиш” тә қандақ зор “утуқ” ларни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп кәлгән иди. Шуниң билән биргә улар мушу “утуқлар” ни тилға елиш арқилиқ уйғурларниң маддий вә мәниви дунясини йоқитиш яки өзгәртиш һәркитини “уйғурларни заманивилиққа йетәкләш” дәп шәрһилигән иди.

Бу һәқтә сөз болғанда скот харролд уйғурларни “қалақ” дәп хуласә чиқирип уларни “заманивилаштуруш” ниң қилчә ақмас нәзирийә икәнликини, буниң пәқәт өчмәнликни ашуруштин башқа роли болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди:

“бу хил шәрһиләшкә мениң инкасимни сорисиңиз биринчидин, мән толиму мәмнунлуқ ичидә шинҗаңда бирла қетим саяһәттә болғанмән. Әшу қетимлиқ саяһитим җәрянида мән хели көп уйғурлар вә бир қисим қазақлар билән учрашқанмән. Әмма уларниң һечқайсиси ‛қалақ‚ әмәс, уларниң һечқайсиси ‛мәдәнийәтсиз‚ му әмәс. У йәрдә ‛қалақ‚ уйғур йоқ. Уларниң һәммиси заманиви инсанлар. Мәлум бир милләтни ‛заманиви‚, йәнә мәлум бир милләтни ‛мәдәнийәтсиз‚ дәп баһалаш әмилийәттә һуҗум характирлик бир қилмиштур. Бу хил баһа маһийәттә ‛пәқәт хитайчә сөзләйдиған һәмдә хитай миллити болған кишиләрла мәдәнийәтлик кишиләрдур. Башқилар болса мәдәнийәтлик болуш үчүн хитайға айлиниши лазим‚ дегәнликтин башқа нәрсә әмәс. Милйонларчә инсанни топ-топи билән тутуп келип лагерға яки түрмиләргә қамаш һәмдә уларни шәрқтики бир милләтниң, йәни хитайларниң тилини өгинишкә, уларниң мәдәнийәт өлчимини қобул қилишқа зорлашни мав зедоң чеғида ‛хитай шовенизими‚ дәп атайду.”

Уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә сөз болғанда “мәҗбурий әмгәк” мәсилиси һәрқачан униңдики бир муһим мәзмүн сүпитидә тилға елиниду. Әмма бу хил мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләнгән товарларниң зор бир қисми кишилик һоқуқ вә қиммәт қариши йүксәк дәриҗидә тәкитлинидиған ғәрп дунясиға екиспорт қилинидиған болуп, доктур скотниң қаришичә дәл мушу нуқта ғәрп дунясидики һәммила кишиниң қолидин келидиған бир чарә икән. Чүнки мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири сетивелинмиса у һалда униңға базар чиқмайдикән. Бу болса қирғинчилиқниң тохтишиға қисмән болсиму тәсир көрситидикән

“мениңчә ашу ширкәтләр барлиқ чарә-тәдбирләрни ишқа селип шинҗаңдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатлардин өзини тартиши, шу арқилиқ өзлирини әхлақий чирикликкә гириптар қилмаслиқи лазим иди. Әмма һазир улар мәҗбурий әмгәкниң вә униңға четишлиқ тәминләш зәнҗириниң иштиракчилири болуп қеливатиду. Йәнә бир яқтин қарайдиған болсақ хитай һөкүмити һазир ашу ғәрп ширкәтлиригә түрлүк шәкилләр арқилиқ қорқақ селиватиду. Улар мушу арқилиқ америка һөкүмити елан қилған җаза тәдбирлири бойичә завут-карханиларни шинҗаңдин яки хитайдин көчүрүп кетиш долқунини тосуп қалмақчи болуватиду. Йәнә келип хитайниң өзи бәк чоң базар болғачқа хитай һөкүмити бу җайдики ғәрп ширкәтлиригә хитайниң қануниға риайә қилишни шәрт қиливатиду. ‛тесла‚ вә башқа ширкәтләрниң әһвали һазир мушуни намайән қиливатиду. Шуңа америка һөкүмити һәмдә униң иттипақдашлири бирликтә бу хилдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ барчә саһәни һәмдә қирғинчилиқниң мәһсулатлирини өзиниң тәсир даирисидә мәвҗут болалмас һалға кәлтүрәлисә у һалда буниң роли мислисиз болиду.”

Мәлум болушичә, уйғур дияридики лагер системиси давамлиқ кеңийиватқан болуп, йеқин кәлгүсидә хитай һөкүмитиниң бу җәһәттә техиму қаттиқ болған көрүнмәс шәкилдики бастурушни давам қилдуридиғанлиқи тәхмин қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.