Секуларизм уйғур мусулманлириниң иҗтимаий - иқтисади тәрәққиятиға пурсәт яритамду ?

Мухбиримиз әркин
2016.01.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
urumchi-basturush-5-iyul-305.jpg Үрүмчи наразилиқ намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили июл.
RFA


Бу йил 2 - январ, америка “ню йорк вақти гезити”дә андрев якубсниң “хитайниң юқири бесимлиқ тәқибидә ғәзәп оти қайниған шинҗаң” сәрләвһилик мақалиси елан қилинип, күчлүк тәсир қозғиған иди. Мақалидә аптор хитайниң юқири бесимлиқ сиясити астидики уйғур җәмийитини гоя ғәзәптин “қайнаватқан қазан”ға охшатқан иди.

Лекин хитайниң“йәр шари вақти гезити” өткән һәптиниң ахири мақалә елан қилип, андрев якубисни тәнқид қилған. Мақалидә көрситишичә, уйғур райониниң һазирқи вәзийитидә һөкүмәтниң чәкләш характерлик бәзи тәдбирләрни елиши бир зөрүрийәт. У, райондики мусулманларниң секуларлишишини алға сүрүп, мусулманларниң иҗтимаий - иқтисади тәрәққиятиға пурсәт яритиду.

Хитай “хәлқ гезити”ниң али дәриҗилик муһәррири диң гаң “йәр шари вақти гезити”ниң 6 - январ санидики мақалисида, “нюйорк вақти гезити” мухбири андрев якубсни тәнқидләп, у уйғур вәзийитигә йүзәки баһа бәргән, дәп әйиплигән.

Диң гаңниң қаришичә, андрев якубс хитайниң уйғур районида алған һәр хил диний тәдбири мусулманларниң иҗтимаий - иқтисади тәрәққият қәдимигә маслишишиға пурсәт яритип беридиғанлиқини нәзәргә алмиған.

Биз шу мунасивәт билән мәзкур мәсилә һәққидә сәуди әрәбистанда турушлуқ жорналист вә җамаәт әрбапи сираҗиддин әзизи әпәнди билән америкида турушлуқ йипәк йоли тәтқиқатчиси, доктор қаһар баратни зиярәт қилдуқ.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
xi-jinping-putin-2023.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.