Түркийә “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кирсә, ақивәт қандақ болиду?
2022.09.21
Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған хитай вә оттура асия дөләтлири билән болған достлуқини күчәйтиш үчүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушни ойлишиветипту.
“бломберг” торида чиққан бир мақалидә ейтилишичә, рәҗәп таййип әрдоған 16-сентәбир өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә өткүзүлгән “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләт башлиқлири кеңишиниң 22-қетимлиқ йиғиниға қатнашқан күни хитай рәиси ши җинпиң билән русийә президенти путин билән көрүшкәндин кейин, түркийәниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кирсә болидиғанлиқини билдүргән.
Рәҗәп таййип әрдоған түркийә мухбирлириға “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” һәққидики пикирини билдүрүп: “бизниң бу дөләтләр билән болған мунасивитимиз йепйеңи бир басқучқа қәдәм қоймақта” дегән.
Әрдоған йәнә өзиниң тиветтер һесабида учур йоллап: “өзбекистанда өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дөләт башлиқлири кеңишиниң 22-қетимлиқ йиғинида достлиримиз билән җәм болғинимиздин хурсән болдуқ. Мәзкур тәшкилат билән болған мунасивитимизни ортақ һәмкарлиқ асасида техиму йүксәк пәллигә көтүрүшимизгә чин дилимиздин ишинимиз” дегән.
Әрдуғанниң дөләт хәпсизлики мәслиһәтчиси чағри әрһан тивиттерға учур йоллап: “әнқәрәниң издәватқини ғәрб дунясиниң орнини алидиған һәмкарлиқ әмәс, бәлки дуняниң һәр тәрипидики дөләтләр билән тәңпуң мунасивәт орнитиш. Шундақла ғәрб дунясиға өзлири билән диалог қуридиған тәрәпниң ким икәнликини ениқ көрүвелишиға ярдәмчи болуш” дегән.
Туркийәдики һаҗитәппә университети дотснетй, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ шәрқ билән ғәрб оттурисида тәңпуң мунасивәт орнитиш пиланиниң асан әмәлгә ашмайдиғанлиқини билдүрди.
Чағри әрһан бу қетим “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға қатнашқан дөләтләрниң күч көрситишиниң сәвәбсиз әмәсликини, бу һәптә ню-йоркта өткүзүлидиған б д т ниң 77-қетимлиқ кеңәш йиғинида уларниң америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири билән “бир мәйдан елишидиғанлиқи” ни көрситип өткән. Униң билдүрүшичә, б д т ниң йиғинида америка, явропа вә улар билән бирликтә һәрикәт қиливатқан японийә, австралийә қатарлиқ көплигән дөләтләр украинани ишғал қилған русийә билән тәйвәнни ишғал қилмақчи болған хитайни қаттиқ әйибләйдикән. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза һиндистан русийә билән бирлишип америкаға қарши турамду? яки түркийә русийә вә хитай билән бирлишип ғәрб дөләтлири билән тамамән ада-җуда боламду? булар һазир дәрһал җаваб бәрмәк қийин мәсилиләр икән.
Әгәр әрдуғанниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кириш хияли әмәлгә ешип қалса, түркийә натоға (шималий атлантик әһди тәшкилатиға) әза дөләтләр ичидә тунҗи болуп “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға киргән дөләт болуп қалидикән. Әмма түркийәниң нато билән хитайдин тәң мәнпәәт елиш хияли ундақ асан әмәлгә ашмайдикән. Америкадики сиясий анализчи андерс кор бу һәқтә радийомизға йоллиған инкасида мундақ деди: “әрдоған ‛шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати‚ға киришкә урунса, нато тәрипидин рәт қилиниши керәк. Нато чоқум өзигә әза дөләтләрни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидәк бундақ риқабәтчи гуруһқа әза болмаслиқни шәрт қилиши керәк. Әрдуғанниң мустәбитлик хаһиши бар, путин билән бәк йеқин, у йәнә натониң ишлириға тосқунлуқ қилди, мәсилән, шиветсийә билән финландийәниң натоға киришигә қарши турди. Түркийә бундақ қиливәрсә, натоға әза дөләтләр түркийәни иттипақдашлиқтин чиқириветишни һәмдә әрдоғанға вә әрдоғанни қоллаватқан түркийә ширкәтлиригә иқтисадий җаза йүргүзүшни ойлишиши керәк”.
Әркин әкрәмниң қаришичә, түркийәниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға рәсмий әза болушиға тосалғу болидиған бир мунчә амиллар бар икән. Биринчидин, түркийә яхши-яман болсун ғәрб билән йеқин; иккинчидин, түркийә натоға әза дөләт, әгәр түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға кирмәкчи болса, натодин чиқип кетиш бәдилигә кириши мумкин; үчинчидин, хитай шәрқий түркистан мәсилисиниң мәнбәси түркийә дәп қарайду вә түркийәгә анчә ишәнмәйду.
“бломберг” ториниң бу хәвиридә көрситилишичә, түркийә 2013-йилдин башлап шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң намзат дөләтлири қатариға киргән. Әрдоған бу тәшкилатқа рәсмий әза болуш арқилиқ ғәрбкә гәп өткүзүш вә түркийәниң иқтисадини яхшилашни көзлигән болуши мумкин. Әмма явропа дөләтлири буниңға қандақ қарайду? руйтерс агентлиқиниң 20-сентәбир күнидики хәвиригә қариғанда, германийә баш минситери олаф шолз (Olaf Scholz) әрдуғанниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кирмәкчи болғинидин терикип кәткән вә нйо-йоркта өткүзүлүватқан б д т йиғинида униң билән көрүшүп: “бу тәшкилат дуняниң тинчлиқи үчүн төһпә қошидиған тәшкилат әмәс” дегән.
Доктор әркин әкрамниң қаришичә, хитайниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” дики мәқсити әслидә уйғурларниң мустәқиллиқ арзусини йоқ қилип, уйғур елини әбәдий хитайниң земиини қилишни нишан қилған болуп, бу тәшкилат һазирғичә хитайниң бу мәқситини капаләтләндүрүп кәлди. Әгәр түркийә униңға әза болуп кирсә, уйғурларға техиму еғир апәт елип келидикән. Әркин әкрәм бу һәқтә тохтилип: “хитайниң бу тәшкилати аталмиш ‛үч хил күч‚кә қарши турушни шәрт қилиду, түркийә униңға әза болса, түркийәдики уйғурларниң паалийити тосқунлуққа учриши мумкин” деди.