Анализчилар: шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәқсити уйғур районини тутуп туруш
2021.09.22

2021-Йил 9-айниң 17-күни, хитай рәиси ши җинпиң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлири тор йиғиниға қатнишип, “өз бурчимизни ада қилишта чиң туруп, йеңи сәпәрдики һәмкарлиқимизни илгири сүрәйли” дегән темида сөз қилған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу нөвәтлик рәиси таҗикистан президенти имамәли раһман риясәтчилик қилған, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, пакистан қатарлиқ дөләтләрниң президентлири қатнашқан бу йиғинға йәнә беларусийә, иран, түркмәнистан қатарлиқ көзәткүчи дөләтләрниң рәһбәрлири, русийә, һиндистан, моңғулийә президентлири вә б д т ниң баш катипи болуп 21 киши қатнашқан.
Ши җинпиң сөзидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулған 20 йилдин буян бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң “бир-биригә ишиниш, бир-биригә мәнпәәт йәткүзүш, баравәр болуш, кеңишиш, көп хил мәдәнийәтни һөрмәтләш, ортақ тәрәққиятни көзләштәк шаңхәй руһи” асасида “дуняниң тинчлиқи вә тәрәққияти үчүн чоң төһпә қошуп келиватқанлиқи” ни махтиғандин кейин, 5 түрлүк тәшәббусни оттуриға қойған.
Биринчи тәшәббусида у, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни иттипақлишиш йолида давамлиқ чиң турушқа чақирған; болупму вирусқа тақабил туруп, юқумлиниш вәзийитини аяғлаштурушқа ортақ тиришчанлиқ көрситиш керәкликини, хитайниң бу җәһәттә “башламчилиқ” рол ойнаватқанлиқини, бүгүнгичә башқа дөләтләргә 2 милярд ваксина тәминлигәнликини тилға алған.
Иккинчи тәшәббусида у, ортақ бихәтәрлик йолида чиң турушқа чақирған. У мундақ дегән: “биз көп тәрәплимә һәмкарлишип, бихәтәрликни давамлиқ қоғдашта чиң туруп, ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ни өз ичигә алған ‛үч хил күч‚кә зәрбә беришимиз керәк. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң башқуруш тармақлириниң муқимлиқни қоғдаш вә туюқсиз йүз беридиған вәқәләргә тақабил туруш иқтидарини күчәйтишимиз керәк. Афғанистандики һөкүмәт алмишишниң оңушлуқ елип берилишини илгири сүрүп, афғанистанниң тинчлиқ, муқимлиқ вә тәрәққият йолиға меңишиға ярдәм беришимиз керәк”.
Америка рәнд сиясәт тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси сикот һаролд шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш мәқситиниң әслидинла уйғурларға қаритилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “20-әсирниң 90-йиллириниң оттурисида қурулған бәш дөләттин тәшкил тапқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хитайниң шинҗаңни қолдин чиқирип қоймаслиқ үчүн қурған тәшкилати болуп, хитай у чағда советниң зулумдин қутулған оттура асия дөләтлириниң уйғурларға илһам-мәдәт беришидин әнсиригәниди. Әмәлийәттә болса, бу дөләтләрниң һәммиси өз бихәтәрлики вә мәнпәәтини уйғурлар билән болған миллий вә диний иттипақидин үстүн орунға қойди. Бүгүнки күндә хитай һөкүмити уйғурларни қаттиқ тәқип-назарәт астиға елип, ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду. Ечинарлиқи шуки, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза бу дөләтләрдә бирлик, иттипақлиқ йоқ, һөкүмәтлири аҗиз вә мустәбит, уйғурларға ярдәм қилалмайду, мәнчә улар пәқәт бир чәттә туруп, бу қирғинчилиққа пәрвасизлиқ билән қараштин башқа иш қилалмайду”.
Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини күчләндүрүш үчүн узундин буян уйғур районини “террорлуққа қарши туруш сәһниси” қилип кәлгәнликини билдүрди.
Үчинчи тәшәббусида ши җинпиң, ечиветилгән иқтисадий бирлик йолида меңишқа чақириқ қилған һәмдә “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң буниңдики алаһидә әһмийитини тәкитлигән. У келәр 5 йилда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән болидиған сода соммисини 2. 3 Тирилйон долларға йәткүзидиғанлиқини, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати сода тәтқиқати орни қуридиғанлиқи, шундақла “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң учур-алақә, ул әслиһә, пакиз енергийә қурулуши қатарлиқ 2-басқучлуқ түригә мәбләғ аҗритидиғанлиқини елан қилған.
Әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, хитай оттура асия дөләтлири, җүмлидин пакистан, афғанистанниму шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси вә бир бәлвағ бир йол пилани ичидә бирләштүрүшкә урунуватқан болуп, бу дөләтләрни өз сайиси астиға топлаш арқилиқ район үстүнлүкигә еришмәкчи вә уйғур райониниң муқимлиқини қоғдимақчи болған.
Анализчиларниң қаришичә, хитайниң бу йиғинни ечиштики асаслиқ мәқсити талибанларниң қолиға өткән афғанистанниң кәлгүси вә район бихәтәрлики һәққидә болсиму, асаслиқ нишан уйғурлар мәсилисигә қаритилған болуп, аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни баһанә қилип уйғурларни бастуруп йоқитишни көзлигән хитай, өзлиригә келиватқан хәлқара бесим вә бу районда йүз бериши мумкин болған давалғушларға тақабил туруш үчүн, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни асас қилған бир мудапиә сепили қуруш үчүн һәрикәт қилмақта икән.
Сикот һаролд хитай һөкүмитиниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларни бастуруш қилмишини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза башқа дөләтләргә експорт қилиши мумкинликини оттуриға қойди. У мундақ деди: “хитай компартийәси вә хитай һөкүмитиниң қариши бойичә болғанда, 20 милйон адәмдин һечкимниң кишилик һоқуқи зиянкәшликкә учримиди; бәлки көп сандики хәлқ аз сандики әсәбий күчләр вә бөлгүнчиләрниң қаймуқтурушиға учриди. Мәнчә хитай һөкүмити мушу идийәсини тохтимай тәшвиқ қилип, башқа дөләтләрниң ашкарә яки йошурун қоллишини қолға кәлтүрүшкә уруниду. Улар әсәбийликни чоң хәтәр дәп қарап, хитай билән һәмкарлишип униңға тақабил туриду. Әгәр хитай мушундақ қилса, көплигән дөләтләрдики уйғурлар, уларниң қоллиғучилири вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилири хитайниң әтрапидики бу бирликниң хирисиға дуч келиду. Мәлум мәнидин ейтқанда, хитай бу бирлик арқилиқ рәқиблирини аҗизлитип, өз орнини күчәйтишкә тиришиду”.
Төтинчи тәшәббусида ши җинпиң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни өзара алақә вә тәҗрибә алмаштуруш йолида меңишқа чақириқ қилған, хитай һөкүмитиниң бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң мәдәнийәт, маарип, сәһийә, намратлиқни йөләш ишлириға ярдәм беридиғанлиқини вәдә қилған һәмдә уларни 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишишқа дәвәт қилған.
Бәшинчи тәшәббусида у, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни “һәқ-адаләт йолида меңишта чиң туруш” қа чақириқ қилған. Хитайларниң “күч-һоқуқ дегән бирдәмлик, адаләт дегән мәңгүлүк” дегән қәдимий сөзини нәқил кәлтүргән, әмма өзи дәл буниң әксичә йол тутқан ши җинпиң, “хәлқара ишларни бир тәрәп қилишта күч көрситиш ақмайду, зомигәрликкә, йолсизлиққа, тәһдит селишқа қәтий қарши туруш керәк, б д т низамида чиң туруш керәк, көп қутуплишиш йолиға қарап меңип, бүгүнки бу хәлқара тәртипни бузуп, қаршилиқ вә бөлгүнчилик пәйда қилишқа йол қоймаслиқ керәк” дәп давраң салған.
Әркин әкрәм әпәнди хитайниң бундақ йиғинларда җаһангирликкә, зомигәрликкә қарши шоар товлиған билән, әмәлийәттә өзиниң шу йолға қарап меңиватқанлиқини, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кеңәйтиш вә күчәйтишкә урунушниң өзила буни чүшәндүрүп беридиғанлиқини ейтти.
Хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң тор бетидә берилгән мәлуматтин қариғанда, бу йиғинға қатнашқан һәр қайси дөләт рәһбәрлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң “20 йилдин буян қолға кәлтүргән сиясий, иқтисадий, бихәтәрлик вә мәдәнийәт саһәлиридики нәтиҗилири” гә юқири баһа бәргән һәмдә зомигәрликкә, тәрәпбазлиққа, “демократийә билән кишилик һоқуқни баһанә қилип башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилишиш” қа қарши туридиғанлиқини билдүргән. Улар йәнә һәмкарлиқни күчәйтип, “үч хил күчниң дөләт атлап җинайәт өткүзүшигә ортақ зәрбә берип, район бихәтәрлики вә бир бәлвағ бир йол қурулушиниң оңушлуқ елип берилиши” гә капаләтлик қилидиғанлиқини, тәнтәрбийәни сиясийлаштуруш һәрикитигә қарши туруп, бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини бирдәк қоллайдиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.