Ишиий: шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәқсити шәрқий түркистан мустәқилчилирини бастуруш

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.05.28

Йеқинда японийәлик оттура асия истратегийә тәтқиқатчиси ишиий өзиниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әндишиси” намлиқ тәтқиқат мақалисини елан қилған. У мәзкур мақалисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуши уйғур мәсилисини бастуруштин ибарәт хитайниң сиясий истратегийилик пилани икәнлики тоғрисида өзиниң бир қатар қарашлирини оттуриға қойған.

Аптор мақалисидә оттура асиядики дөләтләрниң мустәқиллиқ җакарлиши билән бу районда күчлүк дөләтләр арисида елип берилған оттура асияни талишиш истратегийилик һәрбий күриши үстидә тохтилип мундақ баян қилған: америка, русийә вә хитайниң оттура асиядики күч көрситиш оюниниң асаслиқ мәқсити бу райондики мол нефит, газ қатарлиқ тәбиий байлиқларни өз-ара талишиш күришидин ибарәттур. Күчлүк дөләтләрниң бу оюнлириниң әндишиси ичидә 2001-йили 6-айда оттура асиядики өзбекистан,қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ төт дөләт, русийә вә хитай билән бирлишип шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қурди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати өз-ара бир-биригә ишиниш, иқтисад вә башқа җәһәтләрдә бир-биригә ярдәм беришни нишан қилған иди. Бу тәшкилатиға әза алтә дөләтниң рәһбәрлири ортақ һалда террорчилиққа,бөлгүнчиликкә, радикал ислами күчләргә зәрбә беришкә вәдиләшкән иди. 11-Сентәбир вәқәсидин кейин америка, хитай, русийә бирликтә террорчилиққа қарши туруш җәһәттә өз-ара һәмкарлашти. Буниң билән йәни американиң қоллиши арқисида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати техиму күчләнди.

Һазир тәйвәндә яшаватқан хитайниң өктичи язғучиси лин бавхуа әпәнди шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидә қисқичә өзиниң қарашлирини баян қилип мундақ деди:
-Бу тәшкилат асаслиқи оттура асия әллиридики йәни шинҗаңдики террорчиларға қарши турушни мәқсәт қилған һалда қурулған тәшкилат. Сәвәби оттура асиядики милләтләр билән уйғурларниң келип чиқиши бир болғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити оттура асия билән болған уйғурлар арисидики мустәқиллиқ күрәш йоллирини тосуветишни мәқсәт қилған һалда тәшкилатни қурған.

Аптор мақалисидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш мәқсити һәққидә тохтилип, бу һәқтә йәнә мундақ баян қилған:
‏-Хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қуруш пилани 1991-йили советлар иттипақи парчиланғандин кейин оттура асияниң вәзийитини әтраплиқ көзитиш арқисида пиланланған болуп, әйни вақитта советлар чеграси ичидики җумһурийәтләр өз алдиға мустәқил болғандин кейин,хитай дөлити пурсәтни ғәниймәт билип, иқтисади аҗиз, дөләт қурулмиси мукәммәл болмиған йеңидин туғулған бовақ дөләтләр билән узундин бери советлар билән һәл қилинмай кәлгән чегра мәсилисини һәл қилиш нийитидә, дәрһал русийә вә оттура асия дөләтлири билән болған төт миң үч йүз километирлиқ чеграсидин һалқип оттура асияға кирип, өзиниң һәрбий күчини көрсәтмәкчи болди. 1996-Йили 4-айда русийә билән хитайниң һәмкарлишиши арқисида оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, таҗикистан рәһбәрлири шаңхәйгә йиғилип, өз-ара һәмкарлишиш пилани үстидә йиғин өткүзди. Йиғинда асаслиқи өз-ара ишиниш, өз-ара тәртипкә селиш вә орунлаштуруш елип беришни нишан қилиш бәлгиләнгән. Бу йиғин шаңхәйдә елип берилғанлиқи үчүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәп аталди. Шуниң билән бәш дөләт өз-ара чегра мудапиәсини күчләндүрүш, узун мусапилик иқтисадий һәмкарлиқ елип беришни башлиди. 1998-Йили 7-айда алматада, 1999-йили8-айда бишкәктә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинлири арқа-арқидин ечилди. юқириқи икки йиғинниң асаслиқ темиси болса, террорчилиққа вә радикал ислами күчләргә тақабил турушни мәқсәт қилған иди.

Аптор мақалисидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бастуруш нишани асаслиқ уйғур мустәқилчилири икәнлики тоғрисида тохтилип, бу һәқтә мундақ учур бәргән:
‏-Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинлирида дейиливатқан вә бәлгилиниватқан сиясәтләрниң һәммисила хитайниң ой‏-пилани болуп,хитай өзидики шинҗаң мәсилисини йәни шәрқий түркистан мустәқилчилирини, шинҗаң тәвәсидә вә оттура асиядики дөләтләрдә террорчилиққа бағлап туруп қаттиқ бастуруш иди. Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буян террорчилиққа қарши турушни шоар қилип туруп, шәрқий түркистан мустәқилчилирини бастурушта хели нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән иди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң оттура асияда кәйни-кәйнидин ечилған йиғинлиридин кейин, оттура асия дөләтлиридә кәң көләмлик һалда террорчилиққа қарши туруш шоари билән шәрқий түркистан мустәқилчилирини тазилаш һәрикити елип берилди. Хитай өз тәвәсидики шинҗаңда шәрқий түркистан мустәқилчилирини йоқитишта техиму дәһшәт вә күчлүк болған һәрикәтләрни елип барди.

Мақалидә аптор йәнә, америка әскәрлириниң оттура асияға сиңип кириши вә униңға қарши шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қолланған тәдбирлири һәққидиму қисқичә тохтилип, бу һәқтә мундақ дейилгән:
‏-Американиң мәқсити болса, оттура асиядики дөләтләр билән һәмкарлишип афғанистанниң тинчлиқини әмәлгә ашуруш иди. 2005-Йили 7-айда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати “американиң оттура асияда әскәр турғузуш вақит муддити бәлгилиниши керәк” дегән қарарни елан қилди. Чүнки шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америка армийисиниң оттура асияда узун турушини халимайтти.

Аптор мақалисини мундақ ахирлаштурған: йиғип ейтқанда, хитай дөлити оттура асиядики вә өзидики шәрқий түркистан мустәқилчилирини бесиқтуруш мәқситидә қурған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, өзиниң күчини қачанғичә җари қилдуралайду, буниси һазирчә намәлум. Әмма, хитай һөкүмити бесиқтурмақчи болған шәрқий түркистан мустәқилчилириниң дәваси җүмлидин уйғур мәсилиси хәлқаралишип болди. Хәлқара җәмийәт уйғур мәсилиси билән террорчилиқниң пәрқи вә чеграсини аллиқачан билип болди. Хитайниң хәлқара сәһнидики модидин қалған террорчилиқтин ибарәт уйғур кишилик һоқуқ мәсилисидә өзи ойнаватқан ялған террор ипизотиға “аяғлашти” дәп пәрдә япидиған вақтиму келип қалди.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.