“шәрқий түркистанниң шәһәр вә дәрялири” намлиқ китабчә һәққидә
2022.12.20
Бүгүнгичә шиветсийә архип идариси густаф ракет коллексийонида “шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ бир парчә қолязма китаби сақлинип кәлмәктә. Бу китаб 1907-йили густаф ракет тәрипидин йәкән(яркәнд )дә шивет тилида йезилған вә әйни вақиттики техника билән копийә шәклидә көпәйтилип тарқитилған.
Шиветсийәлик түрколог, тилшунас густаф ракет) Gustaf Raquette .1871-1945) Илгири тилшунаслиқ вә медитсина илми кәсиплиридә оқуған. 1896 - 1913 -Йилғичә болған арилиқта қәшқәр, йәкән қатарлиқ җайларға бирқанчә қетим сәпәр қилған болуп, у җайларда миссионер вә дохтур сүпитидә бир мәзгил турған. Бу хил паалийәтләрдин башқа йәнә мисисионерларға уйғур тилидин дәрс бәргән. Густаф ракет мәйли христиан дини мәзмунидики әсәрләрни уйғурчиға тәрҗимә қилиш ишлири болсун яки нәшриятчилиқ ишлирида болсун уйғурларниң тил-әдәбият вә етнологийәлик алаһидиликлирини тәтқиқ қилишта алаһидә күч чиқарған шәхс. Униң пайдилиниш вә тәтқиқат қиммити юқири болған әсәрлиридин “қәшқәр вә яркәнд районидики уйғур шевилири һәққидә”, “инглизчә-уйғурчә луғәт”, “уйғур тилидики пеиллар һәққидә”, “уйғур тили грамматикиси” қатарлиқ китаблири бар.
“шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ китабчиниң ич муқава бетидә берилгән изаһатқа қариғанда, бу китабчә әйни вақитта фирансуз тилиға тәрҗимә қилинип, 1909-йили белгийә җуғрапийә журнилида елан қилинғаникән. Мәзкур изаһатқа асасән, биз йәнә бу китабчини миссионерлиқ хизмәтлири үчүн йезилғанлиқидин ибарәт мәлуматқиму игә болалаймиз.
Китабта шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик җайлишиш әһвали тәпсилий баян қилинған болуп, мәзкур китаб бизни шәрқий түркистанниң бир қисим дәрялири, шәһәрлири, нопуси вә мәмурий башқуруш системиси һәққидә интайин муһим мәзмунлар билән тәминләйду. Густаф ракет хатирилигән бәзи дәря-көлләр һазир қуруп кәткән яки бәзи җайлар йоқилип кәткән болуп, бу китаб шәрқий түркистанниң йәр көлими вә аһалиси һәққидә селиштурма тәтқиқат елип беришта муһим әһмийәткә игә дәп қарашқа болиду.
“шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ қолязма китабиниң йәнә бир әһмийити шуки, илгири уйғур вәтинидики бир қисим мәтбуатларда талаш-тартиш қозғиған темиларға аит мәзмунларға нисбәтән башқа бир нуқтидин баһа берилгән. Мәсилән, 2000-йилларниң башлирида бир қисим уйғур тәтқиқатчилири мәһмуд қәшқәрийниң “түркий тиллар дивани” қамуси вә башқа йәр-җай намлириға аит қәдимий хәритә вә хатириләргә асасән, һазирқи “зәрәпшан дәряси” дәп атилип келиватқан дәряниң әсли “яркәнд дәряси” дәп атилиши керәклики һәққидики көзқарашлирини илгири сүрүп мақалиләр елан қилған вә бу һәқтә уйғур җәмийитидә ғулғула қозғиғаниди. “шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ китабта болса, аптор густаф ракет өзи тәкшүрүш, зиярәт қилиш вә өгиниш асасида топлиған билими вә материяллириға асасән, яркәнд дәряси билән зәрәпшан дәрясиниң охшимайдиған икки дәря икәнлики һәққидики баянлирини оттуриға қойған. Густаф ракет икки дәря һәққидики көзқарашлирини мундақ баян қилиду: “яркәнд дәряси шәрқий түркистандики әң чоң дәрялардин бири болуп, бу дәря памир вә қарақурум тағлири етикидики ушшақ дәря еқинлириниң қошулушидин шәкилләнгән. “зәрәпшан” исми парс тилида “алтун чачқучи” мәнисини билдүридиған болуп, бу дәря сериққол дәря вә қарақурум тағлиридики дәряларниң қошулуши билән ташқорған тәрәпкә қарап еқип, ахири йәркәнд дәрясиға қуюлиду”.
Мәзкур китабта қәшқәр, ақсу, хотән, корла, турпан, үрүмчи вә или райони әтрапидики һәр бир наһийә, шәһәрләрниң җайлишиш әһвали, йәрлик даңлиқ мәһсулатлири вә ишләпчиқириш әһваллири һәққидә мәлумат берилгән. Уйғурларниң нопуси мәсилисиму нөвәттә охшимиған мәнбәләрдә охшимиған сан-сипир билән ипадилиниватқан болуп, болупму 1953-йилдин бурунқи уйғур нопуси һәққидики язма мәнбә материяллири көп учримайду.
“шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ китаб бизни йәнә әйни вақиттики шәрқий түркистандики мәмурий башқуруш түзүлмиси һәққидиму мәлумат билән тәминләйду. Китабта бу һәқтә мундақ баянлар учрайду: “шәрқий түркистанни хитайлар шинҗаң (йеңи земин) дәп атайду вә бу земин һөкүмәт тәрипидин тәйинләнгән хитай әмәлдарлири тәрипидин башқурулиду. Бир пүтүн өлкә чоң, кичик һәрбий районлири вә пуқралар районлириға бөлүнүп идарә қилиниду. Һәрбий әмәлдарларниң ичидә дотәйниң, мәмурий әмәлдарларниң ичидә һөкүмәт рәисиниң һоқуқи әң чоң болиду. Һәр бир районда бирдин хитай әмәлдар болуп, у бирқанчә тармақ районларни башқурушқа мәсул болиду, униң қол астида йәнә кичик даиридики хизмәт вә районларға мәсул болған бәгләр болуп, бәгләр адәттә йәрлик мусулман хәлқтин (уйғурлардин) тәйинлиниду. Бу бәгләр өз ана тилини қоллиниш билән бирликтә хитайчиниму қоллиниду. Һәтта бир қисимлири хитайчә өрп-адәтләрниму қобул қилған, уларниң хитай әмәлдарлиридин пәрқи пәқәтла улардәк узун чач қоймиғаниди.
Һәр бир районға мәсул мусулман бәгләрни бирдин хитай әмәлдари башқуриду. Һәр бир юрт өз нөвитидә йәнә бирқанчә мәһәллиләргә бөлүниду. Мәһәллиләрдә түтүн саниға қарап йүз баши, он баши қатарлиқ кичик әмәлдарлар һоқуқини йүргүзиду. Һәр бир шәһәрдә бир яки бирқанчә хитай әмәлдарлардин тәйинләнгән пашшап беги болиду. Буларниң вәзиписи җәмийәт тәртипи вә аманлиқини қоғдаш болуп, шәһәр дәрвазисини адәттә әскирий қисимлар қоғдайду. Шәһәрләрдә йәнә уйғурлардин тәйинләнгән баҗ вә һәқ йиғиш ишлириға мәсул хадимлар болуп, адәттә бир хитай секретари яки кассер болиду”.
Йүз йил бурунқи манҗу имерийиәсиниң мәмурий башқуруш түзүлмисини хитайниң бүгүнки күндә уйғур диярида елип бериватқан уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясити көзникидин мулаһизә қилидиған болсақ, уйғур дияриниң мустәмликә қилиниш тарихиниң дәсләпки тактикилири һәққидә чүшәнчигә еришкәндәк болимиз.
Юқирида баян қилинғиниға охшаш“тармақларға бөлүп башқуруш” вә баҗ төләш системиси хитай сулалириниң тарихтин бери ташқи дуняға қаритилған мустәмликичилик ғәризини ишқа ашурушта қоллинип кәлгән бир васитә иди. Хитай әмәлдарлири йәрлик хәлқни башқуруш үчүн тәсис қилинған бу хил түзүм түрлүк шәкилләрдә иҗра қилинған болуп, көпрәк шимал тәрәптә “җасағ”, алтәшәһәр районида “бәг” лик системиси дәп аталған. Бу хил мәмурий башқуруш түзүмигә нәзәр салғинимизда, қаримаққа дөләт һоқуқи йәрлик хәлқләрниң қолидадәк, өз-өзини башқуруш һоқуқи берилгәндәк көрүниду. Әмәлийәттә, мәнчиң һөкүмранлири һөкүмранлири әйни вақитта уйғурлар диярида бу хил түзүмни өзиниң мустәмликичиликини ишқа ашурушниң бир түрлүк васитиси қилип қолланған. Тарихчи абләхәт хоҗайефниң чиң сулалиси дәвридики шәрқий түркистанда йолға қоюлған мәмурий башқуруш түзүлмиси һәққидики тәтқиқатиға қариғанда, бу хил түзүлмә җуғрапийәлик алаһидилик вә җәмийәт аһалисиниң қурулмисиға асасән айрилған болуп, хитай болмиған пуқраларниң чиң сулалиси һөкүмранлиқиға бой сунушини вә мустәмликә сияситини техиму чиңитишни мәқсәт қилип лайиһиләнгән икән. Хәлқ тартиватқан түрлүк зулум, алван-ясақ вә екиспилататсийәләр ашу шу бәгләрниң қоли арқилиқ иҗра қилинатти. Кейинчә зозуңтаңниң һакимийәт бешиға чиқиши билән тәң бу хил бәглик түзүмиму бикар қилинип, һәрбий вә мәмурий ишларға пәқәтла хитай вә манҗурлардин әмәлдар тәйинлинидиған түзүлмә барлиққа кәлгән, буниң билән уйғурларниң миллий бирликлири һәммиси бикар қилинған.
Тарихий арқа көрүнүшни чүшәнмәй туруп, нөвәттики уйғур ирқий қирғинчилиқи вәзийитини чүшиниш мумкин әмәс. Шуңа уйғур дияриниң хитай тәрипидин бесивелинған земин икәнликини испатлаш, бу районниң тарихтин буянқи сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийитигә зич бағланған тәкшүрүш вә тәтқиқат елип бериш уйғурларниң нөвәттики муһим вәзипилиридин биридур. Буниң үчүн әйни вақиттики вәзийәтни көзәткән кишиләрниң көзқарашлири баян қилинған пайдилиқ материялларғиму мураҗиәт қилишқа тоғра келиду. Густаф ракетиң “шәрқий түркистанниң шәһәр- дәрялири” намлиқ китаби әнә шуларниң җүмлисидиндур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.