Ши дагаң: бизни усул ойнап күтивеливатқанлар, пичақ көтүрүп қарши туруватқанлардин көп
2013.05.31

Уйғур райониниң муавин рәиси ши дагаңниң алдинқи күни бейҗиңда уйғур вәзийити һәққидә қилған сөзлири хәлқарадики вә уйғур җәмийитидики вәзийәт көзәткүчилириниң диққәт вә инкасини қозғиди. Икки кундин бери бу һәқтә елан қилинған хәвәр вә анализларда, ши дагаңниң уйғур вәзийитиниң һәқиқий реаллиқини бурмилиғанлиқи оттуриға қоюлди вә тәнқидләнди.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.
Ши дагаңниң бу қетимқи сөзлири асаси мәзмун җәһәттин, башқа хитай рәһбәрлири йиллардин бери тәкитләп келиватқан баянлар билән охшаш. Йәни дейилмәкчи болғини, районниң вәзийитиниң омуми җәһәттин яхши икәнлики, хитайға қарши турғучиларниң аз сандики кишиләр икәнлики, уйғур райониниң саяһәтчиләр вә мәбләғ салғучилар үчүн бихәтәр бир җай икәнлики. Пәқәт ши дагаң бу қетим, охшаш пикирни охшимиған нуқтидин вә пәрқлиқ мисаллар билән оттуриға қойған. Мәсилән у, саяһәтчиләргә хатирҗәмлик туйғуси бериш үчүн, райондики 3 хил күчләрниң һуҗум нишани җайлардики әмәлдарлар икәнликини оттуриға қойған. Район вәзийитиниң бихәтәрликини испатлаш үчүн, уйғур нопуси мутләқ үстүнлүктә болған наһийә, йезилардиму хитай аһалилири вә кадирлириниң аман - есән яшаватқанлиқини пакит қилип көрсәткән. У муқимлиқ пилани тоғрисида 8 сөзлүк тәдбирни оттуриға қоюп, бу тәдбирләр арисида маарипни биринчи рәттә, зәрбә беришни ахириқи рәттә тилға алған.
Ройтирис қатарлиқ хәлқара ахбарат вастилири, вен хуйбав қатарлиқ хоңкоң мәтбуатлири ши дагаңниң юқириқи сөзлири һәққидә тәпсилий мәлумат вә мулаһизиләрни елан қилди. Мулаһизиләрдә ши дагаң бәргән мәуламатларға қарита гуманлар асаслиқ орун тутти.
Бу һәқтә германийә авази радиосиға сөз қилған мустәқил тәтқиқатчи ваң лишюң, уйғур районида хитай аһалилириниң хатирҗәм яшаватқан вә бихәтәр ишләватқанлиқини рәт қилди. У сөзидә ахбарат әркинлики болмиған йепиқ бир җәмийәттә вәзийәтниң сирттин қариған чағда тинч көрүнидиғанлиқини, әмма пурсити кәлгәндә җәмийәттики ғәзәп - нәпрәтниң партлаш характерида ашкарилинидиғанлиқини оттуриға қойди. Униң баян қилишичә, 5 - июл вәқәсидин бурунқи үрүмчи вәзийити, 14 - март ласа вәқәсидин бурунқи тибәт вәзийитиму қаримаққа тинч иди. Йәнә униң баян қилишичә, японлар хитай өлкилирини бесивалған чағдиму бу җайларда хитайлар көп санлиқта иди, аз сандики японлар шу җайларни идарә қилған вә бихәтәр яшиған. Бу һәргиз хитай хәлқиниң япан таҗавузчилиридин рази икәнликини билдүрмигинидәк, уйғур районида хитай әмәлдарлири бихәтәр яшап кетиватқан болса, буму уйғурларниң хитай һакимийидин разимәнликини әкс әттүрмәйду.
Ши дагаңниң сөзлири һәққидә тәспилий хәвәр бәргән ройтирис агентлиқи, ши дагаңниң уйғурларниң миллий ирадиси вә миллий кәйпияти һәққидики баянлирини мәсхирә қилған. Хәвәрниң мавзуси, ши дагаңниң сөзлирин нәқил шәклидә берилип мундақ дейилгән “бизни усул ойнап күтивеливатқанлар, пичақ көтүрүп қарши туруватқанлардин көп.”
Ши дагаңниң сөзлиригә тунҗи болуп инкас қайтурған уйғурбиз торбети, униң сөзлиридики районни маарип вә қанун билән идарә қилиш дегән сөзлирини сахтипәзлик дәп тәнқид қилған. Тор баянатида, ши дагаң, қәшқәрдә вәзипә өтәватқан вақтида миллий һәрикәтләрни бастурушта башламчилиқ вә уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәштә пиланлиғучилиқ рол ойниғанлиқини илгири сүргән вә уни қанундин еғиз ечиш салаһийити йоқ дәп тәнқид қилған.
Ши дагаңниң диний әркинлик һәққидики сөзлири үстидә тохталған ваң лишюң мундақ дегән “сақалға йол қоймиған, пәрәнҗигә қол узатқан, розини буздуруватқан бир һакимийәтниң диний әркинлик һәққидики баян вә вәдилиригә ишиниш мумкин әмәс.”
Муһаҗирәттә яшаватқан уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсән, ши дагаңниң сөзлири устидә пикир баян қилип төвәндики нуқтилар үстидә тохталди:
Соал: ши дагаңниң сөзлиридә сизниң диққитиңизни тартқан нуқтилар қайсилар?
Җаваб: биринчи, ши дагаң, шәрқи түркистандики барлиқ хәлқләрниң муқимлиқни халайдиғанлиқини ейтти, әмма муқимлиқни ким бузуватқанлиқини тилға алмиди. Тоғра униң дегинидәк уйғур хәлқи муқимлиқни халайду; муқимлиқни халиғанлиқи учунла зулумға қарши күрәш елип бериватиду. Иккинчи, у районни тәрәққий қилдурдуқ, деди, әмма бу тәрәққияттин кимниң бәһриман болуватқанлиқини тилға алмиди. Тоғра район тәрәққий қилди, әмма тәрәққияттин уйғурлар әмәс, хитайлар пайдиланди, хитайлар бай болди. Ши даҗаңниң сөзлиридин мәлумки, хитайниң муқимлиқ дегини, уйғур хәлқиниң хитай һакимийитигә шәртсиз итаәт қилиши, зулумға баш егиши вә хитайниң районниң байлиқлирини тосалғусиз булап - талиши үчүн қаршилиқсиз бир муһитниң һазирлиниши.
Соал: ши дагаң уйғур райониниң җәнубини көздә тутқан һалда, бу җайларда, уйғурларниң нопуси мутләқ үстүнлүктә, хәнзулар аз санлиқта болсиму, хәнзулар йәнила бихәтәр яшаватиду, мана бу, район вәзийитиниң тинчлиқиниң испати дегән һәм өзиниң җәнубта вәзипә өтәватқан чағда, йениға муһапизәтчи алмайдиғанлиқини ейтипту, бу сөзләргә қандақ қарайсиз?
Җаваб у райондики хитай хәлқиниң бихәтәрлики, уйғурларниң меһмандостлуқидин әмәс, бәлки чегра бойлап муһапизәттә туруватқан әскәрләр, истратегийилик орунлаштурулған қурулуш армийәлири, йеза - йезилардики сақчиханиларниң һимайсидә қоғдиливатиду. Әгәр ши дагаң йезиларни муһапизәтчисиз вә қоралсиз айланғанлиқи раст болса, бу уйғур хәлқиниң сәнәтхумарлиқидин әмәс, шу җайларда тохтимай давам қиливатқан қаттиқ бастуруш һәрикәтлири, қаршлиқ көрситиш идийисидила әмәс, мушундақ идийә шәкиллиниш еһтимали болған кишиләрниң тутулуп түрмиләргә ташлиниши нәтиҗисидики бихәтәрлик.
Соал: у йәнә, уйғур хәлқиниң меһмандостлуқи, сәнәтхумарлиқи вә ақкөңүллүкини тилға елип, районда муқимсизлиқниң иҗтимаий асаси йоқлуқини көрситипту, бу нуқтиға қандақ қарайсиз?
Җаваб: миллитимизниң сәнәтхумарлиқи мәнчә униң мәдәнийити вә тарихи билән мунасивәтлик, әгәр униң нөвәттики вәзийәт билән мунасивити бар дейилсә, у чағда уйғурларниң бүгүн сәнәткә берилиши һәргиз иҗабий бир аламәт әмәс. Чүнки, бу йәрдә универисал тәрәққият дәп бир гәп бар; әгәр бир милләт иқтисад, сиясәт вә пән техника җәһәттин тәрәққий қилмай, ялғуз сәнәт җәһәттин тәрәққий қилип кетиватқан болса, бу сағлам тәрәққият әмәс. Бу йәрдики сәнәтхумарлиқ зулумдин қечиш вә зулумға инкас қайтуруш болуши мумкинки, вәзийәт мәмнунлуқидин бишарәт әмәс.
Соал: шидагаң сөзидә, райондики үч хил күчләрниң һуҗум нишаниниң җайлардики әмәлдарлар икәнликини тилға елип, чәтәллик саяһәтчиләрни уйғур районини әндишә қилмастин саяһәт қилишқа чақирипту, сизниң бу сөзләргә қарита пикриңиз нимә?
Җаваб: мәнчә бу униң баянатидики тоғра вә диққәткә сазавәр бир нуқта. Хитай әмәлдарлири йиллардин бери райондики исянчиларни уч хил күчләр, җумлидин террорчилар дәп әйибләп кәлди, җаң чүншйән техи йеқинда бу“террорчилар”ниң дини вә миллити йоқлуқини, уларниң пуқра вә әмәлдар дәп айримайдиғанлиқини, инсанлиққа қарши икәнликини баян қилған иди. Ши дагаңниң гепи бойичә ейтқанда, бу йәрдики үч хил күчләр пәқәт җайлардики әмәлдарларғила қарши. Чүнки, бу әмәлдарлар улар тәрипидин сайланған әмәс, уларниң мәнпәәтини қоғдаватқанлар әмәс; улар хитай мустәмликә һакимийитиниң булаң - талаң вә зулум - ситәмлиридә алдинқи сәптә қоманданлиқ қиливатқан вә вәзипә иҗра қиливатқанлар. Бурун тутулған, етилған вә җаза муддитини отәватқан өч хил куч әзалириниң һәммиси әркинлик үчүн, инсаний һәқ үчүн күрәш қилғучилар, ши дагаңниң шу җумлисидики сөзи бойичә ейтқандиму бу үч хил күчләр һакимийәткә қарши җәңчиләр.