Пул муамилә гезити: ши җинпиң хитайниң мувәппәқийәт әндизисидин ваз кәчти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.06.02
shi-jinping-qurultayda.jpg Хитай президенти ши җинпиң хитай қурултийида биләт ташлаватқан көрүнүши. 2016-Йили 16-март, бейҗиң.
AFP

“пул муамилә гезити” хитай рәиси ши җинпиңниң хитайдики 30 йиллиқ сиясий, иқтисадий вә дипломатийә әндизисидин ваз кечип, һакиммутләқ һөкүмранлиқ йолиға қәдәм басқанлиқини баян қилди.

Б б с 31-май “пул муамилә гезити” дә елан қилинған “Ши җинпиң хитайниң мувәппәқийәт әндизисидин ваз кәчти” намлиқ мақалидин нәқил елип баян қилишичә, хитай рәиси ши җинпиң хитайда 1978-йили диң шавпиң тәрипидин оттуриға қоюлған вә 30 йилдин буян хитайниң тәрәққиятиға түрткә болуп кәлгән асасий әндизиләрдин ваз кечип, һакиммутләқ бир сиясәт йүргүзүш йолиға қәдәм басқан.

Хәвәрдә тилға елинишичә, хитайниң сабиқ дөләт рәиси диң шавпиң тәхткә чиққандин кейин, 1978-йили “иқтисадий җәһәттә: експорт қилиш, мәбләғ селиш вә қош рәқәм бойичә иқтисадни илгири сүрүш, сиясий җәһәттә: мав зедуң дәвридикидәк һакимийәтни шәхс мустәқил идарә қилиш түзүмидин коллектип башқуруш түзүмигә өтүш, дипломатийә җәһәттә: өзини ниқаблаш” тин ибарәт 3 тәрәққият әндизисини йолға қойған. Бу әндизә хитай дөлитини 30 йилдин буян зор нәпкә ериштүргән. Бирақ һакимийәт бешиға чиққили аран 3 йил болған ши җипиң хитайниң бүгүнини яритишқа түрткә болған бу 3 әндизини тәдриҗий әмәлдин қалдуруп “иқтисадий җәһәттә: қош рәқәм бойичә илгириләш күчидин қалған, експорт орнини ички истемал асас қилған, сиясий җәһәттә: һоқуқни коллектип идарә қилиштин күчлүк шәхс идарә қилидиған, дипломатийә җәһәттә: өзини ниқаблаш сияситидин ваз кечип, асия қитәсиниң хоҗайинлиқ һоқуқини америкидин талишидиған вә хәлқара мәсилиләрдә җәң елан қилидиған” йеңи бир йолға қәдәм бесишқа башлиған.

Хәвәр муқәддимисидә: “әгәр ши җинпиңниң йеңи сиясити мувәппәқийәт қазанса, аталмиш ‛җуңхуа миллитиниң бүйүк қәд көтүрүш‚ ғайиси әмәлгә ашиду, әмма униң сиясити әгәр мәғлуп болса, хитай сиясий җәһәттә давалғушқа, иқтисадта турғун һаләткә, хәлқарада дүшмәнлик вәзийитигә петип қелиши мумкин” дейилгән.

Германийәдики сиясий мәсилиләр көзәткүчиси пәрһат муһәммиди әпәнди “пул муамилә гезити”дә илгири сүрүлгән идийини тәстиқлап, хитай рәиси ши җинпиңниң һәқиқәтәнму мав зедуң дәвридики кона мустәбит сиясәткә қайтиватқанлиқини илгири сүрди. Германийәдики “хитай демократик федирасийони”ниң рәиси фей ляңюңму охшаш қарашни тәкитләп, ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян хитайда демократийә, кишилик һоқуқ мәсилисидә көрүнәрлик чекиниш болғанлиқини тәкитлиди. У мундақ дәйду: “ши җинпиң һакимийәт бешиға чиқипла инсанларниң әң әқәллий кишилик һәққи болған пикир әркинлики, мәтбуат әркинлики қатарлиқ һәқлирини дәпсәндә қилишни күчәйтти. Уйғур, тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләр районлирида бу хилдики дәпсәндичилик техиму еғир. Ши җинпиң һакиммутләқ сиясәт билән хитайни идарә қилиш йолини тутуватиду. Униң сиясити муқәррәр рәвиштә техиму көп қаршилиқларға йол ачиду.”

“ши җинпиң хитайниң мувәппәқийәт әндизисидин ваз кәчти” намлиқ мақалидә йәнә, хитай рәиси ши җинпиңниң мав зедуңдин кейин хитайда оттуриға чиққан әң күчлүк рәһбәр икәнлики, униң шәхскә чоқунушни тирилдүрүватқанлиқи, һөкүмәт таратқулириниң тохтимай ши җинпиңни мәдһийиләп нахшилар товлаватқанлиқи баян қилинип, униң черикликкә қарши туруш күришиниң һоқуқ вә иқтисад саһәсидә еғир тәвриниш һасил қилғанлиқи, бейҗиң кочилирида йеқин кәлгүсидә чоң қәтлиам вә сиясий өзгириш йүз бериши мумкинлики һәққидики учурларниң тарқилип йүргәнлики илгири сүрүлиду.

Хәвәрдә әскәртилишичә, ши җинпиң хитайдики дөләт рәислири икки нөвәт һоқуқ тутидиған түзүмни өзгәртишниң койиға киргән болуп, у узун муддәт һоқуқ тутуп бу түзүмни бузуш арқилиқ, һакимийәтни коллектип идарә қилишқа хатимә беришни нишан қилған. Буниң биләнла қалмай, ши җиңпиң йәнә дипломатийә сияситидә қоюқ милләтчилик еқимини қанат яйдурушқа, қошна әлләр вә ғәрбкә қарши дүшмәнлик идийисини күчәйтишкә башлиған.

Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди, ши җинпиңниң идийисиниң ениқла таҗавузчилиқ вә шовинизмлиқ бир идийә икәнликини илгири сүриду. Германийәдики моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси тәмсилтому ортақ қарашни тәкитләп, хитай коммунистик һакимийитиниң бүгүн хитайда йүргүзүватқан сияситиниң гитлер заманидики қирғинчилиқтинму ешип кетиватқанлиқини тилға алди. У сөзидә “гитлер йәһудиларни қирғин қилған иди. Ши җинпиң өз хәлқини қирғин қиливатиду. Мустәмликә астидики уйғур, җәнубий моңғулийә вә тибәт хәлқлириниң үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири техиму вәһший усулда давамлашмақта” деди.

“ши җинпиң хитайниң мувәппәқийәт әндизисидин ваз кәчти” намлиқ мақалидә, ши җинпиңниң сиясий вә дипломатийәни иқтисадтин муһим орунға қоюватқанлиқи тәкитлинип, хитайниң нөвәттики йеңи қилмишлириниң ялғуз хитай дөлитигила әмәс, пүтүн дуняға хәвп елип келидиғанлиқи баян қилинған. Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди болса, хитайниң бу йеңи сияситиниң болупму уйғур қатарлиқ азсанлиқ милләтләргә техиму еғир балайиапәт кәлтүридиғанлиқини әскәртти.

Мақалидә йәнә, хитай иқтисадий җәһәттә кризисқа патқанда, хитай һакимийити япон вә америкиға қарши идийәни күчәйтип, өзлириниң вәтәнпәрвәрликигә нисбәтән хәлқниң һимайисини қолға кәлтүрүштәк козирларни ишқа салидиғанлиқиму қошумчә қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.