ши җинпиңниң партийә ичидики мутләқ орни униң сияситигә қандақ тәсир қилиду?

خىتاي دۆلەت رەئىسى شى جىنپىڭ خىتاي كومپارتىيەسىنىڭ 19-قۇرۇلتىيىنىڭ ئېچىلىش مۇراسىمىدا سۆز قىلماقتا. 2017-يىلى 18-ئۆكتەبىر، بېيجىڭ.
хитай дөләт рәиси ши җинпиң хитай компартийәсиниң 19-қурултийиниң ечилиш мурасимида сөз қилмақта. 2017-йили 18-өктәбир, бейҗиң. (REUTERS/Aly Song)

0:00 / 0:00

хитай компартийәсиниң 24‏-өктәбир ахирлашқан 19‏-қурултийи бирдәк қарар мақуллап, ши җинпиңниң "йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси" ни компартийә низамнамисигә киргүзди. бу хитай компартийәсиниң 1976‏-йили мәзкур партийиниң рәһбири мав зедоң өлгәндин буян компартийә рәһбириниң идийәсини мәзкур партийиниң низамнамисигә киргүзүшидур.

хитай компартийәси илгири дең шавпиң нәзәрийиси, җяң земинниң 3 вәкиллик вә ху җиңтавниң илмий тәрәққият қаришини партийә низамнамисигә киргүзгән. бирақ, буларниң һәммиси идийә сүпитидә әмәс, нәзәрийә сүпитидә низамнамиға киргүзүлгән иди. униң идийәсиниң партийә низамнамисигә кириши "ши җинпиң идийәси" зади қандақ идийә?, дегән мәсилидики муназириләрни қозғиди.

ши җинпиң өзиниң "йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси" ни 18‏-өктәбир компартийә 19‏-қурултийиниң ечилиш мурасимида сөзлигән 3 йерим саәтлик нутқида оттуриға қойған. анализчиларниң билдүрүшичә, "ши җинпиң идийәси" ниң компартийә низамнамисигә кириши, униң партийә ичидики мутләқ һөкүмранлиқ орниға вәкиллик қилидикән.

бирақ, ши җинпиңниң партийә ичидики мутләқ һөкүмранлиқ орни бәзи хитай зиялийлирида әндишә пәйда қилған. америка нюйорк шәһәрлик университетиниң сиясий пәнләр профессори шяң миңниң қаришичә, ши җинпиң пүтүн һоқуқни өзигә мәркәзләштүрүп, хитайниң һоқуқ түзүлмисидики тәңпуңлуқни бузуп ташлиған.

шя миң мундақ дәйду: "ши җинпиңниң һоқуқни мәркәзләштүрүши түзүлмидики өзгиришни пәйда қилди. у хәлқ қурултийиниң һоқуқини, баш министирниң мәсуллуқидики дөләт кабинетиниң хәлқ қурултийиға җавабкар болуш рамкисини асасән бузуп ташлиди. у компартийә баш секретарлиқ вә дөләт рәисликигә еришип, әмәлий һоқуқини техиму ашурди. һазир пүтүн һоқуқ униң қолиға мәркәзләшти. у өзиниң йеқинлирини асаслиқ һоқуқларға қойди. униң қолидики һоқуқ бәк күчлүк болуп кәтти".

шя миңниң қаришичә, бундақ зор һоқуқниң бир кишигә мәркәзлишиши хитай үчүн интайин хәтәрлик икән. у буниң хитайға зор апәтләрни елип келидиғанлиқини билдүрди. шя миң мундақ дәйду: "һоқуқниң мәркәзлишиши хитай үчүн яхшиму-яманму? мениңчә бу хитай үчүн интайин яман бир әһвал. чүнки, хитай җәмийитиниң иҗтимаий вә иқтисади тәрәққий қилип мәлум дәриҗидә пишип йетилди. һазир униң иқтисади җәһәттики һәр хил мурәккәп кризислирини ундақ қаттиқ қол васитиләр билән һәл қилғили болмайду. бәлки, түзүлмә ислаһати, һоқуқни төвәнгә қоюп бериш, иқтисадқа арилишишни тохтитиш қатарлиқлар хитай меңишқа тегишлик йол. бирақ, ши җинпиң дәл униң әксини қиливатиду. әгәр у бу йолда меңивәрсә, хитайниң иқтисади интайин қорқунчлуқ бир һаңға берип қалиду. бу хитайға зор балайиапәт елип келиши, чоң сәкрәп илгириләш, чоң ачарчилиқ, мәдәнийәт инқилаби дәвридикидәк зор балайи-апәтләр келип чиқиши мумкин".

хитай компартийәси 1976‏-йили мав зедоң өлгәндин кейин, бир кишиниң мутләқ рәһбәрликигә хатимә берип, коллектип рәһбәрлик түзүмини йолға қоюп кәлгән иди. бирақ, анализчиларниң билдүрүшичә, бу қетимқи қурултайда һоқуқ ши җинпиңниң қолиға мәркәзлишип, коллектип рәһбәрлик түзүми аҗизлиди.

түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр тәтқиқат институтиниң хитай мәсилилири мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң көрситишичә, ши җинпиң кәлгүсидә 5 йилда һазирқи сияситини давамлаштуруш, диктаторилиқ йолиға меңиш яки сиясий ислаһат елип бериштин ибарәт 3 йолниң бирини таллашқа мәҗбуркән.

әркин әкрәм: "ши җинпиң һазирқи хитайда бар күчниң һәммисини қолиға йиғивалди. мавниң вақтидиму, у дөләт, партийә вә армийидин ибарәт 3 күчниң һәммисини алалмиған. бирақ, ши җинпиң бу қетим униң һәммисини қолиға елиш билән биргә, дөләт хәвпсизлик комитетиниңму башлиқи болди. пүтүн күчни қолиға йиғқан адәм немә иш қилиду? буниң бәлки бир қанчә еһтималлиқи бар. биринчи, һазирқи сиясәтни давамлаштуриду. иккинчи еһтималлиқ, бәлки ислаһат елип бериши мумкин. әмма ислаһат елип барғанда партийәгә зиян берәмду? дегән әндишә пәйда болиду. йәнә бир хил әһвал, һазирқи күчни йиғип, диктаторилиқ йолиға меңиш. лекин бу йолға маңса, бу хитайниң парчилинип кетишигә сәвәб болиду" дәйду.

доктор әркин әкрәмниң көрситишичә, ши җинпиң һоқуқни қолиға йиғивалған болсиму, бирақ униңда дуняни қайил қилғудәк бир қиммәт қариши йоқ икән. әркин әкрәм йәнә: "бир адәм йүксәлгәнсери ялғуз қалғандәк дөләтму йүксәлгәнсери ялғуз қалиду вә дүшмини көпийиду. бу рәқибләрни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси оттуриға чиқиду. хитайниң йәр шари характерлик чоң дөләтләрдә болушқа тегишлик бир қиммәт қариши йоқ. ғәрб дөләтлиридә бу нәрсә бар. лекин, хитайниң оттуриға қойған қиммәт қаришиниң һәммиси шоар" дәйду.

қурултайниң 24‏-өктәбир ахирқи күнидики йиғинида вәкилләр хитай компартийәси мәркизи комитети вә мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң әзалирини сайлап чиққан. шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, 7 кишилик йеңи сиясий биро даимий комитетиниң ши җинпиң билән ли кечяңдин башқа даимий әзалириниң һәммиси йеңилинип, ваң яң, су җәншу, җав леҗи, ваң хуниң, хән җең җең қатарлиқлар сиясий бийоро даимий комитетиға киргән.

профессор шя миңниң көрситишичә, компартийә рәһбәрлик қатлимидики бу өзгириш хитайниң уйғур райони сияситидә өзгириши болмайдиғанлиқи, униң һазирқи қаттиқ қол сияситини давамлаштуридиғанлиқини көрситидикән.

у мундақ дәйду: "мән башқилар қариғандәк ши җинпиң чоң һоқуқни қолиға алса, яхши ишларни қилиду, хитайни демократийәләштүриду, аз санлиқ милләтләр сияситидә әркинлишиду, дәп қаримаймән. мән ши җинпиң һоқуқни қолиға мәркәзләштүрсә техиму әсәбилишиду, дәп һесаблаймән. чүнки, улар қолида чоң һоқуқ бар, һоқуқ һәммини һәл қилиду, дәп қарайду. шуңа, ши җинпиңниң өткән 5 йиллиқ ипадиси вә һазирқи хаһишидин қариғанда, униңда һоқуқтин зәһәрлиниш әһвали мәвҗут. йәни у һәм зор һоқуқни тутуп турған бир һоқуқдар шундақла у қолидики бу һоқуқниң қурбани. шуңа, қолидики бу зор һоқуқ уни техиму әсәбийләштүриду, дәп қараймән".

доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайниң уйғур райони сияситидә чоң өзгириш болмаслиқиниң йәнә бир сәвәби бу ши җинпиңниң "йеңи йипәк йоли пилани" билән мунасивәтликкән. әркин әкрәм, ши җинпиңниң өзиниң "йеңи йипәк йоли" ни әмәлгә ашуруш үчүн, "шәрқий түркистан" да мутләқ контроллуқини ишқа ашурушқа еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.

чәтәлләрдики хитай ахбарат васитилириниң билдүрүшичә, бу қетимқи қурултайда уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгониң сиясий бийороға кириши муқәррәркән. бу һәқтики бәзи хәвәрләрдә йәнә, бу қетим сиясий бийоро даимий комитетиға киргән шаңхәй шәһириниң партком секретари хән җеңниң хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш рәисликини үстигә елип, йү җиңшеңниң орниға дәссәйдиғанлиқи, мәркизи комитет "шинҗаң хизмити рәһбәрлик гурупписи" ниң мәсуллуқини атқуридиғанлиқи илгири сүрүлди.