Илшат һәсән: ши җинпиңни сайланди вә яки талланди дейишкә болмайду

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.10.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Илшат һәсән: ши җинпиңни сайланди вә яки талланди дейишкә болмайду Хитай вәзийити анализчиси илшат һәсән әпәнди мәркизи истанбулдики хитай тәтқиқати институти уюштурған “хитай компартийәсиниң 20-қурултийи вә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида өткүзүлгән тор сөһбәт йиғини” да сөзлимәктә. 2022-Йили 24-өктәбир.
RFA/Arslan

Хитай вәзийити анализчиси илшат һәсән әпәнди хитай коммунист һакимийитиниң 20-нөвәтлик қурултийида, ши җинпиңниң сайланди вә яки талланди дейишкә қошулмайдиғанлиқини билдүрди. У, бу сайламниң демократик шәкилдә елип берилмиғанлиқини, мәхпий аваз бериш арқилиқ әмәс қол көтүрүш арқилиқ ясалма сайлам елип берилғанлиқини, шу сәвәбтин аваз беришни халимиған кишиләрму тәһдиткә учраштин әндишә қилип қол көтүридиғанлиқини ипадилиди вә: “қол көтүрүп сайламға аваз бериш очуқ бесим вә тәһдиттур, чүнки у киши көзитилиду вә син камераға чүшиду”, деди.

У бу сөзләрни 24-өктәбир күни мәркизи истанбулдики хитай тәтқиқати институтиниң уюштуруши билән “хитай компартийәсиниң 20-қурултийи вә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида өткүзүлгән тор сөһбәт йиғини” да баян қилди.

Уйғур академийәси муавин рәиси докур мәғпирәт камал ханимниң риясәтчиликидә өткүзүлгән тор сөһбәт йиғиниға уйғур академийәси вәхипси рәиси шундақла хитай тәтқиқати институтиниң мудири докур пәрһат қурбан тәңритағли вә хитай вәзийити анализчиси илшат һәсән көкбөрә әпәндиләр қатнишип, хитайниң 20-нөвәтлик қурултийидики өзгиришләр, хитай вәзийити вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида мулаһизә йүргүзди.

Алди билән илшат һәсән әпәнди сөз қилип: “хитайниң 20-нөвәтлик қурултийида ши җинпиңниң 3-қетим рәис болуп сайланғанлиқи, хитайниң чин императорлуқидин башланған бир императорлуқниң, бир адәмниң һөкүмранлиқида пүтүн хәлқ әркинликтин мәһрум, қул болуп башқурулидиған бир дөләт системисини қайтидин кәлтүргәнликини билдүриду” деди.

Мәркизи истанбулдики хитай тәтқиқати институтиниң мудири докур пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мәзкур институт уюштурған “хитай компартийәсиниң 20-қурултийи вә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида өткүзүлгән тор сөһбәт йиғини” да сөзлимәктә. 2022-Йили 24-өктәбир.
Мәркизи истанбулдики хитай тәтқиқати институтиниң мудири докур пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мәзкур институт уюштурған “хитай компартийәсиниң 20-қурултийи вә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида өткүзүлгән тор сөһбәт йиғини” да сөзлимәктә. 2022-Йили 24-өктәбир.
RFA/Arslan

Йиғинда сөз қилған докур пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди, хитай коммунист һакимийитиниң қурултайдин илгири иҗтимаий вәқәләрниң келип чиқишниң алдини елиш үчүн коруна вирусини баһанә қилип инсанларни қаттиқ контрол астиға алғанлиқини, шундақтиму бейҗиң қатарлиқ шәһәрләрдә ши җиңпиңға қарши бир қисим һәрикәтләр йүз бәргәнликини дәп өтти.

Докур пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди, ши җинпиңниң қайтидин һакимийәт бешиға чиқишиниң асаслиқ сәвәблири һәққидә тохтилип, уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлирини тизлитиши, йиғивелиш лагерлири арқилиқ уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ елип бериши униң қайта сайлинишиға сәвәб болған амиллардин бири икәнликини баян қилди.

Докур пәрһат қурбан тәңритағли, ши җинпиңниң бу қетимқи қурултайда қайтидин орнини тикләш үчүн партийә ичи вә һәрбий саһәләрдә нурғун кишиләрни бир тәрәп қилип тазилаш елип барғанлиқини, шуниң үчүн илгирики қетимқи қурултайдики кунупка бесиш арқилиқ сайлаш һоқуқини бикар қилип, көзигә тикилип туруп қол көтүрүш усулини қолланғанлиқини вә өзиниң қайта һакимийәт бешиға кәлгәнликини ипадилиди.

Илшат һәсән әпәнди, немә үчүн ши җинпиң бу қетимқи хитай қурултийида уйғур мәсилисини тилға алмиди дегән соалға җаваб берип, ши җинпиң уйғур мәсилисини биваситә тилға алмиған болсиму, “дөләтниң муқимлиқини әмәлгә ашурдуқ, чегра районларниң муқимлиқи һазир қолға кәлди, пилан бойичә әмәлгә ашти, нәтиҗилик болди, деди” дегининиң уйғурларға бағлинишлиқ икәнликини баян қилди.

Илшат һәсән әпәнди сөзидә йәнә уйғур дияриға қайси хитай әмәлдар кәлмисун һәммиси рәһимсизлик билән сиясәт йүргүзүп келиватқанлиқини, чүнки улар хитай мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди, ши җинпиңға қарши туридиған хитайларниңму мәвҗутлуқини, қурултай ечилишқа икки күн қалғанда бейҗиң кочилирида, “ши җинпиң истепа бәрсун”, дегән тәләпләр оттуриға чиққанлиқини, һәтта “ши җинпиң дөләт хаини” дегән шоар тамға есилғанлиқини билдүрди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Хитай уйғур нанлирини карханилаштуруп немә мәқсәтләргә йәтмәкчи? (2)
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.