Ши җинпиң қандақ қилип “қара гуроһ” түсини алған хитай компартийәси һакимийитиниң падишаһиға айланди?
2022.10.26
Хитай компартийәсиниң 23-өктәбир аяғлашқан 20-қурултийида өткән 10 йилдин буян икки қарар һакимийәт йүргүзгән ши җинпиң, қаидини бузуп 3-қетим хитайниң әң алий рәһбирилик һоқуқини сақлап қалди. Шуниң билән хитайда өткән әсирниң 80-йиллиридин башлап хитай компартийәсиниң иккинчи әвлад алий рәһбири дең шявпиң бекитип бәргән компартийәниң баш секритари икки қарардин артуқ вәзипә өтимәслик қаидиси бузуп ташланди.
Хәлқара таратқулардики хәвәр анализлирида ши җинпиңниң 3-нөвәт хитайниң алий рәһбири болуши, хитайда компартийәсиниң биринчи әвлад алий рәһбири мав зедуң дәвридики “даһийлиқ түзүми” вә һакиммутләқ системиниң қайта оттуриға чиқишидур, дәп баһаланмақта.
Америкадики хитай анализчилиридин илгири бейҗиңдики мәркизий партийә мәктипидә профессор болуп ишлигән сәй шя ханим, 24-өктәбир күни “америка авази” ниң сөһбәт программисида сөз қилип, ши җинпиңни “йүгәнсиз зораван падишаһ” ға, униң қол астидики хитай компартийәси мәркизий комитетини “қара гуруһ” қа охшатқан.
Сәй шя ханим алди билән ши җинпиң вә у шәхсән таллиған хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң йеңи нөвәтлик 7 нәпәр даимий әзаси һәққидә мундақ дегән: “униң қол астидики адәмлиригә қариғанда, уларни ши җәмәтиниң бир топ ‛бурадәрләр гуроһи‚ дейишкә болиду. Маңа бәргән тәсири шуки, бу йәрдә бир коллектип рәһбәрлик түзүми мәвҗут әмәс, бәлки ши җинпиң һазир компартйәни пүтүнләй өз чаңгилидики органға айландуривалған. Һазир униң нәзәридә пәқәтла униң өзи бар.”
Сәй шя ханим, ши җинпиңниң хитайда бүгүнкидәк “мустәбит падишаһ” болуп тиклинишигә әмәлийәттә хитай компартийәсиниң һакимийәт түзүлмиси сәвәб болғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “ши җинпиңниң бүгүнки орунға чиқиши, йәни униң алдинқи 10 йиллиқ һакимәт бешиға чиқишини өз ичигә алғанда, бу хитай компартийәниң маһийити билән мунасивәтлик. Шундақла хитай компартийәси ичидики алдинқи әвлат һөкүмранлар гуроһидики өз-ара күрәш билән мунасивәтлик.”
Сәй шя ханимниң илгири сүрүшичә, мав зедоң дәвридин башлапла хитай компартийәси дөләт һакимийитини һечқачан хәлқниң башқурушиға бәрмигән. Хитай компартийәсиниң йоқури қатлимидики һөкүмдарлар гуроһи һакимийәт һоқуқини сақлап қелиш үчүн, өзлирниң бала-чақилири яки уруқ-пуштлирини избасарлиққа таллап кәлгән икән.
Сәй шя ханим бу һәқтә мундақ дегән: “ши җинпиң қандақ қилип бу орунға чиқти? мениңчә у узун муддәтлик сиясий тавлиниш давамида бу орунға чиққан. Чүнки компартийәниң йоқури қатлимидикиләр избасар таллиғанда, ‛бизниң балилиримиз һоқуқ тутуши керәк‚ дегәнни алди билән ойлишиду. Шуңа көпчилик шуни көрәләйдуки, хитай компартийәсиниң йоқури қатлимидикиләрниң бу хил хаһиши, ши җинпиңниң тәхткә чиқишини, шундақла хитай компартийәсиниң һәқиқий маһийити бәлгилигән. Компартийә һечқачан һоқуқни хәлққә берип баққан әмәс һәм ундақ қилишниму ойлап баққан әмәс. Йәнә бир тәрәптин, алдинқи әвлад компартийә ақсақаллири оттурсидики рәһимсиз һоқуқ талишиш күрәшлири ши җинпиңни бүгүнкидәк мустәбит һөкүмранға айландурған.”
Сәй шя ханим, ши җинпиңни хитай компартийәсиниң алдинқи икки нөвәтлик алий рәһбәрлири билән селиштуруп, җяң земинниң арқисида уни тизгинләп турған дең шявпиңниң барлиқини, ху җинтавниң арқисида уни тизгинләп турған җяң земин гуруһиниң мәвҗутлуқини, әмма бүгүнки күндә ши җинпиңни тизгинләйдиған һечкимниң йоқлуқини тәкитлигән.
Сәй шя ханимниң тәкитлишичә, ши җинпиң һазир хитай компартийәсиниң илгирики бу қаидилирини вә һакимийәт системисини пүтүнләй бузуп ташлиған болуп, у һазир өзиниң йүгәнсиз һаләттики мустәбит шәхсий һөкүмранлиқини тикливалған икән.
Канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси шең шө ханимниң қаришичә, бүгүнки күндә хитайда ши җинпиңдәк бир мустәбит һөкүмранниң барлиққа келиши, хитай компатийәсиниң мустәбитләрчә һакимийәт йүргүзүш тәрәққиятиниң нәтиҗиси икән.
Шең шө мундақ деди: “бүгүн ши җинпиңдәк бир мустәбит һөкүмранниң барлиққа келиши, тасадипий асмандин чүшкән әмәс. Бу хитай компартийәси һөкүмранлиқ системисиниң тәдриҗий тәрәқиятиниң бир нәтиҗиси. Һалбуки, ши җинпиң һазир падишаһ болушниң чүшини көрмәктә, әмма у бир кийимсиз падишаһ. Чүнки хитай компартийәсиниң бу һакиммутләқлиқ һөкүмранлиқ системисида әң юқури орунға чиққан һоқуқдар һаман әң алий һөкүмранға айлинишни ойлайду. Әйни чағда мав зедуңму шундақ қилған иди. Һазир ши җинпиң шундақ қилмақта, әмәлийәттә уларниң маһийити охшаш.”
Шең шө ханим йәнә хитай мәркизий партийә мәктипиниң сабиқ профессори сәй шяниң ши җинпиң вә хитай компартийәси һәққидики баһалиридин, хитай компартийәсиниң маһийитини йеқиндин билидиған система ичидики кишиләрниңму ойғанғанлиқини көривелишқа болидиғанлиқини әскәртип өтти.
Шең шө ханим ахирида сәй шяниң ши җинпиң гуруһини “қара гуруһ” дәп атишиниң техи йетәрлик болмиғанлиқини, әмәлийәттә хитай компартийәсиниң рәзил қилмишлириниң бу гуруһни инсанийәтниң дүшминигә айландуруп болғанлиқини, ши җинпиң вә униң “қара гуруһ” қа айланған партийәсиниң чоқум йоқилиши керәкликини тәкитлиди.