Ши җинпиңниң “иккинчи мав зедоң” болуш хияли қандақ ақивәтләрни елип келиши мумкин?

Мухбиримиз меһрибан
2021.11.12
Ши җинпиңниң “иккинчи мав зедоң” болуш хияли қандақ ақивәтләрни елип келиши мумкин? Хитай рәиси ши җинпиң хитай коммунистниң музейидики чоң екранда. 2021-Йили 11-ноябир, бейҗиң.
Photo: RFA

Хитай компартийәси 19-қурултийиниң 6-омумий йиғини 11-ноябир күни ахирлашқан. Йиғин һәққидики баянатта хитай дөләт рәиси ши җинпиң “мав, дең, ши” дин ибарәт хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқ тарихидики “дәвр бөлгүч 3 рәһбәрниң бири” дәп мәдһийәләнгән.

Хитай компартийәсиниң бу нөвәтлик йиғини хәлқара таратқуларниңму диққәт нуқтисиға айланған. Бу һәқтики анализларда “бу бүгүнки хитайниң мав зедоң дәвригә йүзлиниши, коммунист хитайда бир партийә, бир даһи болуштәк мустәбит түзүмниң күчийиши, хитайда хитай милләтчилики күчийиши, шундақла хитайниң дуняға кеңәймичилик қилиш ғәризиниң ашкарилиниши” дәп көрситилгән.

Радийомиз зияритини қобул қилған хитай вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” жорнилиниң баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәнди бу һәқтики қарашлирини мундақ оттуриға қойди: “бу қетимқи 6-омумий йиғин ши җинңпиңға болған шәхскә чоқунуш кәйпиятини йәниму юқури пәллигә көтүрди. Шәхскә чоқунуш хитай компартийәсиниң һакиммутләқ түзүлмисидики әң яман илләт. Қариғанда, ши җинпиң һазир ‛иккинчи мав зедоң‚ болмақчи. Бу хитай хәлқи үчүнму, башқа аз санлиқ милләтләр үчүнму зор апәт.”

Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда ши җиңпиңға болған шәхскә чоқунуш хаһиши, өз дәвридә сталинға вә мавзедоңға чоқунуш дәврлиридә йүз бәргән һәр хил паҗиәләрниң қайтилинишиға, болупму аз санлиқ милләтләргә болған етник бастурушларға сәвәп болмақтикән.

У йәнә мундақ деди: “әмәлийәттә биз йүз бәргән ишларниң өзидинму буни наһайити ениқ көрүп туруватимиз. Аз санлиқ милләтләргә йүргүзүлгән бастурушни мавзидоң дәвридин башлап көзәткинимиздә, һазир әң еғир һаләткә йәтти. Буни ху явбаң, җав зияң дәвригила әмәс, бәлки җяң земин, ху җинтав дәвригә селиштурғандиму, бүгүнки ши җинпиң дәвридә уйғурлар вә тибәтләргә қаритилған бастуруш интайин қәбиһ шәкилдә давамлашмақта.”

Ху пиң хитайниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қарита йоқитиш сиясити йүзгүзүватқанлиқини ейтип мундақ деди: “һазир хитай компартийәсиниң аз санлиқ милләтләргә йүргүзүватқини интайин қопал вастиләр арқилиқ елип бериливатқан қәбиһ бастуруш сияситидур. Ши җинпиң мәқсәтлик һалда бу милләтләрниң миллий кимликини йоқитиш сиясити йүргүзмәктә. Йәни у мәҗбурлаш вастилирини қоллинип, хитайлаштурушни әмәлгә ашурмақчи, уларниң миллий кимлик туйғусини йоқ қилмақчи. Шуңа у һазир уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә әң шәпқәтсиз бастуруш вастилири қолланмақта. Булар мав зедоң дәвридә йүргүзүлгән синипий күрәштинму қәбиһ усул билән вә дөләт терорлуқи вастилири арқилиқ йүргүзүливатиду.”

Ху пиң йәнә мундақ деди: “шуңа бу әһвалға хәлқара җәмийәт вә һәрқайси тәрәпләр техиму етивар бериши керәк. Йәни бастурушқа учраватқан аз санлиқ милләтләрни қоллаш билән бирликтә, хитай һөкүмитиниң бу хил баштурушиға қарита қаттиқ әйибләш вә мунасип болған җазалаш тәдбирлири йүргүзүлүши керәк.”

Дуня уйғур қурултийи хитай ишлири комитетиниң мудири елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай компартийәсиниң бу қетимқи йиғинида, ши җинпиңға алаһидә баһа берилип, шәхскә чоқунуш идийәси очуқ-ашкара оттуриға чиққан.

Елшат һәсән әпәнди зияритмиз җәрянида, нөвәттә хитайда ши җиңпиңниң “даһий” қилип тиклинишидики сәвәбләр вә арқа көрүнүшләр һәққидә тохталди.

Елшат һәсән әпәнди ши җиңпиңниң “даһий” қилип тиклинишидә нөвәттә хитайда барғанчә күчийиватқан хитай милләтчиликиниң муһим бир сәвәб болғанлиқини көрсәтти.

Елшат һәсән әпәнди йәнә ши җинпиң тәкитлигән “хитайни күчләндүруш, бөлгүнчилик вә парчилинишқа зәрбә бериш” шоариниң нишани һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә, буниңдин кейин хитайда уйғурни асас қилған хитай болмиған милләтләргә қаритилған етник қирғинчилиқ давамлишидикән. Хитай һәтта чәт әлләрдә хитайға қарши паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири билән муһаҗирәттики уйғурларниң авазини өчүрүш үчүн қолидин келидиған һәр хил рәзил вастиләрни қоллиниши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.