Хитай “шинҗаң” дегән намдин немишқа биарам болуватиду?
2024.07.22
“шинҗаң” дегән бу нам хитай мустәмликичилири тәрипидин қоюлған исим болғанлиқи үчүн, уйғурлар буни һақарәтлик нам дәп қарап кәлмәктә вә уни қоллинишни изчил рәт қилип кәлмәктә. Болупму муһаҗирәттики уйғурлар омумйүзлүк бу намни байқут қилип кәлмәктә. Хитай мустәмликичиликидә дәпсәндә қилинған миллий ғурур вә инсаний қәдир-қиммәтләр, уйғурларни “шинҗаң” дегән бу аталғудин қаттиқ сәскәндүргән, әлвәттә. Уйғур дияспорасида “шинҗаң” дегән намниң орниға “шәрқий түркистан” аталғусини қоллинишму дәл шу сәвәблик оттуриға чиққан. “шәрқий түркистан” намини “шинҗаң” дегән ләнәтлик намниң орниға ишлитиш бәзидә бир қисим қолайсизлиқларни пәйда қилсиму, мәсилән, “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй” дәйдиған йәргә “шәрқий түркистан парткоминиң секретари ма шиңруй” дегили болмисиму, әмма муһаҗирәттики уйғурлар “шәрқий түркистан” намини қоллинишқа болидиған һәрқандақ пурсәтни қолдин бәрмәй кәлди. Һәтта бир қисим дөләтләрниң айрим сиясийонлириму уйғурларниң бу ләнәтлик намдин һақарәт һес қилидиғанлиқини чүшинип, бәзи ғәйри-рәсмий сорунларда “шинҗаң” демәй, “шәрқий түркистан” дәйдиған әһвалларму пат-пат көрүлмәктә. Қизиқ йери шуки, йеқиндин буян хитай учур васитилиридиму “шинҗаң” намини әмәлдин қалдуруш керәклики, һәтта “шинҗаң” дегән намниң орниға “ғәрбий дияр” (西域) дегән намни қоллиниш тәшәббуслири оттуриға чиқмақта. Дәрвәқә, уйғурлар “шинҗаң” дегән бу намдин һәр вақит раһәтсиз болиду, әмма хитайлар немишқа бу намдин раһәтсиз болиду? уйғурлар бурундин тартип нәпрәтлинип кәлгән бу ләнәтлик намни хитайлар әслидә давамлиқ қоллинишни тәшәббус қилиши керәк идиғу?
Әслидә хитайниң “шинҗаң” дегән намни “ғәрбий дияр” ға өзгәртиш урунуши, һәтта “шинҗаң уйғур аптоном райони” ни бир қанчә өлкиләргә бөлүветиш арқилиқ “шинҗаң” дегән намини әмәлдин қалдуруш тәшәббуси бүгүнла оттуриға чиқип қалған бир тасадипий қараш әмәс. Хитайда бу һәқтики талаш-тартишлар буниңдин нәччә он йиллар бурунла башланған вә бүгүнгичә изчил давам қилмақта. Һалбуки, кишини һәйран қалдуридиған бир тәрипи шуки, хитайлар арисида шунчә узун йил талаш-тартишқа сәвәб болған бу мәсилиниң уйғурларниң диққитидин йирақта қалғанлиқи иди.
Бу һәқтә хитай ичидә болған талаш-тартишларға нәзәр ағдурғанда, “шинҗаң” дегән намни “ғәрбий дияр” ға өзгәртиш тәшәббуси әслидә хитайниң сиясәтшунаслири вә зиялийлири арисида күчлүк қоллашқа еришипла қалмастин, бәлки хитай һөкүмитиму бу һәқтә хели баш қатурғаникән. Йеқиндин буян оттуриға чиққан “шинҗаң” намини өзгәртиш қаришидикиләр ичидә “қайил қилиш күчи әң юқири” дәп қаралған тәшәббусни сингапорда чиқидиған “бирләшмә әтигәнлик гезити” ниң алаһидә тәклиплик обзорчиси йү шийү (于时语) оттуриға қойғанлиқи мәлум. Йәни йү шию 2009-йили авғустта сингапорда чиқидиған “бирләшмә әтигәнлик гезити” (Lianhe Zaobao) торида “‛шинҗаң‚ намини әслидики ‛ғәрбий дияр өлкиси‚ гә өзгәртиш керәк” намлиқ обзор елан қилған. У бу обзориниң бешидила мундақ дәп язған: “шинҗаң мәсилисиниң әң муһим бир қатлими дәл ‛шинҗаң‚ дегән бу нам мәсилисидур. Бу мәсилә аллибурун хитайниң гео-сияситидики бир йүк болуп қалди. Чүнки ғәрб дуняси вә шинҗаң мустәқилчилири бу намдин толуқ пайдилинип кетиватиду. . .”
Йү шийү мәзкур обзорида, “шинҗаң” дегән бу намниң уйғурлар вә ғәрб дуняси үчүн уйғурларниң мустәқиллиқ мәсилисидики күчлүк бир козирға айлинип қалғанлиқини, шуңа бу намни әмәлдин қалдуруп, хән вә таң сулалиридин башлапла хитайчә мәнбәләрдә қоллинилған “ғәрбий дияр” (西域) дегән намни қоллиниш керәкликини тәкитлигән.
Шуниңдин кейин “шинҗаң” намини өзгәртиш һәққидики муназириләр хитайда техиму юқири басқучқа көтүрүлүп, һәтта миллий территорийәлик аптоном районларни пүтүнләй әмәлдин қалдуруп, уйғур қатарлиқ миллий вә диний кимлики күчлүк болған милләтләрни мәҗбурий йосунда “җуңхуа миллити” гә айландуруветиш тәшәббуслириму кәйни-кәйнидин оттуриға қоюлған.
Чиңхуа университети дөләт әһвали тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчилиридин ху лйәнхе вә ху әнгаңларниң 2011-йили “шинҗаң университети илмий журнили” да елан қилған вә зор муназирә қозғиған “иккинчи әвлад милләтләр сиясити” доклати буниң типик мисаллиридин биридур. Мәзкур доклатта “шинҗаң уйғур аптоном райони” ни пүтүнләй әмәлдин қалдуруп, уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қиливетиш, зөрүр тепилса қаттиқ васитиләрни қоллинип мәҗбурий йоқитиш тәшәббус қилинған. Бу хил тәшәббусларниң күчийиши әйни йиллири уйғурлар арисидиму зор ғулғула қозғиған. Йәни әйни вақитта “иккинчи әвлад милләтләр сиясити” намлиқ бу доклатни қаттиқ тәнқид қилған вә хитайниң бундақ бир сиясәтни әмәлийләштүрүшини тосуш үчүн һаяти бәдилигә зор тиришчанлиқ көрсәткән уйғур зиялийлириниң вәкили дәл илһам тохтидур. Илһам тохти 2011-йили хитай һөкүмитигә миллий мәсилиләрни һәл қилишниң йоллири һәққидә мәхсус бир доклат сунған. У доклатида хитайниң “асасий қануни”, “миллий территорийәлик аптономийә қануни” һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ низамлириға асасән, уйғурларниң аптономийә һәқлири әмәлийләштүрүлсә, милләтләр мәсилиләрниң өзлүкидин һәл болидиғанлиқини түрлүк пакитлар билән йорутқан.
Дәрвәқә, хитайда “шинҗаң” дегән намни йоқитиш тәшәббуслири оттуриға чиққан 2009-йилидин таки бүгүнгичә, хитай һөкүмити изчил һалда биринчи әвлад милләтләр сияситини өзгәртмәйдиғанлиқини, миллий территорийәлик аптономийә түзүмини әмәлдин қалдурмайдиғанлиқини ағзидин чүшүрмәй кәлди. Әмәлийәттә болса 2010-йили уйғур елини хитайниң 19 өлкисигә “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм” намида бөлүп бәрди. “ярдәм” намида уйғур елиға кәлгән хитай аққунларға һәтта “шинҗаң уйғур аптоном райони” дики мәмурий органларда биринчи қол рәһбәр болуш имтиязини бәрди. Тиҗарәт намида кәлгәнләргә, уйғур елиниң тәбиий байлиқлирини һәқсиз ишлитиш һоқуқини бәрди. Шундақ болупла қалмай йәнә, ши җинпиң тәхткә олтурғандин буян “җуңхуа миллити” пәйда қилиш хитайниң муһим нишаниға айланди. Уйғурларниң мәмурий вә иқтисадий һәқлирини тартивалғандин кейин, җаза лагерлирини қуруп, ирқий қирғинчилиқ йүргүзди. Шуниң билән биргә “җуңхуа миллити кимлики” ни уйғурларға мәҗбурий теңип, уларни өз кимликидин ваз кечишкә қистиди. Демәк, хитай әмәлийәттә “иккинчи әвлад милләтләр сиясити” ни аллибурун йолға қоюп болған болсиму, лекин буни йошуруш үчүн “қуйруқ көрситип, өпкә сетиш” йолини тутқанлиқи ениқ. Чүнки хитайниң нишани хитайни парчилаш әмәс, бәлки тарихтики мәнчиң импирийәсиниң мустәмликә хәритисигә киргән барлиқ земинларға варислиқ қилиштур. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, ши җинпиң һөкүмранлиқидики бүгүнки хитайниң арзуси дуняни өзигә маслаштуруп “бүйүк җуңхуа империйәси” қуруш, американиң алдиға өтүп, дуняға хоҗа болуштур. Шундақкән, хитайниң “бирләшкән дөләтләр тәшкилати”, “хәлқара қанун”, “хәлқара келишимиз” дегәнләргә әмәл қилиштин еғиз ечиш бир әхмиқанилик, халас! шуңиму хитайниң аталмиш “миллий территорийәлик аптономийә түзүми” мәсилисидә сахтипәзлик қилиши, “аптономийә қануни” ни әмәлийләштүрмәслики, һәтта өзлири қойған “шинҗаң” дегән намдинму қорқуп, уни өзгәртиветишниң койиға чүшүши, дәл бу сәвәбтиндур.
Буни чүшиниш үчүн, хитайниң “асасий қануни” вә “миллий территорийәлик аптономийә қануни” дики мунасивәтлик маддиларда немиләр дейилгәнликигә қарап беқиш артуқчә әмәс, әлвәттә.
Хитайниң 1954-йили елан қилған “асасий қануни” ниң 67-, 68-, 69-вә 71-маддилирида “аптоном һөкүмәтлириниң һоқуқ йүргүзүш шәкли мәзкур райондики көп санни игиләйдиған милләтниң арзуси бойичә бекитилиду” дейилгән болса; 72-маддисида, “юқири дәриҗилик дөләт органлири аптоном районларда аптономийә һәқлириниң толуқ әмәлийлишишигә мутләқ йосунда капаләтлик қилиши вә аз санлиқ милләтләрниң сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт қурулушиға ярдәм қилиши керәк” дейилгән. Һалбуки, әмәлийәттә “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт” болса уйғурларниң арзу бойичә әмәс, бәлки изчил һалда хитайларниң арзуси бойичә “аптоном һоқуқи” йүргүзүп келиватиду. Хитай һөкүмити өз қанунида бәлгиләнгән “шинҗаң уйғур аптоном райони” ға әмәс, бәлки униңға назарәтчилик қилидиған йерим һәрбий қанунсиз орган биңтүәнниң тәрәққиятиға изчил ярдәмдә болуп кәлди.
“миллий территорийәлик аптономийә қануни” ниң 10-вә 11-маддисида, “аптоном районларда шу районниң игиси болған милләтләрниң өз тил-йезиқи, өрп-адитини давамлаштуруш вә тәрәққий қилдуруш, шундақла дини етиқад әркинлики бар” лиқи бекитилгән. Әмма реаллиқта уйғурлар бу һәқлириниң һәммисидин мәһрум қилинди.
“миллий территорийәлик аптономийә қануни” ниң 16-маддисида, “аптоном районларниң хәлқ вәкиллири аптоном һоқуқиға игә милләтләрдин болуштин сирт, аптоном районда яшаватқан башқа милләтләргиму мувапиқ миқдарда вәкиллик намзати бериши керәк” дейилгән. Әмма реаллиқта болса, уйғур аптоном райониниң аталмиш “хәлқ вәкиллири” ичидә хитайларниң сани уйғурлар билән охшаш һәтта уйғур вәкилләрдин көп болуп кәлди. Мисалға алсақ, илһам тохти 2013-йили голландийә мухбириниң зияритини қобул қилғанда, бу һәқтә мундақ дегән: “шинҗаң уйғур аптоном райониниң бу қетимлиқ мәмликәтлик хәлқ вәкиллириниң сани 60 нәпәр. Уларниң ичидә хитайлар билән уйғурлар вәкилләрниң сани охшашла 23 нәпәрдин болди. Уйғурларниң нопуси аптоном район омумий нопусиниң 47 пирсәнтини игиләйду, хитай нопуси болса 40 пирсәнтни игиләйду. Нопустики пәрқ билән вәкилләрниң нисбити бир-биригә мас кәлмәйду”.
“миллий территорийәлик аптономийә қануни” ниң 24-маддисида, “аптономийә һоқуқи йүргүзидиған районлар дөләтниң һәрбий түзүми вә йәрликниң еһтияҗиға асасән, мәркәзниң тәстиқи билән өзиниң җәмийәт аманлиқини қоғдайдиған җамаәт хәвпсизлик қошунини қуруп чиқса болиду” дейилгән. Әмәлийәттә болса, уйғурларға бундақ бир хәвпсизлик қошуни қуруш уяқта турсун, бәлки “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” арқилиқ, уйғурларни һәрбий назарәт астида тутуп кәлди.
Навада уйғурларниң “миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи” һәқиқий мәнидә берилгинидә, хитай һөкүмити дуч келидиған биринчи мәсилә, уйғур ели 1955-йили коммунист хитай тәрипидин “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән нам билән аталғандин буян уйғурларниң “аптономийә һоқуқи” ниң хәлқара низамларға хилап һалда еғир дәпсәндә қилинғанлиқ мәсулийитиниң сүрүштүрүлүши болиду. Униңдин кейин уйғур елидә хәлқара қанунларға вә хитайниң “асасий қануни”, “миллий территорийәлик аптономийә қануни” ға хилап һалда қанунсиз мәвҗутлуқини сақлап келиватқан “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” мәсилиси, биңтүән арқилиқ уйғур елиға көчүрүп келингән қанунсиз хитай көчмәнлири вә уларниң уйғурлар үстидә өткүзгән ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири оттуриға чиқиду. Бу мәсилиләрниң оттуриға чиқиши муқәррәр һалда уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш һәққигә игә болған бир милләт болғанлиқидәк бир һәқиқәтни ашкарилайду!
Демәк, бу иштин оттуриға чиқидиған нәтиҗә муқәррәр һалда хитайниң җинайи җавабкарлиққа тартилиши вә уйғурларниң әркинликкә чиқиши болуп қалиду. Чүнки бундақ қисмәтләр ялғуз уйғурларниңла бешиға кәлгән болмастин, бәлки башқа хәлқләрниңму бешиға келип баққан. Йәнә келип, хәлқарада уйғур мәсилисигә охшап кетидиған вә нәтиҗиси зиянкәшликкә учриғучи хәлқниң мустәқил болуши билән нәтиҗиләнгән косовониң мустәқил болушидәк өрнәкләр болған. Косоволуқларниң аптономийә һәқлири сербийә һөкүмити тәрипидин бикар қилинғандин кейин, косоволуқлар қаттиқ қаршилиқ билдүргән. Бу хил қаршилиққа тақабил туруш үчүн сербийә һөкүмити косово хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзмәкчи болғинида, нато әскәр әвәтип, бу ирқий қирғинчилиқни тосқан. Косовому бу пурсәттә мустәқиллиқ елан қилған. Гәрчә б д т таки бүгүнгичә косово мустәқиллиқини етирап қилмиған болсиму, әмма косово йәнила бир мустәқил дөләт сүпитидә мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә. Косово мәсилиси билән уйғур мәсилисидә уйғурларни техиму үмидкә чақиридиған бир пәрқ шуки, косово тарихта сербиларниң земини болуп, осман империйәси балқан йерим арилини өз тәвәликигә киргүзгәндин кейин, косоводики йәрлик хәлқләр мусулманлашқан һәмдә хиристиян динидики серблардин айрим кимликкә игә болған. Иккинчи дуня уруши ахирлишип сабиқ югославийә федератсийәси қурулғанда косоводики албанларниң нопуси 90 пирсәнттин көп болғанлиқи үчүн, бу җай сербийә иттипақдаш җумһурийити тәвәликидики аптоном район қилип бекитилгән. Косоводики албанларниң дәл мушундақ аптономийә һәққи болғанлиқи үчүн, сабиқ югославийә федератсийәси парчиланғанда сербийә һөкүмити уларниң аптономийә һәқлирини әмәлдин қалдурған, шундақла уларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән. Косово хәлқи дәл мушу “аптономийә һәққи” ни дәстәк қилип, ахирида мустәқил косово дөлитини қолға кәлтүрди. Һалбуки, уйғурлар тарихтин буян уйғур елиниң асаслиқ йәрлик хәлқидур, шундақла бу земинниң һәқлиқ игисидур! мәнчиң империйәси йимирилгәндин кейин бу мустәмликә тупрақ милләтчи хитайлар қурған җуңхуа мингониң, 1949-йилидин кейин хитай коммунистлири қурған хитай хәлқ җумһурийитиниң контроллуқиға өтүп қалған болсиму, әмма уйғурларниң мустәқиллиқ күрәшлири әсла тохтап қалмиған. Буни хитайму наһайити ениқ билгәнлики үчүн, изчил йосунда “шинҗаң хитайниң айрилмас бир қисми”, “хитай бирликкә кәлгән көп милләтлик дөләт” дегән тәшвиқатларниң қилип кәлмәктә. Һәтта сахта тарих ясап, “уйғурлар бу районға кейин көчүп кәлгән”, “шинҗаңниң әң бурунқи аһалиси хитайлар иди” дегәндәк бимәнә сәпсәтәләрни базарға селип, уйғурларниң бу тупраққа болған игидарчилиқ һоқуқини инкар қилишқа урунуп кәлмәктә.
Йиғип кәлсәк, хитайниң нөвәттә “шинҗаң” дегән намдин биарам болуши вә уни өзгәртишкә бәкрәк баш қатуруп кетишиниң сәвәби, уйғурларниң мустәқил болуп кетишидин қорққанлиқидиндур. Чүнки “шинҗаң” дегән нам мәнчиң империйәси тәрипидин қоюлған вә әсли мәниси “мустәмликә қилинған земин” ни билдүридиған аталғудур. Гәрчә бу мустәмликилик мәнчиң империйәси ағдурулғандин кейин ахирлишиши керәк болсиму, әмма уйғурлар ташқий моңғулийә мустәқиллиқ җакарлиғандәк, бу тарихий пурсәткә наил болалмиған яки бу пурсәтни қолдин берип қойған. Әксичә 1912-йили милләтчи хитайларниң даһийси сун ятсен (сун җуңшән) җакарлиған “бәш милләт җумһурийити” (五族共和) яки җуңхуа мингониң бир әзаси болуп қалған. Милләтчи хитай (гоминдаң) һакимийити 1949-йили хитай компартийәси билән ички урушта мәғлуп болғандин кейин, уйғур ели хитай хәлқ җумһурийитиниң бир қисми болуп қалған. Уйғур елиниң коммунист хитайниң күнлүки астиға кирип қелишида сабиқ совет иттипақи вә сталинниң қолиму бар болуп, бу қошулушқа “аптономийә һоқуқи” ниң вәдә қилинғанлиқи ениқ. Буни хитайниң “асасий қануни” ға киргүзүлгән хитайдики милләтләргә беришкә вәдә қилинған “миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи” дин көрүвелиш мумкин.
Дәрвәқә, “шинҗаң” дегән намниң өзила уйғурларниң мустәмликә астидики хәлқ икәнликини испатлайдиған полаттәк испаттур. Мустәқил дөләт қуруш һәқлири болған уйғурларниң кейинки вақитларда хитай земиниға қошулуп қелиши, уларниң тупрақ игиси болғанлиқидәк һәқиқәтни һәргизму өзгәртәлмәйду. Пәқәт “шинҗаң” дегән нам мәвҗутла болидикән, уйғурларниң мустәмликә астидики хәлқ икәнликидәк бир һәқиқәт әсла өзгәрмәйду. “шинҗаң уйғур аптоном райони” мәвҗутла болидикән, хитай өзиниң ялған тәшвиқатлири билән уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини һәргиз ақлиялмайду. Бу сәвәбтин хитай “шинҗаң” намини бир амал қилип өзгәртиш, пәқәт болмиса, уйғурларни миллий кимликлиридин тандуруп, аптономийәни пүтүнләй әмәлдин қалдурушниң пейидә йүрмәктә.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар пәқәт апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]