Ма шиңруйниң “муқимлиқ вә милләтләр ара юғурулуш” ни тәкитлиши немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз меһрибан
2023.04.27
Ху пиң: “ма шиңруйниң муқимлиқни тәкитлиши, ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ сияситигә болған қаршилиқларға тақабил туруш үчүндур” Үрүмчидә ечилған аталмиш хәлқ вәкилләр сөһбәт йиғинида уйғур аптоном райониниң партком секретари ма шиңруй “районниң муқимлиқи вә узун мәзгиллик әминликигә капаләтлик қилиш” ни тәкитлимәктә. 2022-Йили 14-сентәбир.
ts.cn

26-Април күни үрүмчидә “шинҗаңға ярдәм” программиси бойичә, хитай өлкилиридин кәлгән 10-қетимлиқ кадирларни узитип, 11-қетимлиқ кадирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлгән. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй сөз қилип, “районда муқимлиқини қоғдаш вә мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни күчәйтип, милләтләр ара юғурулуш хизмитини илгири сүрүш, шинҗаңға ярдәмгә кәлгән кадирларниң асаслиқ вәзиписи болуши керәк” дегән.

Американиң җорҗийә шитатидики туңган анализчиси сулайман гу әпәндиниң қаришичә, ма шиңруйниң сөзлири хитай һөкүмитиниң мәйданини ипадилигән икән.

Сулайман гу әпәнди мундақ деди: “йәрлик хәлқниң өрп-адәтлирини йоқитиш, йәрлик хәлқниң диний етиқад адәтлирини йоқитиш, уларға хитай хәлқи өзиму аллиқачан ташливәткән қәдимки хитай адәтлирини мәҗбурий теңиш, шуниң билән бирликтә хитайларниң уйғур, қазақ, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң нахша-уссуллирини дорап, һәтта өзиниң қиливелиши, мана булар улар тәкитләватқан аталмиш ‛мәдәнийәт билән озуқландуруш‚ тур.”

Сулайман гу әпәнди сөзини давам қилип, ма шиңрүйниң сөзидики “милләтләр ара арилишиш вә өзара юғуруветишни күчәйтиш” дегән ибариләр һәққидә йәнә мундақ деди: “милләтләр ара арилишишни күчәйтиш дегини, хитайниң мәдәнийәт җәһәттә йоқитиш сияситиниң дәл өзини көрситиду. Униң сөзидики милләтләрни ара өзара юғуриветиш дигини, хитай һөкүмитиниң барлиқ милләтләрни йоқитип, аталмиш ‛җоңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ намидики хитай улуси пәйда қилишини көрситиду. Һазир шәрқий түркистанда, тибәттә, җәнубий моңғолийәдә, манҗурийәдә бу сиясәт йүргүзүливатиду, һәтта һазир тәйвәнниму ‛җоңхуа миллити‚ намида өзиниң бир қисми дәп елан қиливатиду. Мана бу дәл униң милләтләрни өз-ара юғуруветиш сияситиниң өзи.”

Хәвәрдә дейилишичә, ма шиңруй сөзидә 10-қетимлиқ шинҗаңға ярдәм хизмитигә кәлгән кадирларниң 3 йиллиқ хизмитини хуласилап, уларни “партийәниң шинҗаңни идарә қилиш истиратигийәси бойичә, районда терорлуққа зәрбә берип, муқимлиқни сақлашта зор төһпә қошти. Райондики мәдәнийәт билән озуқландуруш хизмитидә көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди” дәп мәдһийәлигән.

Сулайман гу әпәндиниң қаришичә, аталмиш “шинҗаңға ярдәм” программиси бойичә, йиллардин буян уйғур дияриға әвәтиливатқан аталмиш хитай кадирлири әмәлийәттә, хитай һөкүмитиниң райондики мустәмликә сияситини иҗра қилишитики таянч күчлири икән.

Сулайман гу мундақ деди: “аталмиш ‛шинҗаңға ярдәм‚ намида әвәтилгән хитай кадирлири, шәрқий түркистанға әмәлдар қилип тәйинләнгән һөкүмәт кадирлиридур. Улар көрүнүштә ярдәмгә кәлгәнләр дәп тәриплиниду, әмәлияттә болса хитай мәркизи һөкүмитиниң мустәмликә районға назарәт үчүн әвәткән хадимлиридур. Улар районда мәдәнийәт җәһәттә өзгәртиш, муқимлиқни сақлаш намида зораванлиқ вастилирини қоллинип, йәрлик хәлқни бастуруш вәзиписини үстигә алған. Шуңа хитай һөкүмитиниң түркүм-түркүмләп бундақ әмәлдарларни хитай өлкилиридин әвәтишиниң өзи бу җайни мустәмликә район дәп қарайдиғанлиқини көрситиду.”

Ма шиңруй сөзидә йәнә 11-қетимлиқ шинҗаңға ярдәм хизмити үчүн кәлгән кадирларниң вәзипилири һәққидә тохтилип, “шинҗаң хизмити нишани бойичә, терорлуққа зәрбә берип, муқимлиқни қоғдаш, ‛җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи‚да чиң туруш, милләтләрниң өзара мунасивитини қоюқлаштуруш, милләтләр ара юғурулушни күчәйтишни асаслиқ хизмәт қилиш” дегәнләрни алаһидә тәкитлигән.

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң башлиқи әнвәр җан әпәндиниң қаришичә, ма шиңруйниң юқириқи сөзлири әмәлийәттә хитай рәиси ши җинпиңниң аталмиш “шинҗаң истиратегийәси” дики миллий ассимилиятсийә сияситини көрситидикән.

Әнвәр җан әпәнди, ши җинпиң һөкүмити нөвәттә уйғур диярида йүргүзүватқан “җоңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини бәрпа қилиш, шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш, милләтләр ара юғуруветиш” дегән намлардики милли ассимилиятсийә сияситиниң, маһийәт җәһәттә сабиқ совет иттипақиниң оттура асия җумһурийәтлиридә йүргүзүлгән “бирла совет хәлқи” бәрпа қилиш намидики ассимилиятсийә сияситигә охшайдиғанлиқини билдүрди. У, хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан миллий ассимилиятсийә сияситиниңму сабиқ советләр иттипақиға охшашла мәғлубийәт билән аяқлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.