Соғуқ мунасивәтләр уруши аяғлаштиму? (3)
2023.01.26
2-Дуня урушидин кейинки “соғуқ мунасивәтләр уруши” ниң әң муһим иштиракчиси болған совет иттипақиниң җаһангирлик ғайисигә варислиқ қилған русийә, хитай билән бирликтә ғәрб дөләтлиригә қарши қутупқа өткән болсиму, уларниң күчи алдида амалсиз қалди вә украина урушида мәғлубийәткә учриди.
Йеқинда “ташқи сиясәт” журнилида америка ратгерс университетиниң профессори, сиясиәшунас александир мотил (Alexander Motyl) ниң “һазир дәл русийә вәйран болғандин кейинки вәзийәткә тәйярлиқ қилидиған вақит” дегән мақалиси елан қилинған болуп, русийәниң тарихтики башқа емперийәләргә охшаш парчилинишиниң муқәррәрлики, мустәбит җаһангирлик қанчә балдур ахирлашса дуняниң тинчлиқи үчүн пайдилиқ икәнлики, буниңға тосқун болмаслиқ керәклики оттуриға қоюлған.
Мақалидә аптор мундақ тәһлил йүргүзиду: русийә украинаға һуҗум қилип бир йилдәк вақит өткән бүгүнки күндә русийәниң ахир мәғлуп болуши көзгә көрүнүп қалди, әгәр русийә растинила мәғлуп болса, русийәдә йүз бериш еһтималлиқи болған һәр хил әһваллар бар. Әгәр русийә президенти виладимир путин һоқуқтин чүшсә, солчи мустәбитләр билән оңчи милләтчиләр арисида һоқуқ талишиш күриши йүз бериши мумкин. Мустәбитликкә қарши өктичиләр русийәни ислаһ қилишқа вәдә бәрди. Әмма бу һоқуқ күриши һакимийәтни аҗизлаштуруп, русийәни давамлиқ уруш қилиштин йирақлаштуриду. Уруштин кейин аҗизлашқан русийәниң иқтисади вәйран болған һаман, ғәзәпләнгән руслар кочиға чиқишқа башлайду; бу қалаймиқанчилиқ әвҗигә чиқаса, русийә федератсийәсидики татаристан, башқортистан, чеченийә, дағистан вә саха қатарлиқлар җумһйрийәтләр мустәқиллиқ тәләп қилиши вә хитайниң аҗиз херидар дөлитигә айлиниши мумкин.
Җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс (Sean Roberts) русийәни ялғуз қоймиған хитайниң әмәлийәттә русийәдин нәп елишни көзләп келиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “русийә барғанчә ялғуз қеливатиду. Хитай русийә билән мушундақ алаһидә вәзийәттә алақә қиливатқан бирдинбир дөләт. Мәнчә, русийә әгәр бу вәзийәттин оңушлуқ өтүвалса, хитайға техиму рәһмәт оқуйду. Һазирму улар иқтисад вә башқа көп җәһәттә хитайдин наһайити рази. Бу әһвалда русийә буниңдин кейин сиясий җәһәттиму барғанчә хитайниң еғзиға қарайдиған болуп қалиду”.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм русийәниң украина урушида мәғлуп болушиму, ғәлибә қилишиму хитайға пайдисиз дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Мақалидә билдүрүлүшичә, русийәниң кәң земини вә руслардин башқа чоң милләтләр чаррусийә империйәсиниң әсирләр бойи башқа милләтләрни бойсундурушниң нәтиҗиси, буниңға совет иттипақи варислиқ қилған. Тарихтин қариғанда, чоң империйәләрниң һәммиси уруштин кейин парчиланған. Напалеон империйәси униң москваға қилған уруши мәғлуп болғандин кейин йимирилгән. 20-Әсирдә османли империйәси, австрийә-венгрийә империйәси, германийә вә русийә империйәлириниң һәммиси һәрбий мәғлубийәттә йимирилгән.
Михаил горбачеф 1985-йили совет компартийәсиниң рәһбири болуп һакимийәт бешиға чиққандин кейин ислаһат арқилиқ совет иттипақини қутулдуруп қалмақчи болған, әмма мәғлуп болған. 1991-Йили совет иттипақи йимирилгән. Әгәр бүгүнки русийә совет иттипақидәк парчиланса, униңдики асаслиқ сәвәб, русийәниң ички қисмидики мустәбитлик вә чириклик, йәни путинниң һоқуқ мәркәзчилик сиясий түзүминиң рәһимсизлики вә үнүмсизлики икән.
Украина уруши теги тәктидин алғанда, путин вә униң дөлитиниң аҗизлиқини ашкарилиған болуп, әгәр русийә бу урушта тамамән мәғлуп болса, униңдин чиқидиған ақивәтни мөлчәрлигили болмайдикән, русийә мәйли путин дәвридә яки униңдин кейин болсун, заваллиққа йүзлинидикән. Һәтта путинму буниңдин әнсиригән болуп, у 2023-йиллиқ йеңи йиллиқ сөзидә бу урушниң русийәниң мустәқиллиқиға тәһдит елип келидиғанлиқини тунҗи қетим оттуриға қойған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “ бүгүнки күндә гәрчә русийәниң парчилинишини халайдиғанлар наһайити аз болсиму, әмма русийәдә күнсери күчийиватқан сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий муқимсизлиқниң мәлум бир пәйттә русийә федератсийәсидики җумһурийәтләрни мустәқил болушқа иттиридиған әһвални тәсәввур қилиш тәс әмәс. Украина ахбарат идарисиниң башлиқи кирило буданоф мушу һәптиниң бешида туғулған күнини тәбриклигәндә, русийәниң бир нәччә парчә қилип кесилгәнликини көрситип бәргән”.
Җорҗ вашингтон университети явропа, русийә вә явроасия тәтқиқат орниниң мудири, тарихшунас марлен ларуеллениң қаришичә, русийә йимирилгән тәқдирдә муқимсизлиқ, зораванлиқ, һәтта ички уруш йүз бериши мумкин икән. Шан робертс әпәндиниң буниңға болған қариши башқичә болуп, у мундақ дәйду: “мәнчә, кәлгүсидә немә болидиғинии пәрәз қилиш тәс. Тарихтин қарайдиған болсақ, көпинчә дөләтләр еғир муқимсизлиқтин парчилиниду. Совет иттипақиниң парчилиниши идеологийә билән зор дәриҗидә мунасивәтлик иди. Совет парчиланғандин кейин мустәқил болған дөләтләр ғәрб билән йеқинлишип, демократик һакимийәт түзүми вә әркин базар игиликини синап бақмақчи болди. Әмма русийәдә вә уни тәшкил қилған җумһурийәтләрдә муқим бир идеологийә йоқ, бу әһвалда у техиму муқимсиз болиду, әмма ақивитини мөлчәрлигили болмайду. Әгәр хитайму вәйран болиду дейилсә, ақивәттә инсанпәрвәрлик нуқтисидин дуняда наһайити чоң давалғуш пәйда қилиду”.
Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, һазирқи хитай сабиқ совет иттипақидәк сотсиялизм империйәси қурушқа урунмақта. Кәлгүсидә хитайму советқа охшаш парчилинамду дегәндә, униң советқа охшимайдиған тәрәплири бар, кәлгүсини пәрәз қилмақ һәқиқәтән тәс.
Американиң сабиқ ташқий ишлар министри һенри киссингер “русийәниң парчилиниши униң кәң земинини талаш-тартиш райониға айландуруп қойиду. Бу хәтәрләргә йәнә миңлиған ядро қоралиниң тәһдити қошулиду” дегәнни оттуриға қойған вә “әң яхши усул йәнила русийәни аҗиз қилип қоюштин сақлиниш, униң орниға русийәни <тинчлиқ мусаписи> гә киргүзүш” дәп тәклип бәргән.
Әмма бу мақалидә көрситилишичә, ғәрб дунясиниң русийәни сақлап қелиш истратегийәси ақиланилик әмәс. Чүнки тарих шуни көрсәткәнки, империйәниң йимирилиши қошна дөләтләр вә пүтүн дуня үчүнму яхши әһвал. Напалеон өлгәндин кейин явропада ниспий тинчлиқ дәвр башланған. Совет иттипақиниң йимирилишиму тинч болған, чүнки совет җумһурийәтлириниң чеграси ениқ, дөләт қурушқа тәйяр сәрхиллири күчлүк иди. Ғәрб дуняси әмди русийәниң пүтүнлүкини қоғдашниң орниға украинаға давамлиқ ярдәм бериши, андин беларусийә вә қазақистанға охшаш муһим дөләтләрни қоллиши керәк. Мана булар путинниң империйәси ахирлашқандин кейинки малиманчилиқни төвән чәккә чүшүрүшниң әң яхши капалити.
Шан робертс әпәнди бу һәқтә мундақ дәйду: “русийә билән хитай америка билән явропаниң дунядики йетәкчилик орниға өчмәнлик билән қарайду. Шуңа хәлқара системида хитай билән русийәниң мәнпәәти бир. Улар һазир хәлқара тәртипни бузушқа урунмақта. Мәнчә украина уруши бу мәсилини техиму еғирлаштуриду. Украина урушиниң нәтиҗиси хитайниң қилмишини өзгәртәләмду-йоқ, билгили болмайду. Мениңчә, әгәр русийә бу урушта мәғлуп болса, хитай америка билән явропаға шилтиң етиштин ялтийиду. Буниң билән, хитайниң ички қисмидиму бәзи өзгиришләр болуши мумкин. Кәлгүсини пәрәз қилиш тәс, вәзийәтниң тәрәққияти һәр хил болиду вә буларниң көпинчиси иҗабий болмайду”.