Кавашима: җу енләй билән неһруниң сөһбитидики шәрқий түркистан мәсилиси

Японийилик истратегийә мутәхәссиси кавашима әпәндиниң йеқинда елан қилған “җу енләй билән неһруниң сөһбитидики шәрқий түркистан мәсилиси”сәрләвһилик мақалиси, хитай, һиндистан арисидики чегра мәсилиси сөһбитидә тилға елинған шәрқий түркистан мәсилиси һәққидики өзгичә қарашлар билән йезилған мақалидур.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.12.19
ju-enley-hidistan-bash-ministiri-nehru-305.jpg Хитай баш министири җу енләй(оңда) вә һиндистан баш министири неһру. Хитай һиндистан тинчлиқ келишими сөһбитидә. (Кавашима әпәндиниң “җу енләй билән неһруниң сөһбитидики шәрқий түркистан мәсилиси” сәрләвһилик мақалисидин елинған.)
RFA/Qutluq Haji

Кавашима мақалисидә өткән әсирдики һиндистан билән хитай оттурисидики достлуқтин дүшмәнлишишкә өтүш, дүшмәнлишиштин тинчлиққа қарап меңиштин ибарәт бир қатар икки дөләт бесип өткән тарихий дипломатик йолларни йорутуш билән биргә, икки дөләт оттурисида талаш-тартишта болуватқан земин мәсилисиниң уйғурларға мунасивәтлик икәнликини илмий тарихий пакитлар билән оттуриға қойған.

Аптор мақалисидә уйғурлар тоғрисида мундақ баян қилиду:
“хитай билән һиндистан оттурисидики талаш-тартиштики тупрақ ақсай чиндур. Ақсай қәдимки уйғур тилида “ақ дәря” дегән мәнини билдүриду. Чин болса дәл һазирқи хотәнниң қәдимки атилишидур. Ақсай чин мустәмликә шәрқий түркистанниң хотән вилайитигә җайлашқан. Хотәндики қарақаш дәрясини асаслиқ су билән тәминләйдиған дәрядур. Ақсай чинниң шәрқ тәрипи җаму вә кәшмир билән чегрилиниду. Ақсай чин, җаму вә кәшмир қатарлиқ җайлар әзәлдин шәрқий түркистан тупрақлириға тәвәдур. 1900-Йилғичә болған дуня хәритилиридә бу җайлар шәрқий түркистан тупрақлириға тәвә қилип көрситилгән. Җаму, кәшмир 13-әсирдики уйғур сәидийә ханиданлиқиниң тупрақлиридур.”

Апторниң уйғурлар һәққидики көз қарашлири вә хитай, һиндистан мунасивити һәққидә түркийә һаҗи тепә университетиниң истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм өз қарашлирини баян қилди.

Кавашима мақалисидә 1954-йили 4-айниң 29-күни һиндистан билән хитай имзалиған бәш принсиплиқ тинчлиқ келишимидин кейин, 1959-йилидики тибәт маҗираси түпәйлидин икки дөләт мунасивити йириклишип 1960-йили 4-айниң 20-күнидин 25-күнигә қәдәр хитайниң баш министири җу енләй, ташқи ишлар министири чен йи башчилиқидики өмәк һиндистан тәрәп билән йеңи деһлида министир дәриҗилик учришиш елип барғанлиқини билдүриду. Аптор мақалисидә бу қетимқи сөһбәттә мустәмликә шәрқий түркистан мәсилисиниң оттуриға чиқиши хитай баш министири җу енләйни қаттиқ биарам қилғанлиқини баян қилиду.

Аптор әйни чағдики сөһбәтни мундақ тәсвирләйду:
1960-Йили 4-айниң 20-күнидики хитай, һиндистан сөһбити наһайити җапа-мушәққәтлик, көңүлсизлик ичидә елип берилди. Сөһбәткә һиндистан баш министири неһру, һиндистанниң муавин президенти сарвәпалли,хитай баш министири җу енләй, хитай ташқи ишлар министири чен йи қатарлиқлар қатнашқан иди. Сөһбәттә хитай баш министири җу енләй хитай әнәниси билән коммунизм әнәнисиниң никасидин туғулған дипломатик усул билән сөз ечип,сорунни бешиға кийип, ақсай чин райониниң хитай тупрақлириға тәвә икәнликини чүшәндүрүшкә башлиди.Ақсай чин мәсилисидә аһ уруп, һәсрәтлинип йүргән һиндистанниң муавин баш президенти сарвәпалли мундақ деди “һиндистан хитай билән 1950-йилидин башлап хәлқаралиқ мунасивәт орнатқандин бери, барлиқ күчи билән бейҗиңға ярдәмдә вә яр-йөләктә болди. Әмди чегра мәсилисидә һиндистан барлиқ күчи билән хитайниң шәрқий түркистанни пүтүнләй игиливелишиға қарита талаш-тартиш қилиду. Хитай дөлити 19-әсирдә шәрқий түркистанни вә ақсай чинни мустәмликә қиливалди. 1950-Йилида тибәтни...” дәп сөзини давамлаштуруватқанда, җу енләй аччиқлинип туруп: “шәрқий түркистанму, тибәтму нәччә йүз вә нәччә миң йилдин буян айрим-айрим хитайниң земини иди” деди. Ташқи ишлар министири чен йи һиндистанниң муавин президентиға хитай билән яхши достлуқ орнитишниң қиммитини әслитип “немә у нәччә миң квадрат километир йәр дегән, алтә йүз милйон җуңголуқ билән дост болуш үчүн” деди. Буниңға җавабән сарвәпаллиму охшашла: “немә у нәччә миң квадрат километир йәр дегән, хитайларниң нәччә йүз милйон һиндистанлиқлар билән достлишиши үчүн” деди.

Кавашиманиң оқурмәнлиридин бири болған, японийидики уйғур мутәхәссис доктор турмуһәммәт һашим бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди.

Аптор мақалисидә, хитай баш министири җу енләй дөлитигә қайтқанда сөһбәттин өзиниң қаттиқ азабланғанлиқини билдүргән. Дөләт рәиси мав зедуңға бу қетимқи сөһбәттә шәрқий түркистан мәсилисиниң оттуриға чиқиши чоқум совет иттипақиниң оюни икәнликини, җуңго тәрәп совет иттипақи билән нормал мунасивәтни сақлимиғанда, совет иттипақиниң барлиқ келишимләрни инавәтсиз қилип, шәрқий түркистанни хитай дөлитиниң қолидин тартивелиш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрисида өзиниң қияслирини билдүргән. Мав зедуң билән җу енләй арисидики мәхпий параңдин хәвәрдар болған москва бу сөһбәтни москвадики һиндистанниң баш әлчиси менонға йәткүзүп қойғанлиқиниму баян қилған.

Аптор мақалисидә, һиндистан 1950-йили хитай билән дипломатик мунасивәт орнитишта, сабиқ советлар иттипақиниң йолйоруқиға асасән хитай билән йеқинлашқанлиқини язиду. Униң мақалидә баян қилишичә, москвадики һиндистан әлчиханисиниң баш әлчиси менон, 1950-йилидики сталин билән мав зедуң оттурисида түзүлгән “совет-хитай шәртнамиси”гә асасән, хитайниң кәң көләмлик әскирий күчи билән шәрқий түркистанни мустәмликә қилишиға сүкүт һаләттә туруши тоғрисида совет иттипақи ташқи ишлар министирлиқиниң буйруқини тапшурувалған. Бу қетимқи һиндистан, хитай сөһбитидин бир һәптә илгири совет иттипақи рәһбири хрошиф һиндистанда зиярәттә болған, хитай тәрәп бу зиярәттин қаттиқ гуманланған болсиму, әмма һечқандақ қаршилишиш позитсийисини билдүрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.