Хитай келичәктә тәйвәндиму җаза лагерлирини қурамду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.08.05
Хитай келичәктә тәйвәндиму җаза лагерлирини қурамду? Хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайе фирансийәниң BFM телевизийәсиниң зияритини қобул қилған көрүнүш.
Xitayning Fransiyediki bash elchixanisining torbéti

Америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси ханимниң тәйвән зиярити мунасивити билән таратқуларниң зияритини қобул қилған хитайниң франсийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайе бу зиярәтни “нәтиҗисиз иғвагәрчилик” дегән. У йәнә “тәйвәнни бирликкә кәлтүргәндин кейин, тәйвәнликләрни қайта тәрбийәләймиз” дейиш арқилиқ, хитайниң уйғур диярида йолға қойған җаза лагерлири түзүлмисини тәйвәнгә, шундақла чәт әлләргиму екиспорт қилидиғанлиқидин башарәтләр бәргән. Хитай баш әлчисиниң бу сөзи ғәрб мәтбуатлириниң күчлүк диққитини тартқан.

Лу шайе франсийәниң BFM телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “10 йил илгири, 20 йиллар илгири тәйвәнликләр бирликни қоллайти. Тәйвән демократик тәрәққият партийәсиниң әсәбий тәшвиқатлириниң нәтиҗисидә тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллайдиғанларниң нисбити өрләп кәтти. Бирликкә кәлтүргәндин кейин, биз қайта тәрбийәләш елип баримиз. Ишинимизки, тәйвәнликләр шу чағда бирликни йәнә қоллайду.”

Мутәхәссисләр буниңға бинаән, хитайниң уйғур диярида йолға қойған “қайта тәрбийәләш” намидики җаза лагерлири түзүлмисини авал хоңкоңға йөткәп, арқидин тәйвәндиму иҗра қилмақчи боливатқанлиқини, әгәр дуня әллири хитай мустәбит һакимийитигә үнүмлүк тақабил турмиғанда, хитайниң бу түзүлмини пүтүн дуняға екиспорт қилидиғанлиқини илгири сүрүшкән.

Хитайниң франсийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайениң бу пикирлири муһаҗирәттики уйғурларниңму күчлүк диққитини тартқан. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, техи икки йил илгири шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини көтүрүп чиқип: “биз иккинчи шинҗаң болуп қалмайли” дәп намайиш қилған хоңкоңлуқларниң һазир өз әркинликини йоқатқанлиқини, бу тәһдитниң нөвәттә тәйвәнликләрниңму бешиға келиватқанлиқини тилға алди.

“уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мудири, норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәһтияр өмәр әпәнди бу хусуста тохталғанда, хитайниң “қайта тәрбийәләш” намидики җаза лагерлири түзүлмисидин номус қилиш уяқта турсун, бәлки униңдин пәхирлинидиған бир аңға игә икәнликини, бу түзүлмини дунядики мустәбит дөләтләргә өрнәк қилип көрситип, ақивәттә пүтүн дуняға екиспорт қилиш нийитидә икәнликини илгири сүрди.

Шиветсийәдә турушлуқ д у қ ниң баянатчиси дилшат решит, хитайниң франсийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайениң бу сөзлиридин хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлири түзүлмисидин пат арида ваз кечиш нийитидә әмәсликини, бу сөзниң хитайниң дуняға зомигәр болуш нийитидә болуватқанлиқини йәнә бир қетим испатлап бәргәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.