Талан-тараҗ қилиниватқан уйғур миллий тебабәтчилики

Стокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.08.09
qorghas-ustquddus-01-1024 Қорғастики үстқуддус екинзарлиқи
xjhegs.gov.cn

Уйғур дияридики мунбәт тупрақ, җуғрапийәлик үстүнлүк вә алаһидә һава килимати бу земинни мол вә өзгичә дора өсүмлүкләр мәнбәсигә айландурған. Бу хил алаһидилик -өз нөвитидә уйғур тебабәт дорилирини өзигә хас килиникилиқ үнүм вә хаслиққа игә қилип дуня теббий саһәсидикиләрниң диққитини тартип кәлгән иди. Һалбуки, дора өсүмлүк йетиштүрүш саһәси хитай һөкүмитиниң илкигә өтүп, уларниң “тоймас нәпси”ни қандуруш үчүн талан-тараҗ қилиниватқанлиқи йиллар аввалла оттуриға чиққан иди.

2-Авғуст “тәңритағ тори” да “қәшқәрдә био-тебабәт доригәрлик кәспи учқандәк раваҗланмақта” сәрләвһилик хәвәр елан қилинған. Хәвәрдә ейтилишичә, қәшқәр конашәһәр наһийәсидики бәййүншән терилғу базисидики деһқанлар бу йил 60 миң мо йәргә осма йилтизи(хитайчә исми “бәнләнген”), арпа бәдиян, тошқан зәрдики, сәбдә гүли  вә җиған қатарлиқ дора өсүмлүклири теришқа тәшкилләнгән. Мәлум болушичә, мәзкур терилғу базисиниң қурғучиси “шинҗаңға ярдәм бериш” йоли билән содигәр чақирип мәбләғ җәлп қилиштики йетәкчи карханилардин бири болған гуаңҗу доригәрлики гуруһи икән. Мәзкур ширкәтниң муавин директори чең йоңхоңниң билдүрүшичә, ширкәтниң бу йиллиқ нишани осма йилтизи терилғу көлимини 12 миң моға кеңәйтиш вә осма йилтизиниң йиллиқ мәһсулат миқдарини төт миң тонниға йәткүзүш икән.

Мәлум болушичә, зукамға қарши туруш , болупму дуня характерлик корона вирусини давалаш вә алдини елишта, хитайда ишләнгән тәркибидә осма йилтизи болған “зукам җәвһири” алаһидә дорилиқ қиммитини көрсәткән. Йеқинқи йилларда хитай өлкилиридә бу хил өсүмлүккә болған еһтияҗ шиддәт билән ешип бериватқан болсиму, хитайдики терилғу көлими базар еһтияҗиниң аран 10 пирсәнтинила қамдиялайдикән. Шуңа аһалиси шалаң, йери кәң уйғур дияри нишанлиқ һалда “зукам җәвһири” ниң хам әшяси болған осма йилтизи йетиштүрүш базисиға айландурулған.

 Түрлүк учур йоллиридин мәлум болушичә, уйғур миллий тебабәтчиликидә дорилиқ өсүмлүк һесаблинидиған осма йилтизи, чүчүк буя, тошқан зәрдики, җиған вә алқатқа охшаш бир қисим уйғур тебабити дора өсүмлүклири хитайниң ичкири өлкилиридики дора завутлирини хам әшя билән тәминлимәктә икән. Мунасивәтлик хәвәрләрдин алған мәлуматларға қариғанда, чоң типтики дора ширкәтлири хитай һөкүмитиниң 2020-йили йолға қойған “җуңгочә дора өсүмлүклири материяллирини ғәрбкә қарап тәрәққий қилдуруш керәк” дегән истратегийәлик орунлаштуруши бойичә уйғур диярида дора өсүмлүки йетиштүрүш долқуни қозғап, уйғур диярини хитайниң ғәрбидики “хитай тебабити өсүмлүклири макани” ға айландурмақчи болған.

Көзитишимизчә, хитайниң уйғур районидики мустәмликисиниң һәрбий һакимийәт қорғини болған ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни көп сандики уйғур тебабити доригәрлик завутлирини қошувалған. Йәнә дора өсүмлүклири йетиштүрүш саһәсини ғәниймәт пурсәт дәп билип, әң чоң дора өсүмлүклири мәркизий базисиға айланған. Нөвәттә биңтүәнгә қарашлиқ 14 шәһәр-мәркәзниң ичидә һәммисидә дегүдәк дора өсүмлүклири йетиштүрүлүватқан болуп, бу биңтүәнниң иқтисадий киримини ашуруштики йеңи бир чиқиш йоли болуп қалған.

Уйғур дияридики дора ширкәтлириниң характери асасән хитайниң ичкири өлкилиридики дора ширкәтлири билән шерикләшкән яки һәссидарлиқ ширкәтлиридин тәркиб тапқан. Мәсилән, уйғур районидики әң чоң дора ширкәтлиридин болған “шинҗаң доригәрлик һәссидарлиқ чәклик ширкити” му уйғур тебабити дохтурханиси билән хитайниң вухән ренфу доригәрлик пайчәк ширкитиниң ортақ мәбләғ селиши билән қурулған. юқириқи санлиқ мәлуматларни инчикилик тәһлил қилидиған болсақ, уйғур диярида йетиштүрүлгән дора өсүмлүклиридин пәвқуладдә зор пайдиға еришиватқанлар хитайниң ичкири өлкилиридики ширкәтләрдур. Шундақ йәкүн чиқиришқа болидуки, уйғур доригәрчилики ширкәтлири аллибурун хитай һөкүмити тәрипидин монопол қилинип ютувелинған яки игиливелинған.

Буниңдин башқа уйғур деһқанлири терилғу йәрлириниң һөкүмәт тәрәптин тартивелиниши, мәһсулатларниң һөкүмәт бәлгиләп бәргән хитай завутлириға мәҗбурий сетилиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин юрт маканлиридин һәйдилиш, намратлиқ-беқиндилиқ ичидә қалдурулушқа охшаш қисмәтләргә дучар болди.

Әҗәба, хитайдики гигант дора ширкәтлири яки гуруһлири уйғур дияридики йәрлик өсүмлүк яки һайванатлар хам әшя қилинған мәһсулатларни ишләпчиқарғинида, әнәниви тебабәт мираслири болған ретсеп-рисалиләрниң патент һоқуқиға етибар бәрдиму-йоқ? “патент һоқуқи қануни” вә “ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш қануни” да, “әнәниви давалаш усули, техникиси вә тебабәт ретсеплириниң һәммиси йүрүшләшкән механизм вә тәрәққият әндизиси астида омумйүзлүк қоғдилиши керәк” дәп көрситилгән. Ваһаләнки, уйғур тебабәтчилики саһәсидә әнәниви ретсепларни қоғдаш яки алақидар һалқилар капаләткә игә қилинмаслиқ, йәрлик ретсепларға чаң селип, сахта, сүпәтсиз мәһсулат ишләпчиқириш вә яки тиҗарәт рәсмийәтлири чәклимигә учраш қатарлиқ әһваллар көпләп сақланмақта.

Әмәлийәт шуни испатлайдуки, хитай һөкүмитиниң қиммәтлик мирас һесабланған уйғур тебабәтчиликигә етибар бәрмәслики һәмдә қануний маддиларға әмәл қилмаслиқи сәвәбидин бу саһәниң қанунлуқ һәқдарлири вә варислири һесабланған кишиләр түрлүк хирисларға дуч кәлмәктә. Уйғур тевиплар хитайчә тил сәвийәси өлчимигә йәтмигәнлики сәвәбидин тиҗарәт кинишкиси берилмәй ишсиз қалдурулуш, сәрхил- төһпикарларниң тутқун қилиниши яки марка һоқуқи, тиҗарәтлириниң тартивелиниши қатарлиқ ақивәтләргә дучар болмақта.

Ашкара мәлуматларда “дора ширкәтлириниң тәрәққият нишани уйғур тебабәтчиликини тәрәққий қилдуруш” дәп көрситилгән. Ундақта хитай һөкүмитиниң уйғур тебабити дора өсүмлүклирини таварлаштуруш мәқсити расттинла уйғур тебабәтчиликигә төһпә қошуш яки униңға варислиқ қилиш үчүнму?

Шәк-шүбһисизки, хитайлар бу хил ишләпчиқириш-сетиш-тәминләш зәнҗиридә уйғур районидики дора өсүмлүклирини “тилла төкүлидиған дәрәх” кә айландурувалған. Һалбуки, хитай ширкәтлири пәқәтла өз пайдисини көзләйду, өзгиришләрниң уйғур тебабәтчиликигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи улар үчүн муһим әмәс.

Хитай доригәрчилик гуруһлириниң уйғур районидики дора өсүмлүклири базилирини контрол қилиши вә уйғур тебабити доригәрлик ширкәтлирини чаңгилиға киргүзүш қатарлиқ қилмишлири ялғуз иқтисадий мәнпәәткә четилипла қалмай, бәлки йәнә уйғур тебабәтчилики саһәсини һалакәт гирдабиға иттәрмәктә.

Хитай һөкүмити уйғур диярида йетиштүрүлгән дора өсүмлүклирини “җуңйичә давалаш” доригәрлик саһәсигә қоллиништин башқа йәнә йемәклик, күндилик турмуш буюмлири, сағламлиқ мәһсулатлири вә терә асраш-гирим буюмлири мәһсулатлирини ишләпчиқириш кәспи саһәсини ечиш вә раваҗландурушқа зор күч сәрп қилмақта. Хитай һөкүмитиниң чоң типтики карханиларни һәрикәтләндүрүп, уйғур дияридин чиқидиған үстқуддус, қизилгүл, осма вә йелимға охшаш бир қисим тәбиий вә ява өсүмлүкләрни хам әшя қилған мәһсулатларға давамлиқ түрдә зор миқдарда мәбләғ вә техника аҗратқанлиқи мәлум. Бу сәвәбтин хитай ишләмчилириниң уйғур дияриға келип ишқа орунлишиш қәдими йәниму тезләшкәнликини пәрәз қилиш тәс әмәс, әлвәттә. Хитайниң уйғур дияридики йәрлик дора өсүмлүклирини хитай тебабити доригәрлики үчүн қоллиниши, әмма уйғур тебабитини вәйранчилиққа учритиш қилмишини “һәсән акам аччиқ, амути татлиқ” дегән мақал-тәмсилгә йиғинчақлаш мумкин.

Илгири хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан мустәмликә сиясити  һәққидә издәнгән тәтқиқатчи дәррен байлер (Darren Byler ) хитай һакимийәт аппаратлириниң уйғурларни ғайәт зор мәһрумлуқниң қурбаниға айландуруши, аридин пайда елишни мәқсәт қилған дәп изаһлиған иди.

Хитай даирилири уйғур диярида уйғур доригәрчиликигә, кәң мәнидин алғанда уйғур миллий тебабәтчиликигә охшаш ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң бир пүтүнлүкигә бузғунчилиқ қилип, уйғур мәдәнийитиниң әсли қияпити вә изчиллиқини сақлап қелишқа тосалғулуқ қилмақта. Хитай тебабәтчилики билән пүтүнләй охшимайдиған пәлсәпә вә мәлум диний қарашлар үстигә қурулған уйғур тебабәтчилики нөвәттә күчлүк базарлишиш вә чәткә қеқилиш синақлирини баштин кәчүрмәктә.

***

Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.