Хитай билән талибанниң бу қетимлиқ учришиши уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.07.30
Хитай билән талибанниң бу қетимлиқ учришиши уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду?
Yettesu

Америкиниң афғанистандин әскәр чекиндүрүшигә әгишип, хитай дәрһал талибанлар контроллуқидики афғанистанға тәсир көрситишкә урунмақта икән. Талибанниң сиясий рәһбири молла абдулғәни бурадәр 28-июл күни хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән тйәнҗиндә көрүшкән. Бу көрүшүштә ваң йи американиң афғанистан сияситиниң мәғлуп болғанлиқини тилған алған һәмдә хитайниң бу районда иқтисад вә бихәтәрликни сақлаш җәһәттә чоң рол ойнайдиғанлиқини билдүргән; у йәнә талибанларни террорлуқ тәшкилатлиридин узақ турушқа, афғанистанниң тинчлиқи үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақирған. Буниңдин бир күн бурун ваң йи тйәнҗиндә америка ташқи ишлар минситирлиқиниң муавин министири винди шерман билән көрүшкәндә америка тәрәп билән кәскин муназириләшкәниди.

Тәһлилчиләрниң қаришичә, американиң бу дөләттики тинчлиқни сақлаш тиришчанлиқи үнүм бәрмигәндин кейин, хитай америкадин бош қалған бу дөләткә баш болушқа урунуветипту. Буниң үчүн хитай афғанистанғиму “бир бәлвағ бир йол” пилани бойичә мәбләғ селип, униму пакистанға охшаш беқинди дөләткә айландурушқа тиришмақтикән.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди хитайниң кәлгүсидә талибан яки кабул һөкүмити болсун, қайси күчниң афғанистанниң бешиға келишидин қәтийнәзәр, бу дөләтни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға елип киришкә вә иқтисад арқилиқ униңға тәсир көрситишкә урунидиғанлиқини билдүрди.

Ройтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йи бу қетим талибан вәкиллири билән көрүшкәндә, талибанниң афғанистанниң тинчлиқини сақлашта вә бу дөләтни қайта қуруп чиқишта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүргән.

Илшат һәсән әпәнди хитайниң талибанни муһим сиясий күч сүпитидә етирап қилиши вә көккә көтүрүшигә баһа берип: “хитайниң талибанни көтүрүп, униң билән еғиз-бурун ялишиши коммунсит хитай һакимийитиниңму талибандәк террорист вә қара җәмийәт гуруһи билән охшаш икәнликини намаян қилиду” деди.

Америка Rand сиясәт тәтқиқат орниниң алий тәтқиқатчиси, хитай ишлири мутәхәссиси скот һаролд (Scott Harold) әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң бу қетим талибанни тәклип қилип көрүшүштики бир муһим мәқситиниң уйғурларға мунасивәтлик икәнликини билдүрүп мундақ деди: “мениң билишимчә, хитай һөкүмити алдинқи әсирниң 90-йиллиридила талибан билән учришишқа башлиған. Хитай һөкүмити талибанни мәлум җәһәттин тәһдит шәкилләндүрүш еһтималлиқи болған, әмма хитай билән һәмкарлишишқа қайил қилғили болидиған бир күч дәп қарап кәлди. Буниңдин биз, талибан мәлум саһәдә хитайниң түп мәнпәәтигә диққәт қилиду вә униңға һөрмәт қилиду, дәп қарисақ болиду. Мениңчә әң муһим болғини, талибанниң гәрчә мусулманлиқ образи болсиму, хитай уни уйғурларға қарши қоллинишни үмид қилиду”.

У йәнә афғанистанда һазир хитай һөкүмити ейтқандәк “террорчи уйғурлар” ниң бар-йоқлуқи вә сани намәлум болсиму, хитай һөкүмитиниң пүтүн дунядики уйғурларни тәһдит, “йошурун террорист” дәп қарилашни давам қилидиғанлиқини, буниң үчүн һәтта террорлуқ тәшкилати ясап чиқип, талибанға вәзипә бериши мумкинликини билдүрди. У мундақ деди: “мән шуниңға ишинимәнки, әгәр талибанлар һакимийәт бешиға чиқип қалса хитай һөкүмити улар билән актип һәмкарлишиду. Хитай билән талибанниң америкиға болған өчмәнлики вә дүшмәнлики толиму охшайду. Улар америка тәшәббус қиливатқан демократик, әркин сиясәт вә қиммәт қарашлириға дүшмәнлик қилиду. Наһайити рошәнки улар пакистан истихбарат органлири билән һәмкарлишиду. Талибанлар етиқадқа әмәс, сиясий мәнпәәткә вәкиллик қилиду. Йәни улар мусулмандәк көрүнгәндәк билән өз мәнпәәти үчүн һәммини қилиду. Әпйүн терип зәһәр сатиду, бомба қоюп бигунаһ җанларни өлтүриду. Шуңа мәнчә, улар динсиз хитай коммунистлири билән һәмкарлишиштиму һечқандақ қийинчилиққа учримайду. Қаримаққа динға садиқ көрүнгән бу әсәбий күчләр билән динға ишәнмәйдиған қизил коммунистларниң нишани бир, мәқсити бир, һәммисила һоқуққа, мәнпәәткә чоқуниду”.

Америка ташқи ишлар министири антони билинкендин талибанниң бу қетимлиқ хитай зияритигә болған көз қариши соралғанда у: “әгәр хитай афғанистандики урушни түгитип, тинчлиқни илгири сүрмәкчи болса бу бир иҗабий иш. Әмма һечким талибанниң қораллиқ күч билән у земинни контрол қилип, қәбиливи ислам дөлитини әслигә кәлтүрүшигә қизиқмайду” дегән.

Йәнә бир җәһәттин, хитай һөкүмити бүгүнки күндә техиму күчәйгән талибанниң уйғур райони чеграсиға тутишип қалған хәтәрлик күч икәнликиниму ойлашқан болуп, шу сәвәбтин уйғур мусулманлирини техиму қаттиқ тәқиб астиға елиши мумкин икән. Хитай билән афғанистанниң биваситә тутишидиған чеграси 76 километир әтрапида болуп, оттурида егиз тағ-даван тосуп турған вә һечқандақ йол йоқ болушиға қаримай хитай йәнила чегра бихәтәрликидин әнсирәйдикән һәмдә афғанистан туприқиниң “уйғур бөлгүнчиләр” гә пурсәт яритип беришидин әндишә қилидикән.

“вашингтон почтиси гезити” дә чиққан бир мақалидә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йи талибан вәкиллири билән көрүшкәндә улардин “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” билән барлиқ алақисини үзүшни вә бу тәшкилатни бастурушни тәләп қилип: “шәрқий түркистан ислам һәрикитигә зәрбә бериш хәлқара җәмийәтниң ортақ вәзиписи” дегән. Талибан тәрәпму хитай һөкүмитиниң “уйғур қораллиқ күчлири” мәсилисини көтүрүп чиқидиғанлиқини пәмлигәнлики үчүн, һәр қандақ қошунниң афғанистан туприқидин пайдилинип хитайға тәһдит пәйда қилишиға йол қоймайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.

Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, хитай һөкүмити илгири бәзи уйғурларниң талибанниң қолида тәрбийәлинип, хитайға қайтип өч елиш һуҗуми қозғайдиғанлиқи һәққидә қисмән пакитларни пәйда қилип, чәт әлдики радикал ислам тәшкилатлириниң хәтирини мәқсәтлик һалда көптүрүп тәшвиқ қилған, шәрқий түркистан ислам һәрикити дегәндәк тәшкилатларни ойдуруп чиқарған болуп, уйғурларни терроризмға бағлап қаттиқ бастурушқа баһанә тапқан.

Илшат һәсән әпәнди хитайниң бу қетим талибан билән учришишидики асаслиқ мәқситиниң аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини қайта көтүрүп чиқип, уйғурларни терроризмиға бағлаш арқилиқ уларға давамлиқ ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш икәнликини билдүрди.

Хитай һөкүмити 2019-йилиму талибан өмикини күтүвалғаниди, әмма көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң хели бурунла пакистан арқилиқ улар билән алақә бағлиғанлиқини илгири сүриду. Хитай компартийәси идеологийә җәһәттин ислам әслийәтчиликини асас қилған талибан билән қилчә ортақлиққа игә әмәс, әмма мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай билән талибанни бир йәргә елип кәлгән нәрсә әмәлий мәнпәәттин башқа нәрсә әмәс.

Әркин әкрәм әпәнди бу икки тәрәпниң иқтисад вә районлар ара сиясәт җәһәттә бир-биригә еһтияҗи барлиқини, әгәр талибан һакимийәт бешиға чиқип қалса уйғурлар мәсилисидә мүҗмәл сиясәт йүргүзүши мумкинликини билдүрди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, талибан һазир афғанистанниң он нәччә вилайитини игиләп, чегра районларға келип тохтиған; афғанистан һөкүмәт армийәси уруш қилмайла чекинип, йезиларни ташлап чиққан вә кабул қатарлиқ бир қанчә чоң шәһәргә қапсилип қалған. Талибан күчлири изчил һалда хитайни өзлиригә мәбләғ салғучи, иқтисадий җәһәттин йөлигүчи дәп қарайдикән. Һалбуки, хитайниң талибанға болған қариши мурәккәп болуп, бир җәһәттин талибанға ярдәм қилиш арқилиқ уларға тәсир көрситишкә урунса, бир җәһәттин уларниң диний әқидисидин әнсирәйдикән вә аталмиш “уйғур бөлгүнчилири” гә ярдәм қилидиған-қилмайдиғанлиқини җәзмләштүрәлмәйдикән.

Илшат һәсән әпәнди нөвәттә хитайниң талибанни йеңип чиқиду дегән ишәнч билән униңға до тикиватқанлиқини, әмма талибанниң афғанистанни пүтүнләй игилишиниң асанға тохтимайдиғанлиқини, американиңму униңға қарап турмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.