Талибан вәкиллириниң хитай зиярити диққәт қозғиди
2016.08.01
Б б с талибанларниң юқири дәриҗилик бир вәкилләр өмикиниң 18-22-июл күнлири хитайниң тәклипи билән бейҗиңға берип, афғанистан вәзийити бойичә муһим сөһбәттә болғанлиқини илгири сүрди.
Бир қанчә күндин буян иҗтимаий таратқуларда талибанлар вәкилиниң хитайда зиярәттә болғанлиқиға даир учурлар тарқилип, уйғур сиясий көзәткүчилири вә зиялийлириниң диққитини чәккән иди. Б б с 30-июлдики хәвиридә, дәрвәқә талибан қораллиқ күчлириниң сиясий рәһбири аббас станакзай башчилиқидики бир вәкилләр өмикиниң хитайниң тәклипи билән бейҗиңда 5 күнлүк зиярәттә болғанлиқини ашкарилиди. Талибанларниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириму буниң растлиқини тәстиқлиған. Бирақ хитай һөкүмәт ахбарат васитилири бу һәқтә һазирға қәдәр һечқандақ учур тарқатмиған.
Б б с хәвиридә тилға елинишичә, талибанларниң бир әмәлдари бу қетимқи хитай зиярити һәққидә тохталғанда “талибанлар дунядики охшаш болмиған дөләтләр билән болған мунасивәтни яхшилайду, хитай болса буларниң ичидики бири” дегән. Бу қетимқи талибан вәкиллири билән хитай оттурисида көп тәрәплимә сөһбәт елип берилған. Талибанлар вәкиллири “хитайниң васитичи болуп, талибанларниң башқа дөләтләр билән болған мунасивәтлирини яхшилашқа ярдәм қилишини, талибанларниң афғанистанда һакимийәтни қолға елиш вә афған хәлқлири үстидин йүргүзүлүватқан зораванлиқларға хатимә бериш күришигә дуняниң яр-йөләктә болушини қолға кәлтүрүш” ни тәләп қилған. Вәһаләнки, талибанлар болса америка башчилиқидики ғәрбниң узун йиллардин буянқи йоқитиш нишаниға айланған иди.
Әмма афғанистан һөкүмәт даирилири талибан вәкиллириниң хитайни зиярәт қилғанлиқидин нарази болған. Америка авазиниң 1-авғусттики хәвиридә әскәртилишичә, афғанистан даирилири хитайни “афғанистан хәлқини қирғин қилған бир тәшкилатқа сәһнә һазирлап бәргән” лик билән әйиблигән.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, талибан вә афғанистан вәзийити хитай җиддий көңүл бөлүп келиватқан бир саһә. Хитай һөкүмити афғанистан вәзийитиниң яманлишип, униң уйғур дияриға тәсир көрситишидин изчил әнсирәп кәлгән. Хитай һөкүмити узун йиллардин буян “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини “афғанистанни база қилған” дегән қаришини тәкитлигән.
Уйғур зиялийси долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити талибанларни узун йиллардин буян мәхпий қоллап кәлгән болсиму, бу һәқтики пакитлар ашкара болмай кәлгән. Долқун әйсаниң илгири сүрүшичә, бу қетим хитайниң талибанларни бейҗиңға сөһбәткә чақириши вә қоллиши, әмәлийәттә америка башчилиқидики ғәрб әллири қуруп чиққан вә б д т тәрипидин етирап қилинған һазирқи афғанистан һөкүмитини йоқитип, хитайниң тәсиригә беқинидиған талибанлар һакимийитини тикләшни мәқсәт қилидикән.
Хәвәрләргә асасланғанда, нөвәттә уйғур дияри билән биваситә чегрилинидиған афғанистан дөлити афған һөкүмити вә талибандин ибарәт икки күчниң контроллуқи астида турмақта. 2014-Йили афғанистандики чәтәл күчлири чекинишкә башлиғандин кейин, талибанларниң һәрикити күчийип, афғанистанниң көп қисим районлирини бесивалған.
Уйғур зиялийси үмид агаһи әпәндиниң баян қилишичә, афғанистан тупрақлири, болупму талибанлар қошуни контроллуқидики районлар 11-сентәбир вәқәсидин илгири бир қисим уйғурларға панаһгаһ болған. Гуәнтанамоға қамалған уйғурларни буниң мисали дейиш мумкин икән.
Мәлум болғинидәк, 2015-йили июлниң бешида, пакистанниң саһибханилиқида афғанистан һөкүмити билән талибанлар вәкилиниң 1-қетимлиқ сөһбити өткүзүлгән. 2 Тәрәпниң 2-қетимлиқ сөһбити болса, хитайниң саһибханилиқида шу йили 7-айниң 30-күни үрүмчи өткүзүлгән. Әмма һәр икки қетимлиқ сөһбәтниң нәтиҗиси болмиған. Бу йил 18-январ йәнә хитай, америка, пакистан вә афғанистандин ибарәт 4 дөләтниң кабулда өткүзүлгән сөһбитиму нәтиҗисиз ахирлашқан. Сәвәби, талибанлар 4 тәрәп сөһбитигә вәкил әвәтишни рәт қилған. Бу сөһбәтләрниң мәқсити болса, афғанистанниң нөвәттики һөкүмити билән талибан тәрәпни келиштүрүш үчүн мурәссә қилиштин ибарәт иди.
Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, талибанларниң хитайни зиярәт қилиш ишлири хели бурунла башланған. Улар афғанистан һөкүмитини ағдуруп, өз һакимийитини тикләш үчүн хитайдин маддий вә сиясий ярдәмләрни қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилидикән. Әркин әкрәм әпәнди йәнә, хитайниң талибанларни қоллаштики мәқситиниң афғанистанниң тәбиий байлиқлириға еришиш вә “шәрқий түркистанчи күчләр” ниң афғанистандики паалийәтлирини чәкләштин ибарәт икәнликини тәкитлиди.
Б б с ниң билдүрүшичә, бу йил 5-айда талибанларниң рәһбири мәнсур америка айропиланлириниң бомбардиманида қаза қилғандин кейин, 4 тәрәп сөһбити тохтап қалған. Бирақ, мәнсурниң өлүми талибан күчлириниң әскәрий қуввитигә тәсир көрситәлмигән. Һазир талибанларниң афғанистанда әмәлий контрол қилип турған территорийиси 2001-йилидин буянқи әң чоң даиригә йәткән. Талибанлар қошуни, мана мушундақ бир вәзийәттә хитайға вәкилләр өмики әвәтип, өзлириниң ирадиси вә тәләплирини билдүргән.