Талибанлар хитай билән һәмкарлашқандин кейин, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа ярдәм берәмду?
2021.08.30

Америка афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, хитай тәшвиқатлири “кабулниң қолдин кетиши американиң образи вә инавитиниң йәр билән йәксан болғанлиқи” дәп тәшвиқ қилип кәлмәктә икән. Әмма анализчилар американиң бу райондин тезликтә чекинишиниң хитай үчүн чоқум пайдилиқ болушиниң натайин икәнликини илгири сүргән. “америка авам радийоси” 23-авғуст бәргән мулаһизисидә талибан контроллуқидики афғанистанниң хитай үчүн чоқум ғәлибә вә мувәппәқийәттин дерәк бәрмәйдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Әнгилийә хәвпсизлики ақиллар мәркизиниң тәтқиқатчиси рафелло сантусиниң қаришичә, хитай бир тәрәптин өз чеграси йенида америка һәрбий базисиниң мәвҗут болушини халимайдикән, әмма йәнә бир тәрәптин, афғанистандики террорлуқ вә малиманчилиқни башқа дөләтниң бир тәрәп қилип беришини үмид қилидикән. Чүнки террорлуққа қарши туруш үчүн қуруқлуқта зор көләмлик җәң қилиш, нурғун һәрбий хираҗәт сәрп қилиш вә әскәрләрни қурбан бериш керәк икән, хитай бундақ бәдәл төләшни һәм халимайдикән.
Хитай анализчи җу йоңбяв бу мулаһизигә қатнишип, хитай үчүн ейтқанда, талибан ислам әмирликидики пайдисиз амилларниң пайдилиқ амиллардин көп икәнликини, бихәтәрлик мәсилисиниң буниңдики әң пайдисиз амил икәнликини оттуриға қойған. У американиң аффғанистандин чекинишиниң бу райондики радикал исламизм отини улғайтип, террорлуқ тәшкилатиға мәдәт беридиғанлиқини, шу сәвәбтин хитайниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ниң қайта баш көтүрүшидин әнсирәйдиғанлиқини билдүргән.
Әмәлийәттә болса хитай “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни баһанә қилип, “террорлуқниң мәнбәси болған әсәбийликни йоқитиш” шоари астида көплигән лагерларни қуруп, уйғурларға қирғинчилиқ йүргүзүп келиватқаниди. Америка җорҗи тавн университетиниң профессори, уйғуршунас шан робертс әпәнди җу йоңбявниң қаришиға рәддийә билдүрүп, “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дәйдиған тәшкилатниң хитайға тәһдит пәйда қилалмайдиғанлиқини, хитайға әң чоң тәһдитниң уйғурлардин болмиған җиһадчилар тәшкилатидин келидиғанлиқини, чүнки уларниң хитайни исламниң дүшмини дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Афғанистандики бихәтәрлик мәсилисидин башқа йәнә иқтисад мәсилиси нөвәттә хитай әң көңүл бөлүватқан мәсилә болуп, мариләнд шитати фростбург университети тәтқиқатчиси ма хәййүн, афғанистандики муқимсизлиқ вә ениқсизлиқниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға тосқунлуқ қилидиғанлиқини, хитай гәрчә афғанистанниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш һәққидә вәдә бәргән болсиму, буниң қуруқ вәдә икәнликини, әгәр афғанистанға көп миқтарда мәбләғ салалмиса, у йәрдә тәсир күчкә игә болалмайдиғанлиқини билдүргән.
Ма хәййүн зияритимизни қобул қилип, талибанларниң йеңи һөкүмәт қуруш мәзгилидә башқа дөләтләрниң қоллиши вә иқтисадий ярдимигә еришиш үчүн район бихәтәрликини сақлашқа мәҗбур икәнликини билдүрүп мундақ деди: “талибанлар йеңи һөкүмәт қуримән десә, башқа дөләтләр уларниң өзлириниң ичкий ишиға арилишип қалмаслиқини тәкитләйду. Болупму хитай, русийә, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләр буни тәләп қилиду. Талибанларму, ‛биз силәрниң ярдимиңларға муһтаҗ, шундила биз силәрниң арзуюңлар үчүн күрәш қилип, афғанистандики милләтләр вә қораллиқ күчләрни контрол қилимиз, дөлитиңларни һуҗумға учратмаймиз‚ дәйду. Шуңа мәнчә, талибанлар бу әвзәлликкә игә болуш үчүн ‛әл-қаидә‚, ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ яки пакистандики җиһад гуруппилири билән җәң қилмайду, бәлки уларни йирақтин башқуруш яки өз контроллуқи астида тутуп турушни үмид қилиду”.
25-Авғуст күни “The Algemeiner” журнилида “хитай билән талибанниң иттипақи немишқа уйғур мәсилисидә бузулуши мумкин?” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, мақалиниң аптори мая карлинниң билдүрүшичә, хитай гәрчә американиң афғанистандин чекинишини “мәғлубийәт” дәп атап көрәңләватқан вә афғанистандики тәбиий байлиққа игә болушниң чотини соқуватқан болсиму, талибанниң бу районда давамлиқ радикал исламизм вә террорлуқ йүргүзүшигә қарап, улар билән һәмкарлишишниң ақивәтлири һәққидә әндишигә чүшкән.
Мая карлин зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитай билән талибан һазирчә өзлирини дост дәп қараватиду, һәр иккилиси америкаға өч һәмдә американиң бу райондики тәсир күчини тазилашни үмид қиливатиду. Талибан хитай арқилиқ өз һөкүмранлиқини қанунлаштурмақчи, хитай болса йиллардин буян бу дөләтни өзиниң күчлүк базиси қилишни ойлап кәлди. Афғанистанниң мол тәбиий байлиқи хитайниң бир бәлвағ бир йол қурулушиға пайдилиқ”.
Мая карлинниң қаришичә, хитай билән талибан гәрчә юқириқидәк мәнпәәтлири сәвәбидин өзара һәмкарлишиш йолиға маңсиму, икки дөләт оттурисидики чоң пәрқләр вә буниңдин келип чиқидиған зиддийәтләр уларниң узақ муддәтлик һәмкарлиқиға тосқунлуқ қилидикән. У бу һәқтә мундақ деди: “хитай террорлуққа қарши туримән дәйду һәмдә талибан контроллуқидики афғанистанни хәтәрлик район дәп қарайду. Талибан болса бу районда радикаллиқ вә террорлуқ елип бариду, әмма хитай бу әһвалниң өз чеграси йенида йүз беришини халимайду. Йәнә келип, хитай илгири талибанни аталмиш ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ гә маддий ярдәм қилған дәп әйиблигәниди”.
Мая карлин бу мақалисидә мундақ дәп язған: “хитай һөкүмити шинҗаңда уйғурларға террорлуқ қалпиқи кийгүзүп, уларни вәһишйләрчә хорлиди. Талибан билән аталмиш бөлгүнчи тәшкилат ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ниң өтмүштики мунасивити хитай әмәлдарлирини әндишигә салмақта, улар бу тәшкилатни террорлуқ тәшкилати дәйду, әмма бу тәшкилатниң келип чиқиши, һәтта бүгүнки мәвҗутлуқи һәққидә талаш-тартишлар бар”.
У бу һәқтә мундақ деди: “хитай талибан билән ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ниң бу хил мүҗмәл алақисини баһанә қилип, уйғур мусулманлириға йүргүзгән вәһший сияситини ақлап кәлди. Хитайға көрә, талибанниң баш көтүрүши бәлким ‛уйғур бөлгүнчилири‚ ниң залим хитайға қарши күрәш қилишиға илһам бериду. Йәнә бир җәһәттин, талибан радикал исламизмни асас қилидиған бир тәшкилат, шуңа улар уйғур мусулманлириниң зулумға учришини көрмәскә салалмайду”.
Ма хәййүнниң қаришичә, талибанларниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә зәрбә бериши вә уйғурларни бастуруш қилмишини қоллиши наһайити тәс икән. Бу әһвалда хитай һөкүмити талибанлар вә униң әтрапиға уюшқан җиһад тәшкилатлириға еһтият билән муамилә қилиши, уйғурларға созған қара қолини тартиши керәк икән. У мундақ деди: “әгәр хитай йәнила ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ни баһанә қилип уйғурларни бастурса, оттура асияда техиму чоң җиһад һәрикити пәйда болуши мумкин. Мениңчә, америка гио-сиясий нуқтидин ойлап афғанистандин чекинди. Сиз буниңдин әлвәттә бәзи җиһад гуруппилириниң хитайға көз тикиватқанлиқини ойлап йетәләйсиз. Шуңа хитай һәр қандақ вақиттикидин бәк еһтият қилиши керәк”.
Мая карлинниң мақалисидә баян қилинишичә, “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дегән бу нам тунҗи қетим 1999-йил афғанистандики бир қетимлиқ йиғинда тилға елинған. Москвадики бир гезит осамә бин ладинниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” билән “өзбекистан ислам һәрикити” гә иқтисадий ярдәм қилмақчи болғанлиқини хәвәр қилған. Хитай болса “шәрқий түркистан ислам һәрикити” билән “түркистан ислам партийәси” (TIP) ниң мунасивити барлиқини, 2008-йил бейҗиңда йүз бәргән пуқраларға һуҗум қилиш террорлуқ вәқәлиригә җавабкар икәнликини елан қилған. Буларниң раст-ялғанлиқи пакит билән испатланмиған, әмма хитай осамә бин ладин билән талибанларниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә қорал вә пул ярдәм қилғанлиқини, әскәр тәрбийәләп бәргәнликини, бу тәшкилатниң бин ладин террорлуқ гуруһиниң бир тармиқи икәнликини давраң селип кәлгән. Талибанлар бүгүн һакимийәтни қайта қолиға алғандин кейин, хитай әмәлдарлири “уйғур бөлгүнчилири” ниң қайта баш көтүрүп, хитайға қарши һәрикәт қилишидин әнсирәшкә башлиған.
Ма хәййүн талибанларниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” мәсилисидә хитайға вәдә бәргән билән, сөзи билән һәрикитиниң бирдәк болмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “мәнчә, талибан бу йәрдә хитай билән оюн ойнайду, улар һәргизму афғанистанда ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ бар дәп сөзләп йүрмәйду вә бу хил исламий һәрикәткә қарши җәң қилидиғанлиқини ашкарә елан қилмайду. Йәнә келип, бу һәрикәтниң әзалириниң ким икәнлики вә қәйәрдә туридиғанлиқиму ениқ әмәс. Иккинчидин, әгәр талибанлар шәрқий түркистан ислам һәрикитигә һуҗум қилса, уларниң муҗаһидлиқ образи зиянға учрайду. Бир муҗаһид қандақму башқа муҗаһидқа һуҗум қилсун? башқа дөләтләр, җүмлидин америкаму талибанниң бундақ қилишиға мәдәт бәрмәйду”.
Мақалидә берилгән анализдин қариғанда, йеңи талибан һөкүмити хитай билән һәмкарлишиш йолини таллайдикән, хитайниң ярдими вә мәблиғини қобул қилидикән, шундақтиму талибанлар хитайниң уйғурларни давамлиқ бастурушиға ярдәм бәрмәслики мумкин икән, чүнки улар хәлқараниң қоллишиға муһтаҗ болғачқа, уйғурлар мәсилисидә хитай билән содилашқанлиқ яки чириклишип кәткәнликтәк тәсират берип қоюшни халимайдикән.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: “талибандин ибарәт бу күчлүк исламий һәрикәткә таянған һөкүмәт, милйонлиған мусулманларни лагерға солап қийнаватқан бир дөләт билән һәмкарлашмаслиқи мумкин. Талибан дәсләптә бәлким бирәр һөкүмәт қуруп болғичә хитай билән һәмкарлишиду, андин хәлқараниң етирап қилишини қолға кәлтүрүшкә тиришиду. Бирақ хитайниң уйғурларға селиватқан дәһшәтлик зулуми түпәйлидин хитай билән узун муддәт дост болуп өтүши натайин”.