Тарим бойидики ичимлик суниң булғиниши вә униң сәвәблири

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.04.20
uyghur-hashar-osteng-chepish.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media

20-Әсирниң ахирқи йиллири мәшһур уйғур язғучиси әхтәм өмәрниң “қуртлап кәткән көл” намлиқ повестиға асасән ишләнгән “ахирқи көл” намлиқ алтә қисимлиқ телевизийә тиятири уйғур көрүрмәнләргә ят әмәс. Әсәрдә тарим вадисидики уйғурларниң ичимлик сүйиниң еғир дәриҗидә булғиниши мәсилисини чөридигән һалда бир қатар трагедийәлик вәқәликләр баян қилинған. Филимниң башлинишида тилға елинған киришмә сөзләр һәқиқәтәнму кишиниң диққитини тартиду. Йәни, уйғур райониниң җәнубий қисминиң һөл-йеғин миқдари аз, су мәнбәси кәмчил болғини үчүн, бу йәрдики йәрлик хәлқләрниң көл қезип, су йиғиш арқилиқ һәм ичимлик мәсилисини һәл қилип кәлгәнлики һәм тупрақниң нәмликини қоғдап кәлгәнлики, әмма өткән әсирниң 90-йиллириға кәлгәндә бу көлләрдики суларниң азийип вә қуртлап кәткәнлики сөзлиниду.

Бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик мәсилә шуки, тарихтин буян бу тупрақларни вә йәрлик хәлқни су билән тәминләп кәлгән қезилма көлләрниң сүйи немә үчүн өткән әсирниң 90-йилларға кәлгәндә һәм азийип һәм қуртлап кетиду?

Мәсилиниң теги-тәктини йәнила хитайниң 1978-йилидин тартип йолға қойған аталмиш “ислаһат вә ишикни ечиветиш сиясити” дин башлашқа тоғра келиду. Гәрчә хитайниң ислаһати дәл 1978-йилларда башланған болсиму, лекин бу ислаһат уйғурларни баяшат вә гүзәл турмушқа әмәс, бәлки еғир намратлиққа, яшаш муһитиниң вәйран қилинишиға, ичимлик су мәнбәлириниң булғиниши вә азийишиға, тарим вадисидики бипаян тоғрақлиқларниң қуруп кетишигә, деһқанларниң зираәтләрдин һосул алалмаслиқиға сәвәб болғаниди. Шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур деһқанлириниң еғир намратлиққа мәһкум болуши, уйғур балилириниң оқушни давам қилалмаслиқи, шундақла яшларниң юртлирини ташлап сиртларға мәҗбурий ишләмчиликкә йөткилишини кәлтүрүп чиқарди. Ақивәттә, аталмиш “намратлиқни йоқитиш” баһанисидә милюнлиған хитай аһалилири уйғур райониға кирип, байлиқ, су вә йәрләрни игиләп, уйғурларни өз юртлиридин сиқип чиқиришқа башлиди.

Хитайниң ишикни сиртқа тақиши вә ахирида биңтуәнни әслигә кәлтүрүши

Мәлумки, хитай коммунист һакимийити уйғурлар вәтинигә таҗавуз қилип киргәндин буян, хитай коммунист һөкүмити таки өткән әсирниң 70-йиллириниң ахирлириғичә ишикни тақап, сиртқи дуня билән болған барлиқ алақиләрни үзгәниди. Хитай 1950-йилларниң башлиридин башлапла уйғурларниң қолидики йәр-земинларни мусадирә қилиш, “шәрқий түркистан җумһурийити” дин қалған мәниви мирасларни йоқитиш вә униңға мунасивәтлик болған “сиясий күчләр” ни тазилаш билән бир вақитта “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни қуруп, уйғурларни пүтүнләй һәрбий назарәт астиға алғаниди. Хитай һөкүмити шу йилларда “йәр ислаһати” елип берип, уйғурларниң қолидики йәр-земинларни дөләт игидарчилиқиға өткүзүвалған, копиратип түзүмини йолға қоюп шәхсләрниң мал-мүлкини мусадирә қилғаниди. 1950-Йилларниң кейинки йеримида “оңчиларға қарши туруш”, “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш” һәрикити қозғап, хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур районидики мустәмликә сиясәтлиригә қарши авазларни өчүрүшкә, уйғур хәлқиниң сиясий ирадисини бәрбат қилишқа урунғаниди. Униңдин башқа кейинки йиллардики “динни ислаһ қилиш” намида динсизлаштуруш, “милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш” намида аталмиш “қош тил маарипи” ни йолға қоюш, мәҗбурий әмгәк, һашар қатарлиқ уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилидиған түрлүк зораванлиқлирини сөзләп түгитиш мумкин әмәс, әлвәттә. 1972-Йили америка президенти нексонниң хитайға қилған зиярити билән башланған, ғәрб дунясини алдаш һийлиси, 1978-йили дең шявпиң тәрипидин “пишшиқлап ишлинип” рәсмий йосунда “ислаһат ишикни ечиветиш” нами астида йолға қоюлди. Бу дәл хитай дөлитиниң хәлқаралиқ алдамчилиқ һәрикитиниң башлиниши иди. Дәл бу дәврдә хитай һөкүмити уйғур диярида “ишикни сиртқа ечиветиш” сәвәблик йүз бериш еһтимали болған уйғурларниң мустәқиллиқ еңиниң ойғинишиға сәвәб болидиған тарихий өзгиришләрни алдин мөлчәрлиди. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити 1975-йили әмәлдин қалдурулған “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни қайта әслигә кәлтүрүш вә уни тез сүрәттә тәрәққий қилдурушни, уйғурларниң баш көтүрүшини тосуп қелиштики муһим қорал һесаблиди.

Дәрвәқә, 1949-йили күздә йүз миң кишилик “хитай хәлқ азадлиқ армийәси” ни башлап уйғур вәтинигә таҗавуз қилип киргән, йәрлик хәлқләргә қирғинчилиқ елип барған, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни тәсис қилишқа асас салған ваң җен 1952-йили уйғур районидики вәзиписидин чекиндүрүлгән болсиму, әмма у кейинки йилларда хитай компартийәсиниң рәһбәрлик қатлимида муһим вәзипиләргә қоюлуп кәлгән вә уйғурларға елип барған қирғинчилиқи сәвәблик һечқандақ җавабкарлиққа тартилмиғаниди. 1975-Йили хитай һөкүмити 11-номурлуқ һөҗҗәт чиқирип, аталмиш “шинҗаң һәрбий район ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни әмәлдин қалдурған иди, әмма 1980-йилиға кәлгәндә хитайниң муавин дөләт рәислик вәзиписини өтәватқан ваң җен “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни әслигә кәлтүрүшни оттуриға чиқириду. 1981-Йили ваң җен, дең шявпиң билән бирликтә уйғур районини зиярәт қилған мәзгилидә, дең шявпиңға вә хитай компартийәси мәркизий комитетиға рәсмий йосунда тәклип сунуп, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни әслигә кәлтүрүшни тәләп қилиду. Шу йили 7-айда дең шявпиң ваң җениниң бу тәклипни тәстиқлайду. У тәстиқида “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни хитайниң “ислаһат вә ишикни ечиветиш” сияситидә “алдин тәрәққий қилишқа йол қоюлған деңиз әтрапи районлири” билән бирликтә алдин тәрәққий қилдурулидиғанлиқини җакарлайду.

Уйғур дияридики ичимлик су вә муһит булғиниши

1981-Йили 12-айниң 31-күни хитай компартийәси мәркизий комитети рәсмий йосунда “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң әслигә кәлтүрүлгәнликини җакарлайду. Буниң билән хитай компартийәси биңтуәндин ибарәт бу йерим һәрбий характердики бу алаһидә система арқилиқ уйғурларға қаритилған йеңи бир нөвәтлик талан-тараҗни йәниму күчәйтиду.

Мәлумки, тарим ойманлиқи җәнубий уйғур дияридики ғайәт зор ойманлиқ болуп, иқлими қурғақ, һөл-йеғин миқдари аз, типик ички қуруқлуқ килиматиға хас райондур. Тарим ойманлиқиниң оттура қисмида дуняға мәшһур тәклимакан қумлуқи созулуп ятиду.

Тарим ойманлиқи әтрапидики гоя юлтузлардәк тарқалған бостанлиқлар уйғурларниң қумлуқни тизгинләш вә су мәнбәлиридин үнүмлүк пайдилиниш җәһәттики әқил-параситиниң испатидур. Тарихтин буян бу земинда яшап кәлгән уйғур хәлқи тәклимаканниң қум-боранлиридин мудапиәлиниш вә бостанлиқларни кеңәйтиш җәрянида, йәр вә судин ибарәт һаятлиқтики бу әң муһим икки амилниң органик бирликини қандақ сақлаш һәмдә униңдин қандақ пайдилинишни обдан өгәнгән, шундақла өзигә хас бостанлиқ мәдәнийити бәрпа қилған.

Уйғур хәлқи тарихтин буян дәря-тарамлардин әпчиллик билән пайдилиниш, көл қезип су сақлаш, орман бәрпа қилиш, чөлни бостанлаштуруш қатарлиқ усуллар арқилиқ, тарим вадисидики су кәмчил болуш вә қурғақчилиқ апәтлириниң алдини елип кәлгән. Һалбуки, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң әслигә кәлтүрүлүп, тарим ойманлиқи әтрапидики чоң-кичик дәря еқинлирини пүтүнләй контрол қиливелиши билән, районда еғир қурғақчилиқ, сусизлиқ вә муһит булғиниши башланған. Тарим дәряси бойидики нәччә миң йиллиқ қәдимий тоғрақлиқлар қуруп, бостанлиқлар тарийип һәм чөллишип, районниң екологийәлик муһитида еғир бузулуш келип чиққан. Буниң билән уйғур дияриниң җәнубий қисмидики су сақлайдиған көлләр қуруп, қуртлап кетишидәк еғир әһваллар келип чиққан.

Суниң кәмчил болуши, деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған уйғур деһқанлириниң йәрдин һосул алалмаслиқи, уларни йәниму еғир дәриҗидики намратлиққа йүзләндүргән. Қәдимдин тартип бүгүнгичә, намратлиқ дуняниң қайси йеридә йүз беришидин қәтийнәзәр, муәййән йосунда маарипниң чекиниши, юқумлуқ кесәлликниң көпийиши, авамниң наразилиқи, җәмийәтниң муқимсизлиқи қатарлиқ түрлүк һадисиләрниң келип чиқишиға сәвәб болуп кәлгән. Тәбиийки, уйғур дияридики, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан тарим ойманлиқидики бостанлиқларда өткән әсирниң 80-90-йилларда йүз бәргән түрлүк вәқә-һадисиләр вә униңға бағлиқ болған амилларниң кәйнидиму дәл юқириқидәк бир қатар сәвәбләр мәвҗут иди.

Әхтәм өмәрниң “қуртлап кәткән көл” повестидики көлниң қуртлишиға сәвәб болған амил дәл “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң чоң дәря еқинлирини контрол қиливелиши билән бирликтә уйғурларға қаратқан түрлүк бастуруш сиясәтлириниң әвҗ елишидур. 1983-Йили “йәр һөддигәрлик мәсулийәт түзүми” йолға қоюлуп, деһқанларниң йәрни ишлитиш вә игидарчилиқ қилиш һоқуқи қисмән капаләтләндүрүлгәндәк һаләт барлиққа кәлгән. Әмма тарим ойманлиқи әтрапидики биңтуәнниң су мәнбәлирини контрол қиливелиши сәвәблик оттуриға чиққан су кәмчиллики мәсилиси, шундақла хитай һөкүмитиниң биңтуәнгә бәргән алаһидә сиясий вә иқтисадий имтиязлири сәвәблик, уйғур деһқанлириниң йеза-игиликидә тәрәққий қилиши еғир тосқунлуққа учрап, давамлиқ намратлишиш вә “қуртлап кәткән көл” паҗиәлириниң келип чиқишиға сәвәб болған.

Хитай статистикисида көрситилишичә, өткән әсирниң 80-вә 90-йиллирида уйғур районидики 11 милйондин артуқ йеза нопуси ичидә, 10 милйон 540 миң адәм ичимлик суни өстәңдин елип ишлитишкә еһтияҗлиқ болғаникән. Буниң ичидә 2 милйон 480 миң адәм юқири фторлуқ зәһәрлик су истемал қилишқа мәҗбур болған. Буниң нәтиҗисидә улар дәл су сәвәблик кесәл болуш вә су сәвәблик намратлишиштәк һадисиләр келип чиққан. Пакиз су ичиш уйғур деһқанлириниң әң чоң арзусиға айлинип қалған.

Тарим ойманлиқи әтрапидики су мәнбәлириниң булғиниши вә тарим вадисидики қурғақчилиқ вә су булғинишиниң келип чиқишиға биңтуәнниң земин вә су мәнбәлирини һәддидин зиядә ечиш, терилғу йәрләргә һәддидин артуқ химийәви оғут ишлитиш билән тупрақ вә суни булғаш қатарлиқ нурғун амиллар биваситә сәвәб болған. Тупрақ вә суниң булғиниши сәвәблик келип чиққан ақивәтләр асасән төвәндики бир қанчә тәрәпләрдә ипадилиниду:

Биринчи, тупрақниң қумлуқлишиши;

Хитай статистикисиға асасланғанда, геологийәлик дәвр болған 690миң йил аввал йилиға 0. 49Квадрат километир сүрәттә қумлашқан болса, тарихтин буянқи 2000йил мабәйнидә, йилиға 9. 85Квадрат километир сүрәттә қумлашқан. Әң еғир қумлишиш дәври дәл 1950-йилидин 2000-йилиғичә болған 50 йилда йүз бәргән болуп, бу дәврдә тарим вадисиниң қумлишиши йилиға 170квадрат километирдин көп болған. Йеқинқи әллик йилда тарим вадисидики тупрақларниң қумлишиш нисбитиниң бунчә тез болушиға сәвәб болғини дәл, нопусниң ешиши, суғирилидиған терилғу йәрләрниң көпийиши, биңтуәнниң су амбарлири арқилиқ дәря еқинлириниң төвәнгә еқишини контрол қилиши нәтиҗисидә бостанлиқ биңтуәнгә кеңийиш билән биргә, уйғурлар олтурақлашқан районларниң қумлишиш вә чөллишиши келип чиққан. Уйғур дияридики 87наһийә, шәһәр ичидики 53наһийә вә шәһәрләр қум боранларниң ютуп кетиш хәвпидә қалған. Бостанлиқларниң вәйран қиилиниши, қумлуқниң кеңийиши астида, топа-тозаңлиқ һаварайи давамлиқ көрүлүп, уйғур дияриниң қурғақлишиш вә чөллишиши билән су мәнбәлири арисида тәңпуңлуқ пүтүнләй бузулған.

Иккинчи, дәря еқинлириниң қисқирип, көлләрниң тарийип, орманлиқларниң қуруп кетиши;

Уйғур дияридики дәря еқинлири йәрлик хәлқләрниң һаяти вә турмушиға биваситә бағлинишлиқ болуп кәлгән. Әмма дәря еқинлириниң оттура вә үстүнки еқинлириниң икки қирғиқида шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәниниң деһқанчилиқ тәрәққиятиға әгишип, дәря еқинлирини тосуш вә су амбарлирини ясаш арқилиқ зор миқдардики дәря сулирини контрол қиливалған. Бу сәвәб, тарим вадисиниң төвәнки еқимиға су йетип баралмай, дәря еқинлирида су миқдари азийип кетиш, бир қисим дәря вә көлләр қуруп кетиш қатарлиқларни кәлтүрүп чиқарған. Хитай статистикилириға асасланғанда, 50-йилларда уйғур диярида көлими 5квадрат километирдин чоң болған көлдин 52си бар болуп, омумий көлими 9700квадрат километирға йетиду. 70-Йилларниң ахириға кәлгәндә, бу көлләрниң омумий көлими кичикләп, 4748квадрат километирға чүшүп қалған. Мәшһур лопнур көли(һәҗми3006квадрат километир), манас көли (һәҗми 550квадрат километир), тайтама дәряси (һәҗми 88квадрат километир), айдиң көл (һәҗми 124квадрат километир) қатарлиқ көлләр арқа-арқидин қуруп кәткән. Буниң билән тарим дәря вадисиниң төвәнки еқимидики йәр асти сүйиниң орни төвәнләш, ишлитишкә болидиған су мәнбәлири азлаш, тоғрақлиқ, юлғунлуқ вә шуниңдәк қиммәтлик дорилиқ өсүмлүкләрниң қуруп, өлүп кетишигә сәвәб болған. Тарим ойманлиқиниң әтрапидики тоғрақзарлиқ көлими 1950-йилидикидин 47. 5%Азийип, еғир дәриҗидики екологийәлик бузғунчилиқни кәлтүрүп чиқарған.

Үчинчи, тупрақ вә суниң булғиниши;

Биңтуәнниң суни тизгинлиши вә муһитни булғиши нәтиҗисидә, җәнубий уйғур дияриниң деһқанчилиқ вә йеза-игилики тәрәққияти еғир тосқунлуққа учриған. Буниңға әгишип, биңтуәнниң санаәт ишләпчиқириш вә йеза игиликидики керәксиз суларниң яхши бир тәрәп қилинмаслиқи, һәддидин зиядә химийәлик тәркиблик оғутларниң тупраққа ишлитилиши нәтиҗисидә, зәһәрлик тупрақниң ичимлик суни булғишидәк ақивәтни кәлтүрүп чиқарған. 50-Йиллардики сап, пакиз дәря, көл сулири, 70-йилларға кәлгәндә шорлишиш дәриҗиси хитайниң ичимлик су өлчимидин ешип кәткән. 90-Йилларға кәлгәндә болса, тарим дәряси еқинлириниң шорлишиш нисбити хитайниң дөләтлик ичимлик су өлчимидин 5тин 10һәссисигичә ешип кәткән. Ичимлик су сүпитиниң булғиниши биваситә һалда тарим вадисидики екологийәлик тәңпуңлуқни бузуп, уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубий уйғур диярида уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң һаяти вә турмушиға еғир тәһдит пәйда қилған.

Дәрвәқә, биңтуәнниң әслигә кәлтүрүши, уйғурлар үчүн әң еғир зиянкәшликниң йеңичә усулда қайта баш көтүрүши болуп қалған. Биңтуәнниң уйғурлар үстидики җинайәтлири ялғуз муһитни булғаш, байлиқ мәнбәлирини контрол қиливелиш вә хитай һөкүмити билән бирликтә уйғурларға йүргүзгән қанлиқ бастурушларда баш рол елиш биләнла чәклинип қалмастин, бәлки йәнә хитай компартийәси һөкүмитиниң уйғур районида йүргүзүп кәлгән барлиқ җинайәтлиридә дөләт террорлуқниң васитиси болуп кәлгән.

Хитай һакимийитиниң мустәмликә уйғурлар вәтинидики барлиқ җинайәтлириниң ахирқи нуқтиси дәл уйғур ирқий қирғинчилиқиниң ашкара йосунда мәйданға чиқирилиши болуп, гәрчә хитай һөкүмити узунға созулған, алдин пиланланған вә инчикилик билән йүргүзүлгән бу қирғинчилиқниң ташқи дуняни асанла алдап кетәләйдиғанлиқиға көзи йәткән болсиму, әмма реаллиқ дәл буниң әксичә болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.