Тарим вадисиниң йәрлик хәлқи хитайлармиди?
2024.07.07
Өткән үч һәптидин буян хитай радийо, телевизийә вә таратқулирида айиғи үзүлмәйватқан қизиқ темилиридин бири 12-июн қәшқәрдә ечилған хәлқаралиқ илмий муһакимә мунбири болуп кәлмәктә. “шинҗаңниң тарихи вә кәлгүси” намидики паалийәтни “илмий муһакимә йиғини” дәп атиғандин “тарих ясаш бәзмиси” намидики тиятир оюни дейиш техиму мувапиқ. Сенарийәсини хитай һөкүмити һазирлиған бу тиятирда рол алғучилар хитай һөкүмитиниң садиқ әмәлдарлири, мәхсус тәрбийәләнгән тарихчилири, тилшунаслири вә мәдәнийәт тәтқиқатчилири шундақла уларниң чәт әллик гуппаңчилири. Орни: уйғурларниң әң қәдими шәһәрлиридин бири қәшқәрдики “қәшқәр алий меһманханиси”.
Бу йиғинда хитай тарихчилири уйғур дияриниң әзәлдин хитайниң бир парчиси икәнликини дуня җамаәтчиликигә мәҗбурий қобул қилдурушқа йәнә бир қетим урунди. Уларниң мәқсити уйғурларниң тарим вадисиға 840-йилидин кейин көчүп кәлгән көчмәнләр икәнликигә илим саһәсини әмәс бәлки хәлқни қайил қилиш болди.
Йиғин дәп аталған мәзкур сиясий оюндики “мутәхәссис” ролини алған 39 нәпәр хитай ичи вә чәт әлләрдин “талланған” лар арисида баш ролни өтигүчи 2 хитай тәтқиқатчи алаһидә гәвдилик болуп, булар мәркизий милләтләр университетиниң қәдимки уйғур тарихи мутәхәссиси яң шеңмин билән шинҗаң университетиниң қәдимки уйғур тили пирофессори ню руҗи. Бу иккийләнниң тәтқиқат саһәлири пәрқлиқтәк көрүнсиму лекин һәр иккилиси узун йил оқутқучи қияпитидә уйғур яшларниң меңисини ююш вә миллий туйғулирини көзитиш билән мәшғул болғанлардур. яң шеңмин бу қетим “тарим вадисиниң йәрлик хәлқи кимләр иди? шинҗаңниң өтмүштики бир мәзгиллик тарихи” дегән темида доклат бәргән. У доклатида уйғурлар һәққидә сөзләп, “бүгүнки уйғурлар үстидә елип барған антропологийәлик тәтқиқатимиз көрситидуки, уйғурлар асасән хуйхе (回紇) лардин барлиққа кәлгән. Улар тәхминән 840-йили моңғул яйлақлиридин тарим дәряси вадисиға көчүп кәлгән вә бу йәрдә яшайдиған башқа милләтләр билән арилишип бүгүнки уйғурларни вуҗудқа кәлтүргән” дегән. У хитайлар һәққидә қилған сөзидә, “9-әсирдин бурун тарим ойманлиқида яшайдиған милләтләр, һинди-яврупа тиллири системисида сөзлишидиған “ғурлар”, тибәт-чиаң тилида сөзлишидиған чиаңлар вә хитайлардин тәшкил тапқан. Тарим ойманлиқи әзәлдинла хитайларни өз ичигә алған көп милләтләр топлишип олтурақлашқан йәр” дегән.
Уйғурлар вә түркләр зади кимләр? уларниң һонлар билән болған мунасивити қандақ болған? улар һәқиқәтән уйғур дияриниң көчмәнлириму? яң шеңминға охшаш хитай тарихчилириға тарихий мәнбәләр қандақ җаваб бериду? униң уйғурларни көчмән, хитайларни йәрлик хәлқ дейиши “тала мүшүкиниң өй мүшүкини қоғлиғанлиқи” әмәсму?
Яң шеңминниң доклатини униң бир өмүр сетип кәлгән сәпсәтилириниң хуласиси дейишкә болиду. У 1991-йили нәшр қилип, милләтләр университетида дәрслик сүпитидә қолланған “қәдимки уйғурлар” намлиқ китабида “уйғурларниң әҗдади туралар. Тураларниң хуашия милләтлири билән наһайити қоюқ мунасивити бар иди. Шуңа бәзиләр уйғурлар билән хуашияларниң әҗдади бир” дәп язған. У туралар билән һонларни бир бири билән һеч бир етник мунасивити йоқ әзәлий рәқибләрдин қилип тәсвирләйду. У тарихтики уйғур қәбилилири һәққидә язғандиму кона адитини давамлаштуруп, “туралар тәркибидики он уйғур тоққуз оғуз қәбилилири сибирийәдики чоң қумлуқниң шималида түрк қәбилилири билән елишип яшиған, оттура түзләңлик билән болса йеқин мунасивәт орнатқан” дегән. У мақалә вә китаблирида түрк уйғур қериндашлиқини, һәр иккисиниң һонларниң әвладлиридин икәнликини йошуриду. Һонлар вә түркләрни уйғурларға зулум салған милләтләр дәп қарилап, китабини оқуған кишидә түркләр билән уйғурларниң әҗдадлири бир әмәс болса керәк, дегәндәк гуман пәйда қилмақчи болиду. У бу суйиқәстини “уйғурлар кейинчә йәни 840-йили һазирқи уйғур дияриға көчүп келип олтурақлишип қалған көчмән бир милләт иди” дегән сәпсәтисигә ишәндүрүш васитиси сүпитидә қоллиниду.
Яң шеңмин китабиниң баш қисмидила мундақ дәп язған: “қәдимки уйғурларниң етник мәнбәси шималий ди (狄) ларға ятиду. Шималий дилар елимиздә әң бурун яшиған бир нәччә қәдимки милләтләрниң бири. Миладийәдин 2000 йил илгири улар елимизниң ғәрбий-шимал районида паалийәт елип барған һәмдә хуашя милләтлириниң айрим қәбилилири билән қошна болуп өткәниди” . Униң бу йәрдә тилға алған ғәрбий-шимали һазирқи уйғур дияри, дилар уйғурларниң әҗдадлиридин әмәсмиди? ! яң шеңминниң бу йәрдә түрк вә уйғурларниң әҗдадлирини пәрқләндүрүш үчүн қолланған дәлили уйғурларниң 4000 йил илгирила һазирқи вәтинидә яшиғанлиқидәк һәқиқәтни ашкарилап қойиду.
Хитайниң әң кона тарих материяллиридики учурларни тәкшүрүп көридиған болсақ, мәшһур хитай җасуси җаң чйән һонлар тәвәликигә келиштин бурун хитай тарихнамилиридә “ғәрбий юрт” аталғусиниңму учримайдиғанлиқини көримиз. Тарихчи симачийән “” китабиниң 123-бөлүмидә орун бәргән “җаң чйән саяһәтнамиси” диму бу аталғу учримайду. “тарихий хатириләр” китабида 3 қетим көрүлгән бу аталғу дәсләпки икки қетим һонларниң тәвәликидики һазирқи уйғур дияриниң җәнубиға тоғра келидиған аһалиси улуғ явчи, чиаң вә башқа милләтләр, һөкүмранлири һонлардин тәркиб тапқан дөләт намини көрсәткән. 3-Қетимда бу дөләткә һонлар һөкүмранлиқида яшаватқан соғдилар тарқалған йәрләрму қошулған кәң земин үчүн қоллинилған.
Хитай тарихчиси бәнгу миладийә 89-йили тамамлиған “хәннамә” китабидики “ғәрбий район тәзкириси” дә орун алған ғәрбий райондики 36 дөләт һәққидики баянлириға қарисақму, у дөләтләрниң һеч биридә хитай аһалиси яшиғанлиқи яки яшаватқанлиқи һәққидә мәлумат йоқлуқини көримиз. 630-Йили уйғур диярида бир йилға йеқин яшиған раһиб қилиқиға киривелип, көргәнлирини тәпсилий хатирилигән шүәнзаңниң тәрҗимиһалида униң қумулда икки юртдишини көрүп йиғлап кәткәнлики йезилғандин башқа турпан, қарашәһәр һәм кучада йәнә бир хитай көргәнликиниң йезилмаслиқи у йәрләрдә хитай йоқлуқиниң испати әмәсму? !
Хитайниң мәшһур тарихнамәлиридин “йеңи таңнамә” дики “уйғурлар тәзкирәси” бөлүми “уйғурларниң әҗдади һонлардур” дегән җүмлә билән башлиниду. Һазирқи хитай тарихчилири “уйғурларниң әҗдади һонлар” икәнликини етирап қилған өз әҗдадлириғиму һақарәтләп “улар хаталашқан” дәп йезишиду. Әмма ундақ хаталиқниң немә үчүн кейинкиләр тәрипидин тәкрарланғанлиқиға җаваб бериштин өзини қачуриду. 907-Йили қәләмгә елинған, “кона бәш сулалә тарихи”, 1307-йили йезилған “килассик әсәрләрниң омумий мулаһизиси”, һәтта 1783-йили тамамланған “омумий тәзкирәләрниң давами” қатарлиқ хитай тарих мәнбәлириму хата йезилған әсәрләрму?
Хитайниң мәшһур тарихий мәнбәлиридин “тарихий хатириләр” ниң 110-бөлүми вә “хәннамә” ниң 94-бөлүмидики “һонлар тәзкириси” дә, “миладийәдин бурунқи 11-әсир әтрапида дөлитимизниң шималида һонлар дәп атилидиған бир чарвичи милләт бар иди. Улар бәзидә өзини ‛ху‚ дәп атайтти” дәп йезилған. Охшимиған дәврләрдә йезилған хитай тарихнамәлиридә ‛ху‚ ниң ким икәнлики һәққидә берилгән мәлуматлар толиму пәрқлиқ. Дәсләп һонлар үчүн қоллинилған бу аталғу кейинчә һинди-явропа милләтлиридин “соғдилар” үчүн қоллинилған. 630-Йиллириға кәлгәндә, худди у вақитта уйғур диярини арқилиқ һиндистанға маңған раһиб шүәнзаң хатирилигәндәк, “ху” хитайдин башқа милләтләрниң нами сүпитидә қоллинилған.
Һонларниң өз әҗдадлири икәнликини билгән уйғурлар, өзлириниң түрк икәнликиниму обдан биләтти. Шуниң үчүн идиқут уйғур қағанлиқи дәвридә милләт исмини уйғур яки түрк дәп аташниң анчә пәрқи қалмиғаниди. Улар өз тилини “түркчә” , “уйғурчә” , “уйғур тили” , “түрк тили” яки “түрк уйғур тили” дәп атавәргән. 11-Әсирниң башлирида яшиған мәшһур уйғур тәрҗиман шеңқу шели тотуң 7-әсирдә йезилған “шүән заңниң тәрҗимиһали” китабида учриған хитайчә шйоңну (匈奴) ибарисини “түрк йочул бодун” йәни “түрк йочун хәлқ” дәп тәрҗимә қилған.
Һазирқи заман хитай тарихчилири хитай һөкүмитиниң буйруқини бәҗа кәлтүрүш йүзисидин уйғурлар билән һонларниң туғқандарчилиқ мунасивитини рәт қилишқа урунсиму, лекин тоққуз оғузларниң уйғур икәнликини инкар қилишқа амалсиз. Чүнки, бу тарихий чинлиқ хитай тарихий мәнбәлиридин башқа йәнә өтмүштә парс вә әрәб тиллирида йезилған мәнбәләрдиму хатириләнгән. Мәсилән, 932-йили йезилған “һудудул аләм” китабида “тоққуз оғуз дөлитиниң шәрқи чин, җәнуби тибәт вә қарлуқ дөлитиниң бир қисим йәрлири, ғәрбидә қирғизларниң бир қисми бар, шималидиму кәң тарқалған қирғизлар яшайду. Тоққуз оғуз дөлити түрк дөләтлириниң әң чоңидур. Бу әзәлдинла тоққуз оғузлар әң көп олтурақлашқан дөләт иди. Бурунқи вақитларда түркистан һөкүмдарлириниң һәммиси тоққуз оғузлардин иди” дәп йезилған.
Хитай даирилириниң уйғурларни көчүп кәлгән хәлқ, хитайларни тарим вадисиниң әсли аһалиси, хитайлар хән дәвридин тартипла бу йәрдә көп яшиған, хитай тили һөкүмәт тили болуп кәлгән дегән бу хил ялған сәпсәтилири һәтта хитай һөкүмитиниң “шинҗаң тарихи” ақ ташлиқ китабидинму орун алған болуп, улар бу ялған һөкүмлирини сиясәткә айландурушқа урунғаниди.
Хитай һөкүмитиниң һәқиқий тарихни бурмилап, башқа милләтләрни сүний тарихқа мәҗбурий ишәндүрүш истратегийәси таң сулалиси дәвридә башлинип һазирғичә давамлишип келиватқан бир бимәнилик. Тарим вадисиниң уйғурларниң әҗдадлиридин болған һонларниң ана макани икәнлики бир һәқиқәттур. Хитай тарихий мәнбәлири инкар қилалмиған бу һәқиқәтни рәт қилишқа урунуш хитай сияситиниң илимни суйиистемал қилип, һәқиқий тарихни бурмилап, тарихшунаслиқ кәспини “тухумдин түк үндүрүш” һүниригә айландурувалғанлиқидин башқа иш әмәс. Тарим вадиси худди 840-йилидин кейин тәсвирләнгинидәк 840-йилидин бурунму уйғурларниң ана макани иди.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар пәқәт апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]