Тарих билән реаллиқ арисида: хитайниң миң йиллиқ оттура асия чүши (2)

Мухбиримиз әзиз
2022.04.15
Тарих билән реаллиқ арисида: хитайниң миң йиллиқ оттура асия чүши (2) Җорҗ тавн университетиниң профессори җеймис милвард (James Millward) әпәнди хунсон институтида уйғурлар вәзийити һәққидә сөзлимәктә. 2018-Йили 4-май.
hudson.org

Хитай тарихнамилиридә “ғәрбий юрт” дәп хатириләнгән кәң мәнидики оттура асия райони сиясийлашқан хитай тарихшунаслиқида изчил “хитайниң ғәрбий қисми” дәп чүшәндүрүп келиниватқанлиқи мәлум. Бу болса тарихни хитай һөкүмитиниң сиясий муддиалириға мас кәлтүрүп шәрһләшни өзлиригә вәзипә қилған хитай “алим” лириниң “шинҗаң әзәлдин җуңго земининиң бир қисми” дәйдиған шоарсиман баянлириниң әң түплүк асаси һесаблиниду. Әнә шу ғәрбий юрт тарихиниң милади 8-әсирләрдики сәһиписи шу заманниң әң қудрәтлик сиясий күчлиридин ғәрбкә қарап шиддәт билән кеңийиватқан таң империйәси (618-908) вә ислам дунясиниң даирисини шәрққә силҗитиватқан әрәб аббасийлар империйәси(750-1517) ниң һазирқи пәрғанә вадисида тоқунушқанлиқини көрситиду. Бу тоқунуш болса оттура асия тарихиниң кейинки миң йиллиқ мусаписигә мислисиз тәсир көрсәткәнлики билән алаһидә характерлиниду.

Һазирқи дунхуаң вә қумул әтрапидин таки ғәрбтә харәзим вадисиғичә, шималда алтай тағлиридин җәнубта қарақурум бойидики хотән вә қәшқәр әтраплириғичә болған кәң земинға һөкүмранлиқ қилған ғәрби көк түрк империйәсини һалак қилғандин кейин таң империйәси 750-йилиға кәлгәндә тибәт империйәсиниму еғир һалсизландурғаниди. Әнә шу вақитларда аббасийлар империйәсиниң қутәйбә ибин муслим қоманданлиқидики шәрққә йүрүш қилғучи қошунлириниң ишғалийәт даириси аллиқачан сәмәрқәнт вә бухара районини контроллуққа алған һәмдә икки чоң империйәниң оттура асия районини талишиш күриши рәсмий башланған. Шәрқ дуняси билән ғәрб әллири оттурисидики қәдимки йипәк йолиниң муһим ғол линийәси болған бу районни өз иликидә тутуш һәр икки тәрәп үчүн ғайәт зор сиясий вә иқтисадий қиммәткә игә иди. Әнә шу мәқсәтни чөридигән һалда икки тәрәп оттурисидики һәл қилғуч уруш 751-йили пәрғанә вадисидики талас (Talas) дәряси бойида йүз бәргәнликтин тарихта бу уруш “талас уруши” дәп аталди.

Һәр икки тәрәптин аз дегәндиму йүз миңдин киши қатнашқан, дәп қарилидиған бу урушта корейәлик санғун гав шйәнҗи башлап маңған таң империйәси қошуни шу вақиттики асаслиқ түркий хәлқләрниң бири болған қарлуқларни ялланма армийә қилип ишләткән. Әрәб қошуни болса таң империйәсиниң әшәддий рәқиби, дәп қариливатқан тибәтләр билән иттипақдашлиқ орнитип җәңгә тәйярланған. Шу йили июлда талас бойидики һәл қилғуч урушта қарлуқлар өзлириниң таң империйәси билән болған һәмкарлиқини чөрүп ташлап әрәб қошуни билән бирликтә таң армийәсигә һуҗум башлиған. Урушта таң империйәси еғир талапәт йәп аз дегәндиму 30 миң әскири өлгән.

Талас урушидин кейин таң империйәсиниң өткән бир әсирдә оттура асия райониға йүрүш қилишта қолға кәлтүргән барлиқ утуқлири көпүккә айланған. Шәрқшунас гигантлардин виладимир бартолд (V. V. Barthold) Бу урушқа баһа берип “шүбһисизки бу уруш түркистан тарихида бу райондики йетәкчи мәдәнийәтниң хитай мәдәнийити яки ислам мәдәнийити болушини бәлгилиди” дәйду. Бу урушта әсир чүшкән хитайлар болса шәрқ дунясида изчил мәхпий ретсеп қатарида сақлиниватқан юқури сүпәтлик қәғәз ясаш техникисини ислам дунясиға елип кирип, ислам мәдәнийитиниң кейинки әсирдә дуняви йетәкчи мәдәнийәткә айлинишиға түрткә болиду. Бу қетимқи урушниң тарихтики роли һәққидә сөз болғанда җорҗ тавн университетиниң профессори җеймис милвард (James Millward) мундақ дәйду.

“бу зор күчләрниң һәммисила мушу районда өзара учрашқан вә тутушуп көргән. Бу җәрянда диний етиқад, мәдәнийәт вә сиясий җәһәттики алмаштурушлар оттуриға чиққан. Һазирдин мисал алсақ буниңға охшап кетидиған украина урушиму қаримаққа русийә билән украина оттурисида болғандәк көрүниду. Әмәлийәттә болса буниңға арилишип кәткән тәрәпләр бәк көп. 751-Йилидики талас урушиму шундақ болди. Бу қаримаққа икки империйә оттурисида болғандәк қилсиму маһийәттә икки хил идеологийә вә диний етиқадниң учришиши болди. Шуниңдәк бу райондики кишиләрниң шәрқтин кәлгәнләргә яки ғәрбтин кеңийиватқанларға садиқ болушини бәлгилиди. Қарлуқлар тездин әрәбләргә йүзлинип, таң империйәси билән қаршилашти. Әмма бу җайдики әң чоң пәрқ һасил қилған һадисә шу болдики, буниңдин кейинла йүз бәргән ән лушән исяниға әгишип таң империйәсиниң биз алтишәһәр, җуңғарийә дегәндәк намлар билән атаватқан даиридики тәсири кейинки миң йил үчүн ахирқи қетимлиқ тәсир болуп қалди. Әрәбләрниң ғәлибиси маһийәттә ислам дининиң таң империйәси иҗра қиливатқан сиясий йетәкчиликни мәғлуп қилиши билән характерләнди. Таң империйәси болса әнә шуниңдин кейин өзиниң бу җайлардики қорғанлирини ташлап чекинди.”

Таң империйәси әнә шу тәриқидә оттура асиядики еғир мәғлубийәттин тепичәкләп қалғанда империйәниң улуғ санғуни, таң империйәсиниң он чоң һәрбий райониниң үчигә қоманданлиқ қиливатқан йерим соғди-йерим түрк қандашлиқи болған ән лушән ( “бухаралиқ рошән” ) 755-йили 200 миң кишилик қошун билән империйәгә қарши исян көтүрүп, тезла чаңән (һазирқи шиән) вә лояңдин ибарәт икки пайтәхтни ишғал қилған. Буниң билән таң империйәсиниң оттура асиядин сиқип чиқирилиши мутләқлишип, таң императори шуәнзоң хан ордини ташлап чеңдуға қечип кәткән. Пайтәхтниң қолдин кетиши билән таң империйәсиниң һалак болуши қаш билән кирпик арилиқидики ишқа айлинип қалған. Әнә шу вақитларда таң империйәсиниң шималидики моңғулийә яйлиқида 745-йили қурулған уйғур империйәси “шәрқтә қитанлар юртидин ғәрбтә алтай тағлириғичә болған қәдимки һонларниң земиниға варислиқ қилғанчә” тездин қудрәт тепиватқан болғачқа һалакәт гирдабиға берип қалған таң империйәси уйғур империйәсидин өзлиригә қарши бу топилаңни тинҗитишқа ярдәм беришни тәләп қилған.

Хитай тарихнамилиридә бу қетимлиқ ярдәм сораш җәряни һәмдә уйғур империйәсиниң мунқәрзликкә йүзләнгән таң империйәсини қандақ қутулдуруп қалғанлиқи һәққидә ғайәт зор мәлуматлар хатириләнгән. Бу җәрянда таң империйәсиниң вәлиәһдиси ли куа (кейинки император таң дезоң) ниң һәрбий ярдәм сориғучи әлчи сүпитидә уйғурларниң пайтәхти орда балилиқ шәһиригә кәлгәнлики, қобул қилиш мурасимида ли куа уйғур император баян чурға тизлинип салам беришни һәмдә қағанға һөрмәт билдүрүш йүзисидин уйғурчә уссул ойнашни рәт қилғанда қаттиқ қамчиланғанлиқи, икки тәрәпниң һәрбий ярдәм һәққидә сөһбәтлишип “уйғурлар икки пайтәхт (чаңән вә лояң) ни қайтуруп елип бәргәндин кейин бу икки шәһәрдики пүтүн байлиқ вә қиз-чоканлар уйғурларға мәнсуп болиду; шәһәр таң ордисиға қайтурулиду” дегән мәзмунда шәртнамә түзгәнлики қатарлиқ тарихий вәқәләр рояпқа чиққан. Шу қатарда келишим бойичә таң ‍императори таң сузоңниң өз қизи ниңго мәликә уйғур империйәсиниң қағани баян чурға хотунлуққа берилгән. Бу хилдики әһваллар милади 759-йили тикләнгән “баян чур мәңгү теши” диму “қой йили (757-йили) да берипту вә йоқитипту. Шундақ қилип кәлди. Икки қизини совға қилип бәрди. Сөзиңизни йирмай, деди. Хата иш қилмай, деди” дегән шәкилдә баян қилиниду. Уйғур империйәсиниң қандашлиқ җәһәттә өзлири билән көп йеқин болған ән лушәнгә әмәс, әксичә таң империйәсигә бу қәдәр һәл қилғуч ярдәм берип уларни һалакәттин қутулдуруп қелиши һәққидә сөз болғанда профессор җеймис милвард бу ярдәмниң пүтүнләй сода характеридә болғанлиқини, буниңда уйғур империйәсиниң шу вақиттики түплүк мәнпәәти алдинқи орунға қоюлғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“уйғурлар немә үчүн ән лушәнгә әмәс, таң империйәсигә ярдәм бериду дегәнгә кәлсәк, буниңда уйғурлар равурус маддий мәнпәәт вәдә қилинғанлиқи үчүн бу ишқа арилашқан. Чүнки буниңда чаңән вә лояң шәһәрлири муһим салмақни игиләйтти. Шуңа бу ярдәм пүтүнләй содилишиш асасида әмәлгә ашқан. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн улар оттурисидики келишимдә топилаңчилар игиливалған пайтәхтләрни ‍уйғур империйәси қайтуруп елип бәрсила таң империйәси уларниң ашу шәһәрдики халиған нәрсини елип кетишигә рухсәт қилған. Улар ән лушәнгә ярдәмләшсә униңдин унчә көп мәнпәәт алалмайдиғанлиқини ойлиған болушиму мумкин. Шуңа буларниң һәммиси әмәлийәттә бир мәйдан сода, халас.”

Уйғур империйәси әнә шу тәриқидә таң империйәсиниң ички ишлириға биваситә қол тиқишқа башлиған вақитлардин тартип таң имперйәиси уйғурларға тайинип өзлириниң мәвҗутлуқини вә ички бихәтәрликини капаләткә игә қилип кәлгән. Бу болса таң империйәсиниң кейинки йерим әсир мабәйнидә йәнә бир күчлүк рәқиби болған тибәт империйәсини искәнҗигә елишта қоллинип кәлгән “уйғурлар арқилиқ тибәтләрни чәкләш” сияситиниң асаси болған. Кейинки вақитта чарвичилиқ игиликини асас қилған уйғур империйәси уда бирнәччә йил давам қилған еғир қурғақчилиқ вә қәһәтчиликтин империйәниң иқтисади җан томури сунуш гирдабиға келип қалғанда таң империйәси уларниң ярдәм тәлипигә җаваб қайтурмиған һәмдә буни “көзгә қадалған миқни юлуп ташлаш” ниң пурсити қилған. Нәтиҗидә 840-йилиға кәлгәндә ‍уйғурларға беқинди болуватқан қирғиз қәбилиси таң империйәсиниң астиртин мәдәт бериши арқисида 80 миң кишилик қошунни башлап пайтәхт ордубалиққа атланған. Қаған ордисидики вәзир күлүг баға қирғизлар билән йошурун келишим һасил қилип ички җәһәттин маслишип бәргән. Әнә шу тәриқидә империйә һалак болғандин кейин уларниң көп қисми әсирләр бойи түркләрниң асаслиқ маканлиридин болған, кейинчә уйғур империйәсиниң иликидә болған тәңри теғи бойлириға көчкән. Буниң билән улар һазирқи гәнсу өлкисидә дунхуаң шәһирини пайтәхт қилған шаҗу уйғур ханлиқи вә турпанда “идиқут уйғур дөлити” ни, тарим вадисида болса “қараханийлар дөлити” ни қуруп чиққан. Уйғурларниң бу рәвиштә түркләрниң орнини елип йипәк йолидики мәдәнийәт сәркәрдиси вә сиясий рәһбәр болуп қелиши һәққидә сөз болғанда профессор җеймис милвард буниң көп қирлиқ тәсиргә игә тарихий һадисә икәнликини алаһидә тәкитләйду.

“тарихий хатириләр бизгә қирғизларниң уйғур ханиданлиқини вәйран қилғанлиқини ейтип бериду. Бу хәлқниң шу вақиттики нами әнә шундақ болуп, кишиләр асанла бу намни һазирқи қирғизистан билән арилаштуруп қойиду. Әмма улар уйғур империйәсини вәйран қилғандин кейин өзлири бир ханиданлиқ қуруп чиқалмиди, моңғул яйлиқидин башқа җайғиму кәтмиди. Уйғур империйәсиниң һалак болушиға йошурунған сирлар бәк көп. Немила болмисун уйғурлар болса ғәрбкә көчүп һазирқи турпанда йәнә бир уйғур дөлитини бәрпа қилип чиқти. Идиқут вә бәшбалиқ (бәш шәһәр) ни қош пайтәхт қилған идиқут дөлити таки 13-әсиргичә йипәк йолида бәкму муһим рол ойнап кәлди. Кейинчә моңғул империйәсиниң ғәрбкә йүрүш қилишидики әң муһим иттипақдашлиридин болди. Уйғурлар идиқут районида өзлириниң түрк-руник йезиқидин башқичә болған қәдимки уйғур йезиқини иҗад қилди һәмдә йипәк йолидики асасий йезиқларниң бири болуп қалди. Буниң билән уйғурлар олтурақ турмушқа өткән һәмдә өзиниң мустәқил йезиқи болған хәлққә айланди. Бу йезиқни кейинчә моңғуллар вә манҗулар қобул қилди. Әнә шу тәриқидә көчмән уйғурлар тездин йипәк йолидики сиясий паалийәтләрдә, шуниңдәк ғәрб билән шәрқ дуняси оттурисидики мәдәнийәт алмаштурушта көврүклүк ролини ойниғучи хәлқ болуп қалди.”

Мана шундақ қилип таң империйәсиниң 751-йилидики талас урушида еғир мәғлубийәткә учришидин кейин уларниң оттура асияға кеңәймичилик қилиш арзуси үзүл-кесил мәғлуп болуп, хитайниң сиясий тәсири бу райондин пүтүнләй сиқип чиқирилған. Шуниңдәк бу районниң түркий тилни асас қилған сиясий вә мәдәнийәт системиси мунтизим шәкилдә яритилған. Таки 1755-йилиға кәлгәндә манҗуларниң ғәрбтики җуңғар моңғуллирини йоқитиш урушида манҗу армийәси җуңғарийә вадисини ишғал қилған һәмдә буниңға улапла ‍өз заманисида “алтишәһәр” дәп атиливатқан тарим вадисии ишғал қилинған. Алтишәһәрдики хоҗа әвладлириниң вә яқуб бәг башчилиқидики қоқан күчлириниң көп қетимлиқ қаршилиқлирини қанлиқ бастурғандин кейин 1884-йилиға кәлгәндә чиң империйәси бу җайда өлкә тәсис қилип униңға “йеңи чегра” яки “йеңи территорийә” дегән мәнидә “шинҗаң” дәп исим қойған. Әнә шу тәриқидә хитайниң миң йилдин ошуқ шерин чүш һалитидә туруп кәлгән арзуси манҗуларниң қоли арқилиқ уйғур дияриниң тәқдирини йәнә бир қетим хитайға бағлап қоюлди. (Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.