Көзәткүчиләр: хитайниң тавуз чағинида уйғурларға “ай тоқач” сунғини меһри-шәпқәт әмәс

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.09.23
shi-jinping-qizil-chaghan.jpg Қизил панусларниң арисиға есилған, хитай рәиси ши җинпиңниң сүрити вә кишиләрниң тиләклири йезилған чағанлиқ лозунка. 2015-Йили 24-феврал, хебей.
AFP

Хитайниң әнәниви байрими болған тавуз чағини “ай тоқач байрими” дәпму атилиду, бу байрам хитайларниң чағинидин қалса иккинчи муһим байрам һесаблиниду. Бу йил хитай һөкүмити, мәмликәт бойичә бу байрамниң 19-сентәбирдин 21-сентәбиргичә өткүзүшни уқтурған.

“шинҗаң гезити” 20-сентәбир тарқатқан “аптоном районимиздики һәр милләт кадирлар, амма катта байрамни хушал хурам тәбриклиди” дегән хәвәргә қариғанда, хитайниң бу байрими техи йетип кәлмәстинла, тәңри теғиниң җәнуби-шималидики кәнтләрдә турушлуқ кадирлар, қошмақлишип туғқан болған кадирлар һәр милләт амма бирликтә көп хил шәкилдики тавуз чағинини тәбрикләш бирләшмә достлуқ паалийитини орунлаштуруш үчүн алдираш болуп кәткән.

Хитай кадирлар өйму-өй кирип, уйғурларни хитайниң бу байримини хитай қошмақ туғқанлири билән биллә өткүзүшкә, милләтләр иттипақлиқини намайәндә қилип, партийәгә ортақ миннәтдарлиқ билдүрүшкә орунлаштуруватқаникән.

Хәвәрдә ейтилишичә, 9 айниң 17 күни, хотән шәһириниң җия йезиси шах мәһәллә кәнтиниң кәнт аһалә комитети орунлаштурған паалийәттә бу кәнттә турушлуқ хизмәт әтритиниң муавин әтрәт башлиқи шяв пән “бүгүн хизмәт әтритидикиләр кәнт аһалилири билән биллә йөбиң( айтоқач) пишурдуқ, наһайити әһмийәтлик, наһайити татлиқ болди!” дегән.

Уйғур дияридики хитай һөкүмәт таратқулириниң җайлардин тарқитиватқан, мушуниңға охшаш “тавуз чағини” тәшвиқат хәвәрлиригә қариғанда, “тавуз чағинида байримида хушаллиқ билән учришип милләтләр иттипақлиқи шадлиқиға чөмүш” бирләшмә достлуқ паалийәтлири өткүзүшниң, һәр дәриҗилик партийә һөкүмәт органлири тәрипидин биртуташ омумлаштурулғанлиқи мәлум болмақта.

Хитай әнәнисидә тавуз чағини аилиләрниң җәм болуши, өмлүки, гүллиниш вә бәхт-саадитигә символлуқ қилидиған, йирақ йеқиндики уруқ-туғқан, аилә әзалири җәм болушуп “ай тоқач” йейиш вә өз-ара соға қилишни адәт қилған.

Хитай һөкүмити хитайларниң аилә әзалириниң җәм болушини тәнтәнә қилидиған бу символлуқ байримини, уйғур районида болса “һәр милләт аммиси бир аилә кишилиридәк иттипақлишиш, җуңхуа ортақ гәвдиси роһини гәвдиләндүрүш” тәк сиясий тәшвиқати үчүн қоллиниватқанлиқи мәлум болмақта.

Тәңритағ ториниң йәнә бир хәвиридә көрситилишичә, 2021-йили 18-сентәбир, лоп наһийәлик партийә комитети тәшвиқат бөлүминиң партийә әзалири вә хизмәтчилири шу йәрдики аһалиләрни коча башқармисида миллий иттипақлиқ вә достлуқ паалийити елип беришқа орунлаштурған. Конкрет тәшвиқатқа мәсул хитай кадир “җуңгониң әнәниви байрамлири, тавуз чағининиң тарихи вә партийәниң хәлққә нәп йәткүзүш сиясити” тоғрисида уйғур деһқанларға мәхсус лексийә сөзлигән.

Америкадики уйғур көзәткүчиләрдин илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, бу, хитайниң йиллардин бери бир тәрәптин уйғурларни өзиниң әнәниви байрамлирини өткүзүшигә чәклимиләрни қоюп, йәнә бир тәрәптин хитай миллий әнәниви байрам вә мәдәнийәтлирини уйғурларға сиңдүрүштә һәр хил тактика ишлитип кәлгән болсиму, бирақ буларниң үнүм бәрмигәнлики, йәни уйғурларниң һечқачан бу хил хитай миллитигә хас болған әнәниви байрамларни өткүзүшкә қизиқмиғанлиқини көрситип беридикән.

Илшат һәсәнниң қаришичә, хитай компартийәси һөкүмити лагерларни йолға қоюп, зор сандики уйғурларни лагерларға вә түрмиләргә солап, уйғурларниң аилисини парчилап уларни ечинишлиқ бир вәзийәткә қоюватқанниң үстигә, уйғурлар бу байрамни бесим, қорқунч, ялған күлкә вә сахта қизғинлиқ ичидә өткүзүшкә мәҗбур болмақта.

Зор сандики аилиләр парчиланған, аилә әзалири лагер вә түрмиләргә қамалған, балилар тирик йетимләргә айланған уйғур диярида нөвәттә оқуш йешидики көп сандики уйғур пәрзәнтлириниң асасән ата-аниси вә аилисидин айриветилип аталмиш ятақлиқ мәктәпләрдә хитайниң ассимилятсийәлик тәрбийәсигә мәҗбурлиниватқанлиқи мәлум. Бу тавуз чағинида хитай даирилири һәтта аилисидин мәҗбурий айрилип туруватқан бу уйғур нарәсидә балиларғиму хитай миллий әнәниви ай тоқичи байрими билән билән тәң җуңхуа миллити роһини тәң сиңдүрүшкә урунуватқанлиқини ашкариланмақта.

Бу һәқтә тәңритағ ториниң бир сүрәтлик хәвиридә чүшәндүрүлишичә, 9-айниң 18-күни, санҗи шәһәрлик 11 йәслидики сәбийләр хитай муәллим билән биллә ай тоқач пишурған. Шу күни бу йәслидики 300гә йеқин бала оқутқучилириниң йетәкчиликидә, “балилиқтики шадлиқ-хушал тавуз чағини” баш тема тәрбийәси йүрүшлүк паалийитини қанат яйдуруш арқилиқ, уларға “җуңго әнәниви байриминиң мәдәнийәт сеһрий күчини чоңқур һес қилдуруп, тавуз чағинидики миллий өрп-адәтләргә варислиқ қилиш тәрбийәси елип берилғаникән.

Уйғурларни тәтқиқ қиливатқан америкилиқ мутәхәссисләрдин хәнрий шеҗәскийниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийити, диний етиқади, һәтта униң һейт-байрамлири вә ана-тилини чәкләватқан бир пәйттә, уйғурларни йәнә йемәк-ичмәк, өрп-адәтлиридики чәклимилириниму бузуп ташлап, хитайлар билән бирликтә уларниң миллий байримини тәң өткүзүш, уларниң йемәклирини тәң йейишкә зорлиши, хитайниң уйғурларға қарита давам қиливатқан “мәдәнийәт қирғинчилиқ” ниң бир ипадиси икән. У бу һәқтә мундақ деди: “һәр қандақ милләт өзиниң әнәниви байрамлирини тәбрикләшкә һәқлиқ болғинидәк уйғурларму өзлириниң диний вә миллий әнәниви байрамлирини өткүзүши керәк иди. Әмма хитай һөкүмитиниң чәклимилири сәвәблик уйғурлар өзиниң әнәниви байрамлириниму ашкара өткүзәлмәйдиған бир вәзийәткә кәлгән бир вақитта, хитай һөкүмитиниң хитай әнәнисидики бундақ байрамлирини уйғурларни тәбрикләшкә орунлаштуруп, буни уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған садиқлиқиниң өлчими қиливатқанлиқини көрүватимиз. Мениң қаришмда, бу хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан кәң көләмлик ассимилятсийә сиясити, мәдәнийәт қирғинчилиқиниң давами”.

У йәнә уйғурларниң әнәнилирини сақлап қелиш тиришчанлиқниң уйғурларниң хитайниң бу йоқитиш сиясәтлиридин қутулдуруп қелишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай уйғур диярида уйғурларға қарита кәң көләмлик мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқан бир вақитта чәтәлләрдики уйғур муһаҗирлири өзиниң өрп-адәт, тил вә әнәнилирини сақлап қелишқа тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә. Гәрчә уйғур диярида уйғурлар һәр қандақ усулда өзини яки ойлиғанлирини ипадилиши чәкләнгән болсиму, һаман бир күни уларниң хитай һөкүмитиниң бу зиянкәшликлиридин өзлирини вә мәдәнийитини қутулдуруп қелишини үмид қилимән”.

Хитай йәрлик ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, “тавуз чағини” күтүвелишқа уйғур райониниң һәр қайси җайлиридики идарә-җәмийәт, иҗтимаий район, йеза-кәнтләрдики уйғурлар сәпәрвәр қилинған. Хитай һөкүмити уйғур диярида, ассимилятсийә сияситини һәссиләп күчәйткән вә “қошмақ туғқан сияситини йүргүзүшкә башлиған 2016-йилдин башлап, уйғурларниң аммиви йосунда вә өз өрп-адәтлири бойичә роза һейт, қурбан һейтини тәбриклиши, норуз байрими өткүзүшини чәкләп, униң орниға чаған байрими, чокантал байрими, тавуз чағини, таң зуңза байрими дегәндәк хитайниң әнәниви миллий байрамлирини, хитай қошмақ туғқанлири билән биллә тәбрикләшкә орунлаштуруп кәлмәктә.

Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң тавуз чағинида уйғурларға “ай тоқач” сунғини, йәни уларни хитайлар билән бирликтә айтоқач йейишкә орунлаштуруши һәргизму униң уйғурларға көрсәткән меһри-шәпқити әмәсликини билдүрди. У йәнә мундақ дәйду: “ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар, һазирқи вақитта бесим, тәһдит қорқунч ичидә хитай даирилириниң буйруқини иҗра қилишқа, бу хил хитай байрамлирини өткүзүшкә мәҗбур болмақта. Шуңа бу уларда хушаллиқ вә пәхирлиниш әмәс, бәлки әксичә йиргинч вә қаршилиқ һасил қилиду. Хитайниң буни уйғур вә башқа милләтләргә мәҗбурий сиңдүрүши вә омумлаштуруши һәргиз мумкин әмәс”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.