Тайланд немә үчүн хәлқараниң бесимиға қаримай 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрди?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.03.03
rubio-state-department-1 Америка ташқи ишлар министири марко рубийо(Marco Rubio) америка ташқи ишлар министирлиқида сөзлимәктә. 2025-Йили 21-январ, вашингтон.
AFP

Американи өз ичигә алған демократик дөләтләр, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, җүмлидин уйғур тәшкилатлири тайландни уйғурларни мәҗбурий хитайға қайтурмаслиққа чақирған болсиму, лекин тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни 40 нәпәр уйғурни хитайға мәхпий қайтуруп бәргәнлики ашкара болди. Мутәхәссисләр тайландниң хитай билән болған чоңқур иқтисадий, сиясий мунасивити вә хитайниң тайландтики күнсери ешиватқан сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий тәсири түпәйлидин бу паҗиәниң оттуриға чиққанлиқини илгири сүрмәктә. Шуниң билән бир вақитта, улар тайландниң һазир хитайниң ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлиригә шерик икәнликини көрсәтмәктә.

Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни қаттиқ қаршилиқларға қаримай, 40 нәпәр уйғурни хитайға мәхпий қайтуруп бериши, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмитини өз ичигә алған бир қисим демократик дөләтләрниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учриғанлиқи мәлум.

Явропа иттипақи ташқи ишлар комиссарияти 27-феврал елан қилған баянатида, “тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши тайландниң б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзаси болуш сүпитидә дөләт вә хәлқара қанунлар бойичә үстигә алған мәҗбурийитигә хилаплиқ қилғанлиқини көрситип бериду” дейилгән. Америка ташқи ишлар министири марку рубийо (Marco Rubio) 27 феврал баянат елан қилип, тайландниң аз дегәндә 40 нәпәр уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурушини “мумкин болған әң қаттиқ ибариләр” билән әйибләйдиғанлиқини ейтқан. Охшаш вақитта йәнә әнглийә ташқи ишлар министири дәйвид лами, канада ташқи ишлар министири меланей җолей, австралийә ташқи ишлар министири пений воң қатарлиқлар баянат елан қилип тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтурушиға “күчлүк рәвиштә қарши” икәнликини билдүрүп тайланд һөкүмитини әйиблигәниди.

Бу йилниң бешида 48 уйғурниң хитайға қайтурулидиғанлиқи хәвири чиққандин кейин, американи өз ичигә алған демократик дөләтләр, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, җүмлидин уйғур тәшкилатлири зор тиришчанлиқларни көрситип, тайланд һөкүмитини уйғурларни мәҗбурий хитайға қайтурмаслиққа чақирип қилип бесим қилғаниди. Әмма тайланд баш министири петоңтарин шинаватра (Paetongtarn Shinawatra) хитайни зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин, тайланд һөкүмити хәлқараниң бесимиға қаримай 40 нәпәр уйғурни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәрди.

Ундақта американи өз ичигә алған демократик дөләтләр, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, җүмлидин уйғур тәшкилатлириниң уйғурларни мәҗбурий хитайға қайтурмаслиққа чақирған болсиму немә үчүн тайланд һөкүмити 40 нәпәр уйғурни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәрди? бу немидин дерәк бериду?

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Соалимизға җаваб берип мундақ деди:

“тайландниң уйғурларни чеградин қоғлап чиқириши хитайниң тайландни контрол қилидиғанлиқини көрситип бәрди. Көп еһтималда, бу, һазир тайландниң америка қошма иштатлириға қариғанда хитайға техиму йеқин икәнликини көрситип бериду. Тайландниң уйғурларни чеградин қоғлап чиқириши тайландниң һазир хитайға қарап йүзлиниватқанлиқини, йәни хитайға йеқинлишиватқанлиқи көрситиду, чүнки тайланд йолсиз вә қорқунчлуқ бир ишни қиливатиду. Тайланд һөкүмитиниң бундақ қилиши униң ениқла хитайниң тәрипидә икәнликини көрситип бериду”.

Америка ташқи ишлар министири марку рубийо баянатида: “американиң узун йиллиқ иттипақдиши болуш сүпитидики тайландниң бу һәрикитидин әндишиләндуқ. Бу, тайландниң ‛б д т тән җазасини чәкләш әһдинамиси‚ вә ‛хәлқара мәҗбурий ғайиб қилиштин халий болуш әһдинамиси‚ да үстигә алған мәҗбурийәтлиригә хилаплиқ қилиш хәвпини шәкилләндүрмәктә” дегәниди.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруши, тайланд америка мунасивити вә тайланд хитай мунасивити һәққидә көз қарашлирини шәрһләп мундақ деди:

“кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйибләнгән йәргә уйғурларни қайтуруш яхши иш әмәс. Кишиләрни шу муһитқа қайтуруш яхши әмәс. Тайландниң хитай билән иқтисадий вә иҗтимаий алақиси бар. Тайландниң америка билән бихәтәрлик келишими бар. Тайланд американиң дөләт бихәтәрлики бойичә шерики, улар арисида өзара ортақ мудапиә шәртнамиси бар”.

Доктор раймонд ко (Raymond Kuo) йәнә мундақ деди:

“һазир биз бихәтәрлик мәсилисигә әһмийәт берәмдуқ яки иқтисадий, сода вә иҗтимаий мәсилиләргә әһмийәт берәмдуқ? дегән мәсилиләр оттуриға чиқти. Әмма ахирида улар йәни тайланд иқтисадий, сода вә иҗтимаий мәсилиләргә әһмийәт беришни таллиди. Гәрчә тайландниң америка билән мудапиә келишими болсиму, лекин бу мунасивәт пәқәт хәтәрдин қоғдиниш ролинила ойниған иди. Тайланд хитайни чәткә қеқишни халимайду. Чүнки, уларниң хитайға қарита бихәтәрлик әндишиси бар. Шундақла хитай билән чоңқур иқтисадий, сиясий мунасивитиму бар. Шуңа улар һәм америкини вә хитайни хушал қилишқа тиришиватиду. Улар таллашқа мәҗбурланғанда, хитай тәрәпкә техиму майил болғандәк қилиду”.

“хитайни қисқичә тонуштуруш журнили” (China Briefing Magazine) ға асасланғанда, хитай тайландниң әң чоң сода шерики болуп, тайланд болса хитайниң шәрқий җәнубий асия әллири иттипақидики үчинчи чоң сода шерики икән. 2023-Йили, икки тәрәплик сода соммиси 126 милярд 280 милйон долларға йәткән. Хитай тайландниң деһқанчилиқ мәһсулатлириниң асаслиқ експорт базири болуп, тайланд деһқанчилиқ експортиниң %40 тин көпрәкини хитайға експорт қилидикән. “йәршари вақти гезити” (Global Times) гә асасланғанда, хитай 2023- вә 2024-йили тайландниң әң чоң ташқи мәбләғ салғучисиға айланған.

Гордон чаң тайландниң һазир хитайниң ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши башқа җинайәтлиригә шерик икәнликини илгири сүрүп мундақ деди:

“тайландтин хитайға қайтурулған уйғурларниң җаза лагерлириға қайтидиғанлиқи ениқ. Улар қийин-қистаққа елиниши мумкин. Бәлким улар өлтүрүлүши мумкин. Хитайниң уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ вә башқа инсанийәткә қарши җинайәтләрни қиливатқанлиқини һәммәйлән билиду. Шуңа тайланд уйғурларни хитайға қайтуруп бериш, йәни уйғурларни чеградин қоғлап чиқириш арқилиқ хитайниң бу дәһшәтлик җинайәтлиригә ярдәм қилмақта. Шуңлашқа, тайланд һөкүмити хитайниң қиливатқан ишлириға шерик. Шуңа биз униң йолсиз һәрикити үчүн уни әйиблишимиз керәк”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.