Җамаәт әрбаби абдуқадир япчан тайланд һөкүмитигә тәһдит салғанлиқини инкар қилди
2015.09.15

Хитайниң тәңритағ тори өткән айниң 8-күнидики хәвиридә, түркийәдә яшаватқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанни шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң каттивеши дәп тилға алған вә униң түркийәдики бир телевизорда “тайландниң 109 уйғурни хитайға қайтуруп бәргинини әпу қилишқа болмайду” дейиш арқилиқ тайланд һөкүмитигә ашкара тәһдит салғанлиқини илгири сүргән вә әйиблигән иди. Өткән һәптә чәтәлләрдики бәзи хитайчә ахбарат васитилири Хитай дөләт ахбаратиниң юқириқи баянлириға Асасән, тайландики партлитиш вәқәсидә шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң қоманданлиқи барлиқини оттуриға қойди вә абдуқадир япчанниң мәзкур сөзлириниңму вәқәдә тәсири барлиқини ишарәтлиди.
Бүгүн радиомизда бу һәқтә пикир баян қилған абдуқадир япчан, өзиниң әйни чағда вәқәниң тәрәққияти һәққидики пәризини оттуриға қойғанлиқини, буни һәргиз тәһдит дейишкә болмайдиғанлиқини әскәртти.
Юқиридики улиништин мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.