Тайланд даирилири партлашни уйғурларға артип, адәм әткәсчилиригә бағлиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.09.16
tayland-partlash-butxana.jpg 20 Адәм өлгән, 120 дин артуқ адәмни яриландурған ераван ибадәтханиси бомба партлаш вәқәсиниң қурбани болғанларниң аилә тавабиатлири. 2015-Йили 24-авғуст, тайланд.
AFP

Тайланд сақчи даирилири 15-сентәбир күни алдинқи ай баңкокта йүз бәргән партлаш вәқәсиниң уйғурлар билән мунасивәтлик икәнликини очуқ елан қилди. Әмма вәқәни “адәм әткәсчилириниң өч елиш һәрикити” дәп атиди.

Хәлқара мәтбуатларда баян қилинишичә, тайланд сақчи тәрәп башлиқи сомйот поомпанмоуң 15-сентәбир күни, баңкокта 17-авғуст йүз бәргән партлаш вәқәсиниң хитайдин тайландқа қанунсиз киргән уйғурлар билән мунасивәтлик икәнликини очуқ елан қилған. Тайланд тәрәпниң бундин илгирики баянатлирида мәзкур партлаш вәқәсигә хитай паспорти болған уйғурларниңму қошулғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, вәқәниң тамамән уйғурлар билән мунасивәтлик икәнлики очуқ тилға елинмиған, һәтта мәтбуатларда вәқә садир қилғучиларни “уйғурлар” дәп аташниму чәклигән иди.

Тайландтики партлаш вәқәсидә өлгән вә яриланғанларниң хели көп қисми хитайлар болуп, мәтбуатлар көптин бери бу вәқәни тайландниң 7-айда 109 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики түпәйли йүз бәргән уйғур террор күчлириниң һәм тайланд һөкүмитидин, һәм хитайдин өч елиш һәрикити, дәп пәрәз қилишқан. Хитай тәрәпму охшашла вәқәни уйғур террорчилириниң садир қилған болуши мумкинлики тәрипини тутқан. Бирақ тайланд тәрәпниң ениқ йәкүн чиқармаслиқи түпәйлидин вәқә садир қилғучиларниң кимлики һәмдә муддиасиға һөкүм қилиш мумкин болмай кәлгән иди. Тайланд сақчи башлиқи сомйотниң 15-сентәбирдики баянатида вәқәниң пүтүнләй уйғурларға мунасивәтлик икәнлики ашкариланди, әмма вәқәни уйғур террорчилири әмәс, бәлки адәм әткәсчилириниң өч елиш мәқситидә садир қилғанлиқи җәзмләштүрүлди. Сомйотниң билдүрүшичә, тайланд тәрәп вәқә садир болуштин илгири адәм әткәсчилики билән шуғуллинидиған бир торни тармар қилған.

Германийә долқунлириниң 15-сентәбирдики хәвиридә тайланд сақчи тәрәпниң сөзлиридин нәқил елип көрситишичә, тайланд һөкүмити баңкоктики партлаштин илгири торда нопус сатидиған бир адәм әткәсчиләр торини қолға чүшүргән, әткәсчиләр ториниң тармар болуши баңкоктики партлаш вәқәсигә түрткә болған. Сомйотниң билдүрүшичә, истанбулдики тайланд әлчиханисиниң һуҗумға учриши вә баңкоктики партлашниң сәвәби қанунсиз көчмәнләр мәсилиси болуп, көчмәнләрниң ахирқи нишани истанбул болған. Тайланд һөкүмити уларниң әткәсчилик йолини кесип ташлап, әткәсчиләрниң ғәзипини қозғап қойған.

Хәвәрдә ейтилишичә, баңкоктики партлашни пиланлиған “изан” ләқәмлик шәхс болса абдусаттар абдурахман исимлик уйғур. У ахирқи қетим әбузабидин айропиланға олтуруп истанбулға киргән. Бирақ түркийәниң юқири дәриҗилик бир әрбаби тайланд даирилириниң бу пикрини рәт қилған.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, қарашлирини оттуриға қоюп өтти. У сөзидә, миңларчә уйғурниң хитай чеграсидин сақ-саламәт қутулуп чиқишиниң шүбһилик бир мәсилә болғанлиқини тилға алди. У хитай чеграсидин чиқиватқан уйғурларниң арқисида хитайниң қарақоли барлиқини илгири сүрди.

Адәм әткәсчиликигә зәрбә бериш нөвәттә явропада җиддий күнтәртипкә кәлгән бир мәсилә. Германийә бу ай ичидә 2300 дин артуқ адәм әткәсчилирини қолға алди. Бу әткәсчиләр гуруһиниң башлири асасән сүрийә, руминийә, венгирийә, булғарийиликләр болуп, алдинқи айда германийә һөкүмити хитай адәм әткәсчилири гуруһидин бирни тармар қилған иди. Әмма адәм әткәсчилики билән шуғуллинидиған уйғурлар гуруһиниң мәвҗутлуқи һәққидә һазирға қәдәр хәлқара мәтбуатларда һечқандақ учур көрүлүп бақмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.