Ричард бернстейн: “уйғурларниң биз үчүн тәһдит әмәслики айдиңлашмақта!”

Мухбиримиз әзиз
2019.03.20
heytgah-saqchi-charlash.jpg Һейтгаһ мәсчити алдида чарлап йүргән сақчилар. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Пүтүн дуняни ләрзигә кәлтүргән “11-сентәбир вәқәси” болуп узун өтмәй 22 уйғур мәһбусниң қорқунчлуқ нами пур кәткән гуәнтамо түрмисигә елип келиниши шу вақитлардики йәнә бир чоң хәвәр темиси болуп қалған иди. Әмма бу уйғурлар өзлирини афғанистан вә пакистандики йәрлик хәлқниң “террорчиларни мәлум қилиш” һәққидики уқтурушта ейтилған бәш миң долларлиқ мукапат үчүн америка армийәсигә тапшуруп бәргәнликини, өзлириниң пәқәт хитайниң зулумдин қечип чәтәлгә чиқиш җәрянида “хата вақитта, хата орунда қолға чүшүп қалғанлиқини” һәққидә көп қетимлап чүшәнчә бәрди. Әмма хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни “шәрқий түркистан ислам һәрикити” намлиқ бир тәшкилат билән бағлиши әйни вақиттики террорлуққа қарши бирликсәп әзалирини издәватқан америкиға бағлинип қалди. Шуниңдин узун өтмәй америка һөкүмити “шәрқий түркистан ислам һәрикити” намлиқ тәшкилатни “террорлуқ тәшкилати” дәп елан қилди.

Америка һөкүмитиниң әйни вақитта пәқәт ирақ мәсилиси сәвәбидинла хитайниң шәртигә қошулғанлиқи һәққидә сөз қилған җорҗитавн университетиниң профессори җеймис милвард мундақ дәйду:

“хитай хәлқ җумһурийити наһайити тезла бу пурсәттин пайдиланди. Шуниңдәк ‛бөлгүнчилик‚ яки уйғурларниң наразилиқиға мәнсуп барчә һадисиләрни ‛террорлуққа даир мәсилиләр‚ дәп җакарлиди. Шу вақитларда америка вә хитай бу мәсилидә ‛һәмкарлашти‚: америка һөкүмити ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ намлиқ бу уйғур тәшкилатини ‛хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилати‚ дәп елан қилишқа қошулди; буниң ‛һәққи‚ гә хитай һөкүмити америкиниң ираққа қораллиқ мудахилә қилишиға иҗазәт бериш тоғрисида бирләшкән дөләтләр тәшкилатида өткүзүлгән аваз ташлаш йиғинида аваз бериштин ваз кәчти.”

19-Март күни “атлантик” торида елан қилинған ричард берснтейн имзасидики мәхсус мақалида дәл мушу мәсилиләрниң арқа көрүнүши, буниң тәрәққияти вә һазирқи әһвали тәпсилий муһакимә қилиниду. Мақалә аптори алаһидә диққәт қилған бир нуқта он нәччә йилға созулған сорақ җәрянида бу уйғурларниң яки башқа аталмиш “террорчи” уйғур тәшкилатлириниң һечқачан америкиға яки униң иттипақдашлириға қарши бирәр террорлуқ паалийәтлиригә қатнишип бақмиғанлиқидур. Шундақ болсиму әйни вақитта боз һөкүмити қануний испатлар мәвҗут болмиған әһвалдиму бу уйғурларни қоюп беришни арқиға созуп кәлгән. Әмма аридин он нәччә йил өткәндә гуантанамо түрмисигә қамалған 22 уйғурниң һәммиси һечқандақ террорлуқ тәшкилати яки паалийитигә четишлиқи йоқ икәнлики испатлинип, түркүмләргә бөлүнүп һәрқайси җайларға йәрләштүрүлгән.

Ашу уйғурлар әйни вақитта макан тутқан афғанистандики тора бора райони һәққидә сөз болғанда җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертис мундақ дәйду:

“бу мәшиқ базилириниң зади қандақ орун икәнлики һәққидә тәпсилий материяллар мәвҗут әмәс. Уларда AK-47 типлиқ аптоматтин бири болуп, улар адәттә буниң билән оқ етишни мәшиқ қилидикән. Улар буниңдин башқа вақитлирида асасән өзлири туруватқан ашу ташландуқ маканни оңлаш билән мәшғул болған. Уларниң адәмлири онғиму йәтмәйду. Улар бу җайда ‛юртимизда инқилаб қозғаймиз‚ дәп қорал мәшиқи қилған. Мана мушу хилдики террорлуқ тәшвиқатлири хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорлуққа бағлап туруп бастурушиға көплигән қулайлиқларни яритип бәрди. Улар буниңда мәлум нуқтидин алғанда ишни наһайити чирайлиқ җөндәп кәтти, десәкму болиду. Әмма чәтәлләрдә тинчлиқ шәкилдә уйғурларниң давасини қиливатқан көплигән уйғур тәшкилатлири бар. Буларниң көп қисми ‛шәрқий түркистан даваси‚ни тәрғиб қилиду. Әмма улар террорчи әмәс.”

Һалбуки өткән бирнәччә йилда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан лагерлар мәсилисиниң хәлқара җәмийәтниң зор диққитини қозғиши билән “террорлуқ” мәсилиси йәнә бир қетим оттуриға чиқишқа башлиди. Хитай һөкүмити өзлириниң “террорлуқ вә әсәбийлик идийәлиридин юқумланған” бир түркүм уйғурларни “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дә оқутуватқанлиқини, һалбуки америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң “террорчиларни бомбилап өлтүрүватқанлиқини” көпләп тәшвиқ қилишқа башлиди. Лекин шаһитларниң баянлири һәмдә биринчи қол мәнбәләр һазир бу “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң қандақтур “мәктәп” әмәсликини, бу җайларниң маһийәттә йиғивелиш лагерлиридин пәрқ қилмайдиғанлиқини, бу җайларға солиниватқан кишиләрниң әмәлийәттә “террорлуқ вә әсәбийлик” билән һечқандақ алақиси йоқ икәнликини көрситиду.

Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард мундақ дәйду: “һазир лагерға соланған кишиләр арисида зор сандики профессорлар, алимлар, болупму әдәбият саһәсидә ишлигән хадимлар бар. Уйғур әдәбияти, шаирлар, музика, нахшичилар бир-бирләп һазирқи сиясәтниң иҗрасида янҗилип кетиватиду. Булар һечқачан диний паалийәтләр билән шуғулланмиған хадимлар, йәнә келип улар диндар кишиләрму әмәс. Улар пәқәт юғури сәвийәдә тәрбийә көргән, өз кәспидә пишқан кишиләрдур. Шуниңдин көрүвелишқа болиду, бу хитай һөкүмитиниң ‛әсәбийлик‚ни баһанә қилип туруп уйғур мәдәнийитигә вә уларниң диний етиқадиға һуҗум қилиштин башқа нәрсә әмәс.”

Мақалә апториниң қаришичә, нөвәттики вәзийәттә кишини хушал қилидиған бир әһвал америка һөкүмитиниң боз һөкүмити дәвридики хаталиқни қайта садир қилмиғанлиқидур. Худди “11-сентәбир вәқәси” дин кейин хитай һөкүмити өзлирини “террорлуқниң зиянкәшликигә учриғучи” дәп һал ейтқандәк, лагерлар мәсилиси хәлқарада зор дағдуға қозғиғандин кейин хитай һөкүмити дәрһалла өзлириниң “террорлуқ вә әсәбийлик” билән юқумланған кишиләрни “тәрбийәләватқанлиқи” ни тәкитләшкә башлиған. Әмма америка һөкүмитиниң муавин президенти майк пәнс, ташқи ишлар министири майк помпйо қатарлиқлар бу ялғанчилиқни қобул қилишниң орниға бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмишини қаттиқ ибариләр билән әйиблиди. Хитай һөкүмити болса өзлириниң гепиниң растлиқиға дәлил сүпитидә сүрийәдики бир түркүм “уйғур муҗаһидлири” ниң террорлуқ гуруһлириға қошулуп кәткәнлики һәққидики мәлуматларни көтүрүп чиқти.

Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард буниң пүтүнләй пут тирәп туралмайдиған бир ақмас сәвәб икәнликини тәкитләйду:

“уйғурларниң сүрийәдә пәйда болуши һәмдә қораллиқ урушқа арилишиши болса бу һәргизму “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ниң давам қиливатқанлиқиниң ипадиси әмәс. Әксичә бу пәқәт йеқинқи мәвҗут реаллиқ. Буниңдики асаслиқ амиллар хитайниң бу уйғурларни сиртқа қечишқа мәҗбур қилиши һәмдә сүрийәдики муһитниң бу уйғурларни өзигә җәлп қилиши билән уйғурларниң мушу тәриқидә сиртқа еқиши келип чиққан.”

Профессор шан робертс болса һазир хитай һөкүмитиниң өз мәнпәәтини мәркәз қилған һалда террорлуққа тәбир бериватқанлиқини, йәнә келип бу хил бирликкә кәлгән тәбири болмиған “террорлуқ” ниң суйиистемал қилиниватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “‛террорлуққа қарши уруш‚ тики бир муһим мәсилә шуки, хәлқарада террорлуқниң һәммәйлән ортақ қобул қилған вә бирликкә кәлгән өлчими мәвҗут әмәс. Шу сәвәбтин дунядики нурғунлиған дөләтләр вә һакимийәтләр мушу йочуқтин пайдилинип өзлириниң нәзиридә тәһдит дәп қаралғанлики тәшкилатларни мәйли йоллуқ болсун яки йолсиз болсун бирдәк ‛террорчи‚ дәп һуҗум нишани қиливалидиған әһвал келип чиқиватиду. Йәнә бир җәһәттә болса ‛әсәбийлик‚ мәсилисини тәкитләш арқилиқ ислам диниға мәнсуп барлиқ мәзмунларни маһийәттә террорлуқниң идийәви мәнбәси, дәп қараш әвҗ еливатиду.”

Америка һөкүмитиниң уйғурларни террорчи әмәс, дәп қариши һәққидә сөз болғанда америкидики актип сиясий паалийәтчи, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң директори рошән аббас буниң тасадипий оттуриға чиқип қалған һадисә әмәсликини билдүрди. У өзиниң әйни вақитта гуәнтанамо түрмисидики уйғур мәһбуслирини сорақ қилишқа қатнашқандин тартип һазирқи лагер мәсилисини мәркәз қилған паалийәтлиригичә болған чүшәнчисигә бирләштүргән һалда америкиниң изчил уйғурлар үчүн һәққанийәтни һимайә қилғанлиқини тәкитләйду.

Нөвәттә бир қисим анализчилар уйғурлар мәсилисиниң америка-хитай оттурисидики мунасивәттә ойниған роли һәққидә тохтилип “хитай һөкүмити америкини өзлириниң уйғурларға қарши урушиға һәмкарлишишқа қизиқтуруп кәлмәктә” дейишиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.