Хитайда уйғурлардин келиватқан террор тәһдити мәвҗутму?

Мухбиримиз әзиз
2017.04.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
xitay-herbiy-saqchi-terror-manewir.jpg Уйғур елида хитай қораллиқ көчлириниң террорлуққа қарши елип бериватқан маневиридин көрүнүш.
CCTV

Йеқинқи түрлүк ахбарат васитилириниң мәлуматлириға қариғанда хитай даирилири уйғурлар диярида җиддий рәвиштә сақчи вә һәрбий күчини ашуруватқан болуп, хитай даирилири буниң уйғурлар арисидики аталмиш “үч хил күч” кә, җүмлидин террорчиларға тақабил туруштики зөрүр тәдбирләр икәнликини тәкитлимәктә. Бу мунасивәт билән бир қисим мутәхәссисләр бу һәқтә тохтилип, хитайда уйғурларниң террор тәһдити яки әмәслики һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Алдинқи айда сүрийәдики қораллиқ террорчилар билән алақидар болуши мумкин, дәп қариливатқан бир түркүм уйғур қораллиқларниң “хитайда әмди дәря кәби қан аққузимиз” дегән мәзмундики син көрүнүшлири торларда пәйда болғандин кейин хитай һөкүмити буни “уйғур террорчиларниң террорлуқ һәрикәтлири қозғайдиғанлиқи һәққидики испат” сүпитидә хитай башқурушидики һәрқайси ахбарат васитилиридә көпләп тарқатти. Аридин узун өтмәй уйғурлар диярида террорлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши сиясий тәшвиқатлар долқуни көтүрүлүп, буниң әң йеңи пәллиси 1-апрел елан қилинған “әсәбийликкә қарши туруш низами” ниң тарқитилишида йәкүнләнди.

“дуня сияситигә баһа” журнили бу мунасивәт билән америкидики җорҗ вашингтон университетини профессори шан робертсни зиярәт қилип, униң бу мәсилә һәққидики көзқарашлирини игилигән. Профессор шар робертс бу мәсилә һәққидә пикир қилип, уйғурлар диярида немә үчүн қаршилиқ һәрикәтлириниң оттуриға чиқиватқанлиқини, бу һәрикәтләрниң болса хитай һөкүмити тәрипидин “террорлуқ” дегән нам астида бастурулуватқанлиқини чүшинишниң муһимлиқини тәкитләйду.
Профессор шан робертсниң қаришичә уйғурларниң хитайға қарши чиқишидики сәвәбләр көп қатламлиқ болуп, буниң бири уйғурларниң “өз вәтинимиз” дәп қараватқан уйғурлар диярида өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң болмаслиқи икән. Униң пикричә хитай даирилириниң “террорлуқни бастуруш” намидики аталмиш “бихәтәрлик тәдбирлири” болса маһийәттә уйғурларниң қәлбидики ярини техиму ечиштуруватқан йәнә бир амил икән.

У бу һәқтә сөз болғанда хитай һөкүмитиниң 2001-йилидин башлап йолға қоюп келиватқан “ислам дини уйғурларни хитайға қарши террорлуқ һуҗуми қозғашқа күшкүртмәктә” дегән мәзмундики тәшвиқат темисиниң он нәччә йилдин буян хәлқни қаймуқтуруп келиватқанлиқини, мушу сәвәбтин уйғурларда әкс әткән һәрқандақ шәкилдики наразилиқниң ипадисини қилчә иккиләнмәстин террорлуққа бағлаш, шуниңдәк һәрқандақ шәкилдики ислам диниға даир паалийәтләрни әсәбийликкә вә террорлуққа бағливелиштәк бимәниликниң садир болуватқанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Униң қаришичә, бу хил тәдбирләр уйғурлар диярида хәлқни бастурушни мәқсәт қилған “бихәтәрлик муһити” ни барлиққа кәлтүргән, буниңдики муһим нуқта болса дөләт механизминиң уйғурларни идарә қилишиға мәркәзләшкән. Буниң билән уйғурларниң һәрқандақ һәрикити назарәт астиға елинип, уйғурлардин чиққан һәрқандақ мәзмундики сиясий сада бөшүкидила тунҗуқтуруветилгән. Уйғурларниң бу әһваллар сәвәбидин келип чиққан наразилиқи болса уйғурларниң зорлуқ билән қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиридә ипадиләнгән. Униңчә бу хилдики “аччиқини чиқириш” һәрикәтлириниң юқири пәллиси сүпитидә 2009-йили йүз бәргән “5-июл вәқәси” ни көрситиш мумкин икән. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:
“мениңчә бу йәрдики мәсилә шуниңдики, һазир барғансери көплигән кишиләр әпсуслуқ ичидә мәвҗут мәсилиләрни ипадиләштә мушу хилдики зораванлиқ усулини таллашқа мәҗбур болуватиду. Йәнә мушу сәвәб түпәйлидин барғансери көп сандики уйғурлар өз вәтинини тәрк етип чәтәлләргә чиқип қораллиқ һәрикәтләргә арилишишқа йүзлиниватиду. Буни болса хитай һөкүмити уйғурларниң чәтәлләрдә террорлуқ гуруппилириға қатнашқанлиқи һәққидики һекайиләр қатарида базарға селиватиду. Шуңа буниңға тарих нуқтисидин қатламлар бойичә қариғинимизда шундақ дейишкә болидуки 1990-йиллардин башлап хитай даирилири тәдриҗий йосунда бу райондики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишкә башлиди. Әмма өткәнки тарих шуни ишарә қилидуки бу хилдики бихәтәрлик муһити һечқачан иҗабий нәтиҗә елип кәлгән әмәс, әксичә буниңдин пәйда болидиғини техиму җиддийликкә толған муһит вә зорлуқ һәрикәтлири болди. Шуңа бихәтәрлик тәдбирлирини бурунқидинму күчәйткәндә әһвал яхшилиниду, дәп дәп ишәнч қилишниң һечқанчә асаси йоқ. Буниңдин пәқәт техиму җиддий болған муһит вә техиму йүксәлгән зорлуқтин башқа нәрсә вуҗудқа чиқмайду.”

Бу мәсилә һәққидә дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики алаһидә вәкили қәһриман ғоҗамбәрди өз пикрини биз билән ортақлишип, хитайниң һазир хәлқарадики омуми вәзийәт һәмдә сүрийәдики террорчиларға қарши һәрикәтләрни суйиистемал қиливатқанлиқини тәкитлиди. Униң пикричә хитай “террорлуққа қарши туруш” дегән нам астида уйғурлар дияридики һәрбий вә сақчи қошунини зорайтиш арқилиқ уйғурларға қорққақ селишниму мәқсәт қилған болуши мумкин икән.

Бу хилдики иҗтимаий қорқунч пәйда қилиш һәмдә униң иҗтимаий үнүми һәққидә профессор шан робертис өзиниң толиму гуманда икәнликини билдүриду. Униңчә мәсилини бу хил йосунда һәл қилиш толиму һамақәтликтин башқа нәрсә әмәс икән. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:
“буниңда мениң демәкчи болғиним, биз шинҗаң уйғур аптоном районида ‛сақчи дөлити‚ қурулушиниң тохтавсиз йүксилиши арқисида ғайәт зор дәриҗидики бир иҗтимаий қорқунчниң пәйда болуватқанлиқиға шаһит болдуқ. Әмма мениңчә омумән қилип ейтқанда қорқунч пәйда қилиш мәзкур район даирисидә мәвҗут болуватқан җиддийликни юмшитишниң үнүмлүк усули әмәс. Бу хилдики тәдбирләрниң йолға қоюлуши әмәлийәттә һөкүмәтниң уйғурларни контрол қиливатқанлиқи һәмдә уйғурларни җазалаватқанлиқини көрситип бериду. Һалбуки мәдәнийәт җәһәттики бу хил қорқунч туйғуси әмәлийәттә вәзийәтни техиму яманлаштурувәтти.”

Хитай һөкүмитиниң “уйғурларниң террорлуқ һуҗуминиң алдини елиш” дегән намда уйғурлар диярида әскәр вә сақчиларни көпәйтиши һәққидә пикир қилған қәһриман ғоҗамбәрди хитайниң “уяқтин шәпә берип буяқтин һуҗум қилиш” дегәндәк шәкилдә өзлириниң “бир бәлвағ-бир йол истратегийиси” ни оңушлуқ әмәлгә ашурушқа тиришиватқанлиқини һәмдә хитайниң кәлгүсидә оттура асия районлириға әскәр киргүзүш еһтималлиқиниму чәткә қеқишқа болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Профессор шан робертсниң қаришичә “террорлуқ” аталғуси билән “бихәтәрлик мәсилиси” пәрқлиқ болған чүшәнчиләр болуп, булар һазир хитайда һәрқачан арилаш қоллинилмақта икән. Әмма “террорлуқ” ниң һазирқи хәлқара өлчими бойичә қариғанда уйғурлар дияридики зорлуқ һәрикәтлирини “террорлуқ һәрикити” дәп баһалаш толиму гуманлиқ, шундақла чәк басмайдиған йәкүн икән. Гәрчә мәлум сандики уйғурларниң сүрийәдә җәң қиливатқанлиқи һәммә билидиған пакит болсиму уларниң һәрикитини “террорлуқ маһарәтлирини мәшиқ қилиш” дегәндин көрә “даимлиқ җәң һәрикәтлиригә арилишип қалғанлиқ” дейиш тоғрирақ болидикән. Униң қаришичә навада сүрийәдики ашу уйғурлар растинила өзлири дегәндәк хитайға қайтип келип хитай билән уруш қилишқа мувәппәқ болалиса у һалда уларни “террорчилар” дейиш яки “әркинлик җәңчилири” дәп аташ тәбиий йосунда һәрқайси сиясий гуруһларниң өз ғайиси асасидики сиясий соаллар болуп қалидикән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
elshir_nawayi-esiri
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.