хитайдики "террорлуққа қарши уруш" вә уйғурлар мәсилиси (2)

ئۇيغۇر ئېلىدا خىتاي قوراللىق كۆچلىرىنىڭ تېررورلۇققا قارشى ئېلىپ بېرىۋاتقان مانېۋىرىدىن كۆرۈنۈش.
уйғур елида хитай қораллиқ көчлириниң террорлуққа қарши елип бериватқан маневиридин көрүнүш. (CCTV)

0:00 / 0:00

уйғурлар диярида 2016-йили авғусттин башлап иҗра қилишқа башлиған "террорлуққа қарши туруш низами" хәлқараниң диққити вә тәнқидигә дуч келиватқан бир пәйттә, алақидар кишиләр бундақ бир қанун арқилиқ террорлуқни чәклимәкчи болғанлиқ, әмәлийәттә әң әқәллий инсан һәқлириниң техиму дәпсәндә болушиға йол ачидиғанлиқини тәкитлиди. бу мунасивәт билән биз бир қисим мутәхәссисләр билән сөһбәтләштуқ һәмдә хитайниң "террорлуққа қарши күрәш" дегән намдики бастуруш һәрикәтлиридә уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләрни муһакимә қилдуқ.

дуня миқясида террорлуқ вә бихәтәрлик мәсилиси ортақ темиға айланған вәзийәттә, хитайниң бу омумий еқимға қистурулуп кириши билән, хитайниңму "террорлуқниң зиянкәшликигә учраватқанлиқи" өткән йигирмә йилға йеқин мәзгилдә изчил тәкитләнди. буниң әң йеңи нәтиҗиси болса хитайда мақулланған "террорлуққа қарши қанун" вә уйғурлар диярида униң қошумчә мәзмуни сүпитидә елан қилинған "террорлуққа қарши туруш низами" да әкс әтти.

бу алақидар қанунлар иҗра болғандин буянқи мәзгилдә, униң қандақ үнүм қазанғанлиқиға даир мәсилиләр тәйвәндики нәнхуа университетиниң профессори яң шийө вә тарих пәнлири доктуранти скот романюкниң қәлимигә мәнсуп "террорлуқ вә хитайдики террорлуққа қарши туруш: башқичә шәкилдики террорлуққа қарши уруш" сәрләвһилик мақалидә тәпсилий муһакимә қилинди.

мақалә апторлириниң қаришичә, уйғурлар диярида бу қанунлар иҗра болушқа башлиғандин буян нуқтилиқ қилип мусулманларни "радикал" яки "әсәбий" дәп қараш хаһиши рошән һалда ешип барған. буниңға мас һалда хитайда ислам вәһимиси вә "террорлуққа қарши" һәрикәтләр мунасип дәриҗидә йүксәлгән. йәни мундақчә қилип ейтқанда, район миқясида муқимлиқ вәзийити бурунқидинму начарлишип маңған.

мақалә апторлири бу һәқтики алақидар мәсилиләр һәққидә тохталғанда, буниңдики изчил сәл қарилип кәлгән бир нуқтиниң диққәттин сақит болуватқанлиқини алаһидә тәкитләйду. уларниң пикричә, хитай компартийиси өзлири йолға қоюватқан миллий сиясәтләр һәққидә шу сиясәтләрниң обйекти болған милләтләр билән һечқачан сөһбәтлишип бақмиған. йәнә келип һөкүмран орундики хитай компартийисигә хас бу хил тарихий характер һазирму вә кәлгүсидиму өзгәрмәй давам қилидикән. мана мушу хил характердики партийә һөкүмранлиқ қиливатқан һакимийәт болса, өз нуқтинәзиригә мустәһкәм йепишқан һалда мәсилиләрни көзитиш һәмдә уни һәл қилишниң "өзгичә" усуллирини йолға қоюп кәлмәктә икән.

биз бу һәқтики мәсилиләрдин хитайниң уйғурлар диярида түрлүк низамнамиләр һәмдә алақидар бәлгилимиләрни йолға қоюватқанлиқини, буларниң болса "террорлуқниң алдини елиш" дегән намда шәрһлиниватқанлиқини сориғинимизда, мақалә апторлиридин яң шийө бу хил усулниң әксичә үнүм бериштин башқа нәтиҗә елип кәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди. у бу тоғрилиқ мундақ деди: "мениңчә, хитай компартийиси йолға қоюватқан бу хил дөләт сиясәт вә низамнамиләрни әксичә үнүм бериватқан чарилар, дейиш мумкин. чүнки, мән шундақ ойлаймәнки, бу һал дуня миқясида ортақ болған бир һәқиқәтни йорутуп бериду: һәрқандақ бир террорлуқ һәрқачан зулумға қайтурулған инкас сүпитидә оттуриға чиқиду. бу һәрқачан шундақ болиду. шуңа қәйәрдә бирәр террорлуқ һәрикити оттуриға чиқидикән, шу җайда җәзмәнки, бир түрлүк һәқсизлиқ яки зулум һөкүм сүргән болиду. шуңа бу хилдики низамнамиләр әмәлийәттә шу җайда бир түрлүк һәқсизлиқниң мәвҗутлуқиниң испати. шундақ болғаникән, бу хил низамнамиләр җиддийлишиватқан вәзийәтни юмшитишниң орниға техиму көп зорлуқ һәрикәтлиригә сорун һазирлайду. мениң буни әксичә үнүм беридиған сиясәт, дейишимниң сәвәби мана мушуниңда. шуниң үчүн хитай компартийиси бу хил тәдбирләрни йолға қоюшниң орниға шинҗаңдики уйғур хәлқигә пайдилиқ болған иҗтимаий параванлиқни йолға қоюши лазим, дәп ойлаймән. мушуниң билән бир қатарда тилға елишқа әрзийдиған йәнә бир муһим нуқта шуки, хитай компартийиси мунасип чарә-тәдбирләрни қоллиниш арқилиқ охшаш болмиған етник тәркибләргә, охшаш болмиған мәдәнийәтләргә, шуниңдәк охшаш болмиған турмуш шәклигә һөрмәт қилишни өгиниши лазим. демәк, террорлуқ һадисилирини бастуруш йоли билән түгитимән, дейиш пәқәтла техиму көп террорлуқни барлиққа кәлтүриду. шуниң үчүн бу пүтүнләй хата болған бир түрлүк сиясәт, халас."

униң қаришичә, һәқиқий мәнидики террорлуқ мәвҗут болмиған районда, бу хилдики дөләт һакимийитигә таянған һалда йолға қоюлған сиясәтләр бир қатар әксичә ақивәтләрни елип келидикән, җүмлидин охшаш болмиған хәлқләрниң әқәллий һәқ- һоқуқлирини дәпсәндә қилишни шараит билән тәмин етидикән. шу қатарда хәлқ арисидики һәрқандақ аммиви тәшкилатларниң мәвҗут болушиму һөкүмәт үчүн тәһдит, дәп қаралғанлиқтин, пуқраларниң бу хилдики тәшкилатлар арқилиқ өз авазини аңлитиш имканийити болмайдикән. әксичә бу хил тәшкилатлар һөкүмәтниң контроллуқиға чүшүп қелип, хәлқниң һөрлүкини боғидиған, шундақла "террорлуққа қарши күрәш" кә һәмдәм болидиған органларға айлинип қалидикән.

мақалидә көрситилишичә, хитай дөлити террорлуққа қарши қанун вә низамларни елан қилиштин илгири, өзлириниңму террорлуқ вә террорлуқ һәрикәтлири һәққидики бирәр системилиқ нәзәрийиси мәвҗут болмиған. 1990-йиллири хитай иқтисадий җәһәттә баш көтүрүшкә башлаватқан болғачқа ички җәһәттики җиддий өзгиришләр асаслиқ сөз темиси болуватқан мәзгилләр болған. бу мәзгилләрдә хитайда террорлуқ һәрикәтлириниң йүз бәргәнлики һәққидиму ғәрб дуняси һечқандақ мәлуматларни аңлимиған икән.

ашундақ тарихий арқа көрүнүш астида, әмди келип хитайниң бирдинла "уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлири хәлқарадики террорлуқ һәрикәтлири билән бағлинишлиқ болуватиду" дегән йәкүнни чиқарғанлиқи бир қисим мутәхәссисләрни гаңгиритип қоюватқанлиқи мәлум. австралийә дөләтлик университетиниң профессори майкил кларк бу һәқтә тохтилип, хитайдики йетәкчи орунда туруватқан бу хил қарашниң оттуриға чиқишида ички вә ташқи амилларни нәзәрдә елишниң муһимлиқини тәкитләйду. у бу һәқтә мундақ деди:"мушу мәсилиләр һәққидики соалларға мунасивәтлик муназириләрдин уйғурлардики ‹бөлгүнчилик› вә ‹террорлуқ› хаһиши һазир характер җәһәттә дөләт чеграсидин һалқиған мәсилиләр болуп қапту, дегән йәкүн келип чиқиду. бу пәвқуладдә әһвалниң қачан вә қандақларчә шундақ бир йүзлинишкә маңғанлиқини тоғра тәсвирләш үчүн, алди билән муну икки түп һадисини диққәттин сақит қилишқа болмайду. буниң бири, 1991-йили совет иттипақиниң һалак болуши һәмдә оттура асияниң мустәқиллиқни күтүвелиши, шуниңдәк 1990-йиллири радикал исламниң бу районға қошна болған афғанистанда баш көтүрүши; йәнә бири болса, тәбиийки, 11-сентәбир вәқәси. һәр икки вәқә хитай һөкүмитиниң уйғурлардики ‹террорлуқ тәһдити› ни қандақ бир мәйдандин көзитишигә рошән дәриҗидә тәсир көрсәтти. буниңға мас һалда оттуриға чиққан тәдбирләрни сорисиңиз, мән шуни дейәләймәнки, хитай дөлитиниң буниңға қарши қолланған сиясәтлири мәйли ички җәһәттин болсун яки ташқи сиясәт нуқтисидин болсун, үнүмлүк нәтиҗә елип келәлмиди. әмди сиясий җәһәттин елип ейтсақ, уйғурлардин келидиған ‹террорлуқ тәһдити› ни характер җәһәттә чегра һалқиған, дәп җәзмләштүрүшкә қарита шуни дегүм келиду: шинҗаңда, шуниңдәк хитай тәвәсидә омумйүзлүк һалда уйғурларни сиқип чиқириш һәмдә чәттә қалдуруш хаһиши әмәлийәттә бу районда әслидинла мәвҗут болуп келиватқан сиқип чиқириш шәкиллирини техиму юқири пәллигә чиқарди."

майкил кларкниң қаришичә, хитай дәватқан "уйғурлардики террорлуқ" мәсилиси һәққидә ойлиништин аввал, алди билән бу хил "террорлуқ" ниң вуҗудқа келишидики түп сәвәбләрни диққәттин сақит қилишқа болмайдикән. чүнки сәвәб яхши анализ қилинмиғанда, нәтиҗә һәққидики һөкүмниң хата болуп қелиш еһтималлиқи чоң болидикән.

майкил кларкниң пикричә, хитай һөкүмитиниң "чәтәлләрдики уйғурларниң һәммиси зораванлиқ билән қаршилиқ көрситишни тәрғиб қилиду" дәп қаришиниң һәмдә шу арқилиқ уйғурлардики "террорлуқ" ни хәлқара арқа көрүнүшкә егә, дейишиниң асаси йоқ икән. у чәтәлләрдики бир қисим уйғурларниң һәқиқәтәнму бәзи террорлуқ тәшкилатлириға бағлинишлиқ икәнликини инкар қилмисиму, йәнә зор сандики уйғур җамаитиниң, җүмлидин дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң уйғурларниң һәқ- һоқуқлири үчүн қиливатқан күрәшлирини етирап қилиш лазим, дәп қарайду.

биз бу мәсилә һәққидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанатни зиярәт қилғинимизда, у алди билән, уйғурлар дияридики зорлуқ вә қаршилиқ һәрикәтлириниң келип чиқишидики түплүк сәвәбни айдиңлаштурмай туруп, уйғурларниң "террорлуқ һәрикәтлири" һәққидә һөкүм чиқиришниң йоллуқ болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

мәлум болушичә, хитайниң "бир бәлвағ, бир йол" истратегийисиниң әмәлгә ашурулушиға әгишип, бихәтәрлик мәсилиси йеңиваштин күнтәртипкә келиватқан болуп, уйғурларниң "террорлуққа қарши туруш" дегән дөләт сиясити баһанисидә йәнә қандақ бастурушларға дуч келидиғанлиқи һәққидә һәр хил мөлчәрләр оттуриға чиқмақта икән.