Уйғурлар дияридики террорлуққа қарши туруш тәдбирлири вә униң ақивити (1)
2017.09.07
Уйғурлар дияридики сиясий вә мәдәнийәт саһәсидә иҗра болуватқан тәдбирләр район миқясидики қаршилиқ паалийәтлириниң бир муһим сәвәби икәнлики һәққидә мулаһизиләр болуватқанда, хитай һөкүмитиниң бу қаршилиқ һәрикәтлирини дуня миқясидики “җиһадий” һәрикәтләргә бағлашқа урунуп келиватқанлиқи мәлум. Буниң билән “террорлуқ” мәсилиси бойичә йиллардин буян издинип келиватқан мутәхәссисләр бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири билән бағлинишлиқ болған һадисиләр, болупму аз сандики уйғур қачқунлириниң шәрқий-җәнубий асиядики “җиһадий” һәрикәтләр билән болған мунасивити һәққидә тохталди.
Хитай һөкүмити өткән бирнәччә йилда зор күч билән иҗра қиливатқан тәдбирләрниң бири “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш” болуп, нөвәттә хитай һөкүмитиниң бу хил урунушлириниң хитайға қошна җайлардиму җиддий давам қиливатқанлиқи мәлум. Һалбуки, хитай һөкүмити өзлирини “террорлуқниң қурбанлири” дәп дуня миқясида һесдашлиққа вә қоллашқа егә болушни истәп йүргәндә һәрқайси җайлардики хәлқләр, болупму шәрқий җәнубий-асия районидики хәлқләр хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш” урунушлириниң арқисиға йошурунған бәзи “сир” ларни көрүп йәткәнлики диққәт қозғимақта.
Америкидики җеймис тавн фонди башқуруватқан “террорлуқ көзәткүчиси” журнилиниң 15-авғуст нәшр қилинған санида елан қилинған “уйғурлар вә хитайниң район характерлик террорлуққа қарши туруш тиришчанлиқлири” сәрләвһилик мақалә әнә шу саһәгә беғишланған әң йеңи мақалиләрниң бири һесаблиниду.
Америка дөләт мудапиә университетиниң профессори закарий абузаниң қәлимигә мәнсуп бу мақалида аптор алди билән уйғурларниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ көрситиштә немә үчүн дуняви рәвиштә тонулған бир қисим террорлуқ тәшкилатлири қолланған зорлуқ васитилирини қолланғанлиқиға қарап чиқишни тәвсийә қилиду. Профессор закариниң қаришичә, аз сандики бир қисим уйғурларниң йәр шари миқясидики “җиһадий” һәрикәтләргә қошулуп қелиши тасадипий һадисә әмәс икән.
Униң пикричә, уйғурлар дияридики бастуруш һәрикәтлиридә зәрбигә учриған уйғурларниң сани 2013-йилидин буян изчил ешип маңмақтикән, йәнә келип бу уйғурлар асасән дегүдәк “бөлгүнчилик” вә “террорлуқ” җинайәтлири билән әйибләнгән икән. Хитай даирилири уйғурлар диярида уйғурларниң қаршилиқини зор сандики һәрбий күч арқилиқ бирақла бастуруп ташлашни ойлап йүргәндә уйғурларниң бу хилдики қаршилиқи район дарисидин һалқип бейҗиңдики тйәнәнменға машина арқилиқ һуҗум қилиш һәмдә кунмиң пойиз истансисидики пичақлиқ һуҗум вәқәлирини оттуриға чиқарған икән.
У, зияритимиз җәрянида уйғурлардики зорлуқ күч арқилиқ қаршилиқ көрситишниң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ деди:
“мениңчә буниңдики һәқиқий сәвәбләр яки мундақчә ейтқанда аз сандики бир қисим кишиләрниң зорлуқ һәрикәтлиригә йүзлинип кетишидики сәвәбләр хитай һөкүмитиниң зулум характерлик сиясәтлиридур. Йәнә бир яқтин хитай һөкүмити изчил һалда өзлири дуч келиватқан мәсилиләрни мувапиқ йосунда һәл қилишниң бирәр йолини тепишни халимайватиду. Бу саһәдә һәммигә тонулған уйғур зиялийси илһам тохтиниң қолға елиниши буниң бир мисали. У хитай дөлитидики мушу мәсилиләрни диалог йоли арқилиқ һәл қилишни тәшәббус қилған. Мушундақ бир вәкиллик шәхсниң қолға елиниши, уйғурларға өз дәрдини нормал һәмдә қанунлуқ йоллар арқилиқ аңлитишта башқа һечқандақ имканийәтниң қалмиғанлиқини көрситиду. Әпсуслинарлиқ йери шуки, мушундақ қийин әһвал тәбиий йосунда кишиләрни зорлуқ йолиға мәҗбурлайду. Буниң билән шинҗаң яки шәрқий түркистанда аз сандики бир қисим кишиләр мана мушундақ әһвалға дуч келиватиду. Һалбуки, хитай һөкүмити мушу азғинә кишиләрниң зорлуқ һәрикәтлиригә һәддидин зиядә күчлүк болған һуҗум билән җаваб қайтурмақта. Бу болса өз нөвитидә техиму көп уйғурларни қолиға қорал елишқа мәҗбур қилмақта.”
Профессор закарийниң қаришичә, хитай һөкүмити 1990-йиллиридин башлапла уйғурларниң миллий кимлики вә ислам етиқадини хитайниң дөләт бихәтәрлики үчүн бир тәһдит, дәп һесаблап кәлгән. Буниң билән мушу икки саһәгә четишлиқ кичиккинә һадисиләрму системилиқ бастурушниң обйектиға айланған һәмдә уйғурларни тәдриҗий һалда өз вәтинини тәрк етип, чәтәлләргә көчүп кетишкә мәҗбур қилған. 2009-Йилидики “5-июл вәқәси” болса уйғурларниң зор санда чәтәлләргә көчүп кетишини тезләткән. Нөвәттә иҗра болуватқан мусулманчә исимларни өзгәртиш, сақал-бурут вә яғлиқ артишни чәкләш қатарлиқ тәдбирләр болса бу хил бастурушниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини көрситип беридиған әң типик мисалларниң бири икән.
Профессор закари чәтәлләргә көчүп кетишни истәватқан уйғур қачқунлириниң мушу йосунда шәрқий-җәнубий асия райониға, җүмлидин вийетнам, малайшия, һиндонезийә қатарлиқ җайларға йетип кәлгәнликини ейтиду. Униң пикричә бу кишиләрниң мутләқ көп қисми түркийәгә беривелишни ойлап йүргән болуп, улардин аз сандики бир қисминиң қандақ болуп шәрқий-җәнубий асияда террорлуқ һәрикәтлиригә арилишип қалғанлиқи техичә бир сир һаләттә турмақта.
У бу һәқтә мундақ деди: “оттура шәрқтики террорлуқ һәрикәтлири һәққидә мән бирнәрсә дейәлмәймән, чүнки мениң тәтқиқатим шәрқий-җәнубий асия районини мәркәз қилиду. Әмма шуни кесип ейталаймәнки, шәрқий-җәнубий асияда пүтүнләй пәрқлиқ болған икки түрлүк һадисә йүз бәрмәктә: бири, зор сандики уйғур қачқунлири шәрқий-җәнубий асия арқилиқ йөткиливатқан болуп, улар ахирқи һесабта түркийәгә кетишни мәқсәт қилған. Бу болса шәрқий-җәнубий асиядики уйғурларниң мутләқ көп қисмини тәшкил қилиду. Йәнә бири мушу уйғурлардин бармақ билән санивалғудәкла адәм ирақ, сүрийә, афғанистан қатарлиқ җайларға кетиш яки өз алдиға йеңидин бирәр террорлуқ гуруһи болуп тәшкиллиниш орниға шәрқий-җәнубий асиядики қораллиқлар гуруһиға қошулуп кәтти. Буниңға зади неминиң сәвәбкар икәнлики маңиму қараңғу. Биз төт уйғурниң һиндонезийәдә қолға елинғанлиқини билимиз. Әмма уларниң немә үчүн һиндонезийәни таллиғанлиқи, уларниң қандақ болуп ‛шәрқий һиндонезийә қораллиқ гуруһи‚, йәни мит билән арилишип қалғанлиқи һәққидә техи ениқ бирәр җавабқа егә болғинимиз йоқ.”
Профессор закарийниң қаришичә, уйғур қачқунлириниң шәрқий җәнубий асияда пәйда болуши һәмдә шу җайдики қораллиқ гуруһларға қатнишиши нөвәттә “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ни җиддий иҗра қиливатқан хитай һөкүмити үчүн йеңидин бир баш ағриқи болуп қалған. Шәрқий җәнубий асия райони “бир бәлвағ бир йол қурулуши” дики муһим районлардин бири болупла қалмастин, әң муһими уйғурларниң бу райондики қораллиқ күчләргә қошулуп кетиши хитайниң күтмигән йеридин чиққан йәнә бир һадисә болған.
У бу тоғрилиқ тохтилип мундақ дәйду: “мениңчә уйғур қораллиқлириниң тосаттин шәрқий-җәнубий асияда пәйда болуп қелиши хитай һөкүмитини бәкму һәзрәттә қалдурди. Шуниң билән биргә бу хитай үчүн бир чоң сигнал болди. Чүнки хитай һөкүмити узундин буян нәзирини афғанистандин үзмигән һәмдә бу җайдики ‛база‚ тәшкилати билән четишлиқ болған гуруһлар қатарида җәң қиливатқан шәрқий түркистан мустәқилчи күчлири вә башқа уйғур қораллиқлириниң һәрикитини көзитип келиватқан иди. Йәнә келип бу һәрқачан хитай һөкүмитиниң асаслиқ нишанлиридин бири болуп келиватқан җай иди. Шу сәвәбтин шәрқий-җәнубий асияда уйғурларниң бундақ бир йеңи террорлуқ гуруһи пәйда болуш билән хитай буниңдин олтуралмай қалди. Бу уйғурларниң бәзилири һиндонезийәдә қолға елинған һәмдә йәнә бәзилири һиндонезийә һөкүмитиниң қораллиқ һуҗумлирида өлтүрүлгән болсиму ашу уйғурлар илгири һиндонезийәдики бирнәччә қетимлиқ террорлуқ вәқәлиригә иштирак қилған иди. Йәнә бир яқтин һиндонезийә вә малайшияда бурундинла наһайити җанлиқ паалийәттә болуватқан террорлуқ гуруһлири мәвҗут болуп, бир қисим уйғурлар ашу тәшкилатларға арилишип қалған иди. Шуңа хитай һөкүмити бу хил дуняви бағлиниш һадисисидин бәкла әндишигә чүшүп қалди. 2015-Йили авғустта йүз бәргән баңкоктики бомба партлаштин кейин болса хитай һөкүмити толиму пәришан болди.”