Хитайниң террорлуққа қарши туруш йеңи пилани кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди
2015.12.21
Хитай һөкүмити өзиниң террорлуққа қарши туруш йеңи қолланмисиға бәзи өзгәртишләрни киргүзүп, хитайниң мәмликәт миқяси вә уйғур районида террорлуққа қарши туруш һәрикитини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини елан қилди.
Хитай һөкүмити уйғур райони, хитайниң дөләт ичи вә хәлқара террорлуққа қарши туруш һәрикитиниң йеқинқи “бөлүнүши вә өзгириш әһвали” ға қарап, өзиниң террорлуққа қарши туруш қолланмисиға өзгәртиш киргүзгән.
Хитай даирилириниң ашкарилишичә, мәркизи органлар билән һәр қайси өлкиләрниң террорлуқ истихбарати алмаштурушини күчәйтиш, уйғур районида истихбарат топлашни хитайниң мәмликәт миқяси билән пүтүнләштүрүш қолланмидики муһим нуқтиларниң бирикән.
Мәзкур қолланма хитайниң 11-декабир үрүмчидә өткүзүлгән террорлуққа қарши туруш хизмәт йиғинида музакирә қилинған. Хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари миң җйәнҗу шу қетимқи йиғинға қатнашқан иди.
У хитай ахбаратлириға бәргән учурида, уйғур районида 98 % террорлуқ һуҗуминиң пиланлаш басқучида алди елинғанлиқини билдүрүп, мәзкур қолланма “хитай сақчилириға техиму көп "террорлуқ гуруһлар"ни улар һуҗум қозғаштин бурун йоқитиш имканийити яритип бериду” дегән.
Әмма, террорлуққа қарши бу хил аманлиқ тәдбири кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди. Уларниң қаришичә, ноқул аманлиқ тәдбири вәзийәтни мурәккәпләштүрүп, районда кишилик һоқуқ бузғунчилиқини давамлиқ еғирлаштуриду.
Германийә “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити”ниң асия ишлириға мәсул хадими улрих делиус, бундақ қаттиқ сиясәт уйғур районидики тоқунушни тинч һәл қилишқа һечқачан пайдилиқ әмәс, дәп көрсәтти. У, зораванлиқ зораванлиқни туғдуруватқанлиқини илгири сүрди.
Улрих делиус мундақ деди: “ биз һазирға қәдәр изчил шуни дәп кәлдуқ, хәлқара җәмийәтниң тәсирати шу, хитайда у пәйда қилған мәсилә бар. Биз бүгүн шәрқий түркистанда көргән еғир кишилик һоқуқ бузғунчилиқи зораванлиқни қозғиди. У йәрдә кишиләр һәқиқий бир тәшкиллик террорлуқ ториға уюшқан әмәс. Бәлки, у бир яки бир қанчә аилә кишилириниң һәрикити. Бу аилиләргә қарши уруш йеңи зораванлиқ вәқәлирини пәйда қиливатиду.
Мәсилән, бир қанчә һәптә аввал нәччә он киши өлтүрүлди. Уларниң ичидә кичик балилар бар, улар пәқәт шу аилиниң балиси болғанлиқи үчүнла өлтүрүлди. Бу бир паҗиә. Бу хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң паҗиәси”.
Хитай һөкүмити бу йил 18-сентәбир бай наһийәсиниң соған көмүркени террорлуқ һуҗумға учрап, 18 адәм өлтүрүлгәнлики, хитай аманлиқ күчлириниң йеқинда вәқә садир қилған 28 нәпәр терорчини өлтүргәнликини билдүргән.
Хитай һөкүмити һуҗумчиларни чәтәл ислами радикал күчлириниң тәсиридә меңиси ююлуп, ғазат қилиш нийитигә кәлгән террорчилар,дәп көрсәткән иди.
Улрих делиус әпәндиниң қаришичә, бу хил қаттиқ сиясәт бәзи уйғурларни террорлуқ гуруһи-даеш вә шуниңға охшаш хәлқара радикал гуруһларниң қойниға иттириду. Делиус, бу хитайға зор тәһдит пәйда қилипла қалмай, уйғур һәрикитиниң хәлқара образиға сәлбий тәсир көрситиду, деди.
Улрих делиус мунддақ дәйду: “ бизниң шәрқий түркистандики еғир кишилик һоқуқ бузғунчилиқи вәзийәткә қанчилик хәтәр елип келиватқанлиқидин хәвиримиз бар. Шуниң билән биргә, у райондики хәлқниң үмидсизлики ислам дөлити вә башқа радикал исламчиларниң ишиға яриши мумкин. Нурғун дөләтләр һазир уйғур мәсилисиниң радикал исламчилар тәрипидин козир қилип қоллиниливатқанлиқиға диққәт қиливатиду. Бу пүткүл уйғур мәсилиси үчүн зор хәвп.”
Бәзи анализчиларниң көрситишичә, хитайниң террорлуққа қарши йеңи тәдбири хәлқара террорлуққа қарши күрәш вәзийитидики йеңи өзгиришкә маслишишни мәқсәт қилғаникән.
Хитай җ х министири гу шиңкун җ х министирлиқи вә хитай террорлуққа қарши туруш хизмәт гурупписиниң өткән һәптики йиғинида, һәр қайси өлкә, алақидар һөкүмәт аппаратлириниң ички вә хәлқара террорлуққа қарши туруш вәзийитидики “йеңи өзгириш вә йөлүнүшкә маслишиши”ни тәкитлигән.
Әмма бәзи уйғур паалийәтчиләр, хитай һөкүмитиниң террорлуқни баһанә қилип, уйғур мәсилисидики һәл қилишқа тегишлик һалқилиқ мәсилиләрни йепиватқанлиқини илгири сүрди.
Д у қ ниң баш катипи нурмәмәт мусабай мундақ дәйду: “ әгәр хитай һөкүмити 2016- йили йәнә өзиниң бурунқи сәнимигә дәссәп, уйғурларға қаттиқ зәрбә берип, тутуп вә қаттиқ қоллуқ билән муамилә қилса, у йәрдики һәрикәт бесиқмайду. Чүнки, уйғурларға бир таллаш, бир деризә бәрмиди. Уйғурларниң гепини аңлап беқип, зади немә дәйсән, демиди. Болмиса, хитайниң нурғун тәкшүрүш өмики шәрқий түркистанға кәлди. Нурғун тәкшүрүшләрни елип барди. Лекин һечқайсиси юқириға я тоғра доклат қилмиди, я тоғра доклат қилған болсиму, хитай мәркизи һөкүмити яки аптоном районлуқ һөкүмәт қулақ салмиди.
Мәсилә зади немә, һәл қилайли, дегән ойға кәлмәй, бастуруш, қолға елиш, уйғур мәсилисини йоққа чиқириш тәрәпкә кетип бариду. Бундақ болса 2016- йилиму тинҗимайду. ”
Нурмәмәт мусабай йәнә, һазирқи хитай һөкүмити һәл қилишқа тегишлик әң һалқилиқ мәсилә, уйғурларниң аптоном район ишлирида өз өзини идарә қилишиға йол қоюштур, дәп көрсәтти.
Нурмәмәт мусабай мундақ деди: “ алди билән хитайниң өзиниң асасий қануниға өзи һөрмәт қилиши керәк. Иккинчи, хитай әң болмиғанда бизгә золап таңған аптономийә қануниға болсиму һөрмәт қилиши керәк. Буни һәл қилиши керәк. Бу йәрдики уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини бериши, тил йезиқини чәклимәслики, диний әркинликини чәклимәслики керәк. Хәлқимизгә иқтисади җәһәттә хитайлар билән баравәр муамилә қилиши керәк, хитайларға иқтисади җәһәттин йешил чирағ йеқип берип, уйғурларға қизил чирағ йеқип қойидиған иш болмаслиқи керәк. Ундақ десәк хитай биз бериватимиз, дәп 4-5 байни көрситиду. Лекин бу йәрдики мәсилә қутқузуш пули, мийипларни йөләш пули әмәс. Омумән, уйғурларниң иқтисади җәһәттин өз өзигә игә болуш һоқуқини бериши керәк. ”
Хитай җ х министири гу шиңкун министирлиқниң өткән һәптидики йиғинида оттуриға қойған йәнә бир мәсилә, торни контрол, истихбарат хизмити вә хәлқара һәмкарлиқни күчәйтиш, мәсчи вә диний сорунларни башқурушни күчәйтиштур.
У, мәһәллидики гуманлиқ паалийәтләрни һөкүмәткә мәлум қилған пуқраларни мукапатлайдиған “мукәммәл” бир система оттуриға қойған, әмма хитай ахбарати буниң қандақ мукәммәл система икәнклики һәққидә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән.