Сиясәтшунас константин сиройежкин: һазир барлиқ һәрикәтләрни террорлуқ һәрикәт сүпитидә көрситиш модиға айланди
2014.08.19
Кейинки вақитларда уйғур диярида орун еливатқан қанлиқ вәқәләрни террорлуқ һәрикәт билән бағлаштуруш адәткә айланди. Бу болупму хитай вә хитай мәлуматлириға асасланған дуняниң бәзи аммивий ахбарат васитилири елан қиливатқан учурларда пат - патла байқалмақта. Мулаһизичиләр уйғур ели вә дуняниң башқа мәмликәтлиридә йүз бериватқан әнә шундақ қанлиқ вәқәләрниң келип чиқиш мәқсити вә сәвәблиригә көрә өз тәхминлирини оттуриға қоймақта.
Қазақистанлиқ сиясәтшунас константин сиройежкин радиомиз зияритини қобул қилип, терррорчилиқ чүшәнчиси вә шу мунасивәт билән уйғур елидики қанлиқ вәқәләр һәққидә өз қарашлирини билдүрди.
Соал: террорчилиқ дегән немә? бу чүшәнчиниң бирәр ениқлимиси барму?
Җаваб: бу қийин мәсилә, сәвәби униң ениқлимилири көп, әмма омумий қобул қилинған ениқлимиси бүгүнки күнгичә йоқ.
Соал: буниң қандақ бәлгилири бар?
Җаваб: биринчидин, һәр қандақ террорлуқ һәрикәт - бу сиясий һәрикәттур. У сиясий мәқсәтни көзләйду, йәни у бирәр сиясий қарарни қобул қилиш мәқситидә сиясий рәһбәрликкә тәсир қилиш иқтидариға игә. Мәсилән, тутқунларни азад қилиш, қанунларға қандақту бир өзгиришләрни киргүзүшни тәләп қилиш вә һаказа; иккинчидин, у қорқутуш, көп санлиқ аһалини чөчитиш мәқситини көзләйду. Шуңлашқа сақчиханиларға һуҗум қилиш вәқәлирини, сақчиларни өлтүрүш вәқәлирини террорлуқ һәрикәт, дәп қаримаслиқ керәк. Бу террорчилиқ әмәс. Бу җинаий ишлардур. Әмди кунмиңда болған вәқәгә кәлсәк, у йәрдә сәккиз пичақтин оттуз адәм өлгән. Бу йәрдә, әлвәттә, қорқутуш елементлири бар. Шундақла, 2009 - йил июл вәқәсидин кейин адәмләргә йиңнә билән һуҗум вәқәси йүз бәрди. Буму аһалини қорқутуш елементиға ятиду. Буларниң һәммисини террорлуқ һәрикәт сүпитидә қарашқа болиду. Үрүмчи вогзалида болған вәқәму террорлуқ һәрикәт тизимиға ятиду, сәвәби у йәрдиму адәм чиқими көп болған. Террорчилиқниң йәнә бир бәлгиси - у яки бу террорлуқ тәшкилати қандақту бир террорлуқ һәрикәтниң әмәлгә ашқанлиқини өз һөддисигә елиши керәк. Кейинки чағларда бу һәқиқәтәнму йүз бериватиду.
Соал: мәлум болушичә, ахириқи вақитларда уйғур елида йүз бериватқан вәқәләрни террорлуқ һәрикәт билән бағлаштурмақта. Бу һәрикәтләрни хәлқара террорлуқ һәрикәтләр билән селиштурушқа боламду?
Җаваб: мән бу соалға қисмән җаваб бәрдим, дәп ойлаймән. Шинҗаңда орун алған кейинки һәрикәтләр, мәсилән, америкидики хәлқара сода мәркизигә қилинған һуҗум яки испанийиниң мадрид вогзалидики партлашқа охшаш кәң даиридики һәрикәтләр болмисиму, буларниң барлиқи бир йип билән бағланған вәқәләрдур. Бу вәқәләрниң бир характердики, бир мәзмундики охшашлиқини байқашқа болиду. Уларниң барлиқиниң бир мәркәздин башқурулушиму мумкин. Һәммиси мумкин. Әмди шинҗаңда қандақту бир террорлуқ тәшкилатларниң бар икәнлики һәққидә сөзләрму тарқиливатиду. Шуларниң бирәр программиси барму? йоқ. Көпинчә буниң һәммиси әпсанә. Шуңлашқа террорлуқ һәрикәт дегән бу интайин мурәккәп мәсилидур.
Соал: уйғур елида йүз бериватқан шундақ қанлиқ вәқәләрни тохтитиш үчүн немә қилиш керәк?
Җаваб: әлвәттә, иҗтимаий, иқтисадий мәсилиләрни, әң алди билән мәдәний мәсилиләрни һәл қилиш лазим. Улар гоя һәл болуватмақта. Лекин ялғуз һәрикәт қиливатқанларни, болупму диний асасқа игә болған һәрикәтләрни тохтитиш қийин болуватмақта. Бу йәрдә муҗаһитлар тоғрилиқ ейтип өтүш һаҗәт. Бейҗиңниң тйәнәнмен мәйданида, үрүмчи вогзалида йүз бәргән вәқәләрни әнә шу муҗаһитлар әмәлгә ашурди. Йәнә келип уларларниң пәйда болуши нормал иш әмәс. Омумән буниң барлиқини тохтитиш интайин қийин. Шундақла бу һәрикәтләрни сирттин қоллап - қуввәтләшниң тохтитилиши лазим. Хәлқарада һәммиси немә қилиш һаҗәтликини чүшәнсиму, амма һечким һечнәрсә қилмайватиду.
Соал: кейинки вақитларда уйғур елида елип бериливатқан өйләрни ахтуруш, пуқраларни тутуш вә башқиму ишлардин келип чиқиватқан қанлиқ вәқәләрни террорлуқ һәрикәт билән бағлаштуруш адәткә айланди. Бу тоғриму?
Җаваб: бу террорлуқ һәрикәт әмәс. Бу адәттики өз һоқуқлирини қоғдаш үчүн болуватқан ишлар. Уларниң һечкимни қорқутмайватқанлиқи очуқ көрүнүп туридиғу. Һазир барлиқ һәрикәтләрни террорлуқ һәрикәт сүпитидә ашуруп көрситиш модиға айланди. Сәвәби террорлуқ һәрикәт бәлгилириниң чегриси һазирчә толуқ ениқланмиғанлиқтин, һәр қандақ һәрикәтни террорлуқ һәрикәт маддиси астиға буриветиш оңай болуп қалди.