Илһам тохти гурупписи: “веймар кишилик һоқуқ мукапати ториниң һуҗумға учришида хитайниң қоли бар”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.11.08
Ilham-toxti-marten-ennals-mukapati-1.jpg Илһам тохти әпәнди мартен әнналс мукапати намзатлиқиға көрситилди. 2016-Йили апрел.
martinennalsaward.org

“веймар кишилик һоқуқ мукапати” тор бекитиниң бир мәсулиниң 6-өктәбир, йәни дүшәнбә күни радийомизниң хоңкоң бөлүми мухбириға билдүрүшичә, веймар шәһәрлик һөкүмәт ториниң “веймар кишилик һоқуқ” баш бети 3‏-ноябир күни тор бузарларниң қайта-қайта һуҗумиға учриған. Буниң билән 2017‏-йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ға еришкән илһам тохти қатарлиқ мукапат саһиблириға мунасивәтлик учурларниң һәммиси ғайиб болған.

Мәзкур тор бекәттә бу йил 7‏-айниң башлирида 2017‏-йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң илһам тохтиға лайиқ көрүлгәнлики елан қилинған иди.

Радийомиз мухбириға “веймар кишилик һоқуқ мукапати” тор бекитиниң һуҗумиға учриши интайин әпсуслинарлиқ иш дәп билдүргән веймар шәһәрлик һөкүмәтниң мәсул хадими, тор һуҗуминиң сақчиға мәлум қилинғанлиқини ейтқан. У, гәрчә һазирчә һуҗумниң ким тәрипидин вә қәйәрдин кәлгәнлики ениқланмиған болсиму, буниң арқисида хитай бар дәп гуман қиливатқанлиқини илгири сүргән.

Радийомиз мухбириниң зияритини қобул қилған “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң мәсули җохан, тор бекитиниң бу йил 7-айдин буян хаккерларниң һуҗумиға учрап кәлгәнликини, тор бекитидики 3 йилдин буян йиғилған материялларниң йоқап кәткәнликини билдүргән. У йәнә 7-ай мәзгилидә мәзкур органға телефон қилип, өзини хитай консулханиси хадими дәп тонуштурған бир аялниң илһам тохтини кишилик һоқуқ мукапатиға көрсәтмәслик һәққидә агаһландурғанлиқини илгири сүргән.

Радийомиз зияритини қобул қилған д у қ ниң баш катипи долқун әйса, “хитайда өзгириш” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәсули сав яшө вә башқа бир қанчә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири шуниңдәк хитайни көзәткүчиләр бирдәк тор һуҗумида хитайниң қоли барлиқини илгири сүргән.

Бу йил 48 яшқа киргән илһам тохти 2014-йили 1-айда бейҗиң сақчилири тәрипидин қолға елинип, шу йили-9 айда үрүмчидә ечилған сотта дөләтни парчилаш қатарлиқ җинайәтләр артилип муддәтсиз кесилгән иди. Һазир үрүмчидики 1-түрмидә җаза муддитини өтәватқан илғам тохти әпәнди, 2017‏-йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң саһиби болғандин башқа, хәлқараниң даңлиқ кишилик һоқуқ мукапатлиридин бири болған “әркинлик мукапати” ғиму еришкән.

Уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди бу йил йәнә явропа бирликиниң кишилик һоқуқ алий мукапати болған “васлав хавел мукапати” ға еришкән һәмдә сахароф мукапатиға намзат көрситилип, сахароф мукапатиниң талланған ахирқи төт намзати қатариға киргән һәмдә 2016-йили “мартин әнналис мукапати” ғиму еришкән иди.

Веймар шәһириниң 2017‏-йиллиқ “кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасими 10‏-декабир “хәлқара кишилик һоқуқ күни” өткүзүлиду. Хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға вакалитән германийәдә паалийәт қиливатқан илһам тохти гурупписидин әнвәрҗан әпәнди мукапат тапшурувалидикән.

Илғам тохтиниң “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ни өз ичигә алған бу бир қатар хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға көрситилишидә германийәдә қурулған “илһам тохти гурупписи” ниң алаһидә роли ойнап кәлгән. Бу гуруппиниң рәиси әнвәр җан әпәндиниң билдүрүшичә, тор бузарлириниң “веймар кишилик һоқуқ мукапати” тор бекитигә қаратқан һуҗуми қобул қилғили болмайдиған бир иш болсиму, бу вәқә әксичә хәлқара җәмийәтниң илһам тохти мәсилисигә болған диққәт-етибарини йәниму ашурушқа түрткә болидикән.

Әнвәрҗан әпәнди йәнә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлиридин бири болған “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ға илһам тохтиниң лайиқ көрүлүши хитайни биарам қилғини үчүн бу тор һуҗумини елип барған болуши мумкин дәп пәрәз қиливатқанлиқини оттуриға қойди. У, “илһам тохтиниң бу мукапатқа еришиши уйғурларниң кишилик һоқуқиниң хәлқарада етирап вә һимайә қилинғанлиқиниң бир испати. Шуниң билән бир вақитта у йәнә хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши бир сигнал. Бу әлвәттә уйғур үчүн шәрәп, хитай үчүн номус,” деди.

Веймар шәһәрлик парламенти бу йил 7‏-айниң башлирида бирдәк қарар мақуллап, 2017‏-йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң илһам тохтиға лайиқ көрүлгәнликини елан қилған. Веймар шәһәрлик һөкүмәт шу мунасивәт билән елан қилған баянатида, “мәзкур мукапат илһам тохтиниң тинчлиқ вә диалог чақириқини яңритип, униң қоюп берилишигә түрткә болушини үмид қилимиз,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.