Мутәхәссисләр хитай тәшвиқатидики бәхтлик хитай йигит-уйғур қиз тойлиридин немиләрни көрмәктә?
2023.03.31
Хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сиясити уйғур елидә йәнила еғир дәриҗидә давам қиливатқанлиқи билдүрүлмәктә. Буни көрситип беридиған нуқтилиқ мәсилиниң бири, хитай һөкүмити даирилириниң ашкара һалда уйғур қиз-чоканлириниң гүзәлликини базарға селиш арқилиқ, хитай көчмәнлирини уйғур елигә йәрләштүрүшкә қизиқтуридиған никаһ обйектиға айландуватқанлиқидур. Буни хитай көчмәнлириниң вә һәтта бәзи хитайниң тәшвиқатини қиливатқан уйғурларниң тарқитиватқан, уйғур-хитай тойлири, уйғур қизлириниң милләтләр ара никаһқа қарита қарашлири һәққидики қисқа видийолиридинму көрүвелиш мумкин.
Ши җинпиң рәиси болуп, уйғур диярини тунҗи қетим рәсмий зиярәт қилғандин кейинла, “милләтләр ара қошулушини илгири сүрүш” тәдбирлири рәсмий йолға қоюлушқа башлиди. -2014 Йили авғустта чәрчән наһийәлик партком вә хәлқ һөкүмити “уйғур вә хәнзу икки милләттин никаһланған аилиләрни риғбәтләндүрүш чариси” елан қилип, уларға 10 миң йүәндин мукапат беридиғанлиқини җакарлиши хитаб компартийәсиниң уйғур ейида һакимийәт йүргүзгәндин буян тунҗи қетим һөкүмәт һөҗҗити сүпитидә оттуриға чиққан “чари” си болуп қалди. Шуниңдин кейин уйғур-хитай икки милләттин тойлашқан аилиләрни бәс-бәстә тәшвиқ қилиш башланди.
Болупму-2016 йили, уйғурларниң 18 яштин 40 яшлиққичә болған никаһ йешидики әрлири асасий салмақни игилигән чоң тутқун вә лагер сиясити, йәни ирқий қирғинчилиқ башланғандин буян уйғур қизлириниң хитай көчмәнлиригә мәҗбурий никаһлиниватқанлиқидәк мәсилиниң еғирлаватқанлиқи мәлум. Һәтта, хитайлар билән никаһлинишқа қарши чиққанлиқ “әсәбийликкә қарши туруш қануни” дики “әсәбийликниң ипадилиридин бири”, “икки йүзлимичи” санилип, еғир җазаға учрайдиғанлиқиму ашкарилинип кәлгәниди.
Хитайниң уйғур аилисигә күйоғул болушидин, уйғур қизиниң хитайларға келин болушиғичә
Һалбуки уйғур диярида 10йилға йеқин вақиттин буян, уйғур қизлириниң хитайларға мәҗбурий ятлиқ қилиниши давам қилип кәлмәктә.
Хитай даирилири нөвәттә һәтта хитайларға тәгкән уйғур қизлириниң иҗтимаий таратқулар арқилиқ өзиниң милләтләр иттипақлиқи аилисини тәшвиқ қилишиға мәйдан һазирлап бәргән болуп, хитайниң довйин қатарлиқ таратқулирида гүли дегәндәк исимлар билән бу тор чолпанлири хитайларниң: “уйғур қизлири хитайлар билән той қилишни қобул қиламду ?”, “уйғур билән хитай той қилса дөләт қанчә пул бериду?”, “аилиси уларниң той қилишиға тосқунлуқ қиламду ?” дегәндәк бәст-бәстә сориған соаллириға, “уйғур қизлири әлвәттә хитай йигит билән той қилишни халайду. Һечқандақ тосқунлуққа учримайду. Һазир арилаш той қилидиғанлар бәк җиқ, пул берип риғбәтләндүрүшниңму орни йоқ” дегәндәк җавабларни беришиду.
Йеқинқи пәйтләрдә, америкадики лагер шаһити зумрәт давут өзиниң фәйсибок бетидә һәмбәһрлигән буниңға даир видийолар, уйғурларниң мәзкур мәсилигә қарита әндишисини күчәйтипла қалмай, уйғурларни көзитип келиватқан тәтқиқатчиларниңму диққитини тартмақта.
Илгирики бу хил той мурасим видийолирида, уйғур қизлар билән өйләнгән хитай әрләр бешиға уйғурчә доппа кийип, уйғурларниң уйғурларниң нахша-музикилири, қаидә йосунлири вә өрп-адәтлири бойичә той өткүзүлүватқанлиқи мәлум болатти. Әмма һазир йеңи тарқиливатқан видийоларда болса, охшашла оғул тәрәп хитай, қиз тәрәп уйғур әмма, уларниң хитайчә кийинип, той мурасиминиму пүтүнләй хитайчә йосунда өткүзүлүватқанлиқидәк йеңи бир һадисини байқаймиз.
Бу хил видийолардин биридә, бир уйғур келинчәкниң тойға қатнишалмиған ата-анисиға көңүл сөзлирини уйғур тилида ейтишқа иҗазәт сорайду вә йиғламсирап туруп “дада, апа, бүгүн мениң тоюм болди, әмма силәр йоқ, мениң бирму уруқ туғқиним йенимда йоқ. . . .” дәйду. Бу видийоға инкас язған чәтәлләрдики көзәткүчиләр вә уйғурлар хитайчә кийиндүрүлгән, хитайчә той мурасимдики бу бичарә келинниң тойдики ипадилири, йиғламсириған авазиға йошурунған азаблири хитайға мәҗбурий никаһланғанлиқидин шәпә беридиғанлиқини анализ қилмақта.
Хитай кадир: уйғур қизлири билән той қилған хитайларниң балилири чирайлиқ болиду
Йиллардин буян радиомиз мухбирлириниң уйғур диярида давам қиливатқан мәҗбурий никаһ сияситигә қарита ениқлашлири давамида, уйғур районидики һәр дәриҗилик йәрлик һөкүмәтлириниң уйғур әрлирини кәң көләмдә лагерларға қамиған бир вақитта, уйғур қиз-аяллирини хитай әрлири билән той қилишқа қистап келиватқанлиқи, бир тәрәптин милләтләр ара той қилғанларға нәқ пул билән мукапатлиниш, туралғу билән тәминлиниш қатарлиқ сиясәтләрдин бәһримән қилса, йәнә бир тәрәптин хитай әрлири той қилишни рәт қилса, җаза лагерлириға киридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селинғанлиқи дәлилләнгәниди.
Районда уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған уйғур қизлирини хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлаш тактикиларниң йәнә қандақ йосунда давам қиливатқанлиқини игиләш үчүн, уйғур диярниң охшимиған җайлириға телефон қилип мәлумат игилидуқ.
Ақсу шәһәр айкөл йезилиқ һөкүмәт хәлқ ишлири идарисидин пең фамилилик бир хитай бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
-Силәрниң бу җайда милләтләр ара той қилғанлар арисида қайси милләтләр арисида бир қәдәр омумйүзлүк?
-Әтрапимизда уйғур хитай никаһлиниш көп учрайду. Һәр хил өлкиләрдин кәлгәнләр бәк җиқ. Уйғурлар билән йәнә қазақлар билән той қилған хитайлар бир қәдәр көп, сичүән вә хенәндин буяққа келип ишләватқан вә яшаватқанлар бир қәдәр асаслиқ салмақни игиләйду. Мениңчә бундин кейин бундақ милләтләр ара той қилидиғанлар техиму күп болиду дәп ойлаймән.
-Бундақ милләтләр ара той қилидиғанларниң йеқиндин буян көпийип қелишиға немә сәвәб болди?
-Илгири заманларда, миллий өрп-адәт, турмуш усулида пәрқләр болғачқа анчә қоллап кәтмәйтти. Әмма һазир калла ечилип, пәрқләрму асасән қалмиди. Әтрапимизда уйғурлар билән хитайлар той қилған мисаллар бәк җиқ, бундин кейин арилаш той қилидиған аилиләр техиму көпийиду.
-Һөкүмәт аллибурун уйғурлар билән той қилғанларни мукапатлашни тохтатқан болса, хитайларни йәнә бу йәргә келип уйғур қизлири билән той қилишқа немә җәлп қилмақта?
-Уйғур қизлири һәммиси шундақ чирайлиқ келиду, хитай-уйғур той қилса туғулған балиси шалғутларға охшайду. Бу йәрдә уйғур қизлири билән той қилған хәнзуларниң туғулған балилири һәммиси бәк чирайлиқ.
Бәһримән қилса, йәнә бир тәрәптин уйғурлар әгәр хитай әрлири той қилишни рәт қилса, җаза лагерлириға киридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селинғанлиқи дәлилләнгәниди.
Районда уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған уйғур қизлирини хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлаш тактикиларниң йәнә қандақ йосунда давам қиливатқанлиқини игиләш үчүн, уйғур диярниң охшимиған җайлириға телефон қилип мәлумат игилидуқ.
Ақсу шәһәр айкөл йезилиқ һөкүмәт хәлқ ишлири идарисидин пең фамилилик бир хитай бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
-Силәрниң бу җайда милләтләр ара той қилғанлар арисида қайси милләтләр арисида бир қәдәр омумйүзлүк?
-Әтрапимизда уйғур хитай никаһлиниш көп учрайду. Һәр хил өлкиләрдин кәлгәнләр бәк җиқ. Уйғурлар билән йәнә қазақлар билән той қилған хитайлар бир қәдәр көп, сичүән вә хенәндин буяққа келип ишләватқан вә яшаватқанлар бир қәдәр асаслиқ салмақни игиләйду. Мениңчә бундин кейин бундақ милләтләр ара той қилидиғанлар техиму күп болиду дәп ойлаймән.
-Бундақ милләтләр ара той қилидиғанларниң йеқиндин буян көпийип қелишиға немә сәвәб болди?
-Илгири заманларда, миллий өрп-адәт, турмуш усулида пәрқләр болғачқа анчә қоллап кәтмәйтти. Әмма һазир калла ечилип, пәрқләрму асасән қалмиди. Әтрапимизда уйғурлар билән хитайлар той қилған мисаллар бәк җиқ, бундин кейин арилаш той қилидиған аилиләр техиму көпийиду.
-Һөкүмәт аллибурун уйғурлар билән той қилғанларни мукапатлашни тохтатқан болса, хитайларни йәнә бу йәргә келип уйғур қизлири билән той қилишқа немә җәлп қилмақта?
-Уйғур қизлири һәммиси шундақ чирайлиқ келиду, хитай-уйғур той қилса туғулған балиси шалғутларға охшайду. Бу йәрдә уйғур қизлири билән той қилған хәнзуларниң туғулған балилири һәммиси бәк чирайлиқ.
-Ундақта, немә үчүн бундақ милләтләр арилаш той қилғанлар ичидә сапла қиз тәрәп уйғур, немә үчүн уйғур әрлириниң хитай қизлири билән той қилған мисаллирини көргили болмайду?
-Бәлким хитай қизлар уйғур қизлиридәк гүзәл вә назинин әмәс болғанлиқидин болса керәк.
-Уларни өзлүкидин муһәббәтлишип той қилди дегән тәқдирдә, мубада у қизниң аилисидикиләр бу тойға қошулмиса улар, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилди дегәндәк җазалашқа учрамду?
У бир һаза ойлашқандин кейин “муһәббәтниң дөләт вә милләт чеграси болмайду. . .” дегәндәк җавабларни беришкә тиришти-ю, арқидин униң сөзини туюқсиз бир әр бөлди вә қәйәрдин телефон қиливатқинимизни сорап билгәндин кейин телефонни үзүвәтти.
Той мурасимлирини хитайлаштуруш арқисида
Райондики уйғур-хитай той мурасимлириниң видийолирида, көпинчә әһвалда той қилғучи йигит тәрәпниң хитай, қиз тәрәпниң уйғур икәнликидәк аламәт бәкрәк көзгә челиқиду. Әмма йеқинда мәйданға келиватқан пәрқ шуки, хитайларниң өрп-адәтлири бойичә кийинип той мурасиминиңму, һарақ тутуш, ата-анисиға йүкүнүп тәзим қилишқа охшаш, уйғурларға ят шәкилдә орунлаштурулғанлиқини көрүвалғили болиду.
Бу мәсилиләрни көзитип келиватқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай мәсилилири бойичә тәтқиқатчиси мая ваң ханим, йеқиндин буян мәйданға келиватқан бу хил уйғур-хитай той мурасим видийолириға қарита, өзиниң мулаһизисини радийомизға язма баян шәклидә әвәтти.
У мундақ дәп оттуриға қойған: “шинҗаңдики мәҗбурлаш муһити вә нәтиҗидә бу райондики хитай әрләр билән уйғур аяллар оттурисидики күч тәңпуңсизлиқини көздә тутуп, бу никаһларниң қанчилик дәриҗидә ихтиярий икәнликини баһалаш тәс. Райондики хитай даирилири йәнә түркий мусулманлири билән хәнзулар оттурисидики никаһни күнсери илгири сүрүп, арилашма аилиләрниң балилирини алий мәктәпкә кириш пурсити билән тәминлиди һәмдә хәнзу әрләрниң қандақ қилип ‛қәлбни утуш‚ тактикилири вә көрсәтмилири билән милләтләр ара бәхтлик әр-хотунлар тәшвиқатини торға чиқарди. Уйғур қиз, мусулман түркий милләт аяллириниң хитайниң зәрбә бериш һәрикитиниң нәтиҗисидә, хитай әрләргә ятлиқ болуш бесими күнсери күчийиватиду. Чүнки нурғунлиған яш түркий мусулман әрлири қолға елинған, шуниң билән бир вақитта буниңға никаһлинишқа еһтияҗлиқ нурғун хитай әрләр бар, уларниң көпинчиси партийә кадири, ниспий сиясий вә иҗтимаий иқтисадий күчкә игә. Һөкүмәт қоллиған бу никаһни рәт қилған яки қарши сөз қилғанлар, һөкүмәткә мәлум қилинип, халиғанчә тутуп туруш вә түрмигә солашқа охшаш өч елиш хәтиригә учрайду”.
Мая ваң йәнә өзиниң немә үчүн нөвәттә барғанчә бу хил хитайлар билән той қилишқа мәҗбур болған уйғур қизлириниң, әмдиликтә пүтүнләй хитайчә той қилишқа қарап йүзләнгәнликини мулаһизә қилип: “мениңчә бу, даириләрниң уйғур мәдәнийити вә өрп-адәтлиригә болған дүшмәнликиниң күнсери күчийишидин болған” дәп язған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик доклатида, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ елип барғанлиқини, әмәлийәттә бу бир ассимилятсийә сиясити вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қорали икәнлики көрситилгәниди.
Даириләр милләтләр арилишип той қилишини нормаллаштурушқа урунмақта
Америка вашингтон штатлиқ университетиниң тәтқиқатчиси, антрополуг дәррин байлер илгири “SupChina” намлиқ тор журнилида елан қилған “милләтләр ара тойлишиш дәвридики уйғурларниң муһәббити” намлиқ мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә мәхсус уйғур аяллирини нишан алған җинсийәт сиясити йүргүзүватқанлиқини вә тарихта тунҗи қетим уйғур аяллириниң дөләт аппаратлириниң җинсий нишаниға айланғанлиқини оттуриға қойғаниди.
Зияритимизни қобул қилған дәррин байлер, уйғур дияридики йеқинқи йүзлиниш һәққидә мундақ деди: “йеқиндин буян тарқиливатқан бу видийолар, хитай дөләт аппаратиниң уйғур қизлириниң хитай әрләр билән той қилишини нормаллаштурушқа урунуватқанлиқини көрситип бериду. -2015 Йилидин бурун, уйғурларға нисбәтән бундақ тойларға қатнишишму номуслуқ бир иш санилатти, бундақ тойда улар рәсимгә чүшмәк түгүл, тәбрикләшниму халимайтти. Әмма һазирқи әһвалларға қариғанда, даириләр бундақ тойларни күчәп тәшвиқ қилип, бу хил тойларға қатнишишни болса уйғурларниң хитай һакимийитигә болған садиқлиқини синайдиған мәйданға айландурған. Уйғурлар бу хил тойға мақул болуш вә қатнишиш арқилиқ, өзлири вә аилисидикиләрни лагерға елип кетилиштин сақлашқа мәҗбур. Даириләрниң тәһдитлири астидики бу тойларни әркин никаһ дегили болмайду. Һазир йәнә бу хил тойларниң уйғур тили вә яки уйғур өрп-адәтлиридин мустәсна һалда, пүтүнләй хитайчә өткүзүлүшкә йүзләнгәнлики әкс әтмәктә”.
Дәррин йәнә мундақ деди: “әлвәттә һөкүмәт түрлүк иҗтимаий таратқуларда җәлпкар чолпан уйғур қизлирини чиқирип тәшвиқ қилиш, йәрлик даириләр бу хил тойларни қоллайдиғанлиқи вә мәнпәәтләндүрилидиғанлиқини йәниму көп хитайларға билдүрүш билән хитайларни уйғурлар билән тойлишишқа қизиқтуруш арқилиқ уларни уйғур дияриға йәрләштүрүшни мәқсәт қилған”.
Хитай ичкири өлкисидин йеқинда уйғур елигә көчүп келип қәшқәрдә кийим кечәк дукини ечиватқан бир хитай әр, өзини уйғур елигә келишкә қизиқтурған амилниң немә икәнликигә мундақ җаваб бәрди: “һәммә адәм шинҗаң яхши җай дейишиду, униң үстигә уйғур қизлири бәк гүзәл, уларниң тойлуқ тәлипиму юқири әмәс, улар өй, машина дегәнләргә қизиқип кәтмәйду. Шуңа мән хитай яш әрләрниң шинҗаңға келип той қилишини қоллаймән”.
Наһайити һаяҗанда өзиниң уйғур қизидин бирни тепип өйлиниш хияллирини сөзләватқан бу хитай әр бизниң: “сән қәшқәрдә бир мәзгил яшапсән, әтрапиңда уйғур әрлириниң анчә көрүнмәслики сениңдә соал пәйда қилмидиму?” дегән соалимиздин әндикти вә дәрһал телифонни үзди.