Доналд трамп хитайға қандақ сиясәт йүргүзиду?

Мухбиримиз ирадә
2016.12.16
donald-trump.jpg Америкидики җумһурийәтчиләр партийисиниң вәкили доналд трамп сайлам җәрянида сөзләватқан көрүнүш. 2016-Йили 8-ноябир, ню йорк.
AFP

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, америкиниң сайлам ғалиби призидент доналд трампниң америкидики “фокс” телевизийисиниң программисиға қатнашқанда хитай һәққидә қилған сөзлири бирқанчә күндин буян америка вә шундақла башқа хәлқара мәтбуатларниң қиззиқ нуқтисиға айланди. У, хитай һөкүмитиниң өзиниң тәйвән президентиниң тәбрик телефонини қобул қилишиға арилишишиға қарита наразилиқини ипадиләп, “мән хитайниң мени башқурушини халимаймән. У маңа кәлгән бир тәбрик телефони турса, немишқа бир башқа дөләт маңа бу телефонни алсаң болиду яки болмайду дәйдикән? мәнчә бу наһайити һөрмәтсизлик” дегән. Шундақла, америкиниң бир хитай сияситигә бағлинип қелишиниң зөрүрийити йоқлуқини билдүргән иди. Доналд трампниң бу сөзлири хитайни қаттиқ биарам қилди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси гең шуаң буниңға қайтурған инкасида “әгәр бир җуңго сиясити талаш-тартишқа ечилидиған вә яки өзгиридиған болса, икки дөләтниң ортақ тәрәққияти вә һәмкарлиқидин сөз ечиш мумкин әмәс” деди. Һәтта хитайниң һөкүмәт авази дәп қарилидиған “йәр шари вақти гезити” пәйшәнбә күнидики баш мақалисидә, “хитай қорал күчи арқилиқ тәйвәнни қайтурувелиши керәк” дегән ибариләрни ишләткән.

Мәлум болушичә, доналд трамп 1979-йили америка президенти җиммий картер дипломатик мунасивәтләрдә хитайни рәсмий етирап қилип, тәйвәнни “җуңгониң бир қисми” дәп тонуғандин бери, президент сайлимида ғәлибә қилипла тәйвән билән алақә қилған тунҗи америка президенти болғачқа, һазир хәлқара мәтбуатларда трамп мәзгилидики америка-хитай мунасивәтлири һәққидә мулаһизиләр көпәйди. С н н телевизийисиниң хәвәр қилишичә, бәзи көзәткүчиләр трампниң демократик вә көп партийилик тәйвән билән йеқинлишишини қарши алған болсиму, бирақ йәнә бәзи көзәткүчиләр тәйвән мәсилисиниң интайин сәзгүрлүкини, уни козур қилғанда асанла контролдин чиқип кетип, икки дөләтниң мунасивәтлиригә зиян бериши һәтта тинч окянда бир қораллиқ тоқунуш билән нәтиҗилиниши мумкинликини билдүргән.

Биз бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн бир қисим уйғур зиялийлирини зиярәт қилдуқ. Америкидики уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәнди америкиниң тәйвән мәсилисидики позитсийиси үстидә тохтилип мундақ деди: “тәйвән америкиниң қоллишидики вә һамийлиқидики бир җай. Килинтон һөкүмитидин тартип һазирғичә америка тәйвәнни бәк алдинқи пиланға қоймай, хитай билән болған мунасивәтлирини күчләндүрүшкә тиришип кәлди. Шуңа трампниң тәйвән мәсилисидә бундақ гәп қилишиму чәктин ешип кәткәнлик әмәс. Әмди хитайму өзини сәл биливелиши керәк”.

“вал стрит журнили” да елан қилинған “хитайниң тәкәббурлиқидин кейин әмди нөвәт трампқа кәлди” мавзулуқ мақалидә көрситилишичә, һазир хитайниң иқтисадий кәйнигә чекиниватқан бир мәзгилдә, америка иқтисади яхшилинишқа қарап йүзләнмәктикән. Униң үстигә трампниң иқтисадий пиланлири америка иқтисадий хитай болмисиму охшаш тәрәққий қилидиған башқа саһәләргә йүзлинидиғанлиқидин бишарәт бериватқан болуп, иқтисадий җәһәттин алғанда, хитайниң америкиға көрситидиған сәлбий тәсиридин бәк әнсирәшниң орни йоқ икән. Бирақ, хитай иқтисадидики чекиниш яки икки дөләт мунасивитидики бузулуш башқа дөләтләргиму тәсир көрсәткәнликтин нурғун дөләтләр буниңға қарши туруши мумкин икән. Шуңа бир қисим көзәткүчиләр, америкиниң тәйвән мәсилисини козур қилимән, дейишини хата, дәп қарайдикән.

Хитай ишлири мутәхәсисиси доктор әркин әкрәм әпәнди болса, трамп бу сөзни һәргизму алдирақсанлиқ билән деди, дәп қаримайдиғанлиқини ейтти.

Трамп сайлам паалийәтлири мәзгилидила америкиниң һазирқи хитай сияситини тәнқидләп кәлгән. Униң үстигә трампниң буш һөкүмитидә хизмәт қилған вә хитайға қаттиқ қол сиясәт йүргүзүш тәрәпдарлиқи билән тонулидиған җон болтонни америкидики иккинчи муһим әмәл болған дөләт ишлири министирлиқиға тәйинләшни ойлишиватқанлиқиму диққәт қозғайдиған нуқтиларниң бири икән. юқиридикиләр трамп һөкүмитиниң хитайға нисбәтән пәрқлиқ сиясәт йүргүзидиғанлиқини ипадиләмду? бу һәқтә доктор қаһар барат әпәнди мундақ деди : “шундақ дейишкә болиду. Мәнчә америка хитайға қаратқан сиясәтлиридә бир қисим өзгиришләрни елип бериши мумкин”.

Әркин әкрәм әпәндиму сөзидә, бәк зор өзгириш күткили болмисиму, әмма йәнила һазирқи һөкүмәттин қаттиқрақ бир сиясәт йүргүзиду, дәп қарайдиғанлиқини, чүнки қуруватқан һөкүмәт кабентиға талланған кишиләрниң шуни көрситидиғанлиқини ейтти.

Доналд трамп һазирғичә сөзлиридә америкиниң өз иши билән мәшғул болуши керәкликидәк бир идийини илгири сүрүп кәлгән. У хитайни башқа мәсилиләрдә тәнқид қилған болсиму, әмма һазирғичә кишилик һоқуқ хатирисини тилға елип бақмиди. Қаһар барат әпәнди бу мәсилиниң трамп һөкүмитиниң күн тәртипидә бәк орун алмайдиғанлиқини билдүрди. Әмма әркин әкрәм әпәнди америкини америка қиливатқан қиммәт қаришиниң кишилик һоқуқ вә демократийә икәнликини тәкитләп, бу мәсилиниң ахири берип йәнила трампниң күн тәртипигә келидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.