Биңтүән аяллирини туғушқа риғбәтләндүрүп, уйғур аяллирини туғуттин чәкләш
2025.03.10

Хитай башқурушидики “шинхуа тори” 10-март “6 өлкә вә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни туғуш ярдәм пулини шәхсләрниң қолиға тапшурушни омумйүзлүк әмәлийләштүрди” Намлиқ бир хәвәр тарқатқан. Хәвәрниң мәзмунидин қариғанда, бу хил “туғут ярдәм пули” пәқәт биңтүәндила толуқ әмәлийләшкән болуп, аталмиш “шинҗаңда қисмән әмәлийләштүрүлгән”. Бу хәвәргә қариғанда, биңтүән аяллириниң көп пәрзәнтлик болуши риғбәтләндүрүлүватқанлиқи ениқ. Һалбуки, хитайниң биңтүән аяллирини туғушқа риғбәтләндүрүши, хитайниң уйғур аяллириға йиллардин бери йүргүзүп кәлгән түрлүк шәкилдики туғут чәкләш, аталмиш “аз туғуп, тез бай болуш” сиясәтлири билән рошән пәрқ шәкилләндүрмәктә. Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, биңтүән аяллири пәрзәнтлик болса, нәқ пул билән мукапатлинипла қалмастин, бәлки туғуш, күтүнүш вә бала беқишқичә болған барлиқ җәрянларда толуқ маашлиқ дәм елиштин бәһримән болидикән. Демәк, бу хил риғбәтләндүрүш типидики әвзәл сиясәтләр биңтүән аяллириниң туғуш қизғинлиқини өстүрүп, биңтүән нопусиниң техиму көпийишигә чоң тәсир көрситидиғанлиқи муқәррәр.
Әслидә, туғут сиясити шәхсниң әркинлики вә җәмийәтниң ярдими асасиға турғузулуши, әксичә милләт пәрқи сәвәблик чәкләнмәслики керәк иди. Әмма хитайниң уйғурларға қарита узун йиллардин буян йолға қоюп кәлгән “аз туғуш, тез бай болуш” сиясити, дәл уйғур аяллириниң туғуш әркинликини чәкләп, уйғур нопусиниң азийишида муһим рол ойниди. Уйғур нопусиға қоюлған бу хил тәңсиз чәклимиләр уйғурларниң уйғур елидики асаслиқ йәрлик милләт болуштәк нопус һалитини өзгәртип, уларни иқтисадий тәрәққиятта пайдисиз әһвалға чүшүрүп қойди. Хитайниң уйғурларға қарита йолға қойған “намратлиқни түгитиш вә бай болуш үчүн аз туғуш” сиясәтлири уйғурларни бай қилиш орниға иқтисадий җәһәттә техиму намратлишишқа, нопус җәһәттә техиму азийишқа йүзләндүрди. 1990-Йили барин деһқанлириниң қаршилиқ һәрикәтлириму дәл мушу мәсилиләр сәвәблик йүз бәргәниди. Һалбуки, хитай бу һәрикәтни аталмиш “диний ашқунлуқ, бөлгүнчилик” қатарлиқ сиясий қалпақлар билән қарилап, өзиниң уйғур нопусини азайтиштәк әсли мәқситини йошуруп кәлди.
Иқтисадий нуқтидин қариғанда, нопус сиясити районниң универсал тәрәққияти үчүн мулазимәт қилиши, болупму аптономийә һоқуқиға игә болған милләтниң нопус бихәтәрликигә капаләтлик қилиши керәк иди. Әмма хитайниң уйғур аптоном районида йүргүзгән нопус сиясити уйғур аяллирини туғуштин чәкләш билән тәң, хитай көчмәнлирини уйғур елиға көпләп йөткиди. Ақивәттә, 1949-йили омумий нопусниң 5 пирсәнтигиму йәтмәйдиған хитай нопуси, нөвәттә, йәрлик уйғурлар билән сан җәһәттә асасән охшаш һаләткә йәтти. Буниңға қошулуп, хитайниң биңтүәнгә қаратқан түрлүк әвзәл сиясәт вә ярдәмлири уйғур елидә хитайларниң иқтисадий вә сиясий җәһәттә күчлинишигә асас болди. Уйғурлар болса буниң әксичә нопус җәһәттә азийиш, иқтисадий җәһәттә аҗизлашқа башлиди. Бу һаләт тәбиий һалда хитай тәшвиқатидики “муқимсизлиқ, миллий зиддийәт” ләрни оттуриға чиқарди. Һәйран қаларлиқи, гәрчә бу “муқимсизлиқ вә миллий зиддийәт” ниң баш сәвәбкарлири хитай өзи болсиму, лекин бастуруш вә йоқитиш сиясәтлириниң нишани пәқәтла уйғурлар болди.
Дәрвәқә, хитай аталмиш “туғут ярдәм пули” ни тарқитиштики мәқсәтниң, аялларниң һәқ-һоқуқлириға капаләтлик қилиш икәнликини тәшвиқ қилсиму, лекин уйғур аяллири бүгүн мәҗбурий туғут чәкләш, хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткиветилиш, хитай әрлири билән мәҗбурий тойлишиш қатарлиқ қаратмилиққа игә нопус сияситиниң қурбани болуп кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин буян хәлқаралиқ учур васитилиридә тарқиливатқан мунасивәтлик хәвәр, тәтқиқат доклатлиридики дәлилләрдин қариғанда, хитай даирилири уйғур аяллириға кәң көләмлик туғут чәкләш тәдбирлирини йүргүзгән. Хәлқара коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриан зензниң бу һәқтики тәтқиқат доклатида, 2015-йилидин буян уйғурларниң тәбиий көпийиш нисбитиниң тез сүрәттә төвәнлигәнлики; уйғурлар нопусниң көпийиши хитай бойичә әң төвән орунға чүшүп қалғанлиқи; охшаш мәзгилдә уйғурларға қарита кәң көләмлик туғут чәкләш вә туғутниң алдини елиш сиясәтлири йүргүзүлгәнлики оттуриға қоюлған.
Йиғинчақлиғанда, хитай һөкүмити нөвәттә, аталмиш “туғут ярдәм пули” ни шәхсләрниң қолиға тапшурушни күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, лекин бу тәминаттин бәһрилинидиғанларниң биңтүәнликләр болуши, хитайниң сахтипәзликини ашкарилап турупту. Йәни хитай нөвәттә, бир тәрәптин биңтүәнлик хитайларни туғушқа риғбәтләндүрүп, хәлқара җәмийәткә “шинҗаңда туғут чәкләш сияситиниң орниға, туғутқа риғбәтләндүрүш сиясити йолға қоюлған” дәк тәсир пәйда қилмақчи болған. Лекин йәнә бир тәрәптин уйғурларни туғуттин давамлиқ чәкләшни давамлаштуруватқанлиқи ениқ. Әксичә болғанда, бундақ бир сиясәт алди билән биңтүәндә әмәлийләштүрүлмәслики керәк иди. Хитай нөвәттә нопусиниң қерилишиши вә азийишқа йүзлиништәк нопус киризисқа дуч кәлгән болуп, нопусини җиддий көпәйтишкә моһтаҗ болмақта. Әмма хитайда нопусниң азийиши бир йәккә мәсилә болмастин, бәлки параванлиқ сиясәтлириниң мукәммәл болмаслиқи, иқтисадий киризис, кишиләрдики турмуш бесиминиң һәддидин зиядә еғир болуши қатарлиқ түрлүк амиллар билән бағланған мурәккәп бир мәсилидур. Һалбуки, хитай мушундақ бир мурәккәп мәсилини, уйғур қатарлиқ милләтләрниң нопусини чәкләш, уларға ирқий қирғинчилиқ қилиш бәдилигә һәл қилалиши мумкинму?
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]