Түркләрниң җасарити, уйғурларниң һаяҗини (1)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.07.15
germaniye-namayish-dolqun.jpg Хитай консулханиси алдида өткүзүлгән хитайға қарши намайиш. 2013-Йили 5-апрел, мюнхен.
RFA/Ekrem

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 6 йиллиқиниң алди-кәйнидә түркийә вә ғәрб әллиридә уйғурлар тәрипидин елип берилған хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлириниң юқири долқунға көтүрүлүшидә түрк хәлқиниң ярдәмлири зор рол ойниди.

Явропа вә түркийәдә бу йил рамзан айлирида хитайниң бастуруш сиясәтлиригә қарши көплигән паалийәтләр елип берилди. Болупму “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 6 йиллиқини хатириләш мунасивити билән уюштурулған намайишлар мисли көрүлмигән дәриҗидә чоң вә тәсирлик өткүзүлди. Түрк хәлқиниң зор ярдәмлири уйғурларни һәқиқәтәнму һаяҗанландурди.

Бу ярдәмләрниң мәнбәси немә? түркләрдики бу һесдашлиқниң уйғурларға, муһими түркийә дөлити вә хитайға көрситидиған тәсири қандақ? уйғур миллий давасиға йәнә әрәб ислам дунясиниң диққитини җәлп қилиш еһтимали барму? дегәндәк соаллар уйғурларниң хиял екранлиридин кечишкә башлиди.

Бу соалларниң җавабини тепиш үчүн, биз д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнивәрҗан вә д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ. Диққитиңлар бу сөһбәт хатирисидә болғай.

Соал: болупму, 2015-йили рамизанда мәйли түркийәдә, мәйли явропа әллиридә болсун, уйғурлар түрк хәлқлириниң зор қоллашлириға еришти. 10 Миңларчә түрк уйғурларниң намайиш сепигә қетилип, өз қериндашлириға болған һесдашлиқлирини әмәлий һәрикәтлири билән ипадилиди. Бу ярдәмләрдин сиз тасадипийлиқ һес қилдиңизму?

Әнивәрҗан: яқ, мән буниңдин тасадипийлиқ һес қилмидим. Чүнки, түрк хәлқи билән бизниң қан беғимиз бар, тарихий, мәдәний бағлинишимиз бар. Хитай һөкүмитиниң бастурушлири, болупму рамзан мәзгиллиридики зулуми мәтбуатларда кәң тәшвиқ қилинғандин кейин, түрк хәлқи қозғилип бизгә һесдашлиқлирини ипадиләшкә башлиди. Түрк вә әрәб ислам әллириниң диний зулумларға болған инкаслиридин өзимиз үчүн пайдилинишниң имканлирини издишимиз лазим.

Долқун әйса: мәнму тасадипийлиқ һес қилмидим. Чүнки уйғурлар билән түркләр тарихта ортақ тил, мәдәнийәт, ортақ динға игә болған охшаш бир хәлқ. Уйғур хәлқиниң түрк хәлқигә муһәббити бар. Өзлирини түрк ирқиниң бир қисми дәп қарайду. Түрк хәлқиму уйғурларни түрк миллитиниң бир парчиси дәп қарайду. Түрк хәлқиниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүши, һесдашлиқ қилиши, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәдә бундақ бир күчлүк сада пәйда қилиши әслидә нормал бир һадисә. Әмма һазирға қәдәр немишқа ундақ болмиди, дейилсә, гәрчә шәрқий түркистандики зулум йеңи мәсилә болмисиму, түрлүк сәвәбләр билән бу зулумни түркийәдә аңлитиш йетәрлик болмиди. Хитай зулуминиң күнсери күчийишигә әгишип, һазирқи учур, алақә васитилиридики қолайлиқлар, хитайниң буни контрол қилишқа аҗиз келиши сәвәблик, болупму рамзан мәзгиллиридики бастурушларни түркийәдә көпләп тәшвиқ қилиш имкани туғулди. Уйғур тәшкилатлириниң уйғурлар мәсилисини дуня вә түркийәдә тонутуш үчүн көрсәткән ғәйрәтлириниңму мәлум дәриҗидә роли болди. Түрк хәлқи мусулман хәлқ. Униң үстигә 600 йил ислам дунясиниң хәлипиликини өтигән, диний мәсилиләргә болған хусусийәтлири күчлүк бир хәлқ. Бу қетимқи түрк хәлқиниң уйғурларға болған һесдашлиқи, уйғурларни йетим санап кәлгән хитай үчүн бир зәрбә болди.

Соал: түрк хәлқиниң бу дәстәклириниң хитайға беридиған сигнали немиләрдин ибарәт, дәп ойлайсиз? сизчә, булар хитайниң уйғурларға қарита сиясәтлиригә тәсир көрситәләмду?
Әнивәрҗан: -әлвәттә, хитайға бәлгилик дәриҗидә сигнал бериду. Әмма хитай қанчилик чүшиниду, буни алдин пәрәз қилиш қейин. Демократик дөләт болғинида, бу қәдәр ғәляндин кейин униң тәсирини дәрһал байқаш мумкин иди. Хитайниң өзидә йүз бериватқан қаршилиқларни нәзәрдә тутқанда, буниң хитайға дәрһал бир реаксийә көрситишини мән күтәлмәймән. Әмма әслидә, бундақ сигналлар өз хәлқидин қорққан диктаторлар үчүн наһайити хәвплик һесаблиниду. Буни келәчәктә көримиз.

Долқун әйса: -хитай хәлқи шәрқий түркистанда йиллардин буян зулум сиясити йүргүзүп келиватқан болсиму, бу мәсилә түрк хәлқиниң вә дуняниң йетәрлик диққитини тартмиғанлиқи үчүн, хитай “иқтисадий җәһәттин күчләндим, дунядики күчлүк бир дөләткә айландим, халиғинимни қилалаймән, сиясий, иқтисадий, дипломатик күчлирим билән уйғурниң авазини уҗуқтуриветәләймән” дегән хам хиялларда болған бир мәзгилидә, явропа вә түркийәдики түркләрниң уйғурларға, шәрқий түркистанға болған һесдашлиқи хитайни һәйран қалдурди вә чөчүтти дәп ойлаймән. Чүнки бу қоллашлар уйғурларниң ялғуз әмәсликини, хитайниң йиллардин буян “мән бу уйғурни қанчилик әзсәмму дуняниң авази чиқмайду, мән халиғинимни қилалаймән” дәйдиған хата чүшинишигә нисбәтән қайта ойлиниш сигналини бәрди, дәп қараймән. Бу намайишлар, бу һәрикәтләр уйғурниң ялғуз болмиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң халиғинимни қилип, уйғурниң авазини боғуп, йәр йүзидин йоқ қиливетимән, дәйдиған сияситиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини, бу һәрикәтниң 80 милйон түркниң қоллишиға игә бир һәрикәт болғанлиқини, буниң сәл қарашқа болмайдиған бир мәсилә икәнликидәк сигнални бәрди, дәп ойлаймән. Хитай һөкүмити буниңдин дәрс алиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.