Түркләрниң җасарити, уйғурларниң һаяҗини (2)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.07.16
myunxen-xitay-konsul-namayish.JPG Хитай консулханиси алдида өткүзүлгән хитайға қарши намайиш. 2015-Йили июл, мюнхен.
RFA/Ekrem

5-Июл вәқәсиниң 6 йиллиқиниң алди-кәйнидә түркийә вә ғәрб әллиридә уйғурлар тәрипидин елип берилған хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлириниң юқири долқунға көтүрүлүшидә түрк хәлқиниң ярдәмлири зор рол ойниди.

Явропа вә түркийәдә бу йил рамзан айлирида хитайниң бастуруш сиясәтлиригә қарши көплигән паалийәтләр елип берилди. Болупму 5-июл вәқәсиниң 6 йиллиқини хатириләш мунасивити билән уюштурулған намайишлар мисли көрүлмигән дәриҗидә чоң вә тәсирлик өткүзүлди. Түрк хәлқиниң зор ярдәмлири уйғурларни һәқиқәтәнму һаяҗанландурди. Бу ярдәмләрниң мәнбәси немә? түркләрдики бу һесдашлиқниң уйғурларға, муһими түркийә дөлити вә хитайға көрситидиған тәсири қандақ? уйғур миллий дәвасиға йәнә әрәб ислам дунясиниң диққитини җәлп қилиш еһтимали барму? дегәндәк соаллар уйғурларниң хиял икранлиридин кечишкә башлиди.

Бу соалларниң җавабини тепиш үчүн, биз д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнивәрҗан вә д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

‏Соал : түрк хәлқиниң уйғурларни қоллаш һәрикәтлири түркийә дөлитиниң уйғурларға болған сияситигә тәсир көрситәлиши мумкинму?

Әнивәрҗан: бу мумкин. Әрдоғанниң ислам дуняси, хәлқара низамлар, мусулманларға болуватқан наһәқчилиқлар тоғрилиқ қилған сөз, баянатлири пүтүн ислам алимидә кәң инкас қозғиди. Түрк хәлқи әрдоғанға “ сән пүтүн ислам алими тоғрилиқ сөзләветипсән, әрәб алими тоғрилиқ сөзләветипсән, езиливатқан мусулманлар үчүн сөзләветипсән, өзүңниң қериндиши болған уйғурлар үчүн немишқа очуқ сөзлимәйсән, хитайниң алдида немишқа қаттиқ турмайсән дәп чиқиши мумкин. Әмәлийәттә шундақ дәватқанлиқини т в лардин көрүватимиз. Түрк хәлқиниң бу чуқанлири түркийәниң рәсмий сияситигә тәсир көрситиши мумкин дәп ойлаймән.

Долқун әйса: әлвәттә. Түркийә демократик бир дөләт. Түрк һөкүмити түрк хәлқиниң авази билән һакимийәт йүргүзиду. Хитайға охшайдиған диктатор бир һакимийәт әмәс. Түркийәдә қайси партийә һоқуқ йүргүзсун, хәлқниң һимайисидин айрилған һалда бир һөкүмәт мәвҗут болуп туралмайду. Бундақ әһвалдики түркийә һөкүмити хәлқниң авазиға қулақ салидиған, хәлқниң авазини аңлашқа мәҗбур болған вә шуниңға һөрмәт қилип иш елип баридиған бир һакимийәттур. Бундақ шараит астида, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәдә бу қәдәр кәң қоллашқа еришиши түркийә һөкүмитиниң шәрқий түркистан мәсилисидә техиму җиддий бир қәдәмләрни елишиға, шәрқий түркистан мәсилисидә техиму җиддий ойлинишиға, хитай билән болған дипломатик мунасивәттә техиму җасарәтлик болушиға һәм түрткә болиду, һәм мәҗбур болиду, дәп қараймән.

Соал: түрк дунясидики уйғурларни қоллаштин ибарәт бу тәсирни йәнә әрәб, ислам дунясиға кеңәйтиш мумкинчилики қанчилик?

Әнвәрҗан: әслидә наһайити яхши. Хәлқара учур васитилиридики қулайлиқ бизгә бундақ имканни бериду. Биз вәтән сиртидики уйғур тәшкилатлири болуш сүпитимиз билән әрәб, ислам дунясиға дәвайимизни қанчилик тиз, тәсирлик вә пиланлиқ тәшвиқ қилалисақ, бундақ һесдашлиққа чоқум еришәләймиз. Гәрчә бәзи һөкүмәтләр хитайпәрәст вә диктатор болсиму, хәлқи мусулманларниң бешиға күн чүшкәнни билсә, ярдәм қолини сунидиғанлиқиға көзүм йетиду.

Долқун әйса: әлвәттә, башқа әрәб, ислам әллири ара бағлиниш билән, шәрқий түркистанниң түркийә билән болған бағлиниши арисида пәрқ бар. Түркийидикидәк тәсирләрни у әлләрдә яритиш қейин. Әмма диний нуқтидин уларниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш мумкин. Хәлқара мәтбуатлардики хәвәрләр, түркийәдики һәрикәтләр әрәб, ислам әллирини тәсири астиға иттириду. Хитай уйғурлар мәсилисидә йиллардин буян дуняни алдап кәлди. Ғәрбкә нисбәтән уйғурларни мусулман террорчилар дәп яман көрсәткән болса, әрәб ислам дунясиға биздиму мусулманлар бар, дәп уйғурларни сетиш арқилиқ өзлирини исламни һимайә қилидиған бир һакимийәт қилип көрситип кәлди. Бизниң буниңға қарши тәшвиқат имканлиримиз чәклик болғачқа, хитай бу җәһәттә ғәлибә қилди. Шу сәвәбтин бүгүн ислам дуясида хитайни яман көридиған һөкүмәт вә хәлқ аз. Әмма йеқиндин буян йүз бәргән вәқәләр вә һәрикәтләр уларни ойғитип, өз қериндашлириға игә чиқиш сигналини бериду, дәп ойлаймән. Булар ислам дунясида уйғурларға болған һесдашлиқ, хитайға болған наразилиқ һәрикәтлириниң башлинишиға сәвәб болиду. Буниң мисалини, йеқинда бәзи ислам тәшкилатлири вә өлималар бирликиниң хитайни әйибләп баянатлар елан қилғанлиқидин көрүш мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.